Хитайниң 2024-йиллиқ иқтисад учурида уйғурларға даир қандақ ялғанчилиқлар бар?
2025.01.28
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 24-январдики хәвиридин қариғанда, 23-январ шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 2024-йилидики район иқтисадиға алақидар ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән. Мәзкур йиғинда, 2024-йили уйғур елиниң “Ишләпчиқириш омумий қиммити (GDP) ниң 2 тириллийон йүәнгә йетип, иқтисадий тәрәққиятта көзни қамаштуридиған яхши нәтиҗә һасил қилған” лиқи елан қилинған. Шундақла, 2024-йили уйғур елидики киши бешиға тоғра келидиған оттуричә киримниң 30 миң йүәндин ашқанлиқи; шәһәр-базар аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған йиллиқ кириминиң 42 миң 820 йүән, йеза-кәнт аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған йиллиқ оттуричә кириминиң 19 миң 427йүән болғанлиқи дейилгән. Демәк бу учурлардин қариғанда уйғур елидә иқтисадниң “яхшилиниватқанлиқи” ениқ. Әмма бу яхшилинишниң уйғурлар билән қанчилик мунасивәтлик болғини әмәлийәттә, биз көңүл бөлидиған әң муһим амилдур. Ундақта 2024-йили уйғурларниң иқтисадий әһвалида яхшилиниш болдиму?
Хитай мустәмликиси астидики уйғурларниң конкрет иқтисадий әһвали һәққидә ениқ мәлумат елишимиз анчә асанға чүшмисиму, лекин уйғурларниң нопуси, җайлишиш орни вә бу җайларниң иқтисадиға мунасивәтлик учурлардин уйғурларниң омумий иқтисадиға баһа бериш имкани йәнила мумкин. Ундақта биз алди билән уйғурлар нопусиниң уйғур елидики җайлишиш әһвалиға қарап бақайли. Бу һәқтә хитайниң 2021-йили 26-сентәбир елан қилған “шинҗаңдики нопус тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабидики уйғур нопусиға аит учурларНи мисал қилишқа болиду. Мәзкур “ақ ташлиқ китаб” та, уйғур елидики уйғурлар нопусиниң 74.01 Пирсәнтиниң җәнубий районларға мәркәзләшкәнлики, җәнубтики үч вилайәт бир областниң омумий нопусиниң 83.7 Пирсәнтиниң уйғурлар икәнлики дейилгән. Мәзкур санлиқ мәлуматлар хитайниң 7-қетимлиқ мәмликәтлик нопус тәкшүрүш истатистикисиға таянған болуп, уйғурлар нопусиниң көп қисминиң 2020-йилиму җәнубий уйғур елидә йәнила көп санлиқни игиләйдиғанлиқини көрситиду. Җәнубий уйғур елидики омумий нопусниң 83 пирсәнтидин көп нисбәтни игиләйдиған уйғурларниң 90 пирсәнтидин көпрәки деһқанчилиқ билән шуғуллинидиғанлиқини хитайму етирап қилиду. Бу сәвәбтин, уйғур елиниң иқтисадиға мунасивәтлик хитай мәнбәлик истатистикилардики “йеза-кәнт аһалилири” ниң асасән уйғур нопусини көрситидиған бир сан болғанлиқини тәхмин қилишқа болиду.
Хитай юқирида уйғур елидики йеза-кәнт аһалилириниң 2024-йилидики киши бешиға тоғра келидиған йиллиқ оттуричә киримини 19 миң 427 йүән дәп елан қилди. Бу дегәнлик деһқанларниң айлиқ оттуричә кирими 1600 йүән әтрапида болди дегәнлик болупла қалмай, уйғурларниң мутләқ көп қисми айда 1600 йүән кирим билән һаят кәчүриду дегәнликтур.
Хитай мәнбәлик учурлардин қариғанда, уйғур елиниң 2024-йиллиқ киши бешиға тоғра келидиған кириминиң 30 миң йүәндин көп болушиға қаримай, хитайдики 31 өлкә ичидә кәйнидин саниғанда 5-орунға тизилған. Демәк, уйғур ели давамлиқ шәкилдә хитайдики әң намрат районлар һалитини сақлап кәлгән. Әмди, уйғурларниң земин байлиқлирини халиғанчә талан-тараҗ қилиш билән бейиған биңтүәнниң иқтисадий әһвалиға қарап бақайли. Биңтүәндики хитай аһалисиниң 2023-йилидики киши бешиға тоғра келидиған кирими аллибурун 40 миң йүәндин ешип кәткән Болуп, буниң ичидә шәһәр-базарлардики аһалиләрниң киши бешиға тоғра келидиған кирими 46 миң 485 йүән, йеза-кәнтләрдики аһалиләрниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими болса 30 миң 565 йүән болған.
