Хитай уйғур диярида йәнә бир қетимлиқ зор тутқунниң торини йейишқа тәйярлиниватамду?
2023.09.15
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 2023-йили 23-авғусттики бир хәвиридә, бу йил 23-авғусттин башлап таки 9-айғичә, уйғур районидики барлиқ аһалиләрниң әһвалини омумйүзлүк тәкшүрүш хизмитиниң башланғанлиқи илгири сүрүлгән. Йәни мәзкур тәкшүрүшниң сәвәби, аһалиләрниң хизмити, аилә әһвали, аилә кирими, мал-мүлки қатарлиқларни инчикә тәкшүрүп, уларниң арисидики төвән киримлик (намратлар) аилиләр вә уларниң намратлиқ сәвәбини