Мутәхәссисләр: “уйғур сәрхиллири хитайниң йоқитиш нишаниға айланмақта”

Мухбиримиз сада
2018.11.02
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Nurtai_Haji-01.jpg Нуртай һаҗим мәктипидики оқуғучилар билән биргә. Ғулҗа.
Oqurmen teminligen

Күнсери ашкарилиниватқан учурлар хитай һөкүмитиниң нөвәттики сиясий бастуруш қаратмилиқиниң уйғур дияридики йәрлик милләтләрниң тили, мәдәнийити, вә диний етиқадиға мәркәзлишиватқанлиқини көрсәтмәктә. Буниң нәтиҗисидә уйғур миллитиниң мәниви һаятидики йетәкчи күч һесабланған сәрхилларниң хитайниң райондики тәқиб системисиниң қурбаниға айлиниватқанлиқини мәлум болмақта.

Игилинишичә, хитай даирилири уйғур аптоном районида кәң көләмлик қаттиқ бастурушни йолға қойған дәсләпки мәзгилләрдә, болупму чен чүәнго уйғур райониға партком секретари болған алдинқи мәзгилләрдә зәрбә бериш һәрикитини алди билән авам хәлқтин башлиған. Йәни дәсләпки мәзгилләрдә “диний әсәбийлик” кә қарши турушни баһанә қилип, адәттики уйғур аһалилирини түркүм-түркүмләп лагерларға қамашқа башлиған. Кейинчирәк тәдриҗий һалда зәрбә бериш нишанини зиялийлар вә рәһбирий кадирларға қаритип, уларни “миллий бөлгүнчи”, “икки йүзлимичи” дегәндәк қалпақлар билән тутқун қилишқа башлиди.

Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, зиялийлар бир милләтниң ичидики сәрхиллар болуп, улар шу милләт коллектипиниң мәниви дуняси вә идеологийәсини йетәкләп маңидиған җәвһәр қатлам һесаблинидикән. Мундақчә ейтқанда, бир милләтниң зиялийлири яки илим адәмлири өзлириниң әқил-парасити вә издинишлири арқилиқ шу милләтниң миллий мәвҗутлуқи һәмдә дунядики орнини намаян қилидикән.

Тарихий материяллар вә уйғур дияриниң йеқинқи заман җәмийәт тәрәққиятиға нәзәр салидиған болсақ абдуқадир дамоллам, абдухалиқ уйғур, мәмтели тәвпиқ, қутлуқ һаҗи шәвқи, лутпулла мутәллип қатарлиқ бир түркүм уйғур сәрхиллириниң балдур ойғинип, өзлириниң йеңилиққа, тәрәққиятқа вә иҗтимаий ислаһатқа даир пикир-идийәлири арқилиқ 20-әсир уйғур тарихида муһим ролларни ойниғанлиқини көримиз. 

Һалбуки, уларниң көп қисми әйни вақитта милитарист шең шисәй вә униңдин кейинки һөкүмранларниң зәрбә бериш нишаниға айлинип, өзлириниң һаяти арқилиқ бәдәл төлигән шундақла уйғур хәлқиниң мәниви ойғинишини илгири сүргән. 

Хитай компартийиси уйғур диярини идарә қилған 70 йилдин буян, уйғур сәрхиллири, болупму уйғур зиялийлириға қаратқан сияситидә әзәлдин юмшаш көрүлүп бақмиған. Болупму 2000-йиллардин кейин уйғур зиялийлириға қаритилған зәрбә һәссиләп күчийип барған. Йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда тарқалған учурларда тутқун қилинған яки лагерларға елип кетилгән уйғур зиялийлири саниниң йүздин ешип кәткәнлики, уларниң мутләқ көп қисминиң һәрқайси саһәләрдә тонулған сәрхиллар икәнлики илгири сүрүлмәктә. Хитай даирилири уларниң бәзилирини җаза лагерлириға қамиған болса, бәзилирини түрмиләргә ташлап өлүм җазаси бәргән, йәнә бәзилирини болса из-дерәксиз ғайиб қиливәткән. 

