“уйғурлар ким вә хитай немә үчүн улардин қорқиду”
2016.10.05
Дунядики муһим еқим мәсилилири, сиясий вә иқтисадий вәзийәт вә вәқәләр үстидә мутәхәссисләрниң пикир - анализлири елан қилинидиған хәлқаралиқ тор бәтләрдин болған “хәлқаралиқ хәвп көрсәткүчи” тор бетидә 3 - өктәбир күни уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә бир доклат мақалиси елан қилинди. Мақалидә аптор уйғурларниң кимлики вә уларниң сияси вәзийитини тонутуш билән бирликтә, хитай һөкүмитиниң уйғур мәсилисини бир тәрәп қилишта қоллиниватқан тактикилирини мулаһизә қилған. Бу мақалигә “уйғурлар ким вә хитай немә үчүн улардин қорқиду” дәп мавзу қоюлған болуп, төвәндә мухбиримиз ирадә силәргә бу мақалидики мәзмунлар һәққидә мәлумат бериду.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, “хәлқаралиқ хәвп көрсәткүчи” тор бетидә елан қилинған “уйғурлар ким вә хитай немә үчүн уйғурлардин қорқиду?” мавзулуқ алаһидә доклат мәзкур органниң тәтқиқатчиси җеремий луди тәрипидин йезилған. У доклатида хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини чәкләш үчүн қолланған тактикилирини һәм шундақла оттура асия дөләтлирини уйғур мәсилисигә кәлгәндә қандақ қилип өзиниң депини чалидиған қилғанлиқи үстидә нуқтилиқ тохталған.
У уйғур ели вә уйғурларниң хитай үчүн әң чоң ички вә хәлқаралиқ мәсилиси икәнликини, уйғур елигә хошна болған аҗиз дөләтләр, ениқсиз чегра, милләтләр мәсилиси, дини мәсилиләрниң хитай үчүн чоң бир баш ағриқи болғачқа хитайниң дәрһал оттура асия дөләтлири билән мунасивәтләрни нормаллаштуруп, чегрини муқимлаштуруш вә алақиләрни күчәйтиш арқилиқ бихәтәрлик мунасивәтлирини күчәйтиштин ибарәт ахирқи мәқситини ишқа ашурғанлиқини баян қилған. У мундақ дәп язған :
- Бөлгүнчилик, радикаллиқ вә террролуқ тин ибарәт “үч хил күч” дегән сәпсәтини қоллинип туруп, хитай шинҗаңни дини радикаллиқни асас қилған бөлгүнчилик вә зораванлиқ билән толған бир җай қилип көрситишкә урунди. Хитайниң уйғур районини юқириқидәк гәвдиләндүрүшиниң асасий аҗиз, мубалиғә вә хата. Бирақ, шундақ болушиға қаримай, хитай һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә униңға қарашлиқ органлар арқилиқ оттура асия дөләтлирини өзиниң уйғур мәсилисигә қойған өлчими вә баһасини қобул қилдурушта аҗайип ғәлибә қазанди.
Аптор мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә тутқан сияситидә асаслиқ “вәтәнпәрвәрлик” ни тәрғип қилиш, мундақчә ейтқанда “хитайлаштуруш” ни асас қилип кәлгәнликини, уйғур елидики тәңпуңсиз иқтисадий тәрәққият, баравәрсизлик вә хитай көчмәнлири наразилиқниң мәнбәси икәнликини әскәрткән. У, хитай һөкүмити 1996 - йилидин башлап иҗра қилған “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити үстидә тохтилип, уни шу чағдики вәзийәткә бағлиған. Униң қаришичә, хитайниң бундақ қаттиқ қол сиясәт йүргүзүши шу чағдики өзгириватқан вәзийәткә мунасивәтлик болуп, ташқи җәһәттин алғанда, совет иттипақи йимирилип, уйғур елиниң чегрисидила сиясий җәһәттин муқимсиз, иқтисадий аҗиз дөләтләрниң барлиққа келиши вә уйғур елиниң илгири “шәрқий түркистан җумһурийити” ни елан қилип мустәқил болуп баққан бир җай болуши хитай һөкүмитигә йеңи бир хәвпсизлик риқабити пәйда қилған. Шуниң билән хитай йәнә бир тибәтниң яритилип қалмаслиқи үчүн, мәйли раст болсун,мәйли хиялий бөлгүнчиликниң һәммисини системилиқ һалда “үч хил күчләргә қарши туруш” ни қоллинип туруп йоқитиш һәрикитини башлиған.
