Мутәхәссисләр: ғәрб дунясиниң хитай алдидики саддилиқини түгитидиған вақти кәлди
2023.06.12
Украина уруши давамлишиватқан бу мәзгилдә хитай русийә билән бирлишип явропаға тәһдит шәкилләндүрүватқан болуп, явропа дөләтлири буниңға тақабил турушта америка билән һәмкарлишишниң муһимлиқини билсиму, хитай билән мурәссә-мадара қилиш, һәтта содида давамлиқ һәмкарлишиш койида йүрмәктә икән. Хитайниң русийә билән бирликтә явропаниң тәқдирини, һәтта дуня тәртипини өзгәртишкә урунуши америкиниң һошярлиқини өстүргән билән, явропа дөләтлири йәнила тәләй синаш һалитидә турмақта икән.
Хитай компартийәси секретари ши җинпиң 3-қетим тәхткә чиққандин кейин германийә баш министири шултиз вә фирансийә президенти макронниң илгири-ахир болуп хитайни зиярәт қилиши, макронниң фирансийәгә қайтиш сәпиридә “америка билән хитай оттурисидики җедәлгә кирмәймиз, тәйвән мәсилисидә хитайниң ишиға арилашмаймиз” дәп ипадә билдүрүши бу дөләтләрниң хитайни йәнила “пули бар, күчи бар чоң дөләт, униңдин айрилишқа болмайду” дәп қарайдиғанлиқини, район вә дөләт мәнпәәтигә кәлгәндә американи бир яққа қайрип қойидиғанлиқини көрсәткәниди.
6-Айниң 8-күни, әнглийәдә чиқидиған “иқтисадшунас” һәптилик гезитидә елан қилинған “ғәрб әллириниң хитай алдидики саддилиқиниң ахирлишиши” намлиқ мақалидә көрситилишичә, ғәрбтики демократик дөләтләр әгәр хитай компартийәсиниң маһийити вә әсли мәқситини, йәни өзини дуняда әң илғар вә қудрәтлик күчкә айландуруп, дуняға хоҗа болуш ғәризини билмәй, өзини алдап йүрүвәрсә хитай ахир ғәлибә қазиниду.
Мақалә апториниң көзитишичә, йеқинда “стокһолим хитай мунбири” йиғинида җәм болған америка-явропа әмәлдарлири, тәтқиқатчилири вә сода саһәсидикиләр хитайниң украина урушида һәргиз “тинчлиқ әлчиси” болалмайдиғанлиқи, бәлки русийә билән бирлишип явропаға тәһдит салидиғанлиқидин әнсирәшкә башлиған. Украина һөкүмити ши җинпиңниң тинчлиқ сөһбити өткүзүшини үмид қилғачқа, явропа хитайниң украина урушини ахирлаштуруш вә уруштин кейин украинани қайта қуруш ишлирида өз ролини җари қилдуриду дәп ойлиған; әмма хитай әмәлдарлири украина урушини “натониң шәрққә кеңийишиниң алдини алғанлиқ” дәп қарайдиғанлиқини билдүргән; явропа дөләтлири буниңдин хитайниң кәлгүсидә явропа, һәтта дуня тәртипини өзгәртиш ғәризи барлиқидин биарам болған.
Мақалидә көрситилишичә, явропа тәрәп хитайдин әнсирәватқанда, америка йәнила үмидвар һаләтни сақлиған, җов байден һөкүмити дуняниң һәр қайси җайлиридики иттипақдашлири билән һәмкарлишип, хитайдин ғалиб келидиған күчлүк сиясий ирадә, иқтисадий мәнбә, һәрбий күч вә дипломатийә арқилиқ һазирқи дуня тәртипини қоғдимақчи болған. Әмма бу иттипақдаш дөләтләр хитайниң хирисиға тақабил турушта идеологийә, қиммәт қараш җәһәттә америка билән бир сәптә турсиму, иқтисад вә дипломатийә җәһәттә өз алдиға йол тутушқа һерисмән болуп, фирансийә билән германийәниң мәйдани буни испатлап бәргән. Америкиниң өзиму хитайдин иқтисадий җәһәттин айрилалмиған, тесла, JP Morgan қатарлиқ америка ширкәтлири хитайға қатрашқа башлиған бу әһвалда, җов байденму явропани хитайға бирликтә тақабил турушқа қайил қилалмайдикән.
