Хитай тәһдитиниң чәтәлләрдики уйғурларға қәдәр тәсир көрситиватқанлиқи диққәт қозғимақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.10.30
qurban-tulum-maw-zedong.jpg Уйғур ата балиниң хәлқ мәйданиға тикләнгән, қурбан тулумниң мав зедоң билән көрүшкән һәйкили алдида олтурған көрүнүши. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

Канаданиң “йәршари вә мәктуплар гезити” ниң мухбири натан вәндерклиппи тәрипидин 30-өктәбир елан қилинған “хитай чәтәлләрдики уйғурларни қандақ нишанға еливатиду?” мәзкур мақалидә, аптор хитай һөкүмитиниң канадани өз ичигә алған чәтәлләрдики уйғурларға, уларниң юртидики аилә-тавабиатлирини гөрүгә елиш, җасусларни ишлитиш, хәт вә учурлар арқилиқ тәһдит селиш арқилиқ хитайға қайтуруп кетишкә, уйғур оқуғучиларни хитайға ишләшкә, учур беришкә зорлаш вә қорқутуш һәрикитини елип бериватқанлиқини йорутуш үчүн чәтәлләрдики бәзи уйғур җамаити, уйғур паалийәтчилири вә уйғур оқуғучиларни зиярәт қилған. Мухбир натан мақалисидә хитайниң мисирдики уйғур оқуғучиларни қайтуруп кетиш үчүн салған тәһдитлири вә хитайниң қоли билән мисирдики уйғур оқуғучиларға қаритилған тутқундин қечип келивалған уйғур оқуғучиларниң гәрчә, өзлири хитайниң түрмиләргә елип җазалишидин қутулған тәқдирдиму, хитайға қайтип кәтмигән оқуғучиларниң ата-анилириниң вә аилә-тавабиатлириниң болса, йепиқ тәрбийәләш мәркәзлиригә елип кетилгәнлики үчүн, амалсиз чәтәлләрдә қалған бу оқуғучиларниң наһайити еғир роһи бесимда яшаватқанлиқидәк әһвалларни мисрадин түркийәгә келип яшаватқан айнур исимлик бир қиз оқуғучиниң баянидин бәргән болуп, айнур мухбирға дадисиниң тәрбийиләш мәркизигә соланғанлиқини, дадисиниң җинайити болса, өзиниң хитайға қайтип кәтмигәнлики икәнликини билдүргән.

Аптор мақалидә йәнә хитайниң чәтәлләрдики уйғурларни нишан қилған бу хил тәһдитлири тәсиридә австралийәдики софийә исимлик бир қизниң һәтта һиҗабини еливетишкә мәҗбур болғанлиқини тилға алған болуп, фамилисини йошуруп қелиш шәрти билән мухбирниң зияритини қобул қилған бу қиз оқуғучи, өзиниң австралийәдә яшаватқини билән бәрибир хитайниң қануниға бой сунушқа мәҗбур икәнликини, чүнки һиҗаблиниш уйғур елидә хитай тәрипидин чәкләнгән болғачқа, һиҗаблиқ сүрәтлириниң аилиси үчүн җазалиниш сәвәби болуп қелиштин әндишә қилидиғанлиқини ейтқан.

Аптор мақалидә йәнә хитайниң уйғурларға васитилик вә биваситә тәһдит селиштин башқа, хитай бихәтәрлик тармақлириниң мәхсус адәмләр арқилиқ чәтәлләрдики уйғурлар үстидин учур топлаш, җасуслуқ қилишқа күч вә мәбләғ селиватқанлиқини йеқинда түркийәдики улуғдағ әпәнди ашкарилиған, хитайниң уйғурлар үстидин җасуслуқ қилиш үчүн түркләргиму юқири һәқ билән иш тәклипи сунғанлиқини ашкарилиғанлиқ хәвири арқилиқ йорутқан.

Хитай даирилириниң чәтәлләрдики өзигә қарши паалийәтчиләрни нишан қилған тәһдитлириниң техиму җиддий вә ашкара болуватқанлиқини болса, хитайдики орган содиси темисидики доклатлири билән дуняда ғулғула қозғиған, әнглийәдики уйғур актиплиридин әнвәр тохти әпәндиниң йеқинда учриған сирлиқ тәһдит арқилиқ испатлап көрсәткән. Мақалидә ейтилишичә күзниң башлирида, бир натонуш киши тәрипидин лондондики кафеханиға сөһбәткә тәклип қилинған әнвәр тохтиға, башта бир достиниң тонуши дәп өзини тонуштурған бу киши “кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн һәрикәт қилишқа болидиғанлиқи, әмма қизил сизиқтин чиқип кәтмәслик һәққидә агаһландуруш бәргәнлики” ни ейтқан, әнвәр тохти мухбирға һәтта, у кишиниң “қизил сизиқтин чиқип паалийитини давамлаштурғанда сениң бу дөләттики бихәтәрликиңгә капаләтлик қилалмаймиз” дәп ашкара тәһдит салғанлиқини ейтқан. Мақалидә әскәртилгинигә қариғанда әнвәр тохтиниң пәризичә, бу тәһдитниң арқисида хитай һөкүмити бар икән.

