Хитай расттинла “хәлқара террорлуқниң зиянкәшликигә учриғучи” му?
2024.09.13
(11-Сентәбир вәқәсиниң 23 йиллиқи мунасивити билән)
Буниңдин 23 йил бурунқи 11-сентәбир күни америкида дуняни ләрзигә салидиған бир зор террорлуқ вәқәси йүз бәрди. Мәзкур террорлуқ вәқәси бир уйғур қизиму ичидә болған 3000 бигунаһ кишиниң җениға замин болғаниди. Бу паҗиәниң йүз бериши әйни вақитта пүткүл дуня миқясида нурғун дөләт вә хәлқләрниң һесдашлиқи вә қайғурушиға сәвәб болған. Һәйран қаларлиқи, хитайниң 11-сентәбир вәқәси билән тәңла аталмиш “хәлқара террорлуқниң қурбани” ға айлинип қелиши болди. Хитай шуниңдин кейин уйғурларниң өз кишилик һоқуқлири, сиясий, миллий вә мәдәнийәт һоқуқлири, дини етиқад әркинликлирини тәләп қилған һәрқандақ һәрикитини терроризмға бағлап зәрбә берип кәлди вә ирқий қирғинчилиқ садир қилди.
Мана бүгүн өткән йигирмә йиллиқ тарихқа қайта нәзәр салидиған болсақ, хитайниң әйни чағда “хәлқара террорлуқниң қурбани” ға айлинивелишиниң әслидә кейинки ирқий қирғинчилиқниң асасини һазирлаш үчүн болғанлиқини пәрәз қилалаймиз. Йәни, 1996-йили 3-айда әйни чағдики хитай дөләт рәиси җяң земин аталмиш “үч хил күч”, йәни уйғурларға қаритилған “7-номурлуқ мәхпий һөҗҗәт” ни елан қилди. Мәзкур “7-номурлуқ һөҗҗити” дә, “нөвәттә шинҗаңниң муқимлиқиға тәсир көрситиватқан асаслиқ хәвп - террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийликтин ибарәт ‛үч хил күч‚” дәп көрситилгән болуп, бундақ бир төһмәт астида уйғурларни хәлқара қанунларға уйғун шәкилдә ирқий қирғинчилиқ билән хатирҗәм йоқатқили болатти. 2001-Йили “11-сентәбир вәқәси” йүз бериштин 3 ай бурун, “шаңхәй бәш дөләт келишими” асасида қурулған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” му охшашла “үч хил күчләргә зәрбә бериш” баш нишан қилип қурулди.
Демәк, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң қурулуши, уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики наразилиқи вә қаршилиқини хәлқара һәмкарлиқ астида йоқитишниң башлиниши иди. Аридин узун өтмәйла йүз бәргән 11-сентәбир вәқәси хитай үчүн уйғурларни йоқитиштики тепилмас пурсәт болди.