Америка CNBC хәвәр қанили 12-июн бәргән хәвәрдә ейтилишичә, америка ташқи ишлар министири антони билинкенниң бу һәптә хитайни зиярәт қилидиғанлиқ хәвири чиққандин кейин, сингапор бу икки дөләтниң мунасивитиниң яхшилинишиға болған тиләклирини билдүргән.
Һазир дуняда хитай билән америка мунасивәтлириниң бузулуши дуняви характерлик апәт дәп қариливатқан болуп, буниңға асасән хитай дипломатлири “чоң дөләтләрниң мәсулийити” дегән ибариләрни қоллинишқа башлиғаниди.
Америкадики сиясий анализчи андерс кор (Anders Corr) хитайниң һазир хәлқараға күч көрситишкә башлиғанлиқи вә буниң хәтири һәққидә мундақ дәйду: “америкадики сиясий мәсилә шуки, биз хитайниң күнсери күчийишидәк бир еқинға әгишип кетиватимиз. Хитай күчлинип әң ахирида америка, явропа вә японийәниң орнини елиши мумкин. Әгәр биз һазир һәрикәт қолланмисақ, хитай билән русийәдин иқтисадий алақимизни үзмәй бундақ бошаңлиқ қиливәрсәк пассип һалға чүшүп қалимиз. Хитай билән русийә, иран, шималий корейә, сүрийә, венсуила қатарлиқ дөләтләр гоя террорчилар яки қара гуруһ һакимийәтлиригә охшайду, дуняда немини халиса шуни қилиду, уларда қанун, әхлақ, демократийә йоқ. Шуңа уларниң методини, немишқа шундақ қилидиғанлиқи вә қиливатқанлиқини чүшиниш тәс, мана бу биздики саддилиқниң бир сәвәби. Хитай билән русийәдики диктаторлар бәк ачкөзлишип кәтти, бу ачкөзлүк һәддидин ешип, бу икки дөләттики байлиққила әмәс, пүтүн дунядики байлиққа көз тикидиған дәриҗигә йәтти”.
Хитайниң иккинчи чоң иқтисадий гәвдигә айлиниши вә “бир бәлвағ бир йол” қурулуши арқилиқ тәсир даирисини кеңәйтиши хитайни асия, африқа дөләтлиридила әмәс, ғәрб әллиридиму сәл қариғусиз бир күчкә айландурған болуп, ғәрб дуняси “хитай болмиса сода болмайду” дәйдиған һалға келип қалған, тәминләш зәнҗиридә хитайға бағлинип қалған, мәҗбурий әмгәкни үзүл-кесил чәкләш әмәлгә ашмиған.
