Хитай коммунистлириниң мусулманлар дуняси-қаһирәдики йәнә бир ялғанчилиқ тәшвиқати
2025.02.24

“шинхуа тори” ниң хәвиридин қариғанда, 18-феврал Хитай даирилири мисир пайтәхти қаһирәдә “шинҗаңниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққият әһвалини тонуштуруш йиғини” өткүзгән. Мәзкур йиғинда хитай уйғур елиниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятида қолға кәлтүргән нәтиҗилирини көз-көз қилип, “шинҗаң хәлқиниң турмуш сәвийәси изчил өсүватқанлиқи” ни җар салған. Хитайниң бу тәшвиқат йиғиниға мисир-хитай достлуқ комитетиниң муавин рәиси, мисирниң хитайда турушлуқ сабиқ баш әлчиси әли әл һәфний, мисир коммунист партийәси секретари адил вә мисир гуруппилар партийәсиниң муавин рәиси фараҗ қатарлиқлар қатнашқан вә аталмиш “уйғур шаһитлар” билән пикир алмаштурған. Һалбуки, уйғур елиниң иқтисадий тәрәққиятини йеқиндин көзитидиған болсақ, хитайниң иқтисадий сиясәтлириниң уйғурларни баяшат турмушқа әзәлдин ериштүрүп бақмиғанлиқини, әксичә уларниң иқтисадий әһвалини тарихтики әң төвән һалға чүшүрүп қойғанлиқини көримиз.
Қаһирәдики бу йиғинниң тәшвиқат мәзмунини мундақ бир қанчә нуқтиға йиғинчақлаш мумкин. Биринчиси, хәлқниң маарип, мәдәнийәт, йеза игилики вә санаәттә тез сүрәттә тәрәққий қилип, турмуш сәвийәсиниң өскәнликини тәшвиқ қилиш; иккинчиси, хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлириниң, иқтисадни юқири көтүрүшкә көрсәткән тәсири вә еришкән нәтиҗилирини тәшвиқ қилиш; үчинчиси, йәрлик хәлқни юқирида баян қилинғанларниң раст икәнликигә гуваһлиқ бәргүзүш үчүн, уларға “бу һәқтики тәсиратлирини сөзләткүзүш вә нәқ мәйдандикиләр билән биваситә пикир алмаштурғузуш” тин ибарәт тәшвиқат усулини қоллиниш қатарлиқлар.
Әмәлийәттә, қаһирәдә ечилған бу йиғинниң әсли маһийити, хитайниң йиллардин буян хитай ичи вә дуняниң һәрқайси җайлирида елип бериватқан “шинҗаң яхши җай”, “шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр һәққидики баянат йиғини” дәк уйғурларни қарилаш вә хитайни ақлашни мәқсәт қилған сиясий паалийәтлиридин пәрқсиз болған бир йиғиндур. Шундақ болғанлиқи сәвәб, йиғинда хитай алди билән өзиниң “шинҗаңлиқларни бай қилғанлиқи”, бундақ бай болушниң сәвәбиниң дәл хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлириниң нәтиҗиси икәнликини тәшвиқ қилған. Һәтта дегәнлириниң тоғра вә шәксиз болғанлиқини испатлаш үчүн, аталмиш “уйғур шаһитлар” ни қаһирәгә апирип, йәрлик мухбирлар билән көрүштүрүш вә пикирләштүрүш, шундақла бу арқилиқ өзини ақлаш мәқситигә йәтмәкчи болған.
