Аталмиш “чәт әллик саяһәтчи” қияпитигә киривалған хитай тәшвиқатчилириниң маһийити ашкара болмақта
2022.04.21
Хәлқара җәмийәт хитай һакимийитниң уйғурларға йүргүзүватқан “ирқий қирғинчилиқи” рәсмий тонушқа башлиғандин буян, бейҗиңниң иҗтимаий таратқулар арқилиқ өзиниң хәлқарадики образини яхшилаш үчүн актип тәшвиқат елип бериватқанлиқи мәлум.
Алдинқи қетимлиқ пирограммилиримизда биз хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқини вә уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилидиған иҗтимаий таратқу тәшвиқатлириниң маһийити һәмдә арқа көрүнүши һәққидә тәпсилий тохталған идуқ.
Бу қетим ашу тәшвиқат видейолирини ишләп тарқитиватқан “чәт әллик саяһәтчи” ләрниң бири болған сингапорлуқ ноил ли (Noel Lee) Билән алақә қилдуқ. У өзини қисқичә тонуштуруп мундақ деди: “мән хитайда турушлуқ сингапорлуқ. Һазир гуаңдоңда туруватимән. Мән коруна вирус башланғандин буян хитайда туруп қалдим. Мән әслидә хоңкоңда тиҗарәт қилаттим, хитайда тиҗаритим йоқ иди. Мән бу йәргә иш беҗиргили кәлгән идим, вирус түпәйли хоңкоңға қайталмай туруп қалдим.”
Униң ютиюб қанилда тарқатқан видийолириға қариғанда, у өткән йили апирилда үрүмчи, қәшқәр вә хотәндә төт күнлүк саяһәттә болған. Униң ейтишичә гуңдоңдин үрүмчи-қәшқәрләргичә саяһәт қилип бериш наһайити қиммәт тохтайдикән. Шуңа у бу саяһәткә йәнә бир даңлиқ ютубир фернандо бернал (Fernando Muñoz Bernal) дин ярдәм сориған. Улар бу төт күнлүк саяһәткә билән биллә барған болуп, айродром тәкшүрүши, миһманханиға орунлишиш, кочилардики тәкшүрүш қатарлиқ мәсилиләрдиму һечқандақ тосалғуға учримиған. Пүтүн саяһәт җәрянида һечқандақ бир саяһәт йитәкчиси яки һөкүмәт органлири уларни аварә қилмапту.
Ютуб видийо тарқатқучилири, йәни ютубирлар өзлириниң видейолирида әгәр уйғур районидики мәлум җай һәққидә саяһәт видейоси ишлисә, өлкилик вә шәһәрлик һөкүмәтләрниң уларни меһманханиға орунлаштуридиғанлиқини вә башқа хираҗәтлириниму көтүридиғанлиқини тилға алғаниди. Һәтта биз чәтәлликләрниң халиғанчә уйғур райониға керәлмәйдиғанлиқи һәққидә учур тапшурувалған идуқ.
Шуниң билән биз хитайдики чәт әлликләрниң әһвалини игәлләшкә тириштуқ. Мәлум болушичә хитайда яшайдиған чәтәлликләрниң көпинчиси хитайда оқуйдиған оқуғучилар икән. Шуңа биз чәт әлликләр әң көп оқуйдиған бейҗиң унверситети чәт әллик оқуғучилар ишханиси билән алақилаштуқ. Биз улардин “әгәр чәт әллик оқуғучилар шинҗаңға бармақчи болса, өтәйдиған бирәр рәсмийәт барму?” дәп сориғинимизда, телефунни алған хадим мундақ дәп җаваб бәрди: “миниң билишимчә, шинҗаңға бармақчи болғанлар мунасивәтлик орунларға илтимас қилип, рухсәтнамә елиши керәк. Һәтта бир киши өз алдиға ялғуз илтимас қилалмайду, чоқум чоңрақ бир саяһәт ширкити билән илтимас қилиши керәк. Чәт әлликләр пәқәт саяһәт өмики билән биллә шинҗаңға керәләйду. Чүнки шинҗаң хәлқара сиясәткә четишлидиған бир район. Шуңа чәт әлликләрниң өз алдиға шинҗаңға киришгә рухсәт қилинмайду.”
Биз йәнә ноил ли телға алған фернандо дегән кишиниң ким икәнликини тәкшүрүп көрдуқ. Мәлум болушичә, фернандо иҗтимаий таратқуларда FerMuBe дегән исим билән даңлиқ болған хитай һөкүмтиниң иҗтимаий таратқулардики әң чоң тәшвиқатчиси икән.
