Хитайниң уйғур елини “маарипта күчлүк район қилип қуруш пилани” уйғур мәдәний-маарипини йоқитишитур

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.02.18
qeshqer-konashher-xitaylashturush-huanqiu.com.jpg “нишанлиқ ярдәм” үчүн гуаңҗудин кәлгән хитай оқутқучи, уйғур балилар хитайчә қәғәз кесиш һүнири билән кесип чиққан компартийә гербини көрсәтмәктә, 2021-йили июл, қәшқәр конашәһәр наһийә миңде башланғуч мәктәп.
huanqiu.com

“хитай маарип хәвәрлири тори” 17-феврал аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң партком секретари ли голяң билән елип берилған мәхсус зиярәт хатирисини елан қилған. Мәзкур зиярәт хатирисидә хитайниң уйғур елидә йолға қойған маарип сиясити, болупму аталмиш “маарипта күчлүк район қуруш” сияситидики уйғур мәдәнийити вә тил-йезиқиға болған бастурушлар, шундақла аталмиш хитайчә заманивилишиш намида уйғур маарипиға қаритилған системилиқ йоқитиш җәряни толуқ ипадиләнгән. Йәни, мәзкур зиярәт хатирисидә мухбирниң “шинҗаң қандақ қилип мәркәзниң маарипта қудрәтлик дөләт қуруш истратегийәси вә мәмликәтлик маарип йиғининиң роһиға асасән, җуңхуа миллитиниң ортақ гүллинишигә һәссә қошалайду?” қатарлиқ соали вә ли голяңниң тәпсилий җаваблири баян қилинған.

Бу йәрдә тилға елинған хитайниң маарипта күчлүк дөләт қуруш нәзәрийәси болса, ши җинпиңниң “йеңи дәврдики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм” нәзәрийәсиниң бир қисмидур. Йәни, ши җинпиңниң сөзи бойичә алғанда “һәм маарипта күчлүк дөләтләрниң алаһидиликлири болған, һәмдә хитайчә алаһидилик муҗәссәмләнгән маарип, дәл хитайчә алаһидиликкә игә маарипта күчлүк дөләт әндизисидур”. Бу йәрдә тилға елинған “хитайчә алаһидилик” болса, хитайчә алаһидиликкә игә маарип түзүлмисиниң җәвһири дейишкә болиду. Чүнки, хитайниң аталмиш “мәмликәт маарип йиғини” да ши җинпиң “бизниң маарипимиз сотсиялизмниң гөрини қазидиған, хитай чирайи бар, әмма хитай қәлби йоқ, хитайни сөймәйдиған, хитай пуриқи болмиған кишиләрни һәргиз тәрбийәлимәйду!” дәп көрсәткән. Демәк, бу сөзниң мәнисиму, хитай маарипиниң мәқсити хитайлаштуруштин башқа нәрсә әмәсликини көрситип турупту.

Әмәлийәттә, хитайниң уйғур елидә йолға қойған маарип сиясити мәйли уйғур маарипини чәкләштә болсун яки уйғурларни мәдәнийәттә ассимилятсийә қилишта болсун, еғир болған кишилик һоқуқ вә мәдәнийәт дәпсәндичилики асасида йүргүзүлүп келиватиду. Гәрчә бу сиясәтләр аталмиш “маарипта күчлүк район қуруш” шоари астида йолға қоюлсиму, әмәлийәттә уйғурларниң маарип, тил вә мәдәнийәт һәқлирини дәпсәндә қилишта қорал қилинған. Уйғурларниң маарип һәқлиригә қилинған дәпсәндичилик уйғур балилириниң ата-анилиридин мәҗбурий айриветилип, ятақлиқ мәктәпләрдә пүтүнләй хитайлаштуруш маарипини қобул қилиши; уйғур сәрхиллири вә зиялийлириниң күчлүк тәқибләш вә бастурушларға учриши; уйғурларниң миллий кимлик туйғулириниң омумйүзлүк чәкләшкә учриши қатарлиқларда күчлүк гәвдиләнгән.

Дәрвәқә, юқирида ли голяңниң “шинҗаң маарип системиси қандақ қилип, җуңхуа миллити ортақ кимлики еңини сиңдүрүшни баш нишан қилишта чиң туралиди?” дегән соалға бәргән җаваби, юқириқи қарашлиримизни техиму дәлилләйду. Ли голяң җавабида, аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини сиңдүрүштә бир қатар конкрет тәдбирләрниң елинған вә бу тәдбирләр “милләтләр иттипақлиқи вә миллий кимлик еңини тәкитләш асасида йолға қоюлған” лиқини баян қилған.

