Хитайниң оттура асия чүши вә униңға мас келиватқан истратегийәлик һәмкарлиқ

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.25
xitay-ottura-asiya-shangxai-hemkarliq-1.JPG Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң сәмәрқәнт башлиқлар йиғини, 2022-йили сентәбир, сәмәрқәнд.
Reuters

 2001-Йил йүз бәргән “11-сентәбир вәқәси” дин кейин америка армийәси афғанистанға киргән чағларда хитай генерали лю яҗо “ғәрбий район нәзәрийәси” намлиқ бир китабни йезип, хитайниң ғәрбий районға, йәни оттура асияға йүрүш қилишиниң бүйүк истратегийәлик әһмийитини оттуриға қойғаниди.

2010-Йил “фирансийә хәлқара радийоси” торида бу нәзәрийәниң тоғра икәнлики һәққидә мақалә елан қилинған болуп, уйғур районини өз ичигә алған оттура асияниң бүгүн вә кәлгүсидә хитайниң әң муһим енергийә базиси, иқтисадий җан томуриға айлинидиғанлиқи нурғун мисаллар билән чүшәндүрүлгән.

Мақалидә көрситилишичә, 1884-йил мәнчиң генерали зо зуңтаңниң “ғәрбий диярни қайтурувелиш” пилани чиң һөкүмитиниң қоллишиға еришмигән болса, хитай ғәрбтики чеграсинила әмәс, бүгүнки “йүрики, җан томури” ни қолдин берип қойған болатти. Коммунист хитай һөкүмитиниң “ғәрбни кәң көләмдә ечиш” вә “бир бәлвағ бир йол” пиланиму мәвҗут болмиған болатти. Генерал лю яҗо уйғур районини өз ичигә оттура асияни “тәңриниң хитайға бәхш әткән әң чоң немити” дәп атиған болуп, хитай һөкүмити униң “ғәрбкә йүрүш қилиш” тәшәббусини қобул қилған; енергийә мәнбәсини көпәйтиш вә базарни кеңәйтиш үчүн “бир бәлвағ бир йол” қурулушини йолға қоюп, уйғур районини база қилип, оттура асия арқилиқ ғәрбий асия вә пүтүн явропа базирини игиләш қәдимини басқан.

Қазақистанда турушлуқ гио-иқтисад мутәхәссиси, профессор шәрипҗан надироф әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” ни бойлап кеңийип, һәр қайси дөләтләрни әрзан маллири билән җәлп қиливатқанлиқини,  дуняни юмшақ күч билән игиләшкә урунуватқанлиқини билдүрди.

Оттура асия билән хитай мунасивәтлири тәтқиқатчиси нива яв (Niva Yau) бу йил 5-айда америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән “хитайниң җәнубий асия вә оттура асияға көрситиватқан тәсири” намлиқ испат аңлаш йиғинида оттура асия билән хитайниң тарихий вә сиясий мунасивәтлириниң 2000 йилға созулидиғанлиқини тилға алғандин кейин мундақ дегән: “оттура асия дөләтлири билән яхши мунасивәт орнитиш хитай компартийәси үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә. Оттура асия дөләтлири һазир хитайниң чегра сиртидики қошнилирила әмәс, бәлки хитай билән мәнпәәтдаш дөләтләргә айланди. Тарихта хитайға тәһдит пәйда қилған районларни контрол қилиш хитай компартийәсиниң дәвр сүрүши үчүн наһайити муһим. Бүгүн тәхминән  75 милйон нопусқа игә оттура асия тарихта <шәрқий түркистан> дәп аталған <шинҗаң уйғур аптоном райони> билән 3320 километир узунлуқта чегралиниду. Хитай һөкүмити уйғур райониниң муқимлиқини сақлаш үчүн 1991-йилдин башлап оттура асияға мәбләғ селип кәлди. 1991-Йил хитай билән йеңидин мустәқил болған оттура асия дөләтлириниң тиҗарәт соммиси 463 милйон долларға, 2002-йил 2 милярд 300 милярд долларға, 2013-йил болса 50 милярд 200 милйон долларға йәтти”.

