Аталмиш әнхуйлуқ хитай “туғқанлар” гума хәлқини бай қиливәттиму?

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.01.13
xitay-kochmen-eshincha-emgek-kuchi.jpg Гумадики бир гөдәк уйғур қизини хитай көчмәнниң ичкири өлкиләргә берип ишләшкә дәвәт қиливатқан көрүнүши.
CCTV

11-январ “тәңритағ тори” да “гума наһийәсидә тохо бақмичилиқи бай болушқа йол ачти” намлиқ бир хәвәр елан қилинди. Хәвәрниң мәзмунидин қариғанда, гума наһийәси алаһидә бақмичилиқ кәспини җанландурушни, йеза-кәнтләрни тәрәққий қилдурушниң баш ноқтиси қилип, хизмәтчиләрниң киримини ашурғанлиқи сөзләнгән.

Гума наһийиси һәққидики бу хәвәр бизгә техи икки йил аввал әнглийә BBC радийосида берилгән хотәнлик қизларниң хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәлгәнликигә аит “хитайниң әқил амбири доклатидики уйғурларни йөткәп ишқа орунлаштуруш пилани” намлиқ бир хәвәрни әслитиду. Хәвәрдә хитайниң әнхуй өлкисигә қул ишчилиққа беришкә мәҗбурлиниватқан яш уйғур қизиниң үмидсиз көзлиридин тарамлап яш аққузиватқан бичарә көрүнүш әйни вақитта пүтүн дуняда зор ғулғула қозғиған вә уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини дәлилләштә зор тәсир көрсәткән вәқә болғаниди. Хитай мәркизий телевизийә истансиси әнхуй өлкисиниң шинҗаңға ярдәм хизмити һәққидә ишлигән бир һөҗҗәтлик филимидә, әнхуйлуқ хитайларниң гума наһийәсидин әнхүй өлкисигә уйғур қизлирини йөткәштә қандақ қийинчилиққа йолуққанлиқи, уйғурларниң у йәргә беришни халимиғанлиқи, уларни ахирида қандақ қайил қилғанлиқи қатарлиқлар сөзләнгән. Мәзкур хәвәрдә тилға елинған “хитай әқил амбири доклати” болса 2021-йилиниң бешида даңлиқ уйғур мәсилиси мутәхәссиси адриан зенз әпәнди елан қилған “нәнкәй доклати” ниң дәл өзи иди. Бу доклатта, хотәнни өз ичигә алған җәнубий уйғур елидин хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәлгән уйғурларниң әһвали тәпсилий йорутулғаниди.

Гума наһийиси уйғур елиниң хотән вилайитигә қарашлиқ наһийә болуп, уйғурларниң нопуси хитай истатистикисида 97.96 Пирсәнтни игиләйдиғанлиқи йезилған. Гума наһийиси 1983-йилидин башлап уйғур дияридики әң намрат наһийәләрниң бири қатарида туруп кәлгән. 2010-Йили гума наһийәси йәнә аталмиш “мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин, хитайдики әң намрат район вә әң намрат хәлқ сүпитидә, деңиз яқиси районлиридики 19 өлкә вә шәһәрниң “намратлиқтин қутулдуруп қоюшиға тапшуруп берилгән” наһийиләрниң биридур. Әнә шу йили гума наһийиси хитайниң әнхуй өлкисигә “намратлиқтин қутулдуруш вәзиписи” билән бөлүп берилгән. Худдий “нәнкәй доклати” да тилға елинған гума наһийәсидин әнхуй өлкисигә намратлиқтин қутулдуруш үчүн мәҗбурий йөткигән уйғур қул ишчилири мәсилисидәк, гумалиқларни “бейитқан” мәзкур бақмичилиқиниму әнхуйлуқларниң аталмиш “ярдими” дин айрип қариялмаймиз, әлвәттә!

Алайлуқ, “тәңритағ тори” ниң 2018-йили 17-өктәбирдики бир хәвиридә, әнхуйниң шинҗаңға ярдәм түридә гума наһийәсидин миң адәмни әнхуйға әвәтип ишқа орунлаштуруш пилани йолға қоюлған. Шундақла гума наһийәсидики 4100 уйғур яш “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида әнхуй өлкисидики 15 кариханиға “ишчи” лиққа әвәтилгәнлики йезилған. Хәвәрдә йәнә намратлиқтин йөләшкә мәбләғ селип, йеңи аһалиләр райони қуруп, сәккиз миңдин артуқ намратларни көчүргәнлики, андин “қой вә ешәк бақмичилиқи” түрини йолға қоюп, уларниң көчүп барған җайлирида намратлиқтин пүтүнләй қутулушиға ярдәм қилғанлиқи йезилған. Униңдин башқа, “башламчи карихана+микро карихана+деһқанчилиқ кәспий коператипи” шәклидики йеңичә санаәт тәрәққияти услубини қоллинип, 3300 дин артуқ архипи турғузулған намрат аилиләрниң кирими ашурғанлиқи, 9 миңдин артуқ өй селип, 34 миңдин артуқ кишиләрниң туралғу өй мәсилисини һәл қилип, намратлиқтин қутулушиға ярдәм бәргәнлики тилға елинған. Аталмиш аптоном районлуқ екологийә вә муһит асраш назаритиниң орган тор бетидә болса гума наһийәсидики тошқан, қуш вә ешәк бақмичилиқи билән шуғуллиниватқанларниң сани 50 миңға йетидиғанлиқи елан қилинған.

