Илшат һәсән: “хитай олимпик мусабиқисини өткүзүшкә пәқәт мунасип әмәс”

Мухбиримиз нуриман
2022.01.19
2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси
Yettesu

“вашингитон почтиси” гезитиниң 19-январ күнидики хәвиригә қариғанда, хитай олимпик тәшкилий һәйитиниң әзаси 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнишидиған чәт әллик тәнһәрикәтчиләрни мусабиқә җәрянида сөз-һәрикәтлиригә диққәт қилишқа агаһландурған.

Бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси тәшкилий комитети хәлқара мунасивәтләр бөлүминиң муавин баш директори яң шу 18-январ күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида мундақ дегән: “олимпик роһиға, болупму хитайниң қанун-низамлириға зит һәр қандақ сөз-һәрикәттә болғучилар бәлгилик җазаға учрайду.”

Мәлум болушичә, хәлқара олимпик комитети низамнамисиниң 50-маддисида олимпик мәйданлирида “намайиш қилиш, сиясий, диний яки ирқий тәшвиқат қилиш” чәкләнгән икән. Көзәткүчиләр хитайниң олимпик мусабиқисигә мунасивәтлик чәклимилири хәлқара олимпик комитетиниң қаидилиридин һалқип кәткән, дәп қариған. Улар йәнә яң шуниң сөзлири пикир әркинликиниң хитайда һәрқандақ бир дөләткә қариғанда техиму көп чәклимигә учрайдиғанлиқини көрсәтмәктә, дәп қариған.

Ройтерис агентлиқиниң хәвригә қариғанда, 18-январ күни кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати саһибханлиқ қилған сөһбәт йиғинида, сөзлигүчиләр тәнһәрикәтчиләргә өзлириниң бихәтәрлики үчүн бейҗиңдики чеғида хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилирини тәнқид қилмаслиқни тәвсийә қилған.

“һәқ-адаләт үчүн номур елиң” паалийитини башлатқан идрис аяс әпәндиниң билдүрүшичә, улар бу паалийити арқилиқ әслидә тәнһәрикәтчиләрниң мукапат илиш сәһнисидә уйғур, тибәт қатарлиқ хитайниң бастурушиға учраватқан хәлқләрни қолллайдиғанлиқни ипадиләшни тәшәббус қилған. У хитайниң тәнһәрикәтчиләргә қарита йолға қойған чәклилмилири һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитай дуняға өзини ‛қанун дөлити‚ дәп көрситишкә уриниду. Йәнә бир тәрәптин тәнһәрикәтчиләргә қалаймиқан чәклимиләрни қоюватиду, бу толиму бимәнилик. Биз тәнһәрикәтчиләрни һәқ-адаләт тәрәптә турушқа чақиримиз.”

Мәлум болушичә, хитайда һөкүмәтни тәнқид қилғучилар, сиясий паалийәт билән шуғулланғанлар, әң аддийси иҗтимаий алақә торида хитайниң сияситигә баһа бәргәнләрму түрмигә қамалған. Әгәр бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисгә қатнашқан бир тәнһәрикәтчи пикир әркинлики үчүн җазаланса, хәлқараниң ғәзипигә дуч келидиғанлиқи ениқ. Шуңа хитай тәнһәрикәтчиләрни җазалиялмаслиқи мумкин болсиму, әмма 18-янивар күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида, яң шу мусабиқә давамида тәнһәркәтчиләрниң сиясий паалийәтниң әң юқири җазасиниң қандақ болидиғанлиқи һәққидә җаваб беришни рәт қилған.

Америкадики хитай ишлири тәтқиқатчиси илшат һәсән әпәнди хитайниң олимпик мусабиқисини өткүзүшкә салаһийити тошмайдиғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди: “әң аддийси хитайда күнсайин кеңийиватқан вирусни контрол қилиш мәсилисидиму асасий хизмәтләрму техи толуқ ишләнмигән. Униң үстигә хитай мусабиқә көрүрмәнлиригә вә тәнһәрикәтчиләргә түрлүк чәклимиләрни қоймақта. Хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һелиһәм давам қиливатиду. Хитай әмәлийәттә бу муқәддәс мусабиқини өткүзүшкә пәқәт мунасип әмәс.”

2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси 4-фиврал күни бейҗиңда башлиниш алдида турмақта. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 14-январ баянат елан қилип, дуняни хитайниң бейҗиң қишлиқ олимпикидин пайдилинип, өзиниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини ақлишиға йол қоймаслиққа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.