Хитай “бирликсәп бөлүми” йеқиндин буян “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тәшвиқат һәрикити қозғиған

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.08.09
ma-xingrui-islam-diniy-jemiyiti-instituti-1.jpg Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй ислам институтини зиярәт зиярәт қилди. 2022-Йили 25-март, үрүмчи.
wlmq.gov.cn

7-Авғуст уйғур елида “мәркәз бирликсәп хизмити йиғини” вә “мәмликәтлик тәшвиқат бөлүми башлиқлири телевезийә телефон йиғини” ниң роһини йәткүзүш һәмдә әмәлийләштүрүш йиғини ечилған. Йиғинға ма шиңрүй риясәтчилик қилған болуп, ши җинпиңниң хәлқаралиқ һәмкарлиққа әһмийәт берип, нәзәрийивий тәтқиқатларни көчәйтиш арқилиқ “шинҗаң һекайиси, партийә һекайиси вә хитай һекайисини яхши сөзләш” һәққидики көрсәтмилирини өгиниш вә әмәлийләштүрүш тәләп қилинған.

Ма шиңрүй мәзкүр йиғинда ши җинпиңниң “20-қурултай алдидики тәшвиқат хизмәтлирини пухта қилиш, асасий пикир еқимини мустәһкәмләш, шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқлашдурушни техиму чоңқурлаштуруш, көп қатламлиқ, көп тәрәплимилик, истролуқ шәкилдә шинҗаңға алақидар тәшвиқатларни елип бериш, йеңи испатларни җәмләш арқилиқ йеңи дәврдики чоң күчни шәкилләндүрүш” қатарлиқ йолйоруқлирини қәтий өгиниш вә буни бир сиясий вәзипә сүпитидә иҗра қилишни тәләп қилған.

Хитай һөкүмитиниң аталмиш бирликсәп йиғини мушу айниң 29- вә 30-күнлири ши җинпиң риясәтчиликидә бейҗиңда ечилған болуп, мәзкүр йиғинда ши җинпиң, бирликсәп бөлүми чоқум қилиши зөрүр болған 12 түлүк муһим иш һәққидә йолйоруқ көрсәткән.

Бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилған америка аләм қатниши идарисиниң инжинери, доктор әркин сидиқ, хитай компартийәсиниң “бирликсәп бөлүми” дин ибарәт бу ғайәт зор сиясий тәшвиқат машинисини ишқа селип, аталмиш “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” кә охшаш сахта тәшвиқат хизмитини қанат яйдуруватқанлиқини тәкитлиди.

Ғәрб әллири хитайниң уйғурларға йүргүзгән җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қариди һәмдә уйғур мәҗбурий әмгикигә алақидар мәһсулатларни чәкләш қатарлиқ түрлүк тәдбирләрни йолға қойди. Бу әһвал хитайни бәлгилик түрдә паракәндә қилди. Шуңа хитайниң нөвәттә қиливатқан биринчи иши, дуняниң көзини бояш, өз җинайәтлирини йошуруш арқилиқ хәлқараниң хитайға қарши йолға қойған тәдбирлирини бикар қилиш болмақта. Тәшвиқат иши әслидә хитайниң һәр дәриҗилик тәшвиқат бөлүмлири қилидиған хизмәт болсиму, әмма бу вәзипиниң бирликсәп бөлүмигә берилишиниң хитай үчүн роли интайин чоң. Чүнки хитайниң бирликсәп хизмити даириси хәлқара алақә, диний ишлар, миллий ишлар қатарлиқ барлиқ саһәләргә бағланған. Мәсилән, бирликсәп бөлүми қиливатқан ишлардин хәлқаралиқ җасослуқ елип бериш, чәт әлдики хитайға қарши күчләрни парчилап йоқитиш, коңзи иниститути қатарлиқ юмшақ күчләр арқилиқ чәт әлләргә сиңип кириш вә хәлқараға тәсир көрситиш вәһаказалар. Йеқинқи учурлардин қариғанда, хитайниң диний саһәдики бирликсәп хизмити көрүнәрлик күчәйтилгән.