Дәрвәқә, хитай қаһирәгә тәшвиқат үчүн елип барған аталмиш “уйғур шаһитлар” шинҗаң университети ахбарат вә тәшвиқат институтиниң муавин пирофессори турсун әбәй вә шинҗаңлиқ диний әрбаб өмәр осман исимлик кишиләр болуп, турсун әбәй нәқ мәйдандикиләргә “мән шинҗаңниң тәрәққияти вә әмгәкчиләрниң һәқ-һоқуқини өз ичигә алған түрлүк кишилик һоқуқ саһәлири еришкән нәтиҗиләргә шаһит болдум, юртимизниң тәрәққияти, мени өз ичигә алған һәр милләт хәлқиниң һаятини мувәппәқийәткә ериштүрди” дегән сөзләрни қилған. Лекин уйғур ели вә бу әлниң әсли игилири болған уйғурларниң һәқиқий әһвали йәни милйондин артуқ уйғурниң лагер-түрмиләргә ташлиниши, уйғур тили вә маарипиниң чәклиниши һәм башқа әһваллар һәққидә һечнемә демигән.
Хитай гәрчә ишқа орунлаштуруш вә ишчиларниң һәқ-һоқуқини капаләткә игә қилишта “муһим тәдбирләр елинған” лиқини давраң салсиму, лекин реаллиқта уйғурлар йәнила хизмәт тепишта түрлүк кәмситиш вә чәклимиләргә дуч келиватқанлиқи ениқ. Чүнки хитай 1982-йилила хитай тилини омумлаштурушни өзиниң асасий қануниға киргүзгәниди. Хитай тилиниң асасий қанунға киргүзүлүши ана тили хитай тили болмиған хәлқләрниң өз тилини қоллиниш, тәрәққий қилдуруш вә сақлап қелишиниң муәййән чәклимиләргә дуч келидиғанлиқини билдүрәтти. 1994-Йили “хитай тили сәвийәси имтиһани” ниң оттуриға чиқиши, ана тили хитай тили болмиған уйғур қатарлиқ милләтләрниң “хитай тили лаяқәтсиз болғини үчүн” җәмийәттин сиқип чиқирилишиға баһанә болди. Демәк, бундақ бир имтиһанниң тәсис қилиниши тәбиий һалда уйғур тили маарипида тәрбийәлинип чиққан нәччә әвлад уйғурларниң җәмийәттә кәмситилиши сәвәблик хизмәт тепишини тәсләштүрүп, уларниң кейинки һаятиға еғир бузғунчилиқларни елип кәлди. Һөкүмәт органлирида мәмурийлиқ хизмәтлиригә орунлишиш, оқутқучи яки дохтур болуш қатарлиқ муһим саһәләрниң һәммисидә хитай тили сәвийә имтиһани муһим өткәл қилинип, уйғурлар чәткә қеқилди. 2000-Йили өктәбирдә хитайниң аталмиш мәмликәтлик хәлқ қурултийи “дөләт ортақ тил-йезиқи қануни” ни елан қилди. Бундақ бир қанунниң елан қилиниши уйғурларға нисбәтән өз ана тилиниң орнини хитай тилиниң алидиғанлиқиниң рәсмий йосунда қанунлаштурулғанлиқидин дерәк берәтти. “уйғур аптоном райони” демәк, уйғурлар өз алдиға башқуридиған район демәклик болуп, аптоном районниң тили уйғур тилини асас қилиши керәк иди. Әксичә болғанда йәрлик хәлқниң өз ана тили болмиған хитай тилида өз тупрақлирини аптономийә һәқ-һоқуқлири билән идарә қилалишидин сөз ечиш мумкин болмайтти. Демәк бу йәрдә хитайниң қәстән өз тилини асасий қанунға киргүзүши вә уни башқа аптоном һәқ-һоқуқлири болған милләтләргә зорлап теңиши алди билән Хитайниң “миллий территорийәлик аптономийә қануни” ға пүтүнләй хилап. Мәзкур қанунниң 3-баб, 21-маддисида, “аптоном райондики органлар өз һоқуқини йүргүзгәндә, аптономийә һоқуқиға игә милләтниң йәрликтики аптономийә һоқуқ бәлгилимилиригә асасән, йәрликтә ортақ ишлитидиған бир тил яки бир қанчә тилни қоллиниши керәк. Болупму аптономийә һоқуқиға игә милләтниң тилини асас қилиши керәк” дейилгән. Һалбуки, уйғур аптоном районида хитай тили билмәйдиған уйғурларниң, қанчилик қабилийәтлик болушидин қәтийнәзәр һәрқандақ хизмәт орниға кириши мумкин әмәс. Техиму муһими, “Хитайдики һәр милләт хәлқи баравәр һәқ-һоқуқларға игә” икәнликиму хитайниң асасий қануниға киргүзүлгән болуп, хитай тилиниң дөләт тили қилип өзгәртилишиниң өзила хитай асасий қанунида бәлгиләнгән һәр милләт хәлқиниң баравәрликини инкар қилиш әмәсму?