Оттура асия билән хитай мунасивәтлири тәтқиқатчиси нива яв америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ бәрмәктә, 2022-йили май, вашингтон.
Оттура асия билән хитай мунасивәтлири тәтқиқатчиси нива яв америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ бәрмәктә, 2022-йили май, вашингтон.

Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, йеқинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт сода вәкиллири өмики оттура асия дөләтлиригә берип, бир қатар сода һәмкарлиқ паалийәтлири елип барған. “йеңи йипәк йолини ортақ бәрпа қилиш, йеңи тәрәққият йолини издәш” мәқсәт қилинған бу 10 күнлүк паалийәт давамида мәзкур өмәк  қазақистан, қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләр билән сода, қатнаш, енергийә, дипломатийә, малийә, таможна, авиатсийә қатарлиқ 18 саһә бойичә һәмкарлиқ келишими имзалиған.

Хитайниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамал сиясити кәлтүрүп чиқарған иқтисадий чекиништин кейин елип берилған бу қетимлиқ сода зиярити, хитайниң қамални дәрһал бошитип иқтисадни гүлләндүрүш еһтияҗини чиқиш қилған болуп, хитай мәтбуатлири бу зиярәтниң мол нәтиҗилик болғанлиқини тәшвиқ қилған.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң профессори, доктор әркин әкрәм хитайниң иқтисад чекингән әһвалдиму оттура асия билән болған мунасивәткә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә ейтилишичә, аптоном районлуқ сода назарити, ислаһат-тәрәққият комитети, қизилсу, или, борталаниң һөкүмәт әмәлдарлири вә кархана лидерлиридин тәркиб тапқан бу өмәк 15-декабир күни қазақистанда “хитай шинҗаң—қазақистан сода вә мәбләғ селиш, базарлаш һәмкарлиқ йиғини” өткүзгән. Икки тәрәп химийә санаити, ул әслиһә қурулуши, давалаш-сақлиқни сақлаш қатарлиқ саһәләрдә мәбләғ селиш вә һәмкарлиқ келишими имзалиған, тохтам соммиси 1 милярд 370 милйонға йәткән.

Хәвәрдики санлиқ мәлуматларға қариғанда, бу йил 1-айдин 10-айғичә уйғур райони билән оттура асиядики 5 дөләтниң импорт-експорт сода соммиси 22 милярд 400 милйонға йәткән болуп, 60.9 Пирсәнт көпәйгән һәмдә мәзкур райондики омумий сода қиммитиниң 76.2 Пирсәнтини игилигән.

Шәрифҗан надироф әпәнди, хитайниң қазақистанға мәбләғ селишта биринчи орунда әмәсликини, униң содисиниң  асасән йеник санаәт маллириға мәркәзләшкәнликини, қазақистанниң “йеңи йипәк йоли”дики биринчи бекәт болуш әвзәлликидин пайдилинидиғанлиқи билдүрди.

Шәрифҗан надироф әпәндиниң қаришичә, русийәниң украинаға һуҗум қилиши “бир бәлвағ бир йол” содисини тохтитип қоялмиған. Оттура асиядики енергийә байлиқи хитай билән русийәни өз ара риқабәткә салған әһвал техи рошән көрүлмигән.  

Шундақтиму русийә билән хитайдәк чоң дөләтләрниң арисида қалған оттура асия дөләтлири, җүмлидин қазақистан көп қутуплуқ дипломатийә сиясити қоллинишқа моһтаҗ икән, шундақла өз земинидики байлиқлардин яхши пайдилинип өзини күчләндүрүши керәк икән.

Әркин әкрәм әпәндиму оттура асия дөләтлириниң хитай билән русийәдин башқа америка вә явропа иттипақи билән һәмкарлишиш арқилиқ сиясий тәңпуңлуқини сақлап, өзини тәрәққий қилдуруш йолиға маңғандила, хитайға болған беқиндилиқтин қутулалайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Нөвәттики вәзийәттин қариғанда, хитайниң оттура асия чүши “бир бәлвағ бир йол” арқилиқ әмәлгә ешиватқан болуп, оттура асия дөләтлириниң тәрәққият еһтияҗи вә чоң дөләтләрдин тәң пайдилинип күчлиниш нишани буниңға имкан яритип бәрмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.