Йимириливатқан “достлуқ” : явропа иттипақи вә хитай мунасивитидики йеңи йүзлинишләр
2022.04.22
Өткән бирнәччә йилда барғансери юқири пәллигә чиқиватқан америка-хитай мунасивитидики дүшмәнлик нөвәттә америка билән зич һәмкарлиқ мунасивитидә болуп келиватқан явропа иттипақиниң хитай билән болған мунасивитигиму тегишлик сайә ташлаватқанлиқи мәлум. Хитайниң дунядики әң чоң ишләпчиқириш завути сүпитидә дуняға йейиливатқан сиясий вә иқтисадий саһәләрдики тәсири явропадиму хели чоңқур йилтиз тартқан иди. Әмма русийә-украина урушини чөридигән һалда дуня вәзийитидә көрүлүватқан йеңи өзгиришләр һәмдә дипломатийә саһәсидики достлуқ мунасивитиниң тәрәққияти явропа иттипақиниң хитай билән болған илгирики достлуқиниң чак-чекидин бөсүлүшкә қарап меңиватқанлиқини көрситишкә башлиди.
“гас қулақлар”
Дуня вәзийитидә тездин оттуриға чиқиватқан бир қатар җиддий мәсилиләрни һәмдә пикир ихтилаплирини һәл қилиш мәқситидә явропа иттипақи билән хитай оттурисида өткүзүлгән 1-апрелдики юқири дәриҗилик рәһбәрләр мәҗлиси явропа иттипақи билән хитайниң мунасивитидә көрүлүватқан йириклишишни дәсләпки қәдәмдә дуняға намаян қилди. Икки тәрәп вәкиллири оттурисидики бу тор мәҗлисидә явропа иттипақи вә хитай рәһбәрлири өзлириниң нөвәттики һәмдә кәлгүсидики мунасивитигә даир мәсилиләрни музакирә қилишни алдин бекиткән болсиму, әмма мәҗлис нәтиҗисиз ахирлашти. Буниңға әгишип америка вә явропадики көплигән ахбарат васитилири бу қетимлиқ мәҗлис һәмдә униң нәтиҗиси һәққидики көплигән обзор вә мулаһизиләрни елан қилди.
Явропа иттипақиниң ташқи ишларға мәсул баш әмәлдари җосеп боррел (Josep Borrell) мәҗлистин кейин хитай һөкүмитиниң музакирә басқучида украинадики вәзийәт һәққидә сөз қилишни қәтий халимиғанлиқини тәнқидләп: “бу қетимқи мәҗлис растини ейтқанда, гасларниң бир қетимлиқ учришиши болди” дәп көрсәтти. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң өзини биарам қилидиған тоқунуш һәққидики гәп-сөзләргә қарита қулақлирини йопуруп, көзлирини юмувалғанлиқини алаһидә тәкитлиди. Буниң билән икки тәрәп мунасивитидә көрүлүшкә башлиған дәзләрниң нөвәттә барғансери зорийиватқанлиқиму дуняға мәлум болушқа башлиди.
Хитайниң бу хилдики әң мәркәзлик темида сөз қилиштин өзини елип қечиши явропа иттипақиниң рәиси урсула лайин (Ursula Leyen) ниң русийәгә имбарго елан қилған дөләтләр һәққидики сөзлиридиму алаһидә әкс әтти. Болупму униң “нөвәттә бу имбарго тәдбирлиригә аваз қошқан дөләтләр 40 тин ашти. Хитай бизниң бу имбарго чарилиримизгә қошулмиған тәқдирдиму һечболмиғанда буниңға қарши турмаслиқи керәк. Әгәр хитай давамлиқ һалда москвани һәрбий җәһәттин қоллиса хитайниң йүз-аброий еғир зәхмигә дуч келиду” дегән сөзлири явропа иттипақиниң хитай һәққидики мәйданини әң рошән ипадә қилған әң йеңи баянат болуп қалди.
Бу һәқтә сөз болғанда, “карнигий (Carnegie) хәлқара тинчлиқни алға сүрүш фонди” ниң тәтқиқатчиси филип ле корре (Philippe Le Corre) буниңдики көп қирлиқ реаллиқ һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “дәрвәқә, бу қетимқи явропа иттипақи-хитай рәһбәрлириниң сөһбәт йиғини һәмдә буниңда һечқандақ бир илгириләшниң болмиғанлиқи һәққидә бәк җиқ гәпләр болунди. Мәнму бу қетимқи йиғинни бәкла әһмийәтсиз болди, дәп қараймән. Чүнки явропа дөләтлири йиғинда украина һәққидики мәсилиләрни сөзлишишкә тиришқан болса хитай тамамән башқа темиларда гәп йорғилатти. Йиғиндин кейин урсула лайинму ениқ қилип ‛бундин кейин бу сода алақисини давам қилдурушқа болмайду‚ деди. Хитайниң украина урушидики мәйданиниң өзила уларниң ким билән бир сәптә туриватқанлиқини ениқ көрситип бәрди. Йәнә бир яқтин явропадики көплигән дөләтләрниң хитай һәққидики чүшәнчиси шинҗаң районидики дәпсәндичилик вә зулумлар түпәйлидин һазир җиқ өзгирип кәтти. Буларниң һәммиси һазир йиғилип явропаниң хитай һәққидики сәлбий чүшәнчисини пәйда қиливатқан муһим мәзмунлар болуп қеливатиду. Шуңа һазир явропа иттипақи хитайни техиму яхши чүшинишкә һәмдә хитай билән болидиған алақидә өзигә хас мустәқил сиясәткә муһтаҗ икәнликини һес қилишқа башлиди. Әмма мениңчә хитай явропаниң әһвалини пүтүнләй хата мөлчәрләватиду.”