Хитай тәшвиқатидин қариғанда, әнхуйлуқ хитайлар гумалиқ уйғурларни бейишқа йетәклигәндәк қилсиму, әмма реаллиқта, ишларниң пүтүнләй башқичә болғанлиқини азрақла көзәтсәк, биләлишимиз тәс әмәс. Мәсилән, 2021-йили 19-июл хитайниң “нур тори” да берилгән бир хәвәрдә, әнхүй өлкисиниң 2010-йилидин башлап гума наһийәсигә қанчилик мәбләғ, адәм күчи билән қандақ “ярдәмләрни қилған” лиқиға даир учурлар берилгән.

Мәзкүр хәвәрдә, әнхуй өлкисиниң 6 шәһири билән гума наһийисидики 16 йеза, базар арисида “туғқандарчилиқ” орнитилип, әнхуйдики 60 йәккә карихана вә иҗтимаий тәшкилатларниң гума наһийәсидики 46 кәнткә нишанлиқ ярдәм бәргәнлики, шундақла, 2021-йилиға кәлгәндә әнхуйдики 50 йеза-базар билән гума наһийәсидики 50 йеза-базар арисида “қошмақ туғқан” дарчилиқ орнитилғанлиқи тилға елинған. Әнхуйлуқ бу “туғқан” лар уйғур туғқанлириниң ишләпчиқарған мәһсулатлирини сетишқа ярдәм бериштә техиму актип рол ойниған болуп, әнхүй өлкисиниң шинҗаңға ярдәм бәргүчи 6 шәһиридә 900 нәччә сетиш орни тәсис қилған.

Йоқуриқи әһвалдин қариғанда, әнхуйлуқлар аталмиш гумаға ярдәм бериш намида гумалиқларни омумйүзлүк назарәт астиға алған. Чүнки хитай һөкүмити 2014-йилидин буян җәнубий уйғур елини баш нишан қилип йүргүзгән “қошмақ туғқан сиясити” дәл хитай мәмурлириниң уйғурларниң өйлиригә көчүп кирип, уйғурларни 24 саәтлик назарәт астиға елиш вә кейинки лагер сиясити үчүн шараит һазирлаш болғаниди. Әнхуйдики 50 йеза-базар билән гумадики 50 яза-базарниң “қошмақ туғқан” болушиму тәбиий һалда хитайниң “қошмақ туғқан сиясити” билән бир гәвдиләшкән сиясәт икәнлики ениқ. Бу вәҗидин гумалиқ уйғур деһқанларниң йәр-земинлири әнхуйлуқ “туғқанлар” ниң қолиға өтүп, уйғур деһқанлар болса әнә шу әнхуйлуқларниң кариханилирида әрзан әмгәк күчи болуштәк мәнзирә пәйда болған. Йәни уйғурлар ишләпчиқарған мәһсулатларниң әң көп пайдиси гумадики әнхуйлуқлар билән әнхуйдики хитайларни бай қилған.

Аталмиш ш у а р хәлқ һөкүмити орган тор бетидә, “шинҗаң күнлүн лүйүән гороһи” ниң гума наһийәсиигә йәрләшкәндин кейин, деһқанларниң йәрлирини йиғип, бақмичилиқ, териқчилиқни көләмләштүрүш вә маркилиқ кариханиларни қурушқа ишләткәнлики, деһқанларниң болса йәрлирини бу ширкәткә өткүзүп берип, өзлири кәсп өзгәртип ишчи болушқа йүзләнгәнлики хәвәр қилинған. Униңдин башқа хитайниң “йеза-игилик иқтисади вақит гезити” диму, гума наһийисигә йәрләшкән фаңйүән ширкитиниңму пүтүнләй гума наһийәсидики деһқанларниң йәрлирини өткүзивелиш арқилиқ карханисини тәрәққий қилдурғанлиқи баян қилинған.

Гумадики уйғур деһқанлириниң қулиқи юмшақ, гәп аңлайдиған болуши үчүн, улар арисидики 80-, 90- вә 2000-йилидин кейин туғулғанларни қайта тәрбийиләш арқилиқ ишләмчиләргә айландуриветиш---әнхуйлуқларниң әң муһим хизмитидин бири қилинған. Һәтта әнхуйлуқларниң уйғурларни “намратлиқтин қутулдуруш” намида барлиққа кәлтүргән бу система, хитай һөкүмити тәрипидин “йеңичә услуб” дәп тәриплинип, “гума услуби” дәп нам берилгән. Кесип ейтишқа болидуки, “гума услуби” дәп аталған бу система гума наһийәсидә, уйғурларниң наразилиқ билдүрүшигә һечқандақ йочуқ қалдурулмиған, гәп аңлимайдиған уйғурлар “үч хил күч” категорийәсидә бир тәрәп қилинидиған үсти очуқ түрмә муһитини оттуриға чиқирипла қалмай, уйғур елиниң башқа җайлиридиму өрнәк қилинған. Мәсилән, ашкариланған “қариқаш һөҗҗәтлири” диму, гума наһийәсидикигә охшаш қул ишчи, лагер түзүми, калла ююш. . . Ларниң йүз бәргәнлики ашкариланғаниди.

Йиғип кәлгәндә, гумалиқларниң әнхуйлуқ аталмиш “туғқанлири” уйғурларни “намратлиқтин қутулдуруш” үчүн, 50-йилларда хитай йолға қойған коммуна түзүмини гумада өрнәк қилған дейишкә болиду. Йәни һәр хил коператипларни қуруп, деһқанларни мәҗбурий коператипларға әза қилиш, андин уларниң зиминлирини, мал-чарвилирини коммунаға йиғивелиш вә деһқанларни әрзан әмгәк күчи болушқа мәҗбурлаш. Йәни аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” тин ибарәт бу байрақ астида әнхүйлуқлар уйғурларни бай қилишқа әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң барлиқ һалиқилириға толуқ вә мукәммәл шәкилдә қатнашқан.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.