"20-қурултай" дин кейинки милләтләр сиясити вә "хитай услуби" дики заманиви ирқий қирғинчилиқ

خىتاي خەلق جۇمھۇرىيىتى قۇرۇلغانلىقىنىڭ 70 يىللىقىنى خاتىرىلەش مۇناسىۋىتى بىلەن ئۆتكۈزۈلگەن كۆرگەزمىسىگە قويۇلغان خىتاينىڭ سابىق رەئىسلىرىدىن ماۋ زېدوڭ، دېڭ شياۋپىڭ، جياڭ زېمىن، خۇ جىنتاۋ ۋە ھازىرقى پرېزىدېنتى شى جىنپىڭنىڭ رەسىملىرى. 2019-يىلى 24-سېنتەبىر، بېيجىڭ.
хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән көргәзмисигә қоюлған хитайниң сабиқ рәислиридин мав зедоң, дең шявпиң, җяң земин, ху җинтав вә һазирқи президенти ши җинпиңниң рәсимлири. 2019-йили 24-сентәбир, бейҗиң. (REUTERS)

0:00 / 0:00

миллий кимлик еңи, бир милләтниң мәвҗутлуқ асасий. бир милләтни барлиқ инсаний һәқлиридин мәҗбурий айрип, андин уни ирқий қирғинчилиқ билән йоқитиш, инсанийәт тарихидики әң йиргинчлик җинайәт һесаблиниду. әпсус бүгүнки күндә, заманивилиқ елип кәлгән әвзәлликләр вә ортақ қиммәт қарашлар ата қилған демократийәдин пайдилинип, бир милләткә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш техиму кәчүргүсиз җинайәттур. һалбуки, хитай компартийәси һакимийити дәл бу җинайәтни садир қилипла қалмастин, бәлки давамлаштуридиғанлиқини ши җинпиңниң қайта вәзипигә олтуруши билән бүгүн дуняға җакарлиди.

ши җинпиң "20-нөвәтлик партийә вәкиллири қурултийи" да бәргән доклатида "җуңхуа миллити ортақ гәвдиси идийәси" ни асасий линийә қилип, партийәниң "милләтләр хизмити" ни елип бериш керәкликини оттуриға қойған. у йәнә, "һәр милләт хәлқлириниң вәтәнгә, җуңхуа миллитигә, җуңхуа мәдәнийитигә, хитай коммунистик партийәсигә, хитайчә алаһидиликкә игә болған сотсиялизмға болған йүксәк тонуши" дин ибарәт "бәшни тонуш" ни мутләқ илгири сүрүшни тәкитлигән. демәк, мәзкур "бәшни тонуш" идийәси болса, аталмиш "җуңхуа миллити ортақ гәвдиси идийәси" ни яритишниң негизлик асасидур.

демәк, хитайниң кейинки бәш йиллиқ пиланида аталмиш "милләтләр сиясити" омумйүзлүк хитайлаштурушни әмәлгә ашурушни баш нишан қилип елип берилиду. бу бәлки ши җинпиңниң өз доклатида миллий территорийәлик аптономийә сөзини бир қетимму тилға алмаслиқидики әң асаслиқ сәвәб болуши мумкин. болупму униң бу йил июлда уйғур елиға бериши вә шинҗаң университетидики "җуңхуа миллити ортақ еңи яритиш тәтқиқат базиси" ни алаһидә көздин кәчүрүши, қурултайдин кейинки хитайда омумйүзлүк хитайлаштуруш асасий еқим болидиғанлиқиниң шәписи иди. чүнки уйғур диярида хитай кимлики омумйүзлүк қобул қилинғандила, андин уйғур миллити вә уйғур аптоном район намини сақлап қелишқа қилчә һаҗәт қалмайтти.