“японийә иқтисад вақти” гезитиниң бу һәқтики обзорида ейтилишичә, явропа иттипақиниң хитай билән болидиған күндилик сода паалийити 330 милйон явро қиммитидә болуп, росийә билән хитай оттурисидики күндилик сода қиммитиниң йүз һәссисигә тоғра келидикән. Гәрчә хитай һөкүмити росийәниң украинаға таҗавуз қилишини бивастә һәрбий яки иқтисадий ярдәм билән тәмин әтмигән болсиму йәнә бир яқтин украинаға инсанпәрвәрлик ярдими бериш билән биргә росийә билән болған енергийә, бихәтәрлик вә сода мунасивитини техиму күчәйтишкә зеһин қоймақта икән. Бу һал хитай рәһбири ши җинпиңниң бу қетимқи тор мәҗлисидә ейтқан “биз йәнила мәсилини сөһбәт арқилиқ һәл қилишни тәшәббус қилимиз. Росийәниң қанунлуқ болған бихәтәрлик әндишисигә һөрмәт қилишни әстайидил ойлашмай болмайду” дегәндәк ақмас гәплиридиму әкс етидикән. Бу һал хитай һөкүмитиниң бу урушқа болған мәвқәсиниң йәнила росийә билән охшаш икәнликини вастилик һалда көрситидиған болуп, росийә билән явропа иттипақи оттурисидики бу тоқунушта хитайниң росийәгә майил икәнлики мана мән дәпла ашкара болмақта икән. явропа иттипақиниң нөвәттики әң әшәдди дүшминигә бунчә ашкарә майиллиқ болуш ениқла хитай билән явропа иттипақиниң мунасивитини бузидиған әң муһим амил икән.
Сиясий пикирләрдики ихтилапларниң күчийиши
Бу һәқтики обзорларда көрситилишичә, өткән он нәччә йил мабәйнидә явропа итипақи билән хитай оттурисидики достлуқ мунасивити германийә, франсийә, әнглийә қатарлиқ ғоллуқ дөләтләрниң хитай билән болған иқтисадий саһәдики һәмкарлиишиш мунасивитини бойлап шахлиған. Әмма уйғур дияридики қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәмдә хоңкоң мәсилисидә хитай һөкүмитиниң муштумзорлуқ сияситини иҗра қилиши қатарлиқлар түпәйлидин бу дөләтләрниң хитай һәққидики сиясий көзқарашлирида йеқинқи мәзгилләрдә зор өзгиришләр көрүлгән. Шуниңдәк бу түпәйлидин явропа иттипақиға әза дөләтләр билән хитай һөкүмити оттурисида раврус пикир ихтилаплири пәйда болған. Кейинки вақитларда литва һөкүмити тәйвән билән болған алақисини күчәйткәндә хитайниң литваға өктәмлик қилиши, явропа парламентениң бир қисим әзалириға хитайниң җаза елан қилиши, бир қисим явропа ширкәтлириниң хитайдики сода паалийәтлириниң охшимиған чәклимиләргә учришиму бу хил йириклишишкә мәйдан һазирлиған. Бу һәқтә сөз болғанда филип ле корре нөвәттики сиясий вәзийәтниң икки тәрәп мунасивитини еғир дәриҗидә бузуп болғанлиқини, әмма буниңда йәнила бәзи мурәссә амиллириниңму мәвҗут икәнликини тәкитләйду.
