Хитай һөкүмитиниң ярдимидә, уйғурларниң “шапаәтчиси” гә айлиниватқан хитайлар

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.10.30
xitay-qoy-mukapat-1024 “шинҗаң хуке җинлән деһқанчилиқ чарвичилиқ пән-техника чәклик ширкити” 50 миң йүән мукапат алған көрүнүш. 2024-Йили 28-өктәбир, кәлпин
xj.chinanews.com.cn

Хитай башқурушидики “шинҗаң хәвәрләр тори” ниң бүгүн, йәни 28-өктәбирдики санида “Шинҗаңниң кәлпин наһийәсидә қой бақмичилиқида йеңилиқ яритип тәрәққий қилиш услуби бақмичиларниң киримини ашурди” намлиқ бир хәвәр берилди. Гәрчә мәзкур хәвәрниң темисида диққәт қозғиғудәк алаһидә бир учур болмисиму, лекин темиси астидики үч нәпәр хитайниң қолидики 50 миң йүән мукапат соммиси йезилған тахтини көтүрүп турған һалити диққәтни тартиду. Йәни, Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ истатистика идарисиниң һөкүмәт тор бекитидә берилгән мәлуматтин қариғанда, кәлпин наһийәсидә уйғурлар нопуси 98 пирсәнттин юқири нисбәтни игиләйдиғанлиқи йезилған. Әмма юқириқи хәвәрдики йеза-игиликидә йеңилиқ яритип мукапат алғанларниң ичидә бирму уйғур йоқлуқи кишини әҗәбләндүриду.

Хәвәрниң мәзмуниға қарайдиған болсақ, уйғур елидә аталмиш 8-нөвәтлик йезиларда игилик тикләш мусабиқиси өткүзүлгән болуп, рәсимдики үч хитай киши дәл бу мусабиқидә биринчиликкә еришкәнләр икән. Бу үч нәпәр хитай кәлпин наһийәсидики аталмиш “шинҗаң хуке җинлән деһқанчилиқ чарвичилиқ пән-техника чәклик ширкити” гә вакалитән бу мусабиқигә қатнашқан. Хәвәрдә дейилишичә, улар кәлпин қара юңлуқ қойиниң сортини әлалаштуруш техникиси арқилиқ кәлпинликләрни бай болушқа йетәклигәнмиш. Һазирғичә кәлпин наһийәсидики 6 кәнттин 25 аилә уларниң техникисидин нәпкә еришкәнмиш. Мәзкур хәвәрдә йәнә кәлпин наһийәси ачал базири тура 2-кәнтидин ризвангүл әркин исимлик бир бақмичи уйғур аялниң тәсиратлири берилгән болуп, ризвангүл исимлик бу аялниң өйидә 15 данә кәлпин қара юңлуқ қойи барлиқи, ширкәтниң уларға “қой беқиш техникисини өгитипла қалмай, йәнә вакалитән беқиш тохтами түзгәнлики, ризвангүлгә йилда икки қетим пайда айрип берилидиғанлиқи, келәр йили ризвангүлниң йәнә бир қанчә қойни артуқ беқиш пилани барлиқи баян қилинған.

Дәрвәқә, техника өгитиш, пайда айрип беришләр қаримаққа толиму көңүлдикидәк иш болғанлиқи ениқ. Әмма хәвәрниң давамида йезилған “бир туташ қой, мәбләғ, суғурта, техника мулазимити, боғузлаш вә пишшиқлап ишләш, бир туташ баһада қайта сетивелиш қатарлиқ 6 бир туташ түзүми” дегәндәк копиратип пуриқи чиқип турған сөзләрдин, ишларниң юқирида дейилгәндәк “гүзәл” әмәсликини пәрәз қилалаймиз. Бу йәрдә бизни ойландуридиған мундақ бир қанчә соаллар бар. Йәни, кәлпин наһийәсидики уйғурлар тарихтин буян деһқанчилиққа тайинип һаят кәчүрүп кәлгәнликини һәммимиз билимиз. Әмма юқириқи хәвәрдә 6 кәнттики 25 аилиниң қой бақмичилиқи билән шуғуллинишқа “йетәкләнгән” лики дейилгән. Буниңдин қариғанда, бу аилиләрниң әслидики деһқанчилиқ кәспини һазирқи “заманивий падичилиқ кәспи” гә алмаштурғанлиқи ениқ. Ундақта, бу хил кәсип алмаштуруш қандақ усулда әмәлийләшти? бу 25 аилиләрниң һәммиси өз ихтиярлиқи билән кәсип өзгәртишни қобул қилдиму яки буниң кәйнидә башқичә бирәр сәвәбләрму барму?

