Хитайниң америкадики алдамчилиқ тәшвиқати хитайниң уйғур районини қолдин берип қоюш қорқунчини көрситәмду?
2021.05.11

Хитай һөкүмити уйғурлар үстидин давамлаштуруп келиватқан җинайитини йошуруш һәмдә өз сияситиниң “тоғра” икәнликини қайта-қайта чүшәндүрүш үчүн кәң-көләмлик тәшвиқат елип бериш билән биргә, бу тәшвиқатни өзи муһим дәп қариған дөләтләрдики әлчиханилириға кеңәйткән.
5-Айниң 6-күни хитайниң америкада турушлуқ әлчиханиси уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт билән бирлишип, тор арқилиқ “шинҗаң дегән яхши җай” намлиқ тәшвиқат көргәзмиси өткүзгән. Бу көргәзмигә америка ақиллар мәркизи вә сода-санаәт саһәсидики затлар һәмдә “вал стрет журнили”, америка радио ширкити (ABC) қатарлиқ ахбарат васитилири, шундақла хитайниң шинхуа агентлиқи, “хәлқ гезити” қатарлиқ тәшвиқат орунлири қатнашқан.
Сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди бу көргәзмә тоғрулуқ көз қаришини баян қилип мундақ деди: “хитайниң бу хил тәшвиқати бир айниң алдида австралийәдә тәнқидкә учриғаниди, бу қетим америкада өткүзүлгән бу көргәзмиму кишилик һоқуқ көзәтчилириниң әйиблишигә учриди, америкадики мәшһур таратқуларниң һечқайсиси уни хәвәр қилмиди, бүгүнки күндә бундақ алдамчилиқ тәшвиқати һечқандақ нәтиҗә алалмайду, бәлки әкс үнүм бериду. Чүнки ғәрб дуняси хитайниң һөкүмәт тәшвиқатиниң сахтилиқини обдан билиду”.
Көргәзмидә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси шөһрәт закир видийолуқ сөз қилип, “шинҗаң иқтисади тәрәққий қилип, хәлқ турмуши мисли көрүлмигән дәриҗидә яхшиланди, 4 йилдин бери террорлуқ һәрикити йүз берип бақмиди, пуқраларниң йемәк-ичмәк, кийим-кечәк ғеми йоқ; маарип, давалаш, туралғу еһтияҗи капаләткә игә болди, һәр қайси милләтләрниң тил-йезиқ, мәдәнийәт вә диний әркинлики қанун бойичә қоғдалди” дегәндәк әбҗиқи чиқип кәткән кона ялғанларни тоқуған.
Шөһрәт закир йәнә хитай ташқи ишлар баянатчилири тәкрарлап келиватқан ялғанчилиқни давам қилип, “американи асас қилған ғәрб дунясидики хитайға қарши күчләр шинҗаң хәлқиниң бәхтияр турмушини көрмәскә салди, шинҗаңни қорқунчлуқ көрситиш үчүн униң образиға қара сүркиди, һәтта шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир болуватиду дәп төһмәт чаплиди” дегән вә арқидинла “шинҗаңдики һәр милләт хәлқи хитайниң бирлики вә бихәтәрлики үчүн тәврәнмәй күрәш қилиду, һәр қандақ ташқи күчниң шинҗаңни қалаймиқан қилиши чүмүлиниң дәрәхни лиңшитмақчи болуши яки пақиниң һарвини тосимақчи болғинидәк бимәнликтур, өзини чағлимаслиқтур, уларниң нийити һәргиз әмәлгә ашмайду!” дәп шоар товлиған.
Хитайниң америкада турушлуқ баш әлчиси сүй тйәнкәйму хитайниң чоңқур әндишисини ашкарилап, “америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң шинҗаңға мунасивәтлик ялғанлири системилиқ һалда хитайни қарилаш һуҗумидин ибарәт. Америка вә башқа бир қисим күчләр немишқа шинҗаң мәсилисидин пайдилинип бундақ кәң-көләмлик ялғанчилиқ елип бариду? ениқ ейтқанда, уларниң мәқсити мушуни баһанә қилип хитайни ички қисимдин парчилаш. Улар еғизида шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәйду, әмәлийәттә мәқсити шинҗаң арқилиқ хитайни чәкләш. Улар аввал җинайәтни бекитиду, андин испат топлайду, уларниң көңүл бөлидиғини һәқиқий әһвал әмәс, бәлки өзлириниң сиясий суйиқәсти” дегән.
