Хитайниң тозиқи ишқа ашамду?
2022.11.16
“тәңритағ тори”да 10-ноябир күни “аптоном районлуқ җ х тармақлири бихәтәр шинҗаң бәрпа қилишқа тиришиду” намлиқ бир мақалә елан қилинди. Хитай һөкүмити “өткән бир қанчә йилда шинҗаңда терорлуқ һадисиси көрүлүп бақмиди, кишиләрниң бихәтәрлик туйғуси 99 пирсәнткә йәтти” дәп тәшвиқ қилип кәлгәниди. Дәрвәқә, кишиләрдә “99 пирсәнтлик бихәтәрлик туйғуси” пәйда қилишниң өзи “бихәтәр шинҗаң” бәрпа қилинғанлиқ әмәсму? шундақкән, хитай һөкүмәт таратқулири йәнә немә үчүн “җ х тармақлири бихәтәр шинҗаң бәрпа қилишқа тиришиду” дегән бу хәвәрни йәнә оттуриға чиқириду? бу, хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлиридики “кишиләрниң бихәтәрлик туйғуси 99 пирсәнткә йәтти” дегән лапларни йәнә өзиниң хәвәрлири арқилиқ инкар қилиш әмәсму? буни зади қандақ чүшиниш керәк?
Мәзкүр мақалидә диққәт тартидиған йәнә бир ноқта шуки, йеқинқи йиллардин буян җ х тармақлириниң “бир минуттин, үч минутқичә вәқә йүз бәргән нәқ мәйданға берип болуш” тәк пәвқуладдә тез сүрәтлик сақчи торини шәкилләндүрүп, хәлқниң бихәтәрлик туйғусини юқири көтүргәнлики, болупму асасий қатламда “феңчяв методи”дики җ х тармақлирини кеңәйткәнлики, шундақла бу хизмәтләрни “пүтүнләй хәлқ үчүн вә пәқәт хәлққә тайинипла елип барған”лиқини давраң қилғанлиқидур.
Мәлумки, аталмиш “феңчяв митоди” өткән әсирниң 50-60-йиллирида хитайда йолға қоюлған “синипий күрәш арқилиқ, төт хил унсурлар (әксилинқилапчилар, бай-помишшеклар, бай деһқанлар вә начар унсурлар) ни инқилабниң дүшмини дәп қарайдиған, уларға сиясий-идийә тәрбийәси елип берип, қайта адәм қилиш үчүн йүргүзүлгән түзүм”дур.
Хитай һакимийити 1950-йилларда “төт хил унсурларни йоқитиш обйекти” дәп бекиткән. Әмма җеҗяң өлкисиниң феңчяв наһийәсидә “төт хил унсурлар”ға зәрбә бериштә, аз қисмини йоқитип, көп қисмини қайта тәрбийиләп, яхши адәм қилиш усули йолға қоюлған. Бу усулда аталмиш “төт хил унсурлар” җәмийәтниң назаритини қобул қилдиған, башқурушқа бойсунидиған, өзини-өзи тәкшүрүп, тәнқид қилидиған вә көпчилик алдида хаталиқини тонуп, түзитишни қобул қилидиған... Қисқиси, “төт хил унсурларни бир тәрәп қилиш һоқуқи хәлққә берилгән” бир түзүмдур. Бу хил түзүм феңчяв наһийәсидә әң дәсләп йолға қоюлуп үнүм пәйда қилғанлиқи сәвәблик, “феңчяв метуди” дәп атилип, пүтүн хитайға кеңәйтилгән.
Аңлимаққа “феңчяв митоди” бир аз инсанпәрвәрликни тәшәббус қилғандәк тәсират бәрсиму, әмәлийәттә бу түзүм йолға қоюлғандин кейин, аталмиш “төт хил унсурлар” категорийәсигә киргүзүлгәнләр вә уларниң пүткүл аилиси зәрбә бериш вә зиянкәшлик қилишниң обйектиға айлинип қалған. Буниң билән нурғун бигунаһ кишиләр еғир зиянкәшликкә учрап, йоқитилған.
Уйғур диярини коммунист хитай һакимийити идарә қилишқа башлиған өткән әсирниң 50-60-йиллирида “чәт әлгә бағланған унсур”, “помишчикниң балиси”, “әксилинқилабчи”, “синипий дүшмән” дегән қалпақлар билән оттуриға тартип чиқирилип, җамаәт алдида аталмиш “хата”лиқини тонутқузуш, тәнқидләш, уруп-думбалаш вә башқа түрлүк зиянкәшликләрниң һәммиси дәл шу “феңчяв митоди” елип кәлгән қабаһәтләрдур.
Уйғур диярида аталмиш “феңчяв митоди”да “үч хил күчләрни йоқитиш” йолға қоюлған 2013-йилидин буян, уйғурлар йоқуриқи қисмәтләрни қайтидин баштин кәчүрүп кәлмәктә. 2014-Йили 200 миң хитай мәмури асасий қатламға чүшүрүлүп, йеза-кәнтләрдики уйғурларниң өйлиригә көчүп киргән иди. Улар шу мәзгилләрдә йәрлик уйғурларниң шәхсий учурлирини архиплаштуруп, уларниң иҗтимаий алақиси, туғқандарчилиқ алақиси, диний етиқад дәриҗиси қатарлиқ учурларни категорийәләштүргән вә “чоң сандан” (санлиқ мәлумат амбири) қуруп чиққан иди. Арқидинла “мәйданини ашкара ипадиләш”, “‛үч хил күч‚ ләрдин чәк-чегра аҗритиш”, “‛икки йүзлимичи‚ләргә зәрбә бериш” қатарлиқ сиясий һәрикәтләр елип берилған иди. Шундақла “уйғур қериндашларға очуқ хәт” дегән тунҗи баянаттин башлап, барлиқ уйғур мәсул кадирларниң өзлириниң компартийәгә болған садақитини ипадиләйдиған “очуқ хәт” елан қилиш шамили қозғалған иди.