Мақалидә ейтилишичә, ғәрб әллириниң хитайдин айрилалмайдиған һәм хитайдин әнсирәйдиған зиддийәтлик һалити бир мәзгил давамлишиду. Америкадики анализчи гордон чаңниң қаришичә, хитайниң бүгүнкидәк күчлиниши ғәрб әллириниң ярдимидин кәлгән, хитай аҗизлиғанда йәнила ғәрбкә тайиниду, әмма һазирқидәк ғәрб дүшмәнлики давамлашса, хитай ахирқи мәқситигә йетәлмәйду. У мундақ деди:
“әгәр чәтәлниң мәблиғи, пән-техникисиниң ярдими болмиған болса, хитайниң ислаһат-ечиветиштин буянқи 40 йиллиқ иқтисадий гүллиниши, аталмиш хитай мөҗизиси әмәлгә ашмиған болатти. Бүгүнки күндиму чәт әлниң ярдими болмиса хитай мәғлуп болиду. Чүнки ши җинпиңниң қаттиқ қол коммунизм сиясити хитайни хата йолға башлаватиду. Хитай һазир өзиниң күчигә тайинипла қудрәтлик дөләт болалмайду, бәлки чәтәл мәблиғигә техиму көп тайиниду. Әгәр чәтәлниң ярдими давамлишивәрсә, хитайда коммунизм ахирлашмайду. Йәни һазир тесла, алма вә башқа йүзлигән чәтәл ширкәтлири коммунист хитай һакимийитини йөләватиду. Мәнчә, чәтәл ширкәтлири хитайдин айрилиду, чүнки ши җинпиңниң чәтәл дүшмәнлики сиясити уларни хитайдин қоғлайду. Андин чәтәл һөкүмәтлириму хитайдики ширкәтлирини хитайдин чекинишкә буйруйду”.
Мақалидә көрситилишичә, әгәр америка вә явропа дөләтлиридә өз мәнпәәтини қоғдаш еқими күчәйсә, хитай билән риқабәтлишиш наһайити асанла һәмкарлишишқа өзгирип кетиду. Җов байден америка ширкәтлиригә етибар бериш сияситини қоллиниш арқилиқ хитай билән риқабәтләшсә, явропа дөләтлири һәммини қайрип қоюп хитай билән һәмкарлишиши мумкин. Мәсилән, германийә машина санаити електрлиқ машиниларни тәрәққий қилдурушта хитай билән һәмкарлишиши, һәтта тесла билән риқабәткә чүшүши мумкин.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизидин доктор раймонд ко һәмкарлиқ вә риқабәт мәсилисини һәл қилиш қийин болған зиддийәтлик мәсилә дәп
Чүшәндүрүп мундақ деди:
“байден һөкүмити хитай билән болған мунасивитини һәмкарлиқ вә риқабәт ичидә давамлаштурушқа тиришип кәлди. Һалбуки бундақ қилиш тәс. Чүнки бир яқтин һәмкарлишип, бир яқтин риқабәтләшкили болмайду. Һәмкарлиқ саһәси риқабәт саһәсини чәкләп қойиду. Бу наһайити тәбиий вә чүшинишлик әһвал. Әгәр ғәрб дөләтлири айрим иқтисадий мәнпәәтлирини дәп бирлик һасил қилалмиса, хитай иқтисад вә истратегийә җәһәттә көзлигән мәқситигә йетиду. Шуңа америкиниң хитайға болған муамилиси җиддий өзгириватиду, әгәр шундақ болса, америка ширкәтлири дөләт ичидики қаршилиқ, болупму иқтисадий мәсилиләр түпәйлидин хитайда давамлиқ сода қилишта қийнилиду”.
Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: “украина уруши шуни қайта испатлидики, америка ғәрб әллириниң хәвпсизликини қоғдашта кәм болса болмайдиған шерик. Америка явропаға ярдәм бериш арқилиқ, явропа иттипақини тәйвән вә һинди-тинч окян районидики хәвпсизлики вә сиясий мәнпәәтини қоғдашқа чақирди. Бу айда өткүзүлгән асия хәвпсизлик мунбири “шаңрила диалоги” да сөзгә чиққан хитай баянатчиси явропалиқларға: “силәрниң асия үчүн қилалайдиған әң яхши ишиңлар һечнемә қилмаслиқ” деди; мәқсәт дост қазиниш әмәс, бәлки америкиниң шериклирини қорқутуп, җов байденни арқиға яндуруш. Ши җинпиңниң кәскин гәплири ғәрбликләрниң саддилиқини билдүрүп қойди. Әгәр чәтәлликләр хитайға алдирап ишиниш биләнла қалмай, үмидини йоқатса, хитай буни ғәлибә дәп билиду”.