Хитай “қорқунчлуқ” му яки “қорқунчақ” му?

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
toqquzaq-birinji-ottura-mektep.jpg Ятақ бинаси тәрбийәләш мәркизигә айландурулған тоққузақ биринчи оттура мәктәп. 2017-Йили, сентәбир.
RFA/Abduweli Ayup

Йеқинқи бир қанчә күндин буян түркийәдики иҗтимаий таратқу вә ватсап топлирида истанбулда яшайдиған икки уйғур аялниң түркийәдики уйғурларни җасарәткә үндигән син нутқи тарқилип йүрмәктә. Синда уларниң “хитай бизниң роһимизни елип қалмиди, роһимиз биз билән биллә, ундақ қорқунчақ болуп кәтмәңлар, һаятни мундақ қәдирсиз өткүзмәңлар, өзүңларни өзүңлар қорқутуп роһуңларни чүшүрмәңлар,” дегән сөзи алаһидә диққәт қозғиғанлиқи мәлум.

Синға қариғанда, бу икки уйғур аял нөвәттә уйғурлар учраватқан күлпәтләрни түркийәдики чоң партийәләрдин милләтчи һәрикәт партийәсиниң әнқәрәдики баш штабиға доклат қилған. Бу икки уйғур аялниң өз вәтинидә болуватқан зулум вә түркийәдә учраватқан мүшкүлләрни өзи мәлум қилип вә бу җәрянни ашкара тарқитип муһаҗирәттики уйғурларниму һәрикәткә үндиши торларда қайиллиқ қозғаватқанлиқи көрүлмәктә. Синда бу иккийлән өзлири һәрикәткә чақириқ қилип қоллашқа еришәлмигән кишиләрни қорқунчақлиқта тәнқид қилиду. 

Уйғурларниң түркийәгә охшаш демократик әлләрдиму яшап турупму әркин пикиргә көнәлмәслики, қорқмай өз әһвалини түркийә һөкүмитигә дейиштин чекиниши, һәтта һөкүмәт һәл қилидиған һәқлиқ тәләпләрниму хитай һөкүмитидин қорққандәк әнсирәп дейәлмәслики, өз-ара нормал алақидинму хитай билип қалиду, дәп әндишә қилиши һаҗәттәпә университети оқутқучиси, доктор әркин әкрәм изчил диққәт қилип кәлгән мәсилә икән. У буларниң сәвәблири һәққидә тохтилип өтти.

Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, бир қисим уйғурлардики қорқунч билимсизлик сәвәбидин икән. Кишиләр тарихниң өзгиридиғанлиқи, таҗавузниң мәңгүлүк болмайдиғанлиқи, җаһан тарихида мустәмликичиликниң арқа-арқидин йиқилип вәйран болғанлиқи дегәнгә охшаш тарихи билимләрдин бихәвәрлики уларда қорқунчни еғирлаштурувәткән амиллардин икән. Хитайниң қалақ қалдуруши сәвәблик бирқисимлардики вәзийәтни тоғра чүшәнгидәк тәпәккур иқтидари, сиясий һадисиләрни әтраплиқ тәһлил қилғудәк саватниң кәм болғанлиқи кишиләрниң қорқушиға сәвәб болидикән. Ундин башқа мустәмликә һаләтниң узун давам қилиши вә уйғур һазирқи заман тарихидики тохтимай йүз бәргән қанлиқ инқилапларму кишиләрниң еңида хитай һөкүмранлиқини мәңгүлүк сүпәттә заһир қилған болуши мумкин икән.

Канадада яшаватқан сиясий паалийәтчи руқийә турдуш ханим муһаҗирәттә яшаватқан бир қисим уйғурлардики хитай қорқунчини улар бурун вәтәндә баштин кәчүргән қорқунчлуқ әслимиси вә һазир қериндашлири баштин кәчүрүватқан тәсәввур қилғусиз зулумниң инкаси дәп қарайду. 

Муһаҗирәттики бир қисим уйғурларни демократик дөләтләрдә яшаватсиму, һәтта шу әлләрниң пуқралиқиға өткәндин кейинму бу қәдәр алақзадә қиливәткән хитай вәһимиси зади қандақ мәсилә? бир қисим кишиләрниң қәлбидә хитай қорқунчини бу қәдәр күчәйтивәткән сәвәбләр немә? хитай зади қорқунчлуқму яки қорқунчақму дегән соалимизға америкида яшаватқан доктор мәмәт емин әпәнди қарашлирини баян қилди.

Доктор мәмәт еминниң қаришичә, хитай гәрчә бейиған болсиму, әмма қорқунчлуқ әмәс бәлки қорқунчақ икән. Хитай һөкүмити мәвҗутлуқини тәһдит ичидә һес қилғанлиқи үчүн ташқи җәһәттә аҗиз, мустәбит вә кичик дөләтләрни сетивелип өзигә җамаәт пикри топлиса, ички җәһәттин өктичиләрни, демократчилар, дини гуруппиларни, шундақла һөрлүк тәләп қиливатқан йәрлик милләтләрни шәпқәтсиз бастуридикән.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
xi-jinping-putin-2023.jpg
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.