Дәвәқә, уйғур җәмийитидә аталмиш “үч хил күч”ләр айрип чиқилип, пүткүл җәмийәтниң зәрбә бериш яки қайта тәрбийиләш вә программилаш обйектигә айландурулған иди. Хитай һакимийити уйғурларға қарита кәң көләмлик “меңә ююш” һәрикити қозғап, “үч хил күчләрни йоқитиш” намида уларни бир-биригә дүшмән көрситиш, бир-биригә болған ишәнчини сундуруш яки уйғурларни уйғурлар арқилиқ тизгинләш, аз күч сәрп қилип, көп үнүм яритиш мәқситигә йәтмәкчи болған иди.
Мана бүгүн милюнлиған уйғурлар “қайта тәрбийәләш” намидики җаза лагерлириға қамилип, “қайта тәрбийә”линип, аталмиш “яхши адәм болушқа берилгән пурсәт”тә хитайдики әрзан әмгәк күчлиригә, қул ишчилириға, орган содисиниң мәнбәсигә, тиббий тәтқиқатларниң синақ материяллириға айландурулмақта.
Шуниси ениқки, “үч хил күч” категорийәсигә киргүзүлгән, хитай һакимийитигә “тәһдит шәкилләндүриду” дәп қаралған уйғурларниң көпинчси хитайниң йеқинқи бирқанчә йиллиқ йоқури бесимлиқ тутқун вә тәқиплири җәрянида асасән бир тәрәп қилинди. Ундақта, уйғур җәмийитидики “үч хил күч” категорийәсигә киргүзүлмигән уйғурларчу? улар хитай үчүн тәһдит әмәсму?
Дәрвәқә, хитайниң һазирқи сиясий нәзәрийәси бойичә, “хитай чүши”ни рояпқа чиқиришниң асасий хитай улуси бәрпа қилиштур. Хитай улусиниң бир тәркибий қисмиға айлиниш дегәнлик хитайдики һәр қандақ бир милләт өз миллий кимликидин ваз кечип, хитай болушни қобул қилиш демәктур.
Ундақта, һазирқи мәвҗут уйғурларниң һәммиси өз миллий кимликидин ваз кечишкә һазирму? бу, җаваб бериш интайин қийин бир соал. Шуңиму хитай таратқулири “уйғур елидики аһалиләрниң бихәтәрлик туйғуси 99 пирсәнткә йәтти” дейиш арқилиқ, қалған 1 пирсәнткә орун қалдурған. Бу дәл хитай һөкүмитиниң уйғур елидики кишиләрниң бихәтәрлик туйғусини “100 пирсәнткә йәтти” дейәлмәсликидики асаслиқ сәвәбләрдин бири болуши тәбиий.
Хитай һакимийити үчүн “феңчяв митоди”ни давамлиқ қоллиниш, уйғурларни омумйүзлүк йоқитиштики әң яхши усулдур. Чүнки бу усул “үч хил күч”ләрни йоқитишта яхши үнүм һасил қилип, хитайдики “шинҗаң методи”ни шәкилләндүргән. Демәк, бу усул билән уйғурларни өз ара бир-биригә дүшмән қилғили, хитайниң һәрқандақ чәктин ашқан зулумлириға аваз чиқиралмайдиған һаләткә кәлтүргили болиду. Бу рәзил пиланни түзгән хитай, көп күч сәрп қилмайла уйғурларни бир тәрәп қилишта “баш ағриқи”дин қутулушни, уларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүп турупму һечқандақ җинайи мәсулийәтни үстигә алмаслиқни, қисқиси, “бир чалмида икки пахтәкни соқуш”ни ойлайду.
Шуниси ениқки, инсанийәт тарихида қара дағ қалдурған натсизм, фашизм вә милитаризм түзүмлири, шундақла бу ашқун идийәни өзигә қиблинамә қилған мустәбит һәм диктатор һакимийәтләрниң сиясий қара нийәтлири һечқанчан әмәлгә ашқан әмәс. Натсистлар германийәси иккинчи дуня уруши мәзгилидә 6 милйон йәһудини өлтүргән; сталин рәһбәрликидики совет болшевиклар һакимийити 1930-йилларда нәччә он милюн хәлқни “гулаг” ларға қамиған вә йоқатқан; хитай компартийәсиниң биринчи әвлад рәһбири мав зедуң 1958-1960-йиллири “чоң сәкрәп илгириләш” “полат тавлаш”, “комуналаштуруш” қатарлиқ ашқун сиясий һәрикәтләрни қозғап, сүний ачарчилиқ арқилиқ нәччә он милйон инсанниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған болсиму, әмма уларниң һеч бири өзлириниң рәзил сиясий мәқсәтлирини ишқа ашуралмиди. Бүгүн хитай һөкүмитиниң йоқури бесимлиқ бастурушлири тәпәйли уйғур хәлқиниң бешиға келиватқан бу паҗиәләр, хәлқара җәмийәт тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп қаралмақта. Мана мушундақ бир әһвалда, хитайниң қандақ рәзил вастиләрни қоллинишидин қәтийнәзәр, хәлқара җәмийәтниң күчлүк бесимиға дуч келидиғанлиқи, уйғур хәлқиниң өз миллий кимлики вә миллий мәвҗутлуқидин әсла ваз кәчмәйдиғанлиқи муқәррәрдур!
***
Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.