Хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ уйғурларниң иқтисадий вәзийити һәққидиму зиддийәтлик гәп қилди
2016.02.24

Хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ, мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитиниң иқтисадий вәзийәткә аит қисмида, дәсләптә милләтләр ара тәңсизлик “базар риқабитидин йәни уйғурларниң билимсизлики вә тиришмайдиғанлиқидин келип чиқти” дегән болса, ахирида бу тәңсизликтә хитай һөкүмитиниң уйғурларға узун йиллардин бери қоллинип кәлгән надан қалдуруш сияситиниң сәвәб болғанлиқини тилға алди.
Аблимит садиқниң бу зиддийәтлик сөзлири үстидә пикир баян қилған сиясий көзәткүчи мәмәт тохти вә нурмәмәт мусабай әпәндиләр, уйғур районидики һакимийәтниң мустәмликичи һакимийәт икәнликини, шуңа бу һакимийәтниң астида иқтисадий баравәрликниң мумкинсизликини оттуриға қойди. Улар йәнә, аблимит садиқниң зияпәт вә саяһәтләрдин ваз кечәлмигәнлики үчүнла райондики иқтисадий булаңчилиққа чапан йепиватқанлиқини әскәртти.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.