Көзәтчиләрниң қаришичә, сүй тйәнкәй бу сөзлири арқилиқ суйиқәст нәзәрийәсини көтүрүп чиқип, ғәрб әллириниң кишилик һоқуқни қоғдаш тиришчанлиқини бурмилиған, шундақла хитайниң йошуруватқан мәлум җинайитиниң барлиқини билдүрүп қойған.
Сүй тйәнкәй йәнә уйғурлар мәсилисиниң кишилик һоқуқ мәсилиси икәнликини инкар қилип: “шинҗаңниң иши хитайниң ички иши, шинҗаң мәсилиси маһийәттә террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни түгитиш вә бөлгүнчиликкә қарши туруш мәсилисидур” дегән һәмдә коммунист хитайниң бурундинла хәлқ намини суйиистемал қилип товлап келиватқан шоарини тәкрарлап, “хитай һөкүмити ташқи күчләрниң шинҗаңни қалаймиқан қилишиға вә буни баһанә қилип хитайни парчилишиға қарап турмайду, 1милярд 400 милйон хитай хәлқи бу суйиқәстниң ишқа ешишиға йол қоймайду!” дегән.
Илшат һәсән әпәнди коммунист хитай һөкүмитиниң һәр даим хәлқ намида ялғанчилиқ вә шоарвазлиқ қилидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғур вә башқа милләтләргә вәкиллик қилалмайду. Бу һөкүмәт хәлқни гөрүгә еливалған һәм уларни қул орнида көриду. Әгәр хитай һөкүмити өзигә ишәнсә сайлам өткүзүши керәк, демократийә йолиға меңиши керәк, шу чағда хәлқ өз ирадисини беләт арқилиқ көрситиду, әмма хитай ундақ қилалмайду”.
Хитай әлчиханисиниң тор бетидә билдүрүлүшичә, бу көргәзмидә йәнә “шинҗаң дегән яхши җай” темисида бир йүрүш видийолар көрситилгән болуп, униңда аталмиш уйғур аяллири вәкиллири, тәрбийәләш мәркизини пүттүргән курсантлар, мәсчит имамлири, сиртқа йөткәлгән ишчилар қатарлиқлар өз тәҗрибилирини сөзләп, хитай һөкүмитиниң хәлққә қанчилик нәп йәткүзгәнлики, қийинчилиқтин қутулуп яхши күнгә еришкәнлики…һәққидики һекайилирини баян қилған.
Сиясий тәһлилчиләрниң мақалилиридә көрситилишичә, америка, канада, голландийә, әнглийә, йеңи зеландийә қатарлиқ дөләтләрниң хитайни “ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан дөләт” дәп бекитиши хитай үчүн хәлқаралиқ номус вә өчмәс тарихий дағ болуп, хитай бу дағни ююп чиқиришқа урунмақта. Әмма хитай өзини ақлаймән дегәнчә йүзини техиму қариға бояп, образини техиму хунүкләштүрмәктә. Хитайниң барлиқ тәшвиқат васитилири вә һәр қайси дөләтләрдики әлчиханилири арқилиқ тәтүр тәшвиқат елип бериши теги тәктидин ейтқанда, уйғурлар мәсилисиниң хәлқаралишип кетиши вә уйғур райониниң кәлгүсидә хитайниң контроллуқидин чиқип кетишидин қаттиқ әнсирәватқанлиқини билдүриду; болупму хитайниң өткәндә австралийәдә вә бу қетим америка әлчиханисида мәхсус паалийәт қилип өзини ақлиши вә ғәрб дунясини “шинҗаңни парчилашқа урунуватиду” дәп әйиблиши хитайниң өз җинайитини йошуруш үчүн өктәмлик қилиш вә диққәтни бураш һийлиси ишлитиватқанлиқини көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин хитайниң уйғур районини қолдин берип қоюштин қаттиқ қорқидиғанлиқини көрситидикән.
Илшат һәсән әпәнди бу көргәзмидә хитайниң американи асас қилип тәшвиқат һуҗуми қилишиниң сәвәби вә ақивити һәққидә мундақ деди: “американиң башлап бериши билән пүтүн дуня һазир хитайдики ирқий қирғинчилиқни билип кәтти. Хитай һазир пүтүн күчи билән өзини ақлаш, диққәтни бураш вә американи тиллашқа өтти. Әмма бу американи техиму ойғитип, хитайға қарши қәдәмму қәдәм, үнүмлүк, конкрет тәдбир қоллиниш вә ахир хитайни мәғлуп қилиш ирадисини күчәйтиду”.