Хитайниң миллий кимлики вә кимликләрни мәнбә қилған мәсилиләр (1)
2022.04.26
Хитайдики һакимийәт тутқучи гуруһларниң йәңгүшлинишигә әгишип, хитайниң миллий кимлики һәққидики тәбирләрму тегишлик йосунда өзгирип меңиватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә миллий кимликләрдики ашкара болған дәриҗә пәрқи маһийәттә хитай дөлитиниң һәрқайси милләтләр баравәр болған иҗтимаий муһитни һечқачан әмәлгә ашуруп бақмиғанлиқини һәмдә ашуралмайдиғанлиқини намайән қилиду. Бу саһәдики мәсилиләр билән тонушлуқ болған мутәхәсисләр болса бу хил тәңсиз болған мунасивәтниң маһийәттә хитайдики миллий мәсилиниң түп йилтизи икәнликини алға сүриду.
Икки дәврдики икки “даһий” ниң “җуңхуа кимлики” чүшәнчиси
“хитайдики иҗтимаий мәсилә” һәққидә сөз болғанда тәбиий һалда хитай һөкүмитиниң миллий сиясәтлири билән бағлинишлиқ болған түрлүк “миллий мәсилиләр”, шуниңдәк буниңда әкс әткән сиясий зулум вә иҗтимаий һаңлар кишиләрниң көз алдиға келиду. Дәрвәқә хитайниң өз миллий кимлики өткән бир әсир мабәйнидә “һөкүмран тәбиқә” шәклидә раваҗланған болуп, буниң башлинишидила йеганә “ака” лиқ орунни мәнбә қилғанлиқи бу милләт қуруп чиқидиған дөләтниң әмәлийәттә башқа милләткә һөкүмранлиқ қилишни истәйдиғанлиқидәк түплүк маһийитини ашкара қилған. Бу һәқтики бир қисим мәсилиләр җон иргенҗиро (John Irgengioro) ниң “шәрқий асия тәтқиқати” журнилида елан қилинған тәтқиқат мақалисидә алаһидә йорутулған болуп, аптор хитай һөкүмити иҗра қиливатқан мушу хил тәңсиз миллий мунасивәт шәклидики сиясәтләрниң дәл хитай һөкүмити тәкитләватқан “миллий мәсилиләр” ниң түп йилтизи икәнликини тәпсилий шәрһләп бериду.
Апторниң қаришичә, хитай һөкүмранлар гуруһи буниңдин бир әсир илгирила хитай милләтчиликиниң пешваси болған сун җоңшән оттуриға қойған “ятлар (манҗулар) ни қоғлап чиқирип җуңхуани гүлләндүрәйли” дегән ирқчилиқ шоарини қобул қилип, техи муқим миллий кимлики болмиған хитайларниң “җуңхуа миллити” икәнликини мәвҗутлуққа айландурған. Буниң билән “миллий мустәқиллиқимизни қолға кәлтүримиз дәйдикәнмиз, җәзмән алди билән җуңхуа миллити болуп шәкиллинишимиз лазим” дегән идийә оттуриға қоюлған. Нәтиҗидә “җуңхуа миллити” вә “ятлар” һәққидики чүшәнчә дәсләпки қәдәмдә шәкиллинип, хитайларни мәркәз қилған һалда “бәш милләт бирлишип җуңхуа миллитини һасил қилиш” лайиһәси рояпқа чиққан. Бу болса “җуңхуа минго” дөлитиниң бәш хил рәңлик байриқида өзиниң символлуқ орнини тапқан. Буниң билән һөкүмран орундики манҗулар тибәтләр, моңғуллар вә уйғурлар билән бирликтә хитайларни чөридигән төт “ука” милләткә айландурулған. Әмма 1949-йили хитай компартийәси хитайниң һөкүмранлиқ һоқуқини қолға алғандин кейин хитай тәвәсидә хитайдин ибарәт “ака” милләттин башқа йәнә 55 “аз санлиқ милләт” түркүминиң барлиқини елан қилған. Хитай болмиған милләтләрниң “аз санлиқ милләт” дәп атилишиниң өзила әмәлийәттә хитай миллитиниң һөкүмран орундики милләт икәнликини рәсмий вә ашкара җакарлиғанлиққа баравәр болған. Аридин 70 өткәндин кейин болса хитай компартийәсиниң алий рәһбири ши җинпиң қайтидин хитай кимлики яки “җуңхуа миллити” чүшәнчисини күчәйтишни тәкитләп, миллий пәрқләрни түгитиштәк йеңи нишанни оттуриға қойди. Бу һәқтә сөз болғанда австралийәдики латроб (La Trobe) университетиниң профессори җералд рош (Gerald Roche) мундақ дәйду. .
