Чәтәл мутәхәссислири: “хәлқ уруши” ниң муһим нишани-уйғурларни техиму қаттиқ бастуруш

Мухбиримиз әзиз
2016.05.09
urumchi-qarshiliq-tomur-yol-idarisi.jpg Үрүмчи шәһириниң йеңишәһәр районидики төмүрйол идариси тәвәликидә икки нәпәр пидаий нефит сарай бинаси алдида кетиватқан хитай көчмәнлиригә пичақлиқ һуҗум қилған. 2015-Йили 11-март, үрүмчи.
Oqurmen teminligen

Хитай һөкүмити өткән йили “дөләт бихәтәрлик қануни” вә “террорлуққа қарши туруш қануни” ни мақуллиғандин кейин чәтәлләрдики бир қисим мутәхәссисләр бу һәқтә пикир баян қилип, бу қанунларниң хитайдики йеңи “хәлқ уруши” шәклидики бастуруш һәрикитини қанунлаштуруш мәқситидә оттуриға чиққанлиқини алға сүрди. Шуниң билән биргә, буниң уйғурлар диярида барғансери ешип бериватқан қаршилиқ һәрикәтлири билән болған зич мунасивити һәққидә тохталди.

Хитайниң 2016-йилидин башлап йолға қоюлған “террорлуққа қарши туруш қануни” да һәммидин бәкрәк мутәхәссисләрниң диққитини қозғиған нуқта униңдики хитай һөкүмитиниң “террорлуқ” қа қандақ тәбир бәргәнлики болди. Он баблиқ мәзкур қанун лайиһисиниңму мәркизи нуқтиси мушу болуп, униңда “зораванлиққа, бузғунчилиққа яки тәһдиткә четишлиқ һәрқандақ һәрикәт яки тәшәббус, шундақла җәмийәттә қорқунч пәйда қилиш, аммиви бихәтәрликкә тәһдит селиш, хусусий һоқуқ вә мал-мүлүк һәқлиригә дәхли-тәрз қилиш, шундақла сиясий, идеологийә яки башқа җәһәтләрдики мәқсәтләргә йетиш үчүн дөләткә қарашлиқ яки хәлқаралиқ тәшкилатларни контрол қиливелиш” қилмишлири террорлуқ һесаблинидиғанлиқи бекитилгән.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәнди хитайниң немә үчүн арқа-арқидин бу хилдики қанун вә низамларни түзүп чиқишқа моһтаҗ болуп қалғанлиқи, шундақла уйғурлар дияридики даириләрниң 2016-йили ичидә “ш у а р ниң диний әсәбийликкә қарши низами” ни түзүп чиқидиғанлиқини җакарлиши һәққидә тохтилип, “буларниң һәммиси хитай даирилириниң йиллардин буян давам қилип келиватқан қаттиқ бастуруш һәрикитини қанунлаштурушқа йочуқ ечиш” дәп көрсәтти.

Хитайдики бу қанунларниң рәсмий йолға қоюлуши һәққидә пикир баян қилған мутәхәссисләрдин “дипломат” журнилиниң муһәррири шаннон тези вә германийә макс планк институтиниң тәтқиқатчиси җу зунйо бирдәк илгирики вақитларда даим террорлуқ қилмишиниң тәбири үчүн қоллинилидиған сөзләрдин “террорлуқ һәққидики хиял” аталғусиниң чиқириветилгәнликигә, шуниң билән биргә униң орниға “тәшәббус” сөзиниң сәпләнгәнликигә алаһидә диққәт қилған.

Шаннон тези бу һәқтә пикир баян қилип һазирқи вақитта уйғурлар районида арқа-арқидин давам қиливатқан түрлүк шәкилдики қаршилиқ һәрикәтлириниң йеңидин түзүлгән “террорлуққа қарши туруш қануни” дики террорлуқниң тәбири һәққидики маддиларға толуқ чүшидиғанлиқини тилға алиду. Шуниң билән биргә бу хилдики қаршилиқ һәрикәтлирини хитай даирилириниң мунтизим қораллиқ күчләр арқилиқ бастуруштин башқа, йәнә техиму үнүмлүк дәп қаралған “хәлқ уруши” усулини қоллиниватқанлиқини тәкитләйду. У буниңға мисал тәриқисидә 2014-йили 1-авғуст күни хотәндики қарақаш наһийисиниң пурчақчи йезисида йәрлик деһқанлардин оттуз нәччә миң кишиниң сәпәрвәр қилинип, қонақлиққа йошурунувалған он кишилик “террорчилар гуруһи” ни тармар қилғанлиқини баян қилиду.

Алақидар учурларда шу қетим хитай һөкүмити “хәлқ уруши”ға қатнашқан деһқанларға җәмий 300 милйон сом мукапат тарқитип бәргәнлики көпләп хәвәр қилинған иди. Әмма хитай даирилириниң бу һәрикәт тоғрилиқ “террорлуққа ғәзипи қайнап ташқан хәлқ аммисиниң өзлүкидин қозғилип тәшкилләнгән” лики һәққидә чүшәнчә беришиму мәтбуатлардин йәр алған иди. Хотәндики ашу қетимлиқ “хәлқ уруши”ға охшап кетидиған һәрикәтләр башқа җайлардиму көп қетим көрүлгән. Буниң ичидики чоңрақ бир қетимлиқи 2015-йили ноябир ейида бай наһийисидә оттуриға чиққан он миң кишилик деһқанлар “қошуни” ни сәпәрвәр қилиш һәрикити болуп, даириләр шу қетим бай көмүрканға һуҗум қилғанларни тутушни нишан қилған иди. Униңдин башқа уйғурлар диярида йәрлик даириләрниң 2016-йилидин 11-апрелдин башлап “зораван террорлуқ җинайәтлирини ашкарилиған кишиләрни мукапатлаш чариси” ни елан қилип, “террорлуқ” қа даир учур билән тәминлигүчиләрни бәш милйон сомға қәдәр мукапатлаш һәққидә вәдә бериши мулаһизичиләрниң алаһидә диққитини қозғап келиватқан мәсилиләрниң биридур.