Һалбуки, хитайниң маарип арқилиқ уйғур җәмийитигә омумйүзлүк сиңип кириш билән зич бағланған. Йәни, көрүнүштә һәр милләтниң өзара алақә бағлиши үчүн хитай тилини аталмиш “дөләт ортақ тили” намида омлаштуруватқандәк тәшвиқ қилған. Әмәлийәттә болса уйғур тили вә маарипини чәткә қаққан. Бу сәвәблик уйғурларниң өз ана тилини қоллиниши күчлүк бесимға дуч кәлгән. Демәк, бу сиясәтниң чиқиш нуқтиси әмәлийәттә уйғурларни хитай кимликигә сиңдүрүш арқилиқ, уларниң өзигә хас болған кимлик асасини пүтүнләй вәйран қилишни нишан қилған.

Буниңдин башқа, мәктәпләрдә дәрсликләр пүтүнләй “җуңхуа миллити ортақ кимлики вә милләтләр иттипақлиқи еңи” ни сиңдүрүшни нишан қилип түзүлүп, уйғур балилири мәҗбурий һалда хитай кимликини қобул қилиш вә өз кимликидин йирақлаштуруш муһитида чоң болушқа башлиған. Йәнә бири, 1999-йилидин башлап йолға қоюлған “шинҗаң синипи” сияситиму, уйғурларни кичикидин башлапла хитай кимликигә сиңдүрүветиш, ениқрақи хитайлаштуруш үчүн йолға қоюлған сиясәт болған. Лекин бу хил хитайлаштурушниң нишани һәргизму хитай ейтқандәк “тинч вә муқим тәрәққий қилиш” болмастин, бәлки хитай тилини омумлаштуруш намида, уйғурларниң тили вә мәдәнийитини йилтизидин йоқитишни мәқсәт қилған. Йәни уйғур тилини йоқитиш арқилиқ уларни хитай миллитигә омумйүзлүк сиңдүрүветиш вә бу арқилиқ хитайниң “бирла милләт вә бирла дөләт кимлики болуш” ни әмәлгә ашуруш асасий нишан қилинған.

Бу йәрдә диққәт қилишқа тегишлик йәнә бир мәсилә шуки, хитайниң уйғур маарипиға қаратқан сиясити пәқәт маарип биләнла чәкләнгән болмастин, бәлки техиму кәң көләмлик сиясий бастуруш қоралиға айландурулған. Болупму заманиви пән-техника арқилиқ ғайәт зор назарәт системисиниң бәрпа қилиниши вә бу хил системиниң хитайниң “фең чяв тәҗрибиси” билән билән бирләштүрүлүши, уйғурларни омумйүзлүк назарәт астидики контроллуққа елип киргән. Бундақ әһвалда уйғурларниң мәдәнийити, тили, идийәси һәтта күндилик һаятиму юқири пән-техника вә һөкүмәтниң назарити астида аста-аста ғайиб қилинишқа йүзләнгән. Ениқрақи, ши җинпиңниң тәлипигә уйғун келидиған “чирайи, қәлби вә идийәси пүтүнләй хитайлашқан, намда уйғур, әмәлийәттә хитайлаштурулған бир милләтни бәрпа қилиш” муһитида уйғурларниң өз миллий кимлики, тили вә мәдәнийитини сақлап қелиш имканийәтлири пүтүнләй йоқитилған.

Маарипниң мәқсити бир милләтни өз кимликидин пүтүнләй ваз кечишкә мәҗбурлаш әмәс, бәлки һәр бир шәхсни баравәр пурсәткә игә қилиш болуши керәк иди. Һалбуки, хитайниң уйғурларға қаратқан мәҗбурий хитайлаштуруш маарипи, уларни мустәқил пикир қилиштин чәкләпла қалмастин, бәлки уйғурларниң өзигә хас мәдәнийәт вә тарих бағлириниң үзүп ташлиниши, шундақла кәлгүсидики иҗтимаий риқабәттә зөрүр болған артуқчилиқлиридин мәһрум қилишқа башлиған.