Юқириқи мәлуматлардин шуниси ениқки, уйғур елидики қанунсиз орган болған биңтүәндики йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған йиллиқ оттуричә кирими, 2023-йилила уйғур елиниң 2024-йилидики сәвийәсигә йетип болған. Бу дегәнлик биңтүән билән уйғурларниң иқтисадида, хитай көчмәнлири билән уйғурларни асас қилидиған йәрлик хәлқләрниң иқтисадида асман-земин пәрқ мәвҗут дегәнликтур. Бу һәқиқәтәнму кишини биарам қилидиған бир һадисә. Әмма ишлар буниң биләнла түгигини йоқ. Бәлки “уйғурларни намратлиқтин қутулдуруватимиз! ” дәп нәччә он йилларчә шоар товлиған хитайниң, уйғур иқтисадиға мунасивәтлик мушундақ төвән нисбәттики истатистикилиқ мәлуматлириниңму ишәнчсиз болуши техиму қорқунчлуқ!
Дәрвәқә, мушундақ төвән нисбәттики санлиқ мәлуматларниңму ишәнчсиз болуш еһтималлиқи мәсилиниң йәнә бир муһим тәрипидур. Бу һәқтә биз хитайниң 2024-йилиниң алдинқи йерим йиллиқ вә үч пәсиллик истатистикисини мисал қилалаймиз. Йәни, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң өткән йили 24-июл өткүзгән “шинҗаңниң 2024-йили алдинқи йерим йиллиқ иқтисадий әһвалиға даир ахбарат елан қилиш йиғини” Да, уйғур елидики шәһәр-базар аһалилириниң йерим йиллиқ киши бешиға тоғра келидиған кириминиң 21 миң 949 йүән, йеза аһалилириниң болса 2941 Йүән болғанлиқини елан қилған. Өткән йили ноябирда болса, хитай башқурушидики “тәңритағ тори” да елан қилинған “шинҗаңниң өткән үч пәсиллик киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими…” Һәққидики хәвәрдә, өткән үч пәсилдә уйғур елидики йеза-кәнт аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған Оттуричә кириминиң 6173 йүән Болғанлиқи хәвәр қилинған. Демәк, 2024-йили алдинқи йерим йилда уйғурларниң мутләқ көп қисим нопусиниң киши бешиға тоғра келидиған кирими, 2190 йүән (айда 365 йүәндин тоғра келиду) болған. Йәниму қизиқарлиқи шуки, 2024-йили алдинқи 3 пәсилдә, уйғур елидики йеза-кәнт аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 6173 йүән болғанлиқини хитай өзи елан қилған болсиму, лекин бу сан 2024-йилиниң ахиридики үч ай ичидә бирдинла 19 миң 427 йүәнгә чиқип кәткән. Уйғур деһқанлириниң иқтисадида қисқиғинә үч ай ичидә бу хилдики “чоң сәкрәп илгириләш” ниң йүз бериши һәйран қаларлиқ әмәсму?
Һалбуки, хитайниң истатистикилиқ мәлуматлирида сахтилиқниң еғирлиқи хәлқараға тонушлуқ болған бир сәтчилик болсиму, лекин бу сәтчилик әзәлдин хитайниң ялғанчилиқиға тәсир көрситип баққан әмәс. Худди уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ һәққидики дәлил-испатлар самандәк төкүлүп турсиму, хитайниң йәнила өзини пахтидин ақ, судин пакиз қилип тәшвиқ қилғинидәк! лекин бу йәрдә бир нәрсә ениқки, хитайниң “уйғурларни намратлиқтин қутулдуруватимиз!” дегини пүтүнләй ялған. Бәлки бу йәрдә раст болғини, уйғурларни дәл хитай өзи намратлиқ патқиқиға бир қоллуқ сөрәп киргән!
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]