хитайниң демократик дөләткә айлиниши мумкинму?

خىتاي رەئىسى شى جىنپىڭ خوڭكوڭدىكى ھەربىي بازىنى كۆزدىن كەچۈرمەكتە. 2017-يىلى 30-ئىيۇن.
хитай рәиси ши җинпиң хоңкоңдики һәрбий базини көздин кәчүрмәктә. 2017-йили 30-июн. (AP)

0:00 / 0:00

хитай коммунист һакимийитиниң пүтүн дуняға көрситиватқан тәсири вә тәһдити күчәйгәндин кейин, сиясий анализчилар "американиң хитайни демократик дөләткә айландуруш вә уни йеңи дуня тәртипигә киргүзүш пилани мәғлуп болди" дәп қарап кәлгәниди, дәрвәқә һазир ши җинпиңниң һөкүмранлиқидики хитайда компартийәниң мутләқ нопузини тикләш, буниң үчүн демократийә йолиға әмәс, мустәбитлик йолиға меңишниң асасий еқимға айланғанлиқи, "хитай чүши" ни әмәлгә ашуруп, хитайниң чоң дөләтлик орни вә хитай милләтчиликини улуғлаш шамилиниң әвҗ еливатқанлиқи, шундақла хитайниң русийә билән бирлишип йеңи дуня тәртипи орнитишқа урунуватқанлиқи мәлум.

хитайда демократийә әзәлдин мүҗмәл уқум болуп, хитай компартийәси уни өз мәнтиқиси бойичә шәрһийләп кәлгән. һәтта бәзи хитай зиялийлири "ғәрбниң демократийәси хитайға мас кәлмәйду" дегән көз қарашни базарға салғаниди. өткән әсирниң 80-йиллирида хитайда баш көтүргән демократийә еқими 1989-йилдики оқуғучилар һәрикити арқилиқ юқири пәллигә көтүрүлгән болсиму, хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулғаниди. у дәврдики хитай яшлирида демократийә еңи күчәйгән болса, ши җинпиң дәвридики йеңи әвлад хитай яшлирида хитай милләтчилики вә җаһангирлик еңиниң пәйдин пәй күчийиватқанлиқи көрүлмәктә.

америка " ташқий сиясәт" журнили йеқинда елан қилған " американиң нишани демократик хитай болуши керәк" намлиқ мақалидә, әгәр американиң хитай һәққидә чоқум бир нишани болмиса, хитайға қаратқан узақ мәзгиллик истратегийә вә сиясәтлиридә қаймуқуш келип чиқидиғанлиқи оттуриға қоюлған. 1989-йил йүз бәргән "4-июн тйәнәмнен вәқәси" арқа көрүнүш қилинған бу мақалидә, американиң хитайни демократик дөләткә айландуруш тиришчанлиқи мәғлуп болған болсиму, бу нишандин ваз кәчмәслики керәклики тәкитләнгән.

мақалидә көрситилишичә, американиң сиясәт бәлгилигүчилири коммунист хитайниң тәһдитигә тақабил туруш билән биргә, американиң һәргиз хитай хәлқи билән дүшмәнләшмәйдиғанлиқини очуқ билдүрүши керәк. йәни хитай компартийәси билән хитай хәлқигә айрим муамилә қилиши керәк. хитай компартийәси буниңға җан-җәһли билән қарши турсиму, өзлирини хитай пуқралириниң вәкили қилип көрсәтсиму; бастурулған, езилгән хәлқ буниңға ишәнмәйду. әмма компартийәгә әгишидиған милләтчи хитайлар мустәбит түзүмни һимайә қилиши, буниң үчүн демократийәни қурбан қилиши мумкин. хитай компартийәсиниң 80 милйондин көп әзаси әнә шундақ аң билән тәрбийәләнгән вә хитайниң һакимийәт қатлимидин орун алған. уларни демократик аңға кәлтүрүш америка үчүн наһайити қийин синақ.

америкадики сиясий анализчи гордон чаң хитай компартийәси йоқалмиғичә, хитай хәлқиниң демократийәгә еришәлмәйдиғанлиқини билдүрүп мундақ дәйду:

"мән шуниңға ишинимәнки, хитай хәлқи демократийәгә муһтаҗ. әмма ши җинпиң һазир уларни мустәбитлик билән башқурмақта һәм уларға мутләқ бойсунуш идийәси сиңдүрмәктә. буниңға хитай хәлқи амалсиздәк көрүниду. әмма хитай җәмийитидә наразилиқ бар. буни биз өткән йилниң ахирида йүз бәргән зор көләмлик намайишлардин вә хитайдин айриливатқан хитайларниң көпийиватқанлиқидин биләләймиз. болупму шәһәрдики яшлар арисида чүшкүнлүк еғир. хитай иқтисадиниң чөкүшигә әгишип, хитай компартийәсиму вәйран болиду; коммунист хитайниң һөкүмранлиқини ахирлаштурғандила, хитай пуқралири өзигә өзи хоҗа болалайду".

