Вәзийәт көзәткүчилири: “7-номурлуқ һөҗҗәт”-хитайниң уйғурларни бастуруштики йол хәритиси
2016.03.22

Буниңдин йигирмә йил илгири хитай компартийиси мәркизий комитети “7-номурлуқ һөҗҗәт” намида қәтий мәхпий бир парчә һөҗҗәт тарқатқан болуп, униң ички җәһәттә уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтниң кәлгүси хәритиси сүпитидә қоллинилидиғанлиқини бекиткән. Аридин йигирмә йил өткән бүгүнки күндә мәзкур һөҗҗәтниң иҗра болуш әһвали вә униң уйғурларниң сиясий вәзийитигә көрсәткән һәр тәрәплимә тәсири һәққидә вәзийәт анализчилири өз қарашлирини оттуриға қойди.
“7-номурлуқ һөҗҗәт” ниң ашкариланған нусхисиға қариғанда, 1996-йили 19-март күни хитай компартийиси мәркизий комитети сабиқ баш секретар җаң земинниң риясәтчиликидә бир йиғин ечип, уйғурлар дияриниң сиясий вәзийити һәққидә тәпсилий муһакимә уюштурған. Йиғиндин кейин мәзкур йиғинда муһакимә қилинған мәзмунлар асасидики йиғин хатириси он түрлүк муһим нуқтиға йиғинчақлинип, хитай компартийиси мәркизий комитетиниң “7-номурлуқ һөҗҗәт” и дегән намда уйғур аптоном районлуқ партком вә башқа тәң дәриҗилик органлардики юқири дәриҗилик әмәлдарларға “қәтий мәхпий” дегән тамға билән йоллап берилгән.
Канададики уйғур сиясий паалийәтчиләрдин мәмәт тохти әпәнди бу һәқтә тохтилип, өткән йигирмә йилда хитай компартийәсиниң уйғурлар дияридики пүткүл сиясий тәдбирлириниң мушу һөҗҗәтни әң алий йетәкчи идийә қилған һалда тәйярлинип кәлгәнликини алаһидә тәкитлиди. У бундақ бир муһим һөҗҗәтниң тасадипий оттуриға чиқип қалған болмастин, униң кәң арқа көрүнүшкә игә икәнликини муәййәнләштүрди.
“7-номурлуқ һөҗҗәт” тә уйғурлар дияриниң сиясий җәһәттики муқимлиқи әң муһим орунға қоюлған болуп, “ички дүшмәнләр” вә “ташқи дүшмәнләр” ниң түрлүк “бузғунчилиқ” һәрикәтлиригә қандақ тақабил турушқа йетәрлик йәр аҗритилған.
Мәмәт тохти әпәнди бу һәқтә тохтилип, бу һөҗҗәтниң уйғурлар мәсилисини дәсләп болуп хитай һакимийәт йиғинлиридики алий күнтәртипкә елип чиққанлиқини баян қилди.
Мәзкур мәхпий һөҗҗәттә зөрүр болған дипломатийә чарилиридин имканийәтниң баричә пайдилинип, “ташқи дүшмән күчләр” дин болған уйғур сиясий паалийәтчилирини һәмдә чегра сиртидики уйғур миллий давасини парчилаш вә чәкләш лазимлиқи оттуриға қоюлған. Мәмәт тохти әпәнди буниң ‛уйғурлар мәсилисиниң хәлқаралишишиниң алдини елиш‚ дегән мәзмунда иҗра қилинғанлиқини ейтиду.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитай дөлити дипломатик васитиләр арқилиқ оттура асия районида җуш урушқа башлиған уйғур сиясий һәрикитиниң мәркизини явропа вә америкиға йөткилишкә мәҗбур қилалиған болсиму, даваниң сәвийиси вә көлимини чәкләшкә қадир болалмиғанлиқини ейтти.
Мәзкур һөҗҗәттә алаһидә көзгә челиқидиған бир нуқта шуки, униңда уйғурлар районидики юқиридин төвәнгичә болған һәр дәриҗилик һакимийәт тәшкилатлириға аталмиш “шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтуәни” дин “ишәнчлик җәңчи вә кадирларни рәһбирий қошун” сүпитидә йөткәш, биңтуән органлириға болса ичкиридин хитай ишчилирини вә партийәвилики күчлүк хитай оқуғучилирини көчүрүш шу вақиттики әң муһим хизмәтләр қатарида тилға елинған.
Мәмәт тохти әпәнди бу нуқта һәққидә гәп болғанда хитайлар бәлгиләп чиққан “асасий қатлам партийә вә һакимийәт қурулушини күчәйтиш, мәйдани мустәһкәм, сиясий җәһәттә ишәнчлик кадирлар қошуни бәрпа қилиш” нишаниниң зор дәриҗидә иҗра болғанлиқини, шундақла мәдәний, маарип саһәсиниңму бу һөҗҗәттә бәлгиләнгән нишанларниң еғир зәрбисигә учриғанлиқини әмәлий мисаллар арқилиқ баян қилди.
Вәзийәт көзәткүчилири “7-номурлуқ һөҗҗәт” тә бәлгиләнгән асасий нуқтилар бойичә пикир баян қилғанда, хитай һөкүмитиниң еғишмастин мәзкур һөҗҗәттики омумий нишан асасида қәдәм-басқучлуқ рәвиштә өзлириниң уйғурлар райониға қаратқан түрлүк сиясәтлирини иҗра қилип келиватқанлиқини, әмма хәлқ аммисиниң бу һәқтики ички әһваллардин хәвәрсиз болуши мумкинликини тилға алиду.