Бүгүнки күндә хитайниң хәлқарадики образи зади қандақ болуватиду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.07
xitay-dolet-70-yilliqi-yighin.jpg Хитай рәиси ши җинпиң хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимида сөзлимәктә. 2019-Йили 30-сентәбир, бейҗиң.
AP

Пән-тәтқиқат мәркизиниң доклати хитайниң ғәрб әллиридики образиниң барғансери начарлишиватқанлиқини испатлиди.

Фирансийә авазиниң 6-өктәбирдики хәвиригә асасланғанда, америкадики нопузлуқ әқил амбириниң бири болған пән тәтқиқат мәркизи бу йил 5-айниң 13-күнидин 8-айниң 29-күнигичә дуняниң һәрқайси әллиридики 32 дөләттә яшайдиған 34904 киши үстидин хитайға болған тәсирати тоғрилиқ тәкшүрүш елип барған. Тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлум болушичә, ғәрб демократик әллириниң хитайға болған сәлбий қарашлири барғансери күчийип барған.

Доклатта баян қилинишичә, хитайға әң иҗабий позитсийәдә қарайдиғанлар руслар болуп, тәкшүрүшкә қатнашқан русларниң 71 пирсәнти хитайға нисбәтән достанә позитсийәсини ипадилигән. Шәрқий явропадики булғарлар, поләкләр, литвалиқларниң позитсийәси нисбәтән иҗабий болсиму, чехлар вә силовакийәликләрниң хитайға болған қарашлири начар икән.

Ғәрбий явропа дөләтлириниң хитайға болған қарашлирида италийә вә гиретсийәни һесабқа алмиғанда, мутләқ көп қисим дөләтләрдики хәлқниң позитсийәси өткән йилиға селиштурғанда зор дәриҗидә начарлашқан.

Явропа иттипақиға әза дөләтләрдин иқтисадий кризиси нисбәтән еғир болған италийә вә гиретсийә өткән йили хитай билән түзгән иқтисадий һәмкарлиқлар сәвәбидин хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға аваз қошқан. Бу сәвәблик бу дөләттики хәлқләрниң қарашлири охшаш әмәскән. Әмма явропадики буниңдин башқа дөләтләрниң хәлқлири хитайға сәлбий баһаларни бәргән. Мәсилән: шиветсарийәликләрниң хитайға нисбәтән позитсийәси өткән йилқиға селиштурғанда 17 пирсәнт начарлашқан болуп, 70 пирсәнт шиветсарийә хәлқи хитайға болған сәлбий қарашлирини ипадә қилған. Испанийәликләрниң хитайға нисбәтән сәлбий позитсийәдә қарайдиғанлири 53 пирсәнтни игилигән.

Шималий америкада елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлум болушичә, канадалиқларниң хитайға болған достанә муамилиси йилсери арқиға чекингән. Бу қетимқи тәкшүрүштә 67 пирсәнт канадалиқлар хитайға сәлбий баһа бәргән. Америкада тәкшүрүшкә қатнашқан кишиләрдин хитайға қарши позитсийәсини баян қилғанлар 60 пирсәнттин ашқан. Биразилийәдә 18-29 яш арисидики яшларниң үчтин икки қисми хитайға иҗабий қарисиму, 50 яштин һалқиған кишиләрниң 60 пирсәнти хитайға сәлбий қарашта икән.

Хитайға әң начар көзқараштики хәлқ япон хәлқи икән. Доклатта баян қилинишичә, япон хәлқиниң 85 пирсәнти хитайға сәлбий позитсийәдә қарайдикән.

Хәвәрдә түрк вә әрәб дөләтлиридики хәлқләрниң қарашлири баян қилинмиған. Әмма шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди түрк вә әрәб хәлқлириниң хитайға нисбәтән көз қарашлирини тәкшүрүшкә тоғра кәлгән тәқдирдә, әрәб һәм түрк дөләтлири хитай тәһдити вә иқтисадий беқиндилиқ сәвәбидин хитайни яқлисиму, түрк, әрәб хәлқлириниң хитайға һәргиз иҗабий қаримайдиғанлиқини илгири сүрди.

“хитайниң ғәрб әллиридики образиниң күнсери начарлишишиға сәвәб болған асасий амиллар немиләр болуши мумкин?” дегән соалимизға норвегийә уйғур комитетиниң рәиси, “уйғур әдлийә архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди җаваб берип, хитайниң башқа милләтләргә йүргүзүватқан зораван сияситиниң асаслиқ сәвәбләрдин бири икәнликини тәкитлиди. У сөзидә йәнә хитай миллитидики начар илләтләрниңму ғәрб хәлқини бизар қиливатқан амиллар қатариға киридиғанлиқини әскәртти.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң қаришичә, нөвәттә ғәрб әллириниң ахбарат васитилиридә хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушини дуняға тәһдит дәп қарайдиған пикирләр көпләп тәрғиб қилинмақтикән. Хитайниң җаза лагерлирини тәсис қилип, милйонлиған уйғурлар үстидин зулум йүргүзүши, хоңкоңдики хәлқләрниң әркинлики, демократийәсигә қарита таҗавузчилиқ, хитайниң қошна әлләр билән болған земин маҗиралири һәм бу һәқтики тәшвиқатларму ғәрб хәлқлиридә хитайға қарита сәлбий қарашларниң йүксилишигә сәвәб болған амиллар болуши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.