Профессор яң хәййиң: хитайниң чәтәлләрдики тутқун қилиш һәрикитигә хәлқара җәмийәт сүкүт қиливатиду
2015.12.30

Мәзкур мақалидә аптор йеқиндин буян хитай даирилири тәрипидин һәқ һоқуқлири дәпсәндә қилинған бир қисим кишиләрниң тайланд, моңғулийә қатарлиқ дөләтләргә қечип чиқип шу йәрдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишханиси тәрипидин сиясий панаһлиқ тиләп, үчинчи бир дөләткә кетишни күтүп туруватқан бир қисим хитай, уйғур, моңғул миллитидин болған кишиләрниң мәзкур дөләтләр тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәнликини вә бу һәқтики өз көз қарашлирини оттуриға қойған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу йил 11-айда бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар оргини тайланд һөкүмитиниң б д т мусапирлар оргини тәрипидин мусапирлиқ салаһийитигә берилгән икки хитай пуқрасини хитайға қайтуруп бәргәнликини тәнқид қилған иди.
Профессор яң хәййиң мақалисиниң кириш сөз қисмида йеқинда тайландниң мәркизи баңкоктин төт нәпәр кишиниң мәҗбури һалда тайланд сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинип хитайға қайтуруп берилгәнлики һәққидә тохтилип: “әсли шиветсийә пуқраси болған шоңкоңлиқ китаб содигири гуй миңхәй баңкокқа саяһәткә кәлгәндә хитай даирилири тәрипидин мәхпий тутуп кетилди. Ундин башқа баңкоктики бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханиси тәрипидин сиясий панаһлиқи қобул қилинип үчинчи бир дөләткә кетишни күтүп туруватқан үч нәпәр хитай пуқрасиму тутқун қилинди” дәйду.
Бирақ, аптор өзи юқирида тилға алған вә “тутқун қилинди”, дегән үч нәпәр хитай пуқрасиниң кимлики һәққидә мақалидә тәпсилий тохталмиған.
Аптор мақалисидә шоңкоңдики китаб содигири гуй миңхәйниң бейҗиң университети тарих пәнлири факултетини тамамлап германийәгә оқушқа келип, кейин шиветсийәгә йәрлишип қалғанлиқи һәққидә қисқичә тохталған.
Мақалидә китаб содигири гуй миңхәйниң шоңкоң тоңловән арилида китаб-нәшрият ширкити қуруп шоңкоң базиридики өзиниң китабханилири арқилиқ хитай компартийәсигә зит болған көплигән китабларни базарға салғанлиқини баян қилип: “гуй миңхәй, хитай компартийәсиниң ички сияситигә, юқири қатламдики рәһбәрләрниң мәхпийәтликигә, дөләт бихәтәрликигә даир нурғунлиған китабларни нәшр қилған. Һәтта у, хитай мәркизи комитетидики әмәлдарлар гуруһи йәни ‛шаңхәй гуруһи‚дики әмәлдарларниң қиз-чоканлар билән болған ашнидарлиқ мунасивитигичә издинип бу һәқтә китаб чиқарған-иди” дәйду.
Аптор гуй миңхәйниң тутқун қилиниш сәвәби һәққидә тохтилип: “у, хитай компартийәсиниң сирлирини авам хәлққә вә хәлқара җәмийәткә ашкарилап қойди.Буниң билән хәлқ аммисиниң компартийигә болған қарши түптин өзгәрди.Әлвәттә компартийә уни көздин йоқитиш керәктә” дәйду.
Шяңгаңниң илгири тарихий һәққидә тохталған аптор мақалисидә шоңкоң әнглийәгә мустәмликә болған дәврдә бу йәрдә толуқ әркинликниң мәвҗут болғанлиқини, 1997-йили шоңкоң хитайға өткүзүлүп берилгәндин кейин бейҗиң тәйвәнни қошувелиш нийитидә “бир дөләттә икки хил түзүм” дегән сиясәтни көтүрүп чиқип бу йәрдә вақитлиқ әркинликни йолға қойған болсиму, лекин кейинки вақитларда шоңкоңдики бәзи демократик һәрикәтләр хитайға күчлүк тәсир көрсәткәнлики сәвәбидин ши җинпиң шоңкоң сияситидә өзгириш һасил қилип, компартийигә хас йол билән башқурушни күчәйткәнликини шуңа гуй миңхәйдәк кишиләр гәрчә чәтәл пуқраси болсиму йәнила бу сиясәтниң қурбани болғанлиқини тәпсилий мулаһизә қилған.
Аптор гуй миңхәйниң баңкокта қолға елинишини хитайниң чәтәлләрдики тутқун қилиш сияситидики тунҗи қәдими болмастин бәлки униңдин илгириму бу хилдики вәқәләрниң йүз бәргәнликини мисал қилип: “2009-йили 10-айда ички моңғул аптоном районидин ташқи моңғулийәгә қечип чиққан дохтур батур заңга аилисиниң сиясий панаһлиқ илтимаси уланбатордики бирләшкән дөләтләр тәшкилати ишханисидин қобул қилинип болғанда, улар даириләр тәрипидин қолға елинип аилиси бойичә хитайға қайтурулуп берилди. Ички моңғул сот мәһкимиси уларни миллий бөлгүнчилик җинайити билән әйибләп дохтур батур заңгани үч йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди. Аилиси нәзәрбәндкә елинип, дохтурханиси тақалған иди” дәйду.
Японийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси руна бу һәқтә зияритимизни қобул қилип хитайниң чәт ‘әлләрдә бу хилдики тутқун қилиш һәрикитини 11-сентәбир вәқәсидин кейин рәсмий башлиғанлиқини илгири сүрүп: “пакистан, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдә сиясий панаһлиқи қобул қилинған уйғурлар тутқун қилинип хитайға қайтурулғандин кейин уларниң көпинчи өлүмгә һөкүм қилинған иди”деди.
У, сөзидә йәнә өзбекистанда қолға елинип хитайға қайтурулған канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисиниму мисал қилип көрситип өтти.
Яң хәййиң мақалисидә хитайда миллий кимлики дәпсәндә қилинған уйғурлар миң бир мушәққәттә тайландқа қечип кәлгән болсиму, уларниң йәнила тайланд һөкүмитиниң тутқун қилинишиға учрап, хитайға қайтурулғанлиқиға өзиниң толиму әпсусланғанлиқини билдүрүп: “хәлқара җәмийәтниң уйғурларниң коллектип һалда тутқун қилинип хитайға қайтурулушиға сүкүт қилди”-дәп өз наразилиқини билдүргән.
У, мақалисидә һазирқи вақитниң өзидә болупму, шәрқий җәнубий асиядики бир қисим дөләтләрдә хитайниң өзи алдиға халиғанчә тутқун қилиш һәрикәтлирини елип баралайдиғанлиқини чүнки бу дөләтләр хитайдин келидиған иқтисадий нәпни көзләп хитайниң бу һәрикитини қоллаватқанлиқини тәкитлигән.
Аптор мақалисиниң ахирида хәлқара җәмийәтни кишилик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүшкә чақириқ қилиш билән биргә дуня җамаитини хитайниң чәтәл ләрдә тутқун қиливатқан хитай өктичилиригә, уйғур, тибәт, моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә игә чиқишини мураҗиәт қилған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.