“мениңчә хитай кимлики һәққидә оттуриға чиққан бу икки дәврдики икки хил идийә оттурисида муәййән бағлиниш мәвҗут. Ортақ хитай кимлики бәрпа қилиш демәклик маһийәттә миллий кимлики пәрқлиқ болған нурғун хәлқләрни, пәрқлиқ мәдәнийәтләрни вә пәрқлиқ тилларни бирйәргә җуғлаш демәктур. Буниңда уларни ассимилятсийә қилиш арқилиқ бир ортақ кимликни қоллинидиған бир коллектип қуруп чиқиш нишан қилиниду. Буниң өзини қайсила нуқтидин шәрһилигәндә бу ассимилятсийә қилиштин башқа нәрсә әмәс. Бу хил ортақ хитай кимликини бәрпа қилишта хитай болмиғанлар хитайларниң мәдәнийәт чәмбирики даирисигә кириду. Бу һал ши җинпиң дәвридә әң юқири пәллигә чиқти. Буниңда ашу даирә сиртидикиләр бирдәк ассимилятсийә обйекти болиду. Йәнә келип буниңда ениқ болған дәриҗә пәрқи болиду. Йәни чоң гуруппа астида кичик гуруппа, униң астида техиму кичикрәк гуруппа болиду. Кичикрәк гуруппилар һәрқачан өзидин чоңраққа, у болса өзидин чоңраққа қошулуп ахирида тәдриҗий һалда бир йеңи гәвдә һасил болиду. Буни тәдриҗий ишқа ашидиған қош ассимилятсийә, десәкму болиду. Буниңда икки қәдәм болуп, биринчи қәдәмдә кичикрәк етник гуруппиларни ‛милләт‚ даирисигә елип кириду. Иккинчи қәдәмдә болса бу милләт омумлашқан һалда ‛җуңхуа кимлики‚гә айландурулиду. Бу хил қош ассимилятсийә қилиш әндизисини хитай һөкүмити пүтүнләй совет иттипақидин өгәнгән.”
Хитай һөкүмитиниң “җуңхуа кимлики” чүшәнчисини уйғур дияридики баш сиясий вәзипиләрниң бири қатарида иҗра қиливатқанлиқи өткән йиллардин буянқи һөкүмәт һөҗҗәтлиридә көп қетим тәкитләнгән. Буниңда һөкүмран орундики хитай кимликидә мәвҗут болған мәзмунлар хитай болмиған хәлқләрниң чүшәнчисигә мәҗбурий йосунда қошулуши лазим болғанки, һечқачан хитай болмиған хәлқләрниң һечқандақ мәнивийәт байлиқи хитай кимлики үчүн қобул қилинмиған. Буниң билән мәҗбурий болған ассимилятсийә қилиш долқуни “тәрәққият” вә “милләтләр иттипақи” намида дағдамлиқ билән йолға қоюлған. Бу һәқтә манчестер университетиниң профессори дейвин табин (David Tobin) мундақ дәйду.