гәп бу йәргә кәлгәндә, нурғун кишиләрниң каллисиға, хитай һөкүмити уйғурларға әзәлдин аптономийә һоқуқини бәрмигән турса, аптоном район наминиң хитай үчүн тәһдити немә? дегән соал келиши тәбиий. хитай үчүн миллий территорийәлик аптономийәниң сахта болсиму мәвҗут болуши, бу районларда мәзкур миллий территорийәлик аптономийәниң һәқлиқ игиси болған йәрлик милләтләрниң давамлиқ мәвҗутлуқиниң испатидур. дәл бу һәқиқәт хитайни изчил биарам қиливатқан муһим амил һесаблиниду. чүнки, йәрлик милләтләрниң хәлқара қанунлардики һәқлиригә асасән, зулумға, тәңсизликкә учриғанда қаршилиқ көрситиши, һәтта мустәқиллиқ йолиға меңиши хәлқарада җинайәт дәп қаралмастин бәлки һәқлиқ күрәш дәп қарилиду. шундақ болғини үчүн, хитай коммунист һакимийити қурулғандин кейин, мав зедоң ғәрбкә қарши үчинчи дуня әллирини қолға кәлтүрүштә, уларниң ғәрб мустәмликисигә қарши миллий мустәқиллиқ күрәшлирини күчәп қоллиғаниди. иккинчи дуня урушидин кейинки соғуқ уруш мәзгилидә болса, мав зедоңниң бу истратегийәси хитайни оттура шәрқ қатарлиқ аҗиз дөләтләрниң йеқин достиға айландурған.

1953-йили сталинниң өлүмидин кейинки совет иттипақида иқтисадий вә сиясий түзүлмә ислаһати башланғинида, хитай билән совет иттипақиниң мунасивити бузулди. бу дәл соғуқ уруш әвҗигә чиққан мәзгил болуп, сабиқ совет иттипақи билән ғәрб охшимиған шәкилдә үчинчи дуня әллириниң зиддийәтлиригә четилип, хитайниң бу бошлуққа киришигә пурсәт яратти. хитай бу вақитта пурсәтни ғәниймәт билип, оттура шәрқ, латин америкаси вә асия қитәсидики үчинчи дуня әллириниң мустәмликичиликкә қарши көрүшини һәр җәһәттин қоллашқа башлиди. демәк хитай үчинчи дуня әллиридә бәлгилик тәсир күчини пәйда қилди. әмма хитайни хатирҗәм қилмайдиғини йәнила уйғурлар иди. чүнки сабиқ совет иттипақиға чеградаш болған уйғур ели советниң тәсиригә учриғинида, хитайниң һакимийитини тәвритип қоюштәк хәвпни кәлтүрүп чиқириши мумкин иди. бу вәҗидин хитайниң уйғур миллитини йоқитиши бу мәзгилләрдә хитай үчүн техиму зөрүр мәсилигә айланди.

дәрвәқә, бүгүн уйғурларниң бешиға кәлгән бу зулумниң ши җинпиң тәхткә чиққандин буянла йүз бәрмигәнлики бир һәқиқәт. шуңа бу зулум қачан, қандақ сәвәбләрдин бүгүнгичә давамлашқанлиқиға нәзәр салидиған болсақ, уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқниң мундақ бир қанчә басқучни бесип өткәнликини көрәләймиз. мәсилән:

биринчи басқуч: уйғурларға аптономийә намини бериш, һоқуқ бәрмәслик

гәрчә, хитай һөкүмити 1955-йили аталмиш "уйғур аптоном райони" ни йолға қойған болсиму, әмма уйғурлар әзәлдин һәқиқий мәнидики аптономийә вә өзини өзи идарә қилиш һәққидин бәһримән болған әмәс. йәни, аталмиш "уйғур аптоном райони" пәқәт "шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәни" дин ибарәт қанунсиз әскирий назарәт астидики үсти очуқ түрмидур. уйғурлар уйғур елиниң йәрлик хәлқи сүпитидә өз вәтининиң пәқәт намиғила игә болуш қисмитигә учриған хәлқтур. чүнки аталмиш миллий территорийәлик аптономийә уйғур намида атилиштин бир қанчә йил бурунла, уйғур земинида алди билән уйғур болмиған хәлқләрниң миллий аптоном наһийә вә областлири, хитайниң биңтуән девизийәлири қуруп чиқилған. әң ахирида пәқәт уйғур аптоном райони дегән намла уйғур хәлқигә берилгән. бу вәқәниң һәҗвийлики гоя "нәсридин әпәндим" филимидики, тоху гөшини тәқсим қилиш вәқәликигә охшитиш толиму баб келиду. йәни уйғурлар аталмиш уйғур аптоном райониниң йәрлик хәлқи болсиму, әмма униң һәммә нәрсиси башқиларға тәқсим қилип берилгән. у һалда хитай немә үчүн бу мәзгилдила уйғурларға аптономийә бериштин пүтүнләй ваз кәчмиди?

мәсилә шуки, бу мәзгил юқирида ейтқинимиздәк, соғуқ уруш мәзгили вә хитайниң үчинчи дуня әллирини өз еһтияҗи түпәйли йениға тартишқа моһтаҗ мәзгил иди. уларни йениға тартишниң әң яхши усули, шу дөләтләрдики йәрлик хәлқләрниң мустәмликичиликкә қарши һәрикәтлирини, мустәқиллиқи вә өзини өзи идарә қилишини қоллаш иди. дәл бу сәвәбтин, у хитайда миллий территорийәлик аптономийәни йолға қоюшқа мәҗбур иди. шуңа хитай ичи вә сиртини тәңла алдап, өз мәқситигә мувәппәқийәтлик йетиш мәқситидә, сахта аптономийә оюни, "хитай услуби" да сәһнигә чиқти.

иккинчи басқуч: уйғурларни тәрәққияттин айрип, намратлаштуруш вә қаршилиқ көрситишкә мәҗбурлаш

уйғурларниң еғир йоқитилишиниң иккинчи басқучи дәл дең шавпиң рәһбәрликидики аталмиш "ислаһат дәври" дур. хитай коммунист һакимийити сиясий вә иқтисадий җәһәттә 30 йиллиқ бекинмилик сәвәблик келип чиққан еғир сиясий вә иқтисадий кризистин қутулуш үчүн "ислаһат" қа моһтаҗ иди. әмма бу ислаһатниң хитайни башлап апиридиған мәнзили йәнила хитайни әнсиритәтти. чүнки базар игилики уқуми капитализмниң мәһсули болуп, пиланлиқ игиликкә мәнсуп коммунистик түзүми билән қилчә алақиси йоқ иди. шундақтиму дең шавпиң йәнила "бир қисим шараити яр бәргән район вә адәмләрниң алдин бейишиға йол қоюш керәк" шоарини көтүрүп чиқти. биңтуәнни әслигә кәлтүрүшму бу шоар билән тәңла йүз бәргән болуп, дең шавпиңниң биңтуәнниң тәрәққиятини күчәйтиш йолйоруқи, биңтуәнниң "алдин тәрәққий қилиш" иға толуқ салаһийәт һазирлиғаниди. демәк, хитайниң ислаһат дәвридә, уйғурлар тәрәққияттин мәһрум қалдурулуп, биңтуәнниң күчийиши вә уйғурларни бастурушиға шараит һазирланди. уйғурларниң аталмиш "үч хил күч" төһмитидә қарилиниши, 90-йилларда уйғурлар бәкла намратлишип, биңтуән бәкла бейип кәткәнкәндин кейин оттуриға чиқти. бу бир тасадипийлиқ болмастин, бәлки узун йиллиқ алдин пиланлиған, пухта қәдәмләр билән давам қиливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқиниң нәтиҗиси иди.

үчинчи басқуч: уйғур тәһдитини омумйүзлүк йоқитиш басқучи

бу басқучни асасән 1994-йилидики пүткүл хитай бойичә башланған "намратлиқни йилтизидин йоқитип, омумйүзлүк һаллиқ сәвийә яритиш" сияситигә бағлашқа болиду. чүнки бу дәврдә намратлиқни йилтизидин йоқитишта, уйғурлар нопуси зич олтурақлашқан җәнубий уйғур дияри хитайдики әң намрат районға, уйғурларниң намратлиқ дәриҗиси хитай бойичә әң алдинқи орунға тизилғаниди. бу мәзгилдә хитай көтүрүп чиққан шоар "әсәбийликкә, бөлгүнчиликкә қарши туруш" вә "намратлиқни йилтизидин йоқитиш" болған. бу вақитта, хитай намратлиқни йоқитишни баһанә қилип йолға қойған "шинҗаңға ярдәм" сияситидә, уйғур маарипи, тили, мәдәнийити. . . . қатарлиқларға еғир бузғунчилиқ қилди. "ғәрбни ечиш" сияситидә, уйғурларниң тәбиий байлиқлири хитайлар тәрипидин талан-тараҗ қилинди. бу зулумларға қарши уйғурлар йиллардин буян һәр хил шәкилдә өз қаршилиқлирини ипадиләп кәлди. әмма хитай бу қаршилиқларни 11-сентәбир вәқәсини пурсәт билип, хәлқара терроризмға бағлиди. шундақла 2009-йили йүз бәргән үрүмчи 5-июл қирғинчилиқини, уйғурларни омумйүзлүк бойсундурушниң бүйүк пурсити һесаблиди. бу мәзгил хитайниң аталмиш "биринчи әвлад милләтләр сиясити" ниң бурулуш нуқтисиға айлинип қалғандәк қилатти. гәрчә хитай изчил һалда миллий территорийәлик аптономийә түзүмидин ваз кәчмәйдиғанлиқини ағзидин чүшүрмигән болсиму, әмма "җуңхуа миллити ортақ гәвдиси яритиш" ниң өзила аптономийә вә миллий кимликниң тарих сәһнисидин чүшишигә йетәрлик сәвәб болалайтти. 2010-йилидики тунҗи қетимлиқ "мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини" әмәлийәттә уйғурларни пүтүн хитайниң вә пүтүн дуняниң күчи билән омумйүзлүк вәйран қилишниң бир түрлүк пилан тәдбирлири бекитилип чиқилған йиғин болди. йәни, мәзкур йиғиндин кейин уйғур ели хитайниң деңиз яқиси районлири вә биңтуәнгә омумйүзлүк бөлүп берилди. 2013-йили ши җинпиң уйғурларни идарә қилишта мав зедоң дәвридики "төт хил унсурни йоқитиш" усулини қоллинишни тәләп қилди. буниң билән уйғурларни йоқитишниң "йепйеңи усули" мәйданға чиқип, "төт хил унсурни йоқитиш" ниң орнини "үч хил күчләрни йилтизидин йоқитиш" алди. тарихтики төт хил унсурлар пүткүл хитай җәмийитиниң йоқитиш обйектиға қандақ айландурулған болса, уйғурларму шундақ айландурулди. шуниңдин етибарән худди хитайниң ақ ташлиқ китабида тилға алғинидәк "йиллардин буян хитайда террорлуқ һадисиси көрүлмиди", йәни хитайдики "уйғур тәһдити" пүтүнләй йоқитилди.

төтинчи басқуч: аптономийә вә миллий кимликниң орниға, "дөләтчилик вә улусчилиқ" ни дәсситиш

гәрчә уйғур диярида уйғурлардин келидиған тәһдит пүтүнләй йоқитилған болсиму, әмма уйғурлар техи милләт сүпитидә ғайиб болғини йоқ. мана бу һәқиқәт хитайни йәнила хатирҗәм қилмайдиған амилдур. шуңа "җуңхуа миллити ортақ гәвдиси яритиш" ниң сәвәби бу амилни омумйүзлүк йоқитиш арқилиқ "хитай чүши" ни рояпқа чиқириш дәп қарашқа болиду. йәни, ши җинпиң өзи ейтқандәк, хитайлар икки йүз йиллиқ бүйүк пиланиниң бирини әмәлгә ашурди. йәни бу икки пиланниң бири хитай коммунист партийәсиниң йүз йиллиқида һаллиқ сәвийәгә йетиш; йәнә бири болса, хитай компартийәси һакимийити қурулғанлиқиниң йүз йиллиқида американи бесип чүшүп, дунядики қудрәтлик дөләткә айлиништин ибарәт. ши җинпиңниң партийә низамини өзгәртип, өмүрлүк вәзипидә олтуруш пилани дәл 2049-йилида хитайниң иккинчи йүз йиллиқ пиланини әмәлгә ашуруш икәнлики ениқ. бу сәвәбтин, ши җинпиң хитайда бирла милләт, бирла партийә болуштәк мәнзирини "җуңхуа миллити" яритиш арқилиқ күчәйтиду. чүнки хитай, "уйғурларға хитай дөлитини мәҗбурий қобул қилдуруп, уларни хитай улусиниң бир қисмиға айландуруш арқилиқла муқимлиқни ишқа ашурғили болиду" дәп қарайду. һалбуки, хитайниң бу идийәси ғәрб башчилиқидики мәдәний дуня яратқан вә пүткүл дуняда зор көпчилик инсанлар қобул қилидиған ортақ қиммәт қарашларға пүтүнләй зит келиду. икки қетимлиқ дуня урушиниң алди кәйнидә, империализмлиқ, мустәмликичилик вә фашизмлиқниң зиянкәшликини баштин кәчүргән инсанийәт, хитайдәк бир мустәбит күчниң қайта тәһдит болуп баш көтүрүшигә әсла йол қоймайду. шуңа ши җинпиңниң "хитай чүши" бәлки бир қетимлиқ "қара бесиш" болуп қелишиму еһтималдин йирақ әмәс.

***бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.