Хитай оқуғучилар уюшмилириниң боюнтуруқи астидики академийә вә пикир әркинлики

Мухбиримиз ирадә
2018.03.07
Qurbanjan-semet-leksiyesi-resim.jpg Қурбанҗан сәмәтниң станфорд университетида бәргән “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ лексийәсидин көрүнүш
Social Media

Америкидики һәрқайси алий мәктәпләрдә қурувалған хитай оқуғучилар уюшмилириниң хитай әлчиханиси вә консулханилири билән болған қоюқ алақиси диққәт қозғашқа башлиди. Бу һәқтә елан қилинған мақалиләрдә, хитай һөкүмитиниң оқуғучилар уюшмилири арқилиқ америка алий мәктәплиридики академийә вә пикир әркинликигә җиддий рәвиштә тәсир көрситиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң иқтисадий күчини қоллинип, бир қисим дөләтләрниң сиясәтлиригә тәсир көрситиватқанлиқи муназирә қилиниватқан муһим темиларниң бири болуп қалди. Шулар қатарида хитай һөкүмитиниң америкидики, җүмлидин дуняниң һәрқайси җайлиридики университетларға көрситиватқан тәсириму диққәт қозғиған темиларниң бири. Йеқинда америка бихәтәрлик вә истихбарат органлири мәсуллири америка дөләт мәҗлисидики бир гуваһлиқ бериш йиғинида сөз қилип, хитай һөкүмитиниң америкиниң илмий тәтқиқат органлирини нишанға алғанлиқини, уларниң профессор, илмий тәтқиқатчи вә оқуғучиларни җасуслуққа селишқа охшаш ғәйрий әнәниви җасуслуқ васитилирини қоллиниватқанлиқини билдүргән иди.

Бүгүн, америкидики “ташқи сиясәт” журнилида елан қилинған “хитайниң қоли америка университетларғичә йетип кирди” мавзулуқ бир парчә мақалида көрситилишичә, хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә йил ичидә бу һәрикитини йәниму күчәйткәникән. Мәзкур гезит мақалисидә, америкидики “хитай оқуғучилар вә тәтқиқатчилар уюшмиси” (CSSA) ниң хитай әлчиханиси билән болған қоюқ алақисини тәкшүрүп көргән болуп, униңда бу уюшмиларниң давамлиқ һалда шу җайлардики хитай консулханилиридин пул елип туридиғанлиқи вә бу уюшмиларниң нурғунлириниң рәсмий һалда өзини “хитай әлчиханиси башқуруши астидики” дәп тонуштуридиғанлиқини байқиған.

Мана бу уюшмиларға әза болған бир қисим оқуғучилар вә һәтта бәзи уюшма башлиқлири өз исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән “ташқи сиясәт” журнилиниң зияритини қобул қилип, 2016-йилидин бери хитай консулханилириниң хитай оқуғучилар уюшмилири билән алақини вә оқуғучиларға сиясий-идийә тәрбийәсини қаттиқ чиңитқанлиқини билдүргән. Уларниң ейтишичә, хитай консулханилири бейҗиңдики 19-қурултай ечилиш алдида һәрқайси оқуғучилар уюшмилириға уқтуруш әвәтип, оқуғучиларни 19-қурултайни телевизордин көрүш, қурултайдики нутуқларни өгиниш вә у һәқтә музакирә елип бериш қатарлиқ паалийәтләрни уюштуруш вә у паалийәтләр вә униңға қатнашқанларни рәсимгә тартип әвәтип беришкә буйруғанлиқи, өзлириниң бундақ қоюқ сиясий-идийә бесимдин биарам болушқа башлиғанлиқини ейтқан.

Бүгүн, америкидики ню-йорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори, хитай мәсилилири тәтқиқатчиси доктор ша миң әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң нурғун йиллардин бери америкида оқуватқан хитай оқуғучиларға диққәт қилип кәлгәнликини ейтти. У мундақ деди: “америка университетлирида оқуватқан хитай оқуғучилар һәммиси хитай җәмийитидики юқири орундики аилиләрниң балилири. Шуңа улар кейин җәмийәткә чиққандиму наһайити муһим орунларда хизмәт қилиду. Мана шу сәвәблик хитай һөкүмити наһайити нурғун йиллар илгирила бу оқуғучиларни контрол қилиш, уларниң сиясий идийә тәрбийәсини чиң тутушқа җиддий қарап кәлгән. Улар буни ‛хитай тәтқиқатчилар вә оқуғучилар уюшмиси‚ арқилиқ ишқа ашурған. Улар бу арқилиқ америкидики калифорнийә университети вә харвард университетларғичә болған университетларда хитай компартийәсигә яқмайдиған темиларни, кишиләрни, паалийәтләрни байқут қилип кәлгән. Америка университетлиридики мутләқ көп қисим хитай оқуғучилар уюшмилири шүбһисизки, хитай һөкүмәт хадимлири тәрипидин қурулған вә уларни мәбләғ билән тәминләйдиғанларму хитай консулханилиридур”.