“бу хилдики баянларни әң дәсләп явропа мустәмликичилик тарихида көргәнидим. Бу текистләрдә баян қилинишичә, әслидә тәбиий рәвиштә мәвҗут болуватқан мәлум бир мәдәнийәт задила тәбиий болмиған шәкилдә йоқитилиду. Һазир ши җинпиңниң қиливатқанлири дәл мушу хил ишлар болуп ‛мәдәнийәт демәклик бир милләтниң роһидур‚ дегәнни алаһидә тәкитләватиду. Улар мушу хил роһни еритип ташлаш арқилиқ ‛миллий мәсилини әбәдийликкә һәл қилиш‚қа пүтүн күчи билән атланди. Әмма уйғурларниң түркий хәлқ болуштәк миллий кимликини вә исламий кимликини миллий мәсилиниң йилтизи, дәп қариғанлиқниң өзи уйғурлар үчүн бәк чоң сиясий тәһдит һесаблиниду. Қарайдиған болса мән шинҗаңға барғанда ‛милләтләр иттипақлиқи‚ һәққидики бир йүрүш китабларни алған идим. Буларни уйғур достлиримға көрсәтсәм улар бу китабларда уйғурларниң мәдәнийитигә даир һечнәрсә йоқлуқини ейтти. Униң ейтишичә, бу китаблар пүтүнләй сиясийлашқан мәзмун билән тошуп кәткән икән. Мән шу вақитта бу китабларда азрақ болсиму уйғур мәдәнийитигә даир мәзмунлар бардур, дәп ойлаптикәнмән. Биз пәрқләрни вә көп хиллиқни әйиблигән һаләттиму бу китаблар ундақ болмаслиқи керәк иди. Уйғур достум бу һәқтә гәп болғанда ‛бу китабларда бизниң мәдәнийитимизгә даир һечнәрсә йоқ. Буларниң һәммиси ассимилятсийә билән юғурулған сиясий мәзмунларкән‚ дегән. Мана бу әһвал маңа уйғурларниң ашу хил тәшвиқатни қандақ чүшинидиғанлиқини һәқиқий йосунда ейтип бәргән иди.”
Хитайчилиқниң йеңиваштин баш көтүрүши вә уйғур кимликиниң һалакити
Хитайчилиқниң баш көтүрүши һәққидә сөз болғанда һәрқайси мутәхәссисләр бирдәк буниң ши җинпиң дәвридә оттуриға чиққан һадисә әмәсликини алаһидә тәкитләйду. 1960-Йиллиридики “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң боран-чапқунлирида хитай рәиси мав зедоң “чоң хитайчилиққа қарши туруш” ни алаһидә тәкитлигән. Әмма тарихий пакитларға нәзәр салғанда бу мәзгилдә һечқандақ хитай “чоң хитайчилиқ қилғанлиқи” сәвәбидин җазаға учриған әһвал мәвҗут әмәс икән. Лекин “йәрлик милләтчилик қилған” дегән әйиб билән өлүмгә вә тәқибкә гириптар болған уйғурларниң сани адәмни чөчүтидиған санда болған.
Ши җинпиң дәвригә кәлгәндә хитай болмиған милләтләрниң миллий алаһидиликлири, җүмлидин уларниң тили вә мәдәнийитини мәҗбурий йосунда хитайчә тил вә коңзичилиқ идиологийәси билән алмаштуруш бир түрлүк сиясий вәзипигә айландурулған. Гәрчә бу дәврдә “йәрлик милләтчиликкә қарши туруш” шоари оттуриға қоюлмиған болсиму уйғурларниң өзигә хас барлиқ мәдәнийәт һадисилириниң лагерға қамилишқа сәвәб болғанлиқиниң өзи бу хил сиясий күрәшниң башқичә шәкилдә оттуриға чиққанлиқини, буниңдики мәқсәтниң йәнила уйғур миллий кимликиниң орниға хитай кимлики яки “җуңхуа миллий кимлики” дин ибарәт бирла кимликни дәсситиш икәнликини намаян қилип бәргән. Бу хил сиясийлашқан кимлик йоқитиш күришиниң қандақ тәсири болуши һәққидә сөз болғанда профессор җералд рош мундақ дәйду. .