Хуласилигәндә, хитайниң аталмиш “маарипта күчлүк район қуруш” сиясити әмәлийәттә уйғур елиниң маарип қурулмисини пәқәт уйғурларни ассимилятсийә қилидиған вә уларни сиясий җәһәттә тизгинләйдиған қоралға айландуруп қойған. Хитай бу қорални, уйғурларниң ана тили, мәдәнийәт вә иҗтимаий кимлик еңини системилиқ чәкләштә күчлүк қолланған. Бу сиясәт уйғурларни асасий маарип һәқлиридин мәһрум қилипла қалмастин, бәлки йәнә йеңи бир әвлад уйғур балилириға орнини толуқлаш мумкин болмиған еғир зиянкәшликләрни елип кәлгән. Демәк, бу хил хитайчә маарип, дәл хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң мәһсули болупла қалмастин, бәлки йәнә инсанийәт мәдәнийитиниң көп хиллиқи вә шәхс һоқуқиға қилинған еғир таҗавузчилиқтур. Маариптики бу хил ассимилятсийә қилиш усули уйғурларниң тили вә мәдәнийити шундақла пүткүл уйғур җәмийитигә еғир бузғунчилиқ елип келипла қалмастин, бәлки хитай җәмийитиниң кәлгүсигиму еғир апәтләрни пәйда қилиши мумкин. Чүнки, тарихтики натсистларму бүгүнки хитайға охшашла радикал милләтчилик идийәсини маарип билән бирләштүргәниди. Йәни, 1934-йили натсистлар “маарип министирлиқи” қуруп, маарип органлири вә сиясәтлирини натсистларниң биваситә рәһбәрлики астиға елип киргән. Андин “дөләт вә милләтниң мәнпәәти үчүн” дегән шоар астида мәктәпләрни натсистларни тәрбийәләйдиған базиға айландурған. Натсистларниң бу қилмиши нөвәттә хитайниң “партийә һәммигә рәһбәрлик қилиду” һәрикити арқилиқ, барлиқ саһәләрни партийә арқилиқ идарә қилиши билән пәрқсиз дейишкә болиду. Әйни йиллири натсистлар мәктәпләрдә натсистлар тәшкилати қуруп, оқутқучиларниң мутләқ көп қисми бу тәшкилатларниң әзасиға, башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилириму натсистларниң яш-өсмүрләр гуруппилириға әза қилинған. Бу әһвалму худди хитайниң мәктәпләрдә “партийә тәшкили”, “хитай коммунист яшлар иттипақи”, “пийонерлар қошуни” қатарлиқ намларда оқутқучилар вә яш-өсмүрләрни өз тизгинигә елишиға охшайду. Һәтта әйни йиллири “йәһудий оқутқучилар натсистларниң маарип сияситигә мас кәлмәйду” дейилип, иш орнидин қалдурулған болуп, бу әһвалму худди уйғур оқутқучиларниң “хитай тили сәвийәси төвән” баһаниси билән иш орнидин қалдурулушиға пүтүнләй охшайду. Натсист маарипида тәрбийәлиниватқан оқуғучиларниң мәктәпни оңушлуқ тамамлиялишиму, натсистларниң сияситигә бағлиқ болуп, натсист тәшкилатлириниң әзаси болуши қатарлиқлар уларниң мәктәпни тамамлаш вә җәмийәткә чиқишида муһим рол ойниған. Демәк, нөвәттә уйғур яшлириниң мәктәпни оңушлуқ тамамлиялиши вә җәмийәттә бир кишилик орнини тапалишиму йәнила уларниң қанчилик дәриҗидә хитайлишишиға мунасивәтлик болуп қалған. Лекин бу йәрдә муһим болғини бу сиясәтләрниң уйғурларға елип кәлгән зиянкәшликлириниң һаман ахирлишидиғанлиқила әмәс. Ахирида шуни әскәртиш зөрүрки хитай компартийәси һөкүмити уйғурларниң нәччә онлиған әсирләрдин буян давамлишип келиватқан өз тилидики маарипни, болупму хитай компартийәси һөкүмити өз асасий қануни вә миллий территорийәлик аптономийә қануниға киргүзгән уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң тил вә маарип һоқуқини өзи дәпсәндә қилиши вә йоқитиш йүргүзгән болуп, демәк улар өзлириниң асасий қанунини өзлири аяғ асти қилмақта.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.