“биз дәп келиватқан украинадики уруш бу ундақ аддий вә кичик вәқә әмәс. Бу бәк муһим һадисә иди. Әмма хитай йәнила явропа иттипақиниң росийәгә җаза елан қилиши вә уни иҗра қилишиға тосқунлуқ қиливатиду. Мушуниң өзила алиқачан явропа иттипақини хитайға қарши мәйданға иттирип болди. Гәрчә һазир икки тәрәп сөһбәтлишип һәл қилишқа тегишлик нурғун мәсилиләр мәвҗут болсиму мениңчә икки тәрәп мунасивитини һазирчә техи ада-җуда болуш дәриҗисигә барди, дегили болмайду. Буни америка-хитай мунасивитиниң һазирқи сәвийисигиму селиштурғили болмайду. Әмма икки тәрәп оттурисидики иқтисадий алақидә әһвал әмди илгирикидәк ‛даимлиқ сода алақисида болуш‚ дәриҗисидә болмаслиқи мумкин. явропа әллири хитайниң ваба мәзгилидики ишларни бир яқлиқ қилиш усулидинму еғир нарази болуватиду. Хитай болса йеқиндин буян өзлириниң мәбләғ селиш һәққидики келишим маддилириға бойсунушни халайдиғанлиқини билдүриватиду. Әмди гәп явропа иттипақиниң өзлири әгишиватқан қиммәт қариши вә түп пиринсипларға қанчилик мустәһкәм әгишәлишидә қалди. Пиринсипаллиқ дипломатийә паалийәтлиридә явропа иттипақи вә явропа парламенти хитайни өз ичигә алған хәлқаралиқ келишимләрни қайтидин тәңшимәкчи болуватиду.”
Филип ле коррениң қаришичә, явропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәтниң бу қәдәр йириклишип меңишида явропа иттипақиға әза дөләтләрниң хитай зор күч билән иҗра қиливатқан “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң явропаға көрситиватқан тәсиридин әндишә қилишиму муһим рол ойниған. Болупму хитайниң бу қурулушни чөридигән һалда явропадики сода паалийәтлиридә һәмкарлиқ вә мурәссәни инкар қилиш мәвқәсидә иш көрүши явропа иттипақиниң “хитай кәлгүсидә технологийәлик рәһбәрликни истигүчи риқабәтчи вә башқичә шәкилдики һөкүмәт моделини тәшвиқ қилғучи системилиқ рәқиб” дәп хуласә чиқиришиға сәвәб болған. 2021-Йили май ейида явропа иттипақиниң хитайға мәбләғ селиш келишимини тоңлитип қоюши болса әнә шу хил әндишиләрниң әң зор дәриҗидики ипадилиниши шәклидә оттуриға чиққан.
Хитайниң мәйдани
Мутәхәсисләрниң ортақ қаришичә, нөвәттә явропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәтниң бузулушқа қарап меңиватқанлиқи хитай үчүнму сир әмәс икән. Шуниң үчүн хитайниң явропани яманлиши һәрқачан уларниң америка дүшмәнлики қариши билән чәмбәрчәс бағлинип кәткән һалда оттуриға чиқмақта икән.
“асия сиясити” гезитиниң 19-апрелдики обзор мақалисидә көрситилишичә, латвийәдики рига университетиниң профессори уна александера (Una Aleksandra) бу мәсилидә хитайниң явропа билән америка һөкүмитини бир таяқта һәйдәватқанлиқини алаһидә тәкитлигән. Униң қаришичә, явропа бихәтәрлик мәсилилиридә зор дәриҗидә америкиға тайинидиған болуп, хитай явропа иттипақини “өзиниң мустәқил истратегийәси йоқ. Шуңа улар NATO арқилиқ америка һөкүмитигә тайиниду” дәп қарайдикән. Әмма реаллиқта явропа иттипақиниң хитай билән мунасивитиниң бузулушқа қарап меңиши америка-хитай мунасивитиниң бузулушиға әгәшгәнлик әмәс, әксичә хитайниң өзи пәйда қиливатқан мәсилиләр һәмдә украина урушиға хитайниң тутқан мәйдани қатарлиқ сәвәбләрдин болған икән.
Йәнә бир яқтин хитай үчүн алғанда явропа иттипақи чәтәл мәблиғини елип кириш вә товар екиспорт қилиштики бәк чоң мәнбә һесаплинидикән. Шундақ болғаникән, миллий ишләпчиқириш омумий қиммитини давамлиқ ашурушниң койида болуватқан хитайниң бундақ чоң мәнбә билән алдирап әшәддий рәқибләрдин болуп кетишиму еһтималдин йирақ икән. Обзорда явропа иттипақи ташқи ишлар комитети қармиқидики асия ишлири бөлүминиң директори җанка ортел (Janka Oertel) ниң сөзлиридин нәқил елинип “явропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәтниң кәлгүсидә қандақ болуши хитайниң украинадики урушқа қандақ мәйдан тутуши билән зор дәриҗидә мунасивәтлик, дейилиду.”
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити һазирғичә росийәгә қаритилған түрлүк имбарго чарилиригә қарши туриватқан болуп, уларниң йеқин кәлгүсидә бу мәсилидә росийәгә қарши чиқиши еһтималдин бәкла йирақ икән. Хитайниң бу мәсилидики җаһиллиқиға қарита көплигән мутәхәссисләр “хитай буни давам қилдуривәрсә чоқум бурниға йәйду” дәп қаримақта икән.