Мақалиға йәнә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясәтлирини көзәткүчиләрдин австралийә ла тробе университетиниң тәтқиқатчиси җамес лейболниң “хитай чәтәлләрдики уйғурларниң аилисигә йеқин турушини халайду, чүнки шундақ болғанда хитай уларни техиму инчикә көзитәләйду” дегән баянлирини қистурулған. Бу һәқтә охшаш пикирдә болған канададики уйғур паалийәтчиси руқийә турдуш, канададики уйғур оқуғучиларниңму хитайниң һәр хил усуллардики тәһдитлиригә учраватқан болсиму, әмма ата-анилири яки уруқ туғқанлири гөрүгә елинған болғачқа аваз чиқиралмайватқанлиқини, хитайниң уйғурлардики бу хил аилисигә болған садақәтмәнликидин пайдилинип, бир болса хитайға қайтишқа яки ун-түнсиз яшашқа мәҗбур қиливатқанлиқини билдүргән.

Чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң, әркин әлләрдә турупму хитайниң тәһдитлиридин қутулалмай һәр хил роһий бесимда яшаватқанлиқлири һәққидә мухбир натханни қиммәтлик учурлар билән тәмин әткән канададики уйғур паалийәтчи руқийә турдуш ханимни зиярәт қилдуқ.

Руқийә ханим гәрчә хитайниң чәтәлләрдики уйғурларға йүргүзүватқан бесимлири вә тәһдитлири интайин еғир болсиму, буниңға сүкүт қилиш яки хитайниң дегинини қилиш билән вәһимидин қутулғили болмайдиғанлиқини, һечболмиғанда бу бесим вә вәһиминиң бир вә икки уйғурлар әмәс пүтүн бир милләт учраватқан бесим икәнликини, чәтәл мәтбуатлириға, кишилик һоқуқ органлириға аңлитиш арқилиқ мәсилини һәл қилиш, вәһимидин қутулуш йоли издәш керәкликини әскәртти.

Амеркидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори, никол могрет ханим зияритимизни қобул қилип, канада “йәршари вә мәктуплар гезити” дә елан қилинған бу мақалини, уйғурларниң һазирқи инсан һәқлири мәсилилирини тәтқиқ қилишта “интайин пайдилиниш қиммити бар мақалә” дәп баһа бәрди. У, мәзкур органниңму муһаҗирәттики уйғурларниң хитай тәһдитигә учраш мәсилисидә мәхсус доклат тәйярлаватқанлиқини, шундақла доклатниң пат арида елан қилинидиғанлиқини ейтип өтти.

Никол ханимниң билдүрүшичә, мәзкур орган тәтқиқатчилириниң охшимиған әлләрдә яшаватқан уйғурлардин алған мәлумат вә тәкшүрүшләрдинму хитайдин келиватқан бу хил бесимниң йеңи мәсилә әмәслики ениқ. Әмма даириләр бу йил киргәндин буян уйғур елидики бесимни күчәйтиш билән бир вақитта чәтәлләрдики уйғурларни контрол қилиш тактика вә васитилириниму күчәйткән. Мисирдики уйғур оқуғучиларниң нишанға елинишиму буниң бир парчиси. Хитай һөкүмити мисирдин башқа әлләрдә һәтта америкада оқуватқан оқуғучиларғиму һәр хил тәһдит ишлитип қайтип кетишкә зорлиған әһваллар мәлум икән.

Некол ханим әркин әлләрдә яшаватқан уйғурлар үчүн, өзлири яки башқилар учриған бесим вә зулум үстидин сүкүттә туруш хитайниң уйғурларниң қорқисидин пайдилинип, техиму юқири бесим сиясити вә тәһдит ишлитишидин башқа нәтиҗә бәрмәйду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп: “һәтта хитайниң чәтәлләрдә уйғурлар үстидики җасуслуқ һәрикәтлириниму елип бериватқанлиқи мәлум, мениңчә уйғурлар өзлири учриған бесим қорқутуш тәһдитләрни йеңиш үчүн өзлири туруватқан дөләтләргә хитайниң тәһдит вә җасуслуқ һәрикәтлирини ашкарилиши керәк, ахбаратларға ашкарилаш арқилиқ һөкүмәтләрниң мәзкур мәсилигә җиддий қаришини қолға кәлтүрүш зөрүр”, дәп көрсәтти. У, буниң роли болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрүп, шиветсийә вә германийәләрдә уйғурлар үстидин җасуслуқ қилғанларниң паш болуп җазалиниши буниң мисали, дәп көрсәтти.

“хитай чәтәлләрдики уйғурларни қандақ нишанға еливатиду?” темилиқ бу мақалиниң аптори канадалиқ мухбир натан вандәрклип, йәкәндә 2014-йили 28-июл күни йүз бәргән елишқу вәқәсиниң ечилмиған сирлири һәққидә хәвәр игиләш үчүн бу йил 23-авғуст йәкәнниң елишқу йезисиға барғанда сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, елишқу сақчиханисида үч саәттәк тутуп турулғандин кейин, қоюветилгән болсиму, униң компютерини кейин әвәтип беридиғанлиқини ейтип тутуп қалған вәқә ахбаратларда нурғун инкас қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.