Ша миң әпәндиниң ейтишичә, “хитай тәтқиқатчилар вә оқуғучилар уюшмиси” вә униң тармақ уюшмилири америка университетлириға наһайити зор тәсир көрсәтмәктикән. Хитай компартийәси бу уюшмилар арқилиқ мәктәпләрдики хитай һөкүмитигә яримайдиған һәрқандақ бир паалийәт болса, мәсилән, бәзи тәтқиқатчиларниң китаблирини, илмий муһакимә йиғинлирини, яки далай ламаға охшаш вә шундақла уйғур паалийәтчиләрни мәктәпләргә тәклип қилидиған ишларни, һәтта уйғур сөзлигүчиләр бар болған йиғинларниң уюштурулуши қатарлиқларға дәрһал намайиш уюштуруш вә байқут қилиш арқилиқ тосқунлуқ қилидикән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, хитай оқуғучилар уюшмилириниң америка университетлирида қиливатқан паалийәтлириниң муһим бир түриниң бу йәрдики уйғур кишилик һоқуқ давасини хунүкләштүрүш икәнликини ейтти. У сөзидә хитай һөкүмитиниң тәшвиқат чолпини болған уйғур фотограф қурбанҗан сәмәтниң 2015-йили америка университетлирида бәргән ‛мән шинҗаңдин кәлдим‚ намлиқ лексийә паалийитини дәл мушу ‛хитай оқуғучилар вә тәтқиқатчилар уюшмиси‚ уюштурғанлиқини билдүрди. У йәнә йеқинда америкидики университетта оқуватқан бир уйғур оқуғучиниң өзини “мән шәрқий түркистанлиқ” дәп тонуштурғини үчүн хитай савақдашлириниң тәһдитигә учраш вәқәсиниму мисал қилип көрсәтти.

“ташқи сиясәт” журнилиниң хәвиридә ейтилишичә, хитай консулхана хадимлири давамлиқ һалда бу уюштурма башлиқлиридин консулханиниң буйруқлирини иҗра қилип-қилмиғанлиқиға даир рәсим яки доклат қатарлиқ испатларни тәләп қилип туридикән вә уни юқириға йоллайдикән. Шуңа хитай оқуғучиларму хитай консулханиси билән яманлишип қелип, өзигә иш теришни халимайдикән.

Доктор ша миң әпәндиниң бизгә ейтишичә, хитай консулхана хадимлири америкидики оқуғучиларни бир-бирини назарәт қилишқа салидикән һәм оқуғучилар америкидики оқушини пүттүрүп хитайға қайтқанда бу оқуғучиниң хитай консулханиси билән йеқин алақә ичидә болуп-болмиғанлиқиға қарап туруп, уларға “тәвсийә хети” йезип беридикән яки хитай ичидә хизмәт тепиш қатарлиқ башқа нурғун ишлириға ярдәм қилидикән. Шуңа нурғун оқуғучилар хитай консулханисиға йеқин туруп, улар немә десә шуни қилидикән. Ша миң әпәнди сөзидә йәнә; “бу йәрдә йәнә хитай консулханилири билән алақиси болмиған оқуғучиларму бар. Әмма уларниң өзиниң алақиси болмиған билән башқа достлири яки савақдашлириниң алақиси барлиқини билиду. Шуңа уларму өзиниң иш-һәрикәтлиригә диққәт қилиду” деди.

Ша миң әпәнди сөзидә: “хитай компартийәсиниң америка университетлириға узарған қолини кесип ташлаш үчүн чоқум алди билән хитай компартийәсиниң бу дөләттики паалийәтлириниң тохтутулуши керәк” деди. У, бу арқилиқ америка алий мәктәплиридә хитай һөкүмити билән алақиси болмиған, мустәқил оқуғучилар тәшкилатлири қурулуши, һәрқандақ бир оқуғучи тәшкилатлириниң хитай әлчиханилиридин пул елишиниң қәтий чәклиниши, барлиқ алақилириниң үзүлүши керәкликини әскәртти.

Ша миң әпәнди йәнә: “америкиға кәлгән хитай оқуғучиларниң нурғунлири оқуш, билим игиләш үчүн кәлгән болсиму, бир қисимлири мәхсус хитай һөкүмити тәрипидин җасуслуққа вә тиң-тиңчилиққа әвәтилгән дәп қараймән. Шуңа америкидики қанун иҗра қилғучи органлар америка университетлиридики мушу хил кишиләрни тепип чиқип, уларға қарита тәдбир қоллиниши керәк. Шундақ қилғандила андин башқа гунаһсиз оқуғучиларға ишәнч бәргили, уларни қоғдиғили вә уларни өзлириниң һәқиқәтән бир пикир әркинлики, динға ишиниш әркинлики, академийә әркинлики вә йиғилиш әркинлики болған бир җәмийәттә яшаватқанлиқиға ишәндүргили болиду. Әгәр хитай һөкүмитиниң америка университетларғичә узарған қоли кесилмигән тәқдирдә, мәйли хитайдин қанчә көп оқуғучи келип америкида оқушидин қәтийнәзәр уларниң юқиридики әң муһим қиммәт қарашлирини өгиниши, униңдин бәһирлинишидин сөз ечиш мумкин әмәс” деди.

Йеқинқи инкаслардин мәлум болушичә, йеқинда һәтта америкидики мәлум бир университетта оқуватқан уйғур оқуғучи һәр қайси әлләрдин кәлгән савақдашлири алдида өзини “шәрқий түркистандин кәлдим” дәп тонуштурғанлиқи үчүн шу синиптики хитай савақдашлириниң уни “бөлгүнчилик” билән әйибләп, униң үстидин “хитай консулханисиға әрзи қилимиз” дәп тәһдит селиш вәқәси йүз бәргән иди.

Илшат һәсән әпәнди вә ша миң әпәндиләр сөзидә, нөвәттә америка һөкүмитиниң бу мәсилини байқиғанлиқини вә аллиқачан бәзи тәдбирләрни елишни башлиғанлиқини әскәртип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.