Хитайниң бәш оттура асия дөлитини йениға тартишидики арқа көрүнүши
2023.05.17
Хитайниң “бир бәлбағ бир йол” истратегийәси арқилиқ оттура асия дөләтлиридә иқтисадий кеңәймичилик қиливатқанлиқи вә уларға қәрз тозақлири қурғанлиқи хелидин бери диққәт қилиниватқан мәсилиләрдин бири иди. Әмма оттура асия дөләт башлиқлири йәнила хитай билән һәмкарлишиш йолиға маңмақта.
Йеқинда “әркин явропа радийоси” торида елан қилинған бир хәвәрдә ейтилишичә, оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, түркмәнистан, таҗикистанниң дөләт рәһбәрлири 5-айниң 18-, вә 19-күнлири хитайниң шиән шәһиригә келип, хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң билән көрүшидикән. Бу ши җинпиңниң оттура асиядики бу бәш дөләт рәһбирини тунҗи қетим мәхсус хитайда күтүвелиши һесаблинидикән. 2022-Йил 1-айда, хитай билән оттура асиядики бәш дөләтниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 30 йиллиқини тәбрикләш йиғини корона вируси түпәйлидин торда өткүзүлгәниди.
Хитай таратқулирида ши җинпиң билән оттура асия дөләт башлиқлириниң бу қетимлиқ учришиши һәққидә көплигән хәвәр вә тәшвиқатлар берилгән болуп, хитай йәршари телевизийә тори “хитайда учришиш: тағ-дәрядин һалқиған достлуқ” дегән һөҗҗәтлик филимни тарқатқан.
Хәвәрләрдә ейтилишичә, “дәвр бөлгүч һәмкарлиқниң башлиниши” дәп тәрипләнгән бу қетимқи учришишта хитай билән оттура асиядики бәш дөләт һәмкарлиқиниң йеңи дәврини ечиш күнтәртипкә қоюлған болуп, оттура асияға мәбләғ селиш, икки тәрәп өзара визисиз саяһәт қилиш қатарлиқ ишлар музакирә қилинидикән.
Түркийәдә сиясәт билимлири вә хәлқара мунасивәт илми бойичә илим тәһсил қилған хитай ишлири мутәхәссиси мәмәттохти атавулла хитайниң бу қетим оттура асиядики бәш дөләт башлиқлирини чиллап келишидики сәвәбләрни баян қилип өтти.
Мәлум болғинидәк, сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейин хитайниң пүткүл мәқсити уйғур райониниң муқимлиқини сақлаш болди. Буниң үчүн, оттура асия дөләтлири билән дәрһал дипломатик мунасивәт орнитиш биләнла қалмай, русийә билән бирлишип, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ни қурди. Буниңлиқ билән қанаәтләнмигән хитай 2013-йил “бир бәлбағ бир йол” қурулушини башлиди.
“әркин явропа радийоси” торида берилгән “хитай билән оттура асияниң мунасивити йеңи дәвргә қәдәм қойди: дөләт башлиқлири учришиши, визисиз саяһәт, мәбләғ селиш” намлиқ мақалидә мундақ дейилгән: “нөвәттә хитай нәччә он милярд долларлиқ ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши арқилиқ оттура асиядики дөләтләр билән болған дипломатик мунасивәтни йеңидин җанландурмақчи, шундақла қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан билән чегрилинидиған шинҗаң райониниң вәзийитини нормаллаштурмақчи. Хитай оттура асияни явро-асияға қаратқан узун муддәтлик иқтисадий истратегийәсиниң айрилмас бир қисми дәп қарайду. Хитай йәнә бу дөләтләргә хитай иқтисадиниң ислаһат-ечиветиштин кейин қайта күчлиниватқанлиқи һәққидә бешарәт бәрмәкчи”.
Истанбулдики сабаһаттин заим университетиниң оқутқучиси, иқтисадшунаслиқ доктори бурһан улуйол әпәнди хитайниң уйғурларни қурбан қилиш бәдилигә оттура асияға кеңәймичилик қилиш йолини ачқанлиқи вә “бир бәлвағ бир йол” пилани арқилиқ оттура асия дөләтлиригә қурған қәрз тозақлири һәққидә көз қарашлирини баян қилди.
Бурһан улуйол әпәндиниң қаришичә, хитайниң мәқсити оттура асия дөләтлиринила әмәс, пакистан, сириланка вә африқа әллиридики намрат дөләтләрниму қәрзгә боғуп, өзигә бағливелиш вә улардин пайдилиниш. Ғәрб әллири хитайниң бу рәзил мәқситигә қарши тәдбир елишқа башлиди.
Юқириқи мақалидә ейтилишичә, “оттура асия дөләтлири һазир хитайниң йеңидин ечиветилгән иқтисадидин мәнпәәт алмақчи вә қошна район шинҗаң билән болған сода алақисини күчәйтмәкчи икән. Қазақистан һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, хитай билән қазақистанниң содисида шинҗаң билән болуватқан тиҗарәт 40 пирсәнтни игилигән. Мана булар шинҗаңниң муһимлиқини алаһидә гәвдиләндүргән. Гәрчә өткән йилларда юқум сәвәбидин хитайниң иқтисади оңушсизлиққа учриған болсиму, оттура асияға салған мәблиғи давамлиқ көпәйгән, 2020-йилда салған мәблиғи 70 милярд долларға йәткән”.
Мәмәттохти атавулланиң билдүрүшичә, хитайниң оттура асия дөләтлири билән йеңи һәмкарлиқ дәври ечиштики мәқсити, өзиниң хараплишиватқан иқтисадини қутулдуруш, иккинчидин, уйғур районида елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини йошуруш, үчинчидин, шәрқтики деңиз йолиға тайинип қелиштин қутулуп, ғәрбтә қуруқлуқ йоли ечиш вә бу арқилиқ енергийә тәминләшкә капаләтлик қилиш һәмдә кәлгүсидә болидиған урушқа тәйярлиқ қилиш.