Уйғурлар нопусиниң азийиши хитай нопус қурулмисидики өзгириш билән мунасивәтликму?
2022.06.16
Хитай һөкүмити елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитайниң нопус қурулмиси җиддий өзгириш хәвпигә дуч келиватқан болуп, бу өзгириш кәлгүси хитайда җиддий иқтисадий, сиясий вә иҗтимаий кирзисларни кәлтүрүп чиқириши мумкин икән.
Австиралийәдики викторийә университети сиясәт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси пең шюҗйәнниң “сөһбәт” (The Conversation) журнилида елан қилған хитайниң нопус қурулмисидики өзгириш тоғрисида йезилған мақалиси ахбарат вастилирида зор ғулғула қозғиған.
Мақалидә көрситилишичә, шаңхәй иҗтимаий пәнләр академийәсидики бир гуруппа тәтқиқатчиниң мөлчәригә қариғанда, бу йил хитай нопуси 0.049 Пирсәнт азийидикән.
Хитай һөкүмити 2016-йили бир пәрзәнтлик болуш сияситидин ваз кечип, баҗ кәчүрүм қилиш вә башқа риғбәтләндүрүш тәдбирлири арқилиқ үч пәрзәнтлик болушни йолға қойған болсиму, лекин хитай нопусидики бу җиддий чүшүшни тосуп қалалмиған.
Хитай дөләтлик истатистика идарисиниң әң йиңи мәлуматлириға асасланғанда, хитай нопусиниң туғуш нисбити 2021-йили 1.15 Пирсәнткә чүшүп қалған.
Мақалидә йәнә әмгәк йешидики нопусниң йиллиқ оттуричә төвәнләш нисбитиниң 1.73 Пирсәнт икәнлики, ишләпчиқириш үнүмидә тез илгириләш болмисила, иқтисад көрсәткүчиниң давамлиқ төвәнләйдиғанлиқи ейтилған.
Әмгәк күчиниң азийиши сәвәблик келип чиқидиған әмгәк күчи тәннәрхиниң тез сүрәттә ешиши, хитайға охшаш әрзан әмгәк күчи байлиқиға таянған чоң дөләткә нисбәтән еғир иқтисадий киризис кәлтүрүп чиқириши мумкин икән.
Мутәхәссисләр хитай нопус қурулмисидики өзгиришниң хитай иқтисадиға чоңқур тәсир көрситидиғанлиқини, хитайниң уйғур вә башқа милләтләргә қаратқан мәҗбурий әмгәк сияситиниң хитайниң күнсери төвәнләватқан әмгәк күчи мәсилисини һәл қилиш үчүн тепилған бир иқтисадий истиратегийә болуш мумкинчиликини оттуриға чиқармақта.
Американиң бостон шәһиридә олтурушлуқ иқтисад пәнлири доктори қәйсәр миҗит әпәнди зияритимизни қубул қилип, бу әһвалниң хитай иқтисадиға көрситидиған тәсири тоғрисида тәпсилий тохталди.
Хитайниң нопус қурулмисидики өзгириш кәлтүрүп чиқириған әң чоң мәсилиләрдин бирси, нопусниң қерилишиши вә яшанған нопусни беқиш мәсилиси икән. Мутәхәссисләр 2080-йилиға барғанда хитайдики яшанғанлар нопусниң яшлар нопусидин ешип китидиғанлиқини мөлчәрлимәктә. Мақалидә көрситилишичә 2100-йили яшанғанларни беқиш мәблиғи хитай ишләпчиқириш омумий қиммитиниң 20 пирсәнтини игиләйдикән.
Бу хитайниң малийә хамчотиға интайин еғир йүк болуп, хитай һөкүмити кәлгүсидә дөләт иқтисадиниң хели бир қисмини яшанғанларни беқиш, параванлиқ вә сәһийә қатарлиқ саһәләргә қаритишқа мәҗбур болидикән.
Явропа уйғур институтиниң башлиқи, җәмийәтшунаслиқ пәнлири доктори дилнур рәйһан ханим бу һәқтә зияритимизни қубул қилип, нопус қурулмисидики өзгириш кәлтүрүп чиқиридиған хитайдики иҗтимаий мәсилиләр тоғрисида пикир баян қилди.
Хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан қирғинчилиқ сиясити сәвәблик уйғурларниң нопус қурулмисиму җиддий рәвиштә өзгириватқан болуп, уни хитай нопус қурулмисидики өзгиришләрниң сәвәблири билән силиштурғанда, маһийәт җәһәттин түптин пәрқлинидикән.
Тәтқиқатчи адриян зензниң “һамиләдарлиқтин сақлиниш вә мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ һөҗҗәтлик доклатида, уйғур нопусиниң шиддәтлик азийишида лагер вә пиланлиқ туғут контроллуқиниң негизлик рол ойниғанлиқи тәкитләнгән. Доклатта уйғур аптоном райони 2017-йилдин бурун хитайдики туғулуш нисбити әң юқири район болсиму, лекин 2017-йилдин башлап бир йил ичидә мәзкур районниң хитайдики туғулуш нисбити әң төвән районға айланғанлиқи тилға елинған.
Мутәхәсисләрниң ейтишичә, хитайниң уйғурларға вә хитайниң ичкий өлкилиригә йүргүзгән сиясити пүтүнләй пәрқлиқ болуп, нупус қурулмисини сиясий усуллар арқилиқ контирол қилиш вә өзгәртиш тиришчанлиқи хитайниң милләтләр сияситидики муһим истиратегийәләрниң бири һесаблинидикән. Бу хил нопус мәсилиси кәлтүрүп чиқарған чоңқур вә кәң даирилик мәсилиләр, хитайниң сиясий түзүлмиси вә қурулмисиғиму чоңқур тәсир көрситидикән.
Түркийәдики хитай ишлири мутәхәссиси мәмәттохти атавулла әпәнди зияритимизни қубул қилип, өзиниң бу һәқтики қарашлирини аңлиғучилар билән орақлашти. У, хитайниң нупус сиясити, болупму уйғурларниң нопус қурулмисини өзгәртиш урунушлири, хитайниң уйғурларға қаратқан мәҗбурий әмгәк сияситиниң сиясий сәвәблири тоғрисида тохталди.