Аптор мулаһизисидә буниңға мисал берип, хитай һөкүмитиниң и террорлуқ билән бөлгүнчиликни бирләштүрүп, чәтәлләрдики мустәқиллиқни тәрғип қилидиған вә һәтта қилмайдиған барлиқ уйғур тәшкилатлирини “террорчилар” дәп елан қилғанлиқини һәм шундақла хитайниң ичидики уйғурлардин болған миллий сиясәтни тәнқид қилғучиларниңму образини хуникләштүрүш усулини қоллинип туруп, уларни “бөлгүнчи, террорчи, дини радикал” дәп қарилиғанлиқини баян қилған. Аптор йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң бөлгүнчилик һәрикәтлирини мубалиғә қилип, уйғурларниң уйғур елидә, афғанистанда һәтта қазақистан вә қирғизистанда мәхпий чениқиш, тәрбийилиниш базилири барлиқини, йүз бәргән наразилиқ һәрикәтлириниң кәйнидә әл - қаидә террор тәшкилати барлиқини илгири сүрүп кәлгәнликини әмма күлкилик болғини, әл - қаидиниң пәқәт 2009 - йилидики вәқәдин кейин, хитай һөкүмити уйғурларни қаттиқ бастурғанда андин оттуриға чиқип, хитайға қарши баянат бәргәнликини баян қилған.
Әмма апторниң қаришичә, хитай уйғур мәсилисидә чәтәл күчлириниң тәсиридин әнсирисиму, әмма әң көп әндишә қилидиғини йәнила уйғурларниң өзи җүмлидин уйғур ели ичидики, хошна дөләтләрдики вә шундақла хәлқараға тарқалған уйғур җамаити вә тәшкилатлири икән. Шуңа у хитай һөкүмитиниң ишни зор уйғур нопусиға игә болған оттура асия дөләтлириниң рәһбәрлири билән йеқин мунасивәт орнитиш билән башлиғанлиқини, уйғурларниң һәрикитини қоллимаслиқини қолға кәлтүрүш бәдилигә қазақистан вә қирғизистан билән болған чегра давалиридин ваз кечип, бу дөләтләргә иқтисадий ярдәм қилиш, бу дөләтләрдики сиясий елитларни сетивелиш вә һәтта президент аилиси билән йеқин мунасивәтләрни қуруш арқилиқ ахири бу дөләт һөкүмәтлирини уйғурларға худди хитайға охшаш муамилә қилидиған дәриҗигә әкәп қойғанлиқини, уларниң хитайниң уйғур елидики терролуққа қарши һәрикитиниң әң йеқин қоллиғучилири болғанлиқини баян қилған. Аптор шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулушидики бирдин - бир мәқсәтниң уйғур елини тинҗитиш икәнликини алаһидә әскәрткән. У мулаһизиси ахирида уйғурларниң вәзийитини мундақ дәп йиғинчақлиған:
- - Хитайниң шинҗаң вә уйғурлардин әнсириши уларни хитайниң ички вә ташқи сияситидики әң муһим мәсилилириниң биригә айландурди. Улар һәм хитайниң оттура асия дөләтлири болған мунасивитиниң мәркизи ноқтиси. Хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ичидә өзиниң нормилирини омумлаштуруп, тәшкилат арқилиқ уйғурларға қарши туридиған сиясәтлирини хәлқаралаштурушта ғәлибә қазанди. Бу дөләтләр ара шәкилләнгән бихәтәрлик һәмкарлиқи арқилиқ хитай һөкүмити бу аҗиз дөләтләрдин өзиниң земин пүтүнлүкигә келидиған тәһдиткә тақабил турди. Бу арқилиқ хитайниң оттура асия дөләтлиригичә кирип, өзигә тәһдит дәп һес қилғанларни бир тәрәп қилалайдиған болди. Җүмлидин бу арқилиқ хитайниң бу аталмиш“тәһдит” кә қарши еливатқан мубалиғә характерлиқ тәдбирлири сайисидә пәқәт шинҗаң ичидики уйғурларла әмәс, бәлки барлиқ уйғурларниң һоқуқи дәпсәндә қилинмақта.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, силәр юқирида “хәлқаралиқ хәвп көрсәткүчи” тор бетидә бу органниң тәтқиқатчиси җеремий луди тәрипдин йезилған анализдики бир қисим мәзмунлар билән тонушуп өттиңлар.