Юқириқи соаллиримиз асасида кәлпин наһийәсиниң намратлиқтин қутулдуруш сиясәтлиригә алақидар учурларни издәп көридиған болсақ башқичә бир әһвални байқаймиз. Йәни, кәлпинлик деһқанлардин кәсип өзгәрткәнләрниң ялғуз юқириқи 25 аилә биләнла чәкләнмәстин, бәлки техиму көп икәнликини байқаймиз. Мисалға алсақ, 2019-Йили 13-майда хитай башқурушидики “шинҗаң куенлун тори” да берилгән бир хәвәрДә бу мәсилигә алақидар бир қисим учурлар берилгән. Йәни, “ғәрбий шимал нефитлики”, “ақсу кәспий техника мәктипи” вә “кәлпин наһийәлик йеза-игилик идариси” қатарлиқлардин төвәнгә чүшкән “фаңхүйҗү (访惠聚) хизмәт гурупписи” хадимлириниң юқириниң буйруқи билән кәлпин наһийәсидики һәр бир аилидин һәр бир шәхскичә айрим-айрим һалда “намратлиқтин қутулдуруш пилани түзгән” лики; хизмәт гурупписи хадимлириниң “кәлпин наһийәсидики бир қисим деһқанларниң йәрлирини башқиларға өткүзүп бәргүзүветип, уларни деһқанчилиқтин азад қилғанлиқи һәмдә йәрлирини өткүзүп беривәткән деһқанларни өз алдиға кәсип таллаш вә игилик тикләшкә йетәклигән” лики баян қилинған. Әқли-һоши азрақла җайида болған һәрқандақ бир адәм, ата-бовисидин тартип шуғуллинип келиватқан деһқанчилиқ кәспини ташлап, терилғу йәрлиридин ваз кечип, кәсип өзгәртишиниң асанға тохтимайдиғанлиқини чүшиниду. Шундақ икән, кәлпин наһийәсидә уйғур деһқанлири коллектип һалда деһқанчилиқни ташлап, йәрлирини өткүзүп берип, башқа кәсипни нөлдин башлап өгинишни “намратлиқтин қутулуш үчүнла таллиши” адәмниң әқилгә сиғмайдиған бир нормалсизлиқтур.

 Мәзкур хәвәрдә, кәсип өзгәрткән деһқанларниң ялғуз кәлпин қара қойи бақмичилиқи биләнла әмәс, бәлки һәмкарлиқ копиратиплириниң етизлирида чамғур, тавуз, пурчақ қатарлиқларни териш арқилиқ ишләмчилик қиливатқанлиқи баян қилинған. Хәвәрниң мәзмунидин қариғанда, кәлпиндики уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлири тартивелинип, копиратипқа әза қилдуруш, түрләр вә еһтияҗ бойичә кәспий тәрбийәләш вә тәрбийәләштин чиққан деһқанларни өгәнгән кәспигә асасән мунасивәтлик саһәләрдә ишләмчиликкә қоюш, кәлпин наһийәсидики “намратлиқтин қутулдуруш” сиясити болғанлиқи болғанлиқи ашкара. Навада биз бу “сиясәт” ни өткән бир қанчә йилда лагерларға алақидар ашкариланған һөҗҗәтләрдики мәзмунлар билән бағлайдиған болсақ, кәлпин деһқанлириниң қисмәтлири бизни техиму чөчүтүши мумкин. Чүнки ашкариланған һөҗҗәтләрдә аталмиш “кәспий тәрбийәләш” ниң җаза лагерлириниң дәл өзи икәнлики, аталмиш төвәнгә чүшкән хизмәт гуруппилириниңму дәл уйғурларниң өйлиригичә көчүп кирип, 24 саәт уйғурларға назарәтчилик қилған хитайлар болғанлиқи дәлилләнгән.

Бу әһваллардин қариғанда, юқирида биз тилға алған кәлпин наһийәсидики 25 деһқан аилиниң өз ихтиярлиқи билән кәсип өзгәртип, бақмичилиқ қилиши бизни ойландуриду. Әмисә биз йәнә бақмичилиқта йеңилиқ яритип, кәлпин уйғурлирини бай қилған аталмиш “шинҗаң хуке җинлән деһқанчилиқ-чарвичилиқ пән-техника чәклик ширкити” һәққидә издинип көрәйли

“шинҗаң хуке җинлән деһқанчилиқ чарвичилиқ пән-техника чәклик ширкити” ниң мәсули яң хүән вә хизмәтчиләр бақмичилиқ фермисида. 2024-Йили 16-июл, кәлпин
“шинҗаң хуке җинлән деһқанчилиқ чарвичилиқ пән-техника чәклик ширкити” ниң мәсули яң хүән вә хизмәтчиләр бақмичилиқ фермисида. 2024-Йили 16-июл, кәлпин
xj.news.cn

