Обзорчи җаң пиң: хитай фашизмға қарши уруш ғәлибисини фашистик усулда тәбриклимәкчи

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.08.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qeshqer-saqchi-herbiy-uyghur-qarshiliq.jpg Коча чарлаватқан хитай қораллиқ күчлири. 2014-Йили 3-март, қәшқәр.
Imaginechina


Германийәдики мустәқил обзорчи җаң пиң, хитай һөкүмитиниң фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқини фашистик усулда тәбриклимәкчи болуватқанлиқини әмәлий мисаллири билән оттуриға қойди.

20 - Авғуст германийә долқунлири радиосида “фашизмға қарши турушму, яки фашизмниң ғәлибисиму?” намлиқ обзор елан қилинди. Германийәдә яшаватқан мустәқил обзорчи җаңпиң бу обзорида, армийәни күчләндүрүш, җәмийәт контролини күчәйтиштә чекигә йәткән хитай һөкүмитиниң фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқини тәбрикләш үчүн фашистик усулларни қоллиниватқанлиқини әмәлий мисаллири билән оттуриға қойди.

Мәсилән: тамақ йейиш үчүнму тизимға алдуруш. Бейҗиң сақчи даирилириниң буйруқи билән һәрбий парат мәшиқи мәзгилидә бейҗиңдики ашханиларда үстәл заказ қилип тамақ йейиш үчүн кишиләрдин кимлик номурини, телефон номурини тизимлитиш түзүми йолға қоюлған. Бу түзүм торханиға кириш үчүн тизимлитиш, қиңрақ сетивелиш үчүн тизимлитиш, зукам дориси елиш үчүн тизимлитиштин кейинки йәнә бир бимәнә түзүм.

Фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш үчүн өткүзүлидиған һәрбий парат 9 - айниң 3 - күнигә орунлаштурулған болуп, җаң пиңниң баян қилишичә, бейҗиңниң һава килиматиниң сүпитигә капаләтлик қилиш үчүн 8 - айниң 28 - күнидин 9 - айниң 4 - күнигичә бейҗиң, тйәнҗин, хебей, ички моңғул, шәндуң, сәнши, хенән қатарлиқ 7 өлкидики 10 миңдин артуқ завут, карханилар иштин тохтайдикән. Йәнә 9 миңдин артуқ қурулуш вақтинчә иш тохтитидикән. Шәндуңға йеқин болған җяңсу қатарлиқ өлкиләрдики полат завути, көмүр канлириму карханилириму иштин тохтайдикән. Иқтисадий тәрәққияти чекиниш басқучиға киргән хитай үчүн буниң қанчилик зияндин дерәк беридиғанлиқи билән һөкүмәт һесаблишип олтурмайдикән. 9 - Айниң бешидин башлап йәнә аммиви көңүл ечиш, музейларни зиярәт қилиш, көңүл ечиш характеридики телевизор программилирини қоюшму чәклинидикән. Бу чәклимиләрдин әҗәбләнгән хитайлар тор бәтлиридә “бу фашизмға қарши турушму яки фашизмниң ғәлибисиму?” дәп йезишқан.

Обзорда йәнә хитай һөкүмитиниң фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқини тәбрикләш һарписида түркүмләп кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қолға алғанлиқи, ахбарат вә тор бәт әркинликини йәниму илгириләп қамал астиға алғанлиқи, тарихий реаллиқ бурмиланған филимларни зор түркүмдә базарға салғанлиқи, буларниң бундин 70 йил илгирики фашизмлиқ идеологийә, мәдәнийәт вә түзүм билән түптин охшашлиқи тәкитләнгән шундақла компартийәниң карнийи болған “хәлқ гезити” ниң чоң сәрләвһилик қилип “җуңго чүши қудрәтлик армийә чүшини өз ичигә алиду, қудрәтлик армийә чүши җуңго чүшигә йөләк болиду” дәп, вәтәнпәрвәрлик вә милләтчиликни җениниң баричә тәрғиб қиливатқанлиқини, буниң фашизмдин артуқ бир пәрқиниң йоқлуқини илгири сүргән.

Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди бу һәқтә ипадә билдүрүп, хитайниң өзиниң бир фашистик түзүмдики дөләт икәнлики, униң фашизмға қарши урушниң ғәлибисини тәбрикләш салаһийити йоқлуқини тәкитлиди. Д у қ тәшвиқат - нәшрият комитети мудири пәрһат муһәммиди әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини билдүрүп өтти.

Җаң пиңниң қаришичә, һәрбий парат ғәрб үчүн модидин қалған бир һәрикәт. Һазир ғәрбтә һәрбий паратниң орнини әнәниви усуллар игилиди. Һәрбий паратниң әсли мәқсити дүшминигә һәйвә көрситиш, өз күчини дәбдәбә қилиш. Хитай дуняниң иҗабий инкасиға еришәлмәйдиған бир биһудә паалийәт үчүн нурғун иқтисад һәм вақит исрап қилмақта.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
elshir_nawayi-esiri
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.