мақалидә қәйт қилинишичә, мустәбитлик, милләтчилик вә иқтисадий монополлуқ хитай компартийәсиниң дуня қаришиға орнап кәткән нәрсиләр; америка сиясәтчилири хитай рәһбәрлирини униңдин ваз кәчтүрүшниң амалини тепиши керәк; нормал сөһбәт вә учришишлар билән буни әмәлгә ашуримән дейиш саддилиқ. америкадики сиясий анализчи андерс кор бу һәқтә мундақ дәйду:

"биз хоңкоңда немә иш болғанлиқини көрдуқ. хитай һөкүмити хоңкоңда демократийә тәләп қилиш намайишини қоллиғанларни йиғивелиш лагериға солап, меңисини ююватиду; уларни ‹қәдәмләп марш›қа маңғузуп, хитай компартийәсиниң улар ишәнмәйдиған хитабнамисини ядлаватиду. улардин көплири лагер яки түрмидин чиққан тәқдирдиму партийәниң сизған сизиқидин чиқмаслиқ керәкликини билиду. тйәнәнмеин мәйданида үч киши бир йәргә топлишип қалсиму, сақчи келип паракәндә қилиду. шуңа демократик намайиш билән хитайни өзгәртиш наһайити тәс. хитайни демократийәлишишкә қисташ үчүн бизгә ярдәм керәк, йәни башқа дөләтләр билән бирлишип хитайға техиму еғир иқтисадий җаза беришимиз, ши җинпиңни сотқа тартишимиз, пүтүн дуняни хитайниң қилмиш-әтмишлирини техиму ениқ көрүп йетәләйдиған қилишимиз керәк".

мақалидә ейтилишичә, 2000-йил америка президенти бил килинтон оттуриға қойған "хитай хәлқини техиму ечиветилгән вә әркин дуняға елип кириш" чақириқи мәғлуп болди. әмма америка һөкүмити "тамамән мәғлуп болдуқ" дәп ойлимаслиқи, хитай хәлқигә йәнила үмид берип туруши керәк. мана бу американиң мәнпәәти вә қиммәт қаришиға уйғун келидиған бирдинбир усул. әмәлийәттә, хитайниң демократийәлишиш мәсилисигә америкала әмәс, пүтүн дуня диққәт қилиду, мәсилән, өткән йилниң ахиридики "ақ қәғәз инқилаби", мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини импорт қилишни чәкләш қатарлиқ мәсилиләр дуняниң диққәт нуқтисиға айланған мәсилиләрдур.

америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат орниниң истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко мундақ дәйду:

"аптор бу мақалисидә, американиң хитайдин қандақ үмид күтидиғанлиқини, хитайға демократийә яки мустәбитлик нуқтисидин муамилә қилишиға башқа дөләтләрниңму диққәт қилидиғанлиқини тилға алған. мән гәрчә хитайни һаман бир күни демократийәлишиду дәп қарисамму, һазир қоллиниливатқан сиясәтләр демократийәни асас қилмайду. хитайдики демократийә һәққидә үмид бар, әмма әмәлгә ашуруш наһайити қийин. мениңчә, барлиқ үмидни хитайниң демократийәлишишигә бағливалмаслиқ керәк, әмма уни узақ муддәтлик нишан қилишқа болиду. әгәр америка хитайниң демократийәлишиш мәсилисигә көңүл бөлсә, дунядики башқа дөләтләрниму нәзәргә елиши керәк. дуняда пәқәт америка билән хитайла йоқ, башқа дөләтләрму бар, шуңа бу мәсилини хәлқара усулда бир тәрәп қилишимиз керәк".

тинчлиқ, демократийә вә әркинлик пүтүн дуняниң асасий еқимиға айланған бүгүнки күндә хитай тарихниң тәтүр йөнилишигә қарап кетиватқан болуп, ички қисимда уйғур қатарлиқ милләтләргә қирғинчилиқ елип барса, хәлқарада район тәһдити шәкилләндүрмәктә. демократийә билән мустәбитлик, кишилик һоқуқни қоғдаш билән ирқий қирғинчилиқ оттурисида кәскин күрәш болуватқан бүгүнки дуняда, қайси тәрәпниң ғәлибә қилиши инсанийәтниң тәқдирини бәлгиләйдиған муһим амил болуп турмақта.