Әркин сидиқ әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға алақидар тәшвиқатларни көп қатламлиқ, көп тәрәплимилик вә истролуқ шәкилдә елип бериш, бу җәһәттә чоң күч шәкилләндүрүш қатарлиқ йолйоруқлириниң муһаҗирәттики уйғурларға елип келидиған тәсири һәққидә мунуларни баян қилди:

“нөвәттә хитай үчүн әң муһим болғини, өзиниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини йошуруш, пакитларни йоқ қилиш вә шу арқилиқ хәлқараниң көзини бояш, шундақла бу арқилиқ дуняниң хитайға болған қаришини өзгәртиштин ибарәт. Хәлқарадики уйғуршунаслар, уйғур мәсилиси тәтқиқатчилири, уйғур тәшкилатлири, уйғур паалийәтчилири вә уйғурларни қоллаватқан дөләт, тәшкилат яки шәхсләр болсун, һәммисиниң қиливатқанлири дәл хитайниң җинайәт испатлирини топлаш арқилиқ, униң әпти-бәширисини дуняға ечип ташлаш боливатиду. Шуңа хитай буниңдин кейин чәт әлдики уйғур җамаити ичигә бузғунчилиқ селиш, өз ара зиддийәт пәйда қилиш, шу арқилиқ уйғурларни парчилап йоқитиш һәрикәтлирини күчәйтиши мумкин. Болупму буниңдин кейин хитайниң уйғурларға қарши тәшвиқатлири пүткүл дуня миқясида түрлүк вастиләр билән күчлүк шәкилдә елип берилиши мумкин. Уйғурлар хитайниң техиму көп бесими вә қарилашлириға дуч келиши ениқ. Әмма уйғурлар бу сәвәблик қилчә бошашмаслиқи, һәрқандақ бесимлар астидиму қиливатқан хизмәтлирини изчил давамлаштурушта чиң туруши керәк.”

Түркийәдики вәзийәт анализчиси муһәммәдҗан атавулламу бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилди. У ши җинпиңниң бу қетимқи бирликсәп хизмити йиғинида сиясий вәзипә сүпитидә иҗра қилинишини тәләп қилған “чоқум қилиш керәк болған 12 түрлүк муһим иш” вә “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” қатарлиқ йолйоруқлириниң ичкий маһийити вә униң уйғурларға елип келидиған тәсири һәққидә пикир баян қилди: “хитай рәиси ши җинпиңниң бирликсәп бөлүмигә бәргән 12түрлүк йол йоруқи ичидә динни хитайчилаштуруш, компартийәниң бирликсәп хизмитигә болған йетәкчилик орнини сақлаш вә җәмийәтниң һәрқайси саһәлиридики сәрхилларни хитай компартийәсигә хизмәт қилдуруштин ибарәт үч ноқта асасий салмақни игиләйду. Буни хитайниң нөвәттә тәшвиқ қиливатқан ‛шинҗаң һекайисини яхши сөзләш‚ сәпсәтисигә бағлиғанда, хитай һөкүмити шәрқий түркистанда ислам динини хитайчилаштуруш намида мусулманларға җәң елан қилди. Ислам динини вә исламий өрп-адәтләрни чәклиди. Шу арқилиқ шәрқий түркистандики хәлқләрниң диний һаятини хитайчилаштурмақчи болди. Шәрқий түркистандики сәрхилларни хитай тәшвиқати үчүн хизмәт қилишқа мәҗбурлиди. Мана бүгүн шәрқий түркистанда хитайға бойсунса яшаш имкани болидиған, бойсунмиғанлар йоқилитидиған бир һаләт шәкилләндүрүлди. Һалбуки, бу паҗиә хитайниң шинҗаңни идарә қилиштики төһписи қилип көрситиливатиду. Хитайға бойсунушни таллиғанлар болса хитай бирликсәп хизмитиниң дуняға сахта тәшвиқат тарқитиш қоралиға, аталмиш ‛шинҗаң һекайиси‚ ниң баш персунажлириға айландуруливатиду.”

У йәнә мундақ деди: “хитай һөкүмитниң уйғурларни қарилаш тәшвиқатлирини бирликсәп бөлүмигә сиясий вәзипә сүпитидә бериши, уйғурларниң йәнә бир қетимлиқ еғир тәшвиқат һуҗумиға дуч келидиғанлиқини билдүриду. Гәрчә дуня бүгүн хитайниң сахта тәшвиқатлириға нисбәтән күчлүк ойғиниш дәвридә туруватқан болсиму, әмма хитайға ишинидиған кишиләр йәнила муәййән салмақни игиләйду. Шуңа муһаҗирәттики уйғурлар хитайниң йеңи бир нөвәтлик тәшвиқат һуҗумлириға қарита һушяр туруши, байқиған сахта тәшвиқатларни вақтида паш қилиши, хитайниң әпти-бәширисини дуняға паш қилишқа һәр вақит тәйяр туруши керәк.”

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.