Мәзкур ширкәт һәққидә бәйду торида мундақ учурлар берилгән. Йәни бу ширкәт 2023-йили 12-айниң 29-күни қурулған болуп, ширкәтниң қануний вәкили яң хүән исимлик бири икәнлики йезилған. яң хүән коммунист хитай партийә әзаси болуп, әсли юрти җе җяң өлкисиниң ху җу шәһири. У 2022-йили июнда кәлпин наһийәсигә “шинҗаңға ярдәм бәргүчиләр” намида кәлгән. Хәвәрдә дейилишичә, у кәлпин наһийәсигә кәлгәндин кейин, хитай һөкүмитиниң “шинҗаңға ярдәм сиясәтлири” вә кәлпин наһийәлик партком һәмдә наһийәлик һөкүмәтниң күчлүк ярдимидә, қой бақмичилиқ кәспидә “чоң ислаһат” ни башлиған. Шуниң билән кәлпин наһийәсидики қой бақмичилиқ кәсипләр базисида өлчәмлик, заманиви қой қотанлири селинип, илғар болған бақмичилиқ әслиһәлири вә техникилар бу базиға елип кирилгән.

Дәрвәқә, мәсилиниң маһийитидин хәвәрсиз болған һәр қандақ бир кишигә, яң хүән исимлик бу җеҗяңлиқ хитайниң кәлпин наһийәсиниң “қой бақмичилиқидики чоң ислаһати” тәсирлик бир һекайидәк туюлуши мумкин. Лекин бу йәрдики мәсилә, яң хүән техи икки йил бурун йәни, 2022-йили кәлпин наһийәсигә кәлгән. Аталмиш “шинҗаң хуке җинлән деһқанчилиқ-чарвичилиқ пән-техника чәклик ширкити” ни болса өткән йилиниң ахири, йәни 2023-йили декабирниң ахирқи күни 10 милйон йүән мәбләғ билән қуруп чиққан. яң хүәнниң “шинҗаңға ярдәм бәргүчи” намида җеҗяң өлкисиниң ху җу шәһиридин кәлпин наһийәсигә кәлгәнлики хәвәрдә ениқ дейилгән. Демәк, яң хүәнниң пулдар карханичи әмәслики ашкара. Йәни униң ширкәт қуруш үчүн салған 10 милйон йүән мәблиғиниң дәл һөкүмәт тәрипидин тәминләнгәнликини бу вәҗидин тәсәввур қилишимиз тәс әмәс. Һөкүмәтниң иқтисадий, сиясий җәһәттин күчлүк қоллиши, астида ислаһат қилиш ялғуз яң хүән үчүнла әмәс, бәлки уйғур деһқанлири үчүнму мумкинчилики болған ишлардин биридур. Әмма тәйяр пул вә әвзәл сиясәт билән башқиларниң земиниға келип, йәрлирини тартивелип, деһқанларни ишләмчигә айландуруш яң хүәндәкләрдин башқиларниң қолидин келиши натайин! хитай һөкүмити мәтбуатлири өзлири илгири ақсу вилайити вә башқа җайларда зор миқдардики йәрләрни қайта тәқсим қилиш, өлчәш намида игилириниң қоллиридин йиғип алғанлиқини хәвәр қилишқаниди. Мана бу йәрләр әнә шундақ ичкири хитайдин кәлгән ярдәм бәргүчиләрниң игилик тиклишигә берилгәнликидә шәк йоқ.

Дәрвәқә, йиллардин буян уйғур елидики деһқанлар коммунист хитайниң бундақ шапаитидин бәһримән болуп бақмиған. Җеҗяңлиқ яң хүәнгә болған қоллаш кәлпин деһқанлириға яки уйғур елидики намрат уйғур деһқанлириға немә вәҗидин берилмәй қалди? бу йәрдә шу нәрсә ениқки, хитай өлкисидин аққунларни йөткәп келип, пул, йәр вә сиясәт билән тәминләп, уйғурларниң “шапаәтчиси” гә айландуруш, “уйғурларни намратлиқтин қутулдуруш” ни мәқсәт қилмиған. Әксичә, уйғурларни йәр-земинлиридин айрип, уларниң орнини хитай аққунлири билән толдуруш, хитай аққунлириға һәр җәһәттин уйғурларниң орнини елишиға ярдәмлишиш вә ақивәттә уйғурларниң җан беқиш үчүн һәр йәрдә сәрсан, сәргәрдан болуп, ишләмчилик қилидиған топлуққа айландуруш, бу арқилиқ уйғурларниң яшаш услублирини пүтүнләй өзгәртип, уларниң “тәбиий йосунда йоқилип” кетишини кәлтүрүп чиқиришни мәқсәт қилған болуши мумкин.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.