Һазирға қәдәр радийомиз тәрипидин тутулғанлиқи яки лагерларға қамалғанлиқи дәлилләнгән уйғур зиялийлириму хели көп болуп, улардин халмурат ғопур, ташполат тейип, азад султан, арслан абдулла, абдукерим рахман, дилмурат ғопур, әбдубәсир шүкүри, раһилә давут, ғәйрәтҗан осман қатарлиқ университет профессорлирини; абдурахман әбәй, ясинҗан садиқ чоғлан, қурбан мамут, абликим һәсән, мухтәр буғра, күрәш таһир қатарлиқ әдиб вә нәшриятчиларни; муһәммәт салиһ дамолла, абдурешит сәләй һаҗим, абдуләһәд дамолла, аблимит дамолла қатарлиқ диний затларни; абдурәһим һейт, абдурахман авут аюп, һәзритиәли мәмтили, ерфан һезим қатарлиқ нахшичи вә тәнтәрбийә чолпанлирини санап өтүшкә болиду. 

Нәччә күн аввал хитай һөкүмити хәвәр берип, уйғур аптоном районида тәтқиқат билән шуғуллиниватқан бир қисим чәтәллик тәтқиқатчиларни мукапатлиған. Көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған бир нуқта шуки, уйғур зиялийлири нөвәттә хитайниң вәһшийләрчә бастуруш нишаниға айлиниватқан бир мәзгилдә хитай һөкүмити уйғур районида туруп хитайниң сияситини мәдһийилигән бир қисим чәтәллик тәтқиқатчиларни мукапатлиғанлиқидур.

Америка аләм қатниши идарисиниң оптика инженери, доктор әркин сидиқ әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, хәлқара ахбарат вастилирида уйғурлар вә уйғур зиялийлириниң тутқун қилиниши һәққидә хәвәрләр тохтимастин чиқиватқан болсиму, әмма техи ғәрбтики бирәр һөкүмәтниң бу һәқтә хитайға күчлүк бесим ишлитип, кәскин тәдбир қолланмиғанлиқини билдүрди. 

Әркин сидиқ мундақ деди: “бир милләтниң ичидә һәр саһәдики зиялийлар вә талант игилири шу милләткә һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқи үчүн хитай уларға қаттиқ зәрбә бериватиду. Йеқинда маарип назаритидики уйғур тили дәрсликини түзүшкә қатнашқан кишиләрниң асасән тутулуп кәткәнликини, шуларниң ичидики бәзи рәһбәрләргә икки йил кечиктүрмә өлүм җазаси бәргәнликини аңлидуқ. Мушуларниң һәммиси уйғур миллитини мәдәнийәт вә җисманий җәһәттин қирғин қилип түгитиш сияситиниң рошән испати. Гәрчә хәлқара ахбарат вастилирида уйғурлар вә уйғур зиялийлириға қарита хәвәрләр тохтимастин чиқиватқан болсиму, әмма ғәрб яки мусулман дөләтлиридики бирәр һөкүмәт техи кәскин тәдбир қолланмиди. Әгәр уйғурларниң мәсилисидә икки йилғичә бирәр өзгириш болмиса, уйғурлар интайин паҗиәлик әһвалға қалиду.”

Бәзи анализчиларниң билдүрүшичә, уйғурлар вә уйғур зиялийлириниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ бастурулуши хәлқара җәмийәт яки тәшкилатлар тәрипидин тизгинләнмигәндә буниң ақивитини тәсәввур қилиш қийин болидикән. Мәркизий вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗивиски бу һәқтә мунуларни баян қилди: “хитай сиртидики ташқи дуняда бизниң әлвәттә уйғур тил-йезиқини қоғдаш мәҗбурийитимиз бар. Әмма буни қоғдаштин башқа бизниң йәнә қилишқа тегишлик нурғун ишлиримиз бар. Чәтәлләрдики бизгә охшаш уйғур кишилик һоқуқ вәзийитини тәтқиқ қилғучилар уйғур тилини көпләп тәшвиқ қилишимиз керәк. Уни гүзәл-сәнәт әсәрлиригә охшаш халиғанчә сизивалғили болмайду. Уни йоқалған бир тил яки аллиқачан тарихқа айлинип кәткән бир өрп-адәт қатарида әмәс, бәлки уни илим-пәнниң, гүзәл-сәнәтниң шундақла кәлгүсиниң тили дегән тәшәббуста қоғдишимиз лазим. Биз йәнә өз тиришчанлиқлиримиз арқилиқ уйғур тилиниң биз заманиви тил икәнликини, бу тилниң хитай һөкүмити тәрғиб қиливатқандәк ‛қалақ‚, ‛заманға маслишалмайдиған‚, тил әмәсликини, бәлки һаятий күчи бар болған муһим бир тил икәнликини хәлқараға билдүрүшимиз керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.