Дәрвәқә, “11-сентәбир вәқәси” дин кейинла уйғурлар хәлқара террорлуққа бағлинип, дуняниң нәзәридин йирақ қалдурулди. Чүнки 1970-йилларниң ахириға кәлгәндә хитайда қабаһәтлик 10 йиллиқ “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң малиманчилиқлири ахирлашқандин кейин, уйғурларниң аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш” сепидин тепип чиқирилиши, уйғурларни хитай һакимийитиниң дүшминигә айландурушниң дәсләпки аламәтлири иди. Чүнки дең шявпиң 1978-йили аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш сиясити” ни йүргүзидиғанлиқини елан қилғанда, хитайниң буниңдин кейинки йоли- “соққан чотни ашкарилимаслиқ” (韬光养晦) болиду дәп йолйоруқ бәргән. Бу сөз хитайниң буниңдин кейинки хәлқара дипломатийәдики иш қилиш усулини көрситидиған сөзлүк болуп, асаслиқ мәқсити вә қиливатқан ишлирини хәлқарадин сир тутуш, ишларни йәң ичидә қилиш қатарлиқларни мәниләрни ипадиләйду. Шундақ болғачқа, 1980-йилларниң ахирида уйғурларниң хитайниң һәқсиз муамилилиригә қарши “демократийә, баравәрлик вә әркинлик”, шундақла “мустәқиллиқ вә һөрлүк” үчүн көтүргән чуқанлири хәлқарадин сир тутулғаниди. Һәтта бүгүнгичә хитай һакимийити уйғурларға артқан террорлуқ, әсәбийлик вә бөлгүнчилик төһмәтлири арисида 80-йиллардики ашу авазлар йәр алған әмәс. Чүнки бундақ авазлар хәлқарада аталмиш “үч хил күч” ләргә әмәс, бәлки хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидики қанунсиз бастурушлирини ечип бериду. Шундақла хитай һакимийитиниң уйғур диярида мустәмликичилик сиясити елип бериватқанлиқидәк һәқиқәтни ашкарилайду. Бундақ болғанда, хитайниң уйғурлар үстидики һөкүмранлиқиниң асаси тәвринип қалиду. Демәк, “11-сентәбир вәқәси” дин кейинки “хәлқара терроризмға қарши туруш” долқунида, уйғурларниң милләт сүпитидики қанунлуқ тәләплири, хитай һөкүмити тәрипидин “шәрқий түркистан үч хил күчлири” нами астиға әпчиллик билән йошурулуп, ақивәттә ирқий қирғинчилиқниң асасиға айландурулған.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң алий комиссари мишел бачелет тәрипидин 2022-йили 31-авғустта хитайниң түрлүк тосқунлуқлириға қарши уйғурлар һәққидики доклатини елан қилди. Мәзкур доклатта хитай һөкүмитиниң уйғур елидики һәрикәтлирини “террорлуққа қарши туруш” һәрикити дәп атишиниң пут тирәп туралмайдиғанлиқи әскәртилгәниди. Доклатта йәнә “һөкүмәтниң ш у а р да 2017-йилдин 2019-йилғичә вә униңдин кейин йолға қойған террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш һәрикити хәлқара җинайи ишлар қануни нуқтисидинму әндишә қозғайду, қанун вә сиясәткә асасән уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған халиғанчә тутқун вә кәмситиш характерлик тутқун қилиш, шәхс вә коллектип сүпитидә негизлик һәқ-һоқуқлиридин чәкләш вә униңдин мәһрум қилишниң өзи хәлқара җинайәт, болупму инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин” лики оттуриға қоюлғаниди. Гәрчә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң доклати хитайниң уйғурларни “хәлқара террорлуқ” қа бағлишиниң хата икәнликини қисмән дәлилләп бәргән болсиму, лекин б д т таки бүгүнгичә америкаға охшаш уйғурларниң хәлқара террорлуқ билән алақиси болмиғанлиқиға даир инкас билдүргини вә яки уйғурлар һәққидики доклат сәвәблик хитайға бирәр тәдбир алалиғини, қисқиси уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн бирәр әмәлий һәрикәткә өткини йоқ. Хитайму бу вәҗидин уйғурлар үстидики җинайәтлирини изчил давам қилмақта. Техиму ечинишлиқи, хитай һелиһәм уйғурларни хәлқара террорлуқ билән бағлап тәшвиқ қилип, уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайити аталмиш “террорлуққа қарши туруватимиз” сәпсәтиси билән “йошуруш” үчүн бар күчи билән тиркәшмәктә. Мана бүгүн бу қабаһәтлик 11-сентәбир террорлуқ вәқәсини қайта әслигинимиздә, хитайниң хәлқара террорлуқ һәрикитиниң зиянкәшликигә учриғучиси болмастин, бәлки әң чоң нәпкә еришкүчиси болғанлиқини көрүп йетәлишимиз тәбиий. Мундақчә ейтқанда, 11-сентәбир вәқәси америка хәлқи үчүнла әмәс, бәлки уйғур хәлқи үчүнму хатириләшкә тегишлик мусибәтлик бир күндур.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]