Америкидики “йеңи америка вәхпи” ниң тәтқиқатчиси патрик мейер бу һәқтә тохтилип, хитайниң хәлқара вәзийәттики өзгиришкә мас һалда қисқиғинә йигирмә йил ичидә “хәлқ уруши” сепини бәрпа қилғанлиқи вә шу арқилиқ “террорлуқ” қар қарши турмақчи болғанлиқини тилға алиду: “1990-йилидин 2010-йилиғичә болған арилиқта хитай һөкүмити иҗтимаий, сиясий вә иқтисадий мәсилиләрни мана мушу йосунда дөләт хәвпсизликигә тәһдит салғучи мәсилиләр дәриҗисигә көтүрди. Шуниң билән балилар, аяллар, шундақла һәммәйлән ‛хәлқ уруши‚ дәп атиливатқан бу урушқа қатнишишқа мәҗбурланди. Һәммәйлән бу ишқа бир яқидин баш чиқиришқа буйрулди. Бу ‛уруш‚ үчүн ‛қаттиқ‚ қораллар, ‛өткүр‚ қәләмләр, шундақла ишләтлики болидиғанлики нәрсиниң һәммиси ишлитилди. Мушу тәриқидә бөлгүнчилик вә милләтчилик хаһиши җинайи қилмишлар билән арилаштуруветилди. Йәни әмдиликтә улар идеологийилик мәсилиләр қатарида саналмайдиған болди. Дәрвәқә, идеологийә саһәсигә мәнсуп бу һадисиләр яки иҗтимаий мәсилиләр билән күрәш қилишта җинайи қилмишларға қарши турушта қолланған усулни ишлитишкә болмайду, әлвәттә. Шуңа ‛қаттиқ зәрбә бериш‚ паалийәтлири, сақчи вә қатму ‏-қат назарәт системиси бәрпа қилиш, кишиләрни һәр қәдәмдә тохтитип тәкшүрүш арқилиқ ‛хәлқ уруши‚ яритиш әһвали әмәлийәттә уйғурлар районидики дөләт хәвпсизликигә һечқанчә мувәппәқийәт елип келәлмиди.”

Уйғурлар дияридики 1-номурлуқ һоқуқдар шәхс җаң чүншйәнниң бирнәччә қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинлирида ашкара оттуриға қойған “хәлқ уруши арқилиқ террорчиларни кочида ур-урға қалған чашқанға айландуруш” истратегийиси һазирқи күнләрдә уйғурлар диярида йәнә бир хил шәкилдә, йәни уйғурлардин чиққан деһқан рәссамларниң қоллири арқилиқ “сәнәт” дегән намда оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум. Патрек мейер бу һәқтә пикир қилип, буниңдики мәқсәтниң бири уйғурларни бир-биригә қарши қоюш икәнликини тәкитлиди. Шундақла бу хилдики “хәлқ уруши” усулида намрат уйғур деһқанлирини муәййән миқдардики “маддий байлиқ” мукапатиға қизиқтуруш васитисиниң уйғурлар җәмийитини парчилап вә уларниң ички уюшчанлиқ күчини қаттиқ хоритивәткәнликини алаһидә әскәртти: “бу бу йәрдә тилға елиниватқан ахирқи нуқта ‛хәлқ уруши‚. 1996-Йилидин башлап мушу ‛хәлқ уруши‚ мувәппәқийәтлик болмиған. Әмма һазир бу әһвал башқичә шәкилдә бих тартиватиду: җәмийәттики һәр бир шәхстин аталмиш ‛әсәбийлик‚ идийилиригә қарши туруш тәләп қилиниватиду. Мәсилән, ата-анилар пәрзәнтлириниң өйдә ‛қуран‚ оқуватқанлиқини һөкүмәткә паш қилса, балилар қошниларниң мушундақ ишлирини паш қилса... Буниң бәдилигә улар мукапат алиду. Әгәр һәммә адәм мушу шәкилдә бир-бирини назарәт қилғили турса, уйғур җәмийитиниң ички уюшчанлиқи аҗизлап маңиду. Чүнки биз һәммимиз инсан, шундақ болғаникән, биз һәммимиз иқтисадий мәнпәәткә яки шундақ бир мукапатқа хуштар келимиз. Шуниң билән биз башқиларни паш қилишқа киришип қелишимиз мумкин. Әгәр сиз бирәр йезиниң башлиқи болуп қалсиңиз, сизниң тәвәликиңиздә мушу хилдики қаидә-түзүмләргә бойсунмиған кишиләр байқилип қалса, у чағда буниңға сиз мәсул болисиз вә сиз җазалинисиз.”

Дәрвәқә хитай даирилириниң бу хилдики “хәлқ уруши” арқилиқ уйғурлар районидики “террорлуқ” қа қарши туруш тәшәббусиниң техиму күчийиватқанлиқи бу йил 15-апрелдин башлап уйғурлар районидиму “омумий хәлқниң дөләт бихәтәрлики бойичә тәшвиқ-тәрбийә күни” қилип бекитилишидә техиму рошән әкс етиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.