Дәрвәқә, хитай тили өгинишниң қанунлаштурулуши, тәбиий һалда хитайларниң уйғурлардин үстүн икәнликини қануний асасқа игә қилиш билән тәң, уйғур аптоном районида уйғур тилиниң асас қилинмайдиғанлиқини һәқлиқләштүргән бир қилмиштур. Буниңдин башқа, гәрчә хитай “һәр милләт хәлқи тәрәққиятниң мевисидин баравәр бәһирлиниду” шоарини күчәп тәшвиқ қилсиму, уйғур елидики иқтисад пәқәт биңтүәнни мәркәз қилған хитайларниң қолиғила мәркәзләшкән. Йәни хитай һәр йили елан қилип туридиған йиллиқ, пәсиллик вә йерим йиллиқ иқтисадқа аит истатистикиларда уйғурларниң иқтисадий әһвалиниң биңтүәнниңкидин ғайәт зор дәриҗидә төвән туридиғанлиқи хитай инкар қилалмайдиған бир реаллиқтур.
Хитай һәр даим уйғур елиниң иқтисадий тәрәққияти һәққидә тәшвиқат қилғанда, уйғурларниң мәдәнийәт вә диний һәқ-һоқуқлирини нәзәрдин сақит қилип кәлгән. Әмәлийәттә, бу саһәләрдә хитайниң қаттиқ бастурушлири, уйғурларниң миллий кимликлирини суслаштурупла қалмай, уларни әнәниви иқтисадтики артуқчилиқлиридин мәһрум қойған. Шундақла уларниң иқтисадий тәрәққият елип кәлгән риқабәтләрдә күчсиз вә пурсәтсиз қалдурулуп, тәрәққий қилалмаслиқини кәлтүрүп чиқарған. Әмма хитайниң бу һәқтики сәпсәтәлиридә уйғурларниң һәқиқий әһвали хитайниң сияситидин нәп еливатқан биңтүән башчилиқидики “шинҗаң хәлқи” аталғуси астиға йошуруп қоюлған.
Хуласилигәндә, уйғурларниң намратлишиши, диний вә мәдәнийәт кимликлиридин мәһрум қилиниватқанлиқидәк реаллиқлар, хитайниң қаһирәдики тәшвиқати вә турсун әбәйниң уйғурлар һәққидики “шаһитлиқ” сөзиниң пүтүнләй ялғанчилиқ икәнликини испатлап турмақта. Гәрчә хитай бир қисим ойдурма сан-сепирлар яки “гуваһлиқлар” билән һәқиқәтни бурмилашқа тиришсиму, уйғурларда күнсери еғирлишиватқан намратлиқ вә һаятлиқ киризиси хитайниң уйғур елидә йолға қоюватқан сиясәтлириниң һәқиқий маһийитини ашкарилап турупту. Демәк, бир дөләт яки һакимийәт өз қануни яки хәлқара қанунларни дәпсәндә қилиш, шундақла йәрлик хәлқләрниң һәқ-һоқуқлирини тартивелиш билән қудрәт тапалмайду. Башқиларниң һөрмити вә сөйгүсигә техиму еришәлмәйду. Пәқәт инсанларниң асасий һәқлири һөрмәт қилинидиған земиндила, милләтләр арисидики баравәрликтин вә тәрәққияттин сөз ечиш андин мумкин болиду.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]