Хитайда 14 йилдәк турған вә хитай һәққидә ишлигән бир қатар видейолири сәвәблик ахирида хитайдин қоғлап чиқирилған, тордашларға Serpentza нами билән тонушлуқ болған даңлиқ ютубир винистон стирзел әпәнди, бу фернандо дегән кишини яхши билидикән. У фернандо һәққидә тохтилип мундақ деди: “фернандо хитай һөкүмити билән биллә ишләйду. У хитайниң доңгуән дегән йеридә турудиған калфорнийәлик бирси. У хитайда узун йиллар турған. У әслидә инглиз тили тәрбийәләш мәркизи ачқан. Корона вируси тарқалғандин кейин мәктипи тақалди, шуниңдин кейин пүтүнләй хитай һөкүмитиниң тәшвиқати үчүн хизмәт қиливатиду. Уни хитайниң мәркизи телевизийәсидә даим көрисиз. У хитай һөкүмити орунлаштурған барлиқ тәшвиқат саяһәтлиригә қатнишиду. Униң өзиниңму мәхсус хитайниң тәшвиқатни қилидиған бир ютуб қанили бар. У һәр хил усуллар билән тәшвиқат илип бариду. Биз уни ‛компартийә тәшвиқатчиси‚ дәп атаймиз.”
Биз шуниң билән үрүмчидики бир саяһәт ширкитигә телефун қилдуқ. Телефунни алған хадим шинҗаңда контролниң қаттиқлиқи, болупму вирус түпәйли контрол техиму чиң болғанлиқи үчүн саяһәтчи қобул қилмиғанлиқини ейтти. У бу һәқтә йәрлик һөкүмәт орунлиридин сүрүштә қилишимизни ейтиватқанда, телефун туюқсиз үзүлүп кәтти. Арқидин тәкрар урған болсақму телефун қайта уланмиди.
С н н (CNN), б б с (BBC) вә “нийо-йорк вақит гезити” ниң әйни вақитта бәргән хәвәрлиридә көрситлишичә, уйғурлар һәққидә хәвәр ишлигән хәлқара ахбарат қаналлириниң бир қисим хадимлири хитайдин қоғлап чиқирилған. 2015-Йили франсийәлик журналист урсула гойтер (Ursula Gauthier) бейҗиң даирилириниң уйғурларға қарита йүргүзгән сияситини әйиблигәнлики үчүн 2015 хитайдин қоғланған. 2017-Йили “базфид” ториниң мухбири раҗа гопалан (Raja Gopalan) уйғурлар һәққидә хәвәр шлигәнлики үчүн хитайдин қоғлап чиқирилған. 2021-Йили BBC ниң мухбири җон судворизниң уйғур районидики лагерлар һәққидики хәвәрлири хәлқарада күчлүк инкас қозғиғандин кейин, хитай һөкүмити униму чиградин қоғлап чиқарған.
“ню-йорк вақит гезити” ниң өткән йили мартта бәргән хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити “ню-йорк вақит гезити”, “вол-стрет гезити” вә “вашингтон почтиси” гезитиниң хитайда турушлуқ мухбирлирини қоғлап чиқарған. Хәвәрдә көрситлишичә, бу ахбарат қаналлириниң уйғурларға йүргүзүлүватқан иғир бастурушқа четишлиқ болған хитай әмәлдарлири һәққидә ишлигән хәвәрлириниң ейҗиң тәрипидин “интайин сәзгүр” дәп қарилиши, уларниң чиградин қоғлап чиқирилишидики сәвәблириниң бири болған икән.
BBC Хәвәр қанилиниң өткән йили бәргән хәвиригә асасланғанда, 2020-2021-йили арлиқида хитай һөкүмити аз дегәндә 18 чәт әллик мухбирни қоғлап чиқарған. Һәтта хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзүлүватқан еғир бастуруш вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичликлири һәққидә хәвәр ишлигән мухбирларни қолға алған.
Һалбуки, иҗтимаий таратқуларда тарқилип йүргән, хәлқаралиқ рәсмий ахбарат қаналлириниң кириши чәкләнгән уйғур райониға бир қисим аталмиш “чәт әллик саяһәтчиләр” ниң әркин-азадә берип, “бәхтлик уйғурлар” тәсвирләнгән “шинҗаңға саяһәт видейолири” ни ишләп тарқитиши, көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
Биз бу әһвалға қарита хитай һөкүмәт тәрәпниң пикирини аңлап беқиш үчүн вашингитондики хитай әлчиханисиға телефун қилдуқ, телефун аптоматик учурға бағланди, әмма сөз қалдурғилиму болмиди. Елхәт яздуқ, әмма җавап қайтурмиди.
Радийомизниң иҗтимаий таратқулардики хитай тәшвиқатчлири һәққидә из қоғлап инеқлашлири давамида, йеңидин хитай тәшвиқати сепигә қетиливатқан нурғун чәт әллик ютубирларниң тәшвиқат видейолирини учраттуқ. Хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики әркин тор дунясидин пайдилинип елип бериватқан бу хил тәшвиқатлириниң маһийитини ечип бериш үчүн биз давамлиқ бу тема һәққидики издинишлиримизни диққитиңларға сунумиз.