“буларниң һәммисила наһайити пәрқлиқ болған иҗтимаий тәсирләрни пәйда қилған. Рәис мав зедоң яки ‛мәдәнийәт зор инқилаби‚ дәврини алсақ хитайда тил ассимилятсийәси әң еғир болған. Шу вақитларда хитай болмиған милләтләр үчүн тил саһәси әң еғир вә қабаһәтлик паҗиәләрниң мәйдани болған. Ши җинпиң дәвридә болса бундақ шоарлар оттуриға қоюлмиди. Әмма ишларниң тәрәққияти маһийәттә әнә шу паҗиәләргә охшап кетидиған, әмма характери техиму еғир болған реаллиққа қарап меңиватиду. Қарайдиған болсақ һазир миллий тил һәммила саһәдин, әң муһими маарип саһәсидин сиқип чиқирилди. Хитайчә тил һөкүмран орунға чиқти. Мениңчә бу әһвал һазир хитай болмиған һәммила хәлқләргә охшаш болуватиду. Мән тәкшүрүштә болған тибәт районида уларниң ана тили маарип саһәсидин йоқитилди. Балилар хитайчә тилни ана тил орнида сөзләшни өгәнди. Бу хил әһвал ашу милләтләр үчүн бәкму еғир роһий буруқтумлуқ пәйда қилиши ениқ. Әмма улар бу йүзлинишни чәкләш үчүн һечнәрсә қилишқа қадир әмәс. Дөләт болса бу милләтләрниң тилини өгитишни әмәс, әксичә уни йоқитишқа атланған. Бундақ әһвалда ашу хил реаллиқлар уларға бесим үстигә бесим болуватиду.”
Хитай һөкүмити уйғур диярида әнә шу хил тилни чәкләштә маарип саһәсини “тазилаш” арқилиқ дәсләпки нәтиҗиләргә еришкән. Һалбуки уйғурчә тил өзиниң мәвҗутлуқини йоқитиш гирдабиға берип қалғанда “җуңхуа кимлики” ниң йәнә бир шәрти сүпитидә “җуңхуа мәдәнийити” ни қобул қилиш вә өзләштүрүш иккинчи қәдәм болуп қалған. Буниң билән уйғурларниң әнәниви мәдәнийити тәдриҗий һалда хитай мәдәнийитигә хас мәзмунлар билән сәплиниш қисмитигә дуч кәлгән. Шу қатарда хитайларниң миллий байрамлири хитай болмиған милләтләр, җүмлидин уйғурлар үчүн теңиливатқан мәдәнийәт һадисиси болуп қалған. Бу һәқтә сөз болғанда профессор дейвид табин мундақ дәйду.
“бу һал ялғуз уйғурлар үчүнла шундақ болуватқини йоқ. Моңғулларму һазир мушу хил қисмәткә дуч келиватиду. Биз аңлиған ‛аз санлиқ милләтләр қобул қилинмайду‚ яки ‛хитайларла қобул қилиниду‚ дегәндәк хизмәт еланлири ички моңғулда көпләп учрайду. Хитайлар ‛милләтләр иттипақлиқи‚ һәққидә гәп сетиватқанда бу хилдики еланларниң оттуриға чиқиши һәқиқәтәнму бир қара юмур. Сизниң хәвириңиз болғинидәк, хитай һөкүмити һазир хитай болмиған милләтләргә ‛биз билән бир сәптә турисән, болмиса бизгә қарши чиққан болисән‚ дегән мәнтәқә бойичә муамилә қиливатиду. Үрүмчи кочилирида хитайлар билән уйғурларниң баравәр болғанлиқини көргили болмайду. Әқәллийси уйғурлар һазир хитайниң чаған байримини өткүзүшкә мәҗбурлиниватиду. Рәт қилғанлар болса милләтчилик билән әйиблиниватиду. Моңғулларни алсақ уларни тавуз чағини өткүзүшкә қиставатиду. Әмәлийәттә болса бу байрам хитайлар моңғулларниң әҗдадлирини қирип ташлиған күнни хатириләштин келип чиққан. Мушундақ бир һақарәтлик байрамни өткүзүшкә мәҗбурланғанда буниңға қарши туруш сиясий мәсилә әмәс. Бу бир милләтниң иззити. Әмәлийәттә буни унчивала қаттиқлиқ билән қисташниң һечқандақ зөрүрийитиму йоқ.”
Хитай һөкүмитиниң “җуңхуа кимлики” чүшәнчисини омумлаштурушиға әгишип бир қисим хитай алимлири, җүмлидин “милләтшунас” лардин ма роң қатарлиқлар “җуңхуа кимлики” яки “җуңхуа миллити” дейишниң орниға “мән җуңголуқ” дәйдиған чүшәнчини дәсситишни алаһидә тәкитләшкә өткән.
Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки программимизда болсун.