Хитай риясәтчиси би фуҗйәнниң мав зидуңни мәсхирә қилиш вәқәси муназирә қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2015.04.10
maw-zedung-305.jpg Тйәнәнмән мәйданиға есип қоюлған мав зедуң чоң сүрити. 1989-Йили 23-май, бейҗиң
AFP


Хитай мәркизи теливизийә истансисиниң риясәтчиси би фуҗйәнниң йеқинда достлар ара йиғилишта, хитайниң сабиқ рәиси мав зедуңни мәсхирә қилған синалғу торда тарқалғандин кейин, хитай һөкүмәт таратқулирида вә аммиви тор бекәтлирдә вәқәгә җиддий инкас қайтурулди. Мәлум болушичә, хитайда 100 миңдин артуқ тордаш инкас билдүргән. Бир қисим тордашлар фуҗйәнниң хитай даһисини мәсхирә қилиши хитайниң “дөләт образиға һақарәт кәлтүргәнлик” дәп уни қаттиқ җазалашни тәләп қилди, йәнә бир қисим тордашлар болса өз - ара олтурушта болған чақчақни принсипқа көтәрмәсликни тәшәббус қилди. Хитайниң җуңго яшлар гезити қатарлиқ һөкүмәт таратқулирида,хитай мәркизи теливизийә истансисниң би фу җйәнни бир һәптә иштин тохтатқанлиқи хәвәр қилинип, би фуҗйәнниң “даһиға һөрмәтсизлиқ қилмиши үчүн хитай хәлқидин әпу сориши” тәләп қилинди. Әмма би фуҗйән вәқәси һәққидә тохталған чәтәлләрдики вәзийәт анализчилири болса, би фуҗйән вәқәсиниң хитайдики сөз - пикир әркинликиниң техиму чәклинип, хитайниң демократийә йолиға әмәс, бәлки 60 - 70 - йиллардики мәдәнийәт инқилаби дәвридики мустәбитликкә қайтиватқанлиқини илгири сүрди.

Биз ишчи - деһқан пәрзәнт әскәрлири( һә... Әскәркәндә?)

Қараңғу тағ ичигә кәлдуқ. (Тағ ичидә немә ишиң бар?)

Әксийәтчиләр билән уруш қилимиз (уларни йеңәләмсәнкин?)

Нәччә он йил болди,җәнуб - шималда җан тикип җәң қиливатимиз ( һә... Җиқ җапада қапсиләр)

Компартийә,рәис мав бизни алға башлайду. (Һәй, бу қери паһишивазни тилға алмайли, у бизни зар қақшатти!)

Шәпкимиздә парлиған юлтуз, инқилаб туғи икки янда, (қандақ ясиниш бу?)

Қизил туғ ләпилдәп, булутлар тарқиди, азад район хәлқи помишикларни ағдуруп орнидин дәст турди( һәй... Помишшик, байлар саңа немә қилған иди?)

Хәлқниң қошуни хәлқ билән җапада биллә, биз бу йәрдә вейху теғини тазилаймиз. (Болди бәс, лап атма! )

Юқиридики нахша тексти вә мисралар изаһати, хитайниң мәдәнийәт инқилаби дәвридики “вейху теғини пәм билән елиш” намлиқ җиңҗүй тиятиридики “биз ишчи деһқан пәрзәнт әскәрлири” намлиқ нахшини ейтиш җәрянида хитай коммунистлириниң 1 - әвлад даһиси мав зидуңни һәҗвийләштүрүп, уни әпсанә тиллар билән тиллиған хитайдики даңлиқ риясәтчи би фуҗйәнниң 6 - апрел торда ашкара тарқалған синалғу филими.

Хитай мәркизи теливизийә истансисниң риясәтчиси би фуҗйәннниң достлар ара олтурушта, қиззиқчилиқ болсун үчүн, хитай компартийиси вә даһиси мавзедуңға мәдһийә оқулған бу нахшини һәҗвийләштүрүп ейтиш җәрянида мисралар арисиға бәргән изаһати вә хитай рәиси мав зедуңни әпсанә тил билән тиллиған көрүнүшләр, намәлум кишиләр тәрипидин аммиви тор бекитигә йолланғандин кейин, хитай тордашлири арисида муназирә темисиға айланди. Әнгилийә б б с агентлиқиниң 9 - апрелдики хәвиридә хитайдики даңлиқ риясәтчи би фуҗйән вәқәсигә үч күн ичидә инкас қайтурғанлар 100 миң кишидин ашти” дегән хәвәр берилди.

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин җуңго яшлар гезити, йәр шари вақти гезити қатарлиқлар баш мақалә елан қилип, риясәтчи би фуҗйәнни “хитай компартийиниң 1 - әвлад даһиси, хитай хәлқ җумһурийитиниң сабиқ рәиси мав зедуңни һәҗвийләштүрүп, уни әпсанә тил билән тиллаш хитай дөлити вә хитай хәлқиниң образиға дағ чүшүргәнлик” дәп әйибләп, би фуҗйән хитай хәлқидин әпу сориши керәкликини тәкитлиди. Хитай мәркизи теливизийә истансисиму алаһидә уқтуруш чиқирип, би фуҗйәнниң мәлум мәзгил ичидә риясәтчилик салаһийитидин қалдурулғанлиқини елан қилди. Тордики инкаслардин мәлум болушичә, би фуҗйән риясәтчилик қилидиған “парлақ йол программиси” 8 - апрелдин башлап мәркизи теливизийә истансисиниң тор бекитидин еливетилгән. Нөвәттә хитай тор бекәтлиридә бу вәқә сәвәбидин би фуҗйәнни йәнә қандақ қисмәтләр күтүп турғанлиқи һәққидә муназириләр давамлашмақта.

Хитай һөкүмәт даирилириниң хитай рәиси мав зедуңға әпсанә тиллар билән наразилиқини ипадилигән даңлиқ риясәтчи би фуҗйән вәқәсигә қарита инкаси вә қолланған тәдбири чәтәлләрдики хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди. Франсийә радиоси, германийә авази, әнгилийә б б с агентлиқи, америка авази, әркин асия радиоси қатарлиқларда би фуҗйән вәқәси һәққидики хәвәрләр вә хитай вәзийити анализчилириниң би фуҗйән вәқәси һәққидики анализлири елан қилинди.

Америкидики хитай демократлиридин ве җиңшиң әпәнди радийомизда обзор елан қилип, би фуҗйән вәқәсиниң хитайда пуқраларниң әркин сөзләш муһитиниң йәниму тарайғанлиқини, 60 - 70 - йиллардики компартийә мустәбитчилики вә даһини улуғлаш, чоқунуш идийисиниң қайта баш көтүрүватқанлиқиниң ипадиси икәнликини билдүрди.

Вей җиңшиң әпәнди хитай хәлқи вә дуня җамаәтчиликини агаһландуруп, би фуҗйән вәқәсиниң хитай рәиси ши җинпиңниң “2 - мав зидуң болуш” тин ибарәт даһилиқ тәмәсини ашкарилиғанлиқини, ши җинпиң һөкүмитиниң хитайни ғәрб дөләтлири күтиватқан демократийә йолиға әмәс, бәлки инсанларниң нормал сөз әрклинлики пүтүнләй боғулған мәдәнийәт инқилаби дәвридики коммунистларниң мустәбит түзүмигә қайтқан хитай дөлитигә айландуруватқанлиқини тәкитлиди.

Радийомиз зияритини қобул қилған америкидики уйғур паалийәтчиси сиясий анализчи елшат әпәнди болса, би фуҗйән вәқәсиниң, хитай истиласи астидики уйғурларға ниспәтән бирқәдәр әркин болған хитай өлкилиридики пуқраларниңму әркин сөзләш һоқуқидин мәһрум қеливатқанлиқиниң әмәлий пакити икәнликини билдүрүп, нөвәттики хитай рәиси ши җиңпиңниң хитайни шималий корийидәк коммунист мустәбит һөкүмранлиқи астидики дөләткә айландурушқа урунуватқанлиқини билдүрди.

Елшат әпәнди йәнә, нөвәттики интернет учур дәвридә ғәрб демократийисиниң тәсирини қобул қилған хитай пуқралириниң, 60 - 70 - йиллардики мәдәнийәт инқилаби мәзгилидики хитай пуқралиридин пәрқлиқ икәнликини билдүрүп, әгәр ши җиңпиң һакимийити бу хил мустәбит дөләт қуруш йолиға маңса, компартийә һөкүмранлиқиға қарши туридиған күчләрниң, земини хитай дөлити тәрипидин бесивелинған уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларла болуп қалмастин, бәлки хитай хәлқиниңму коммунист хитай һакимийитини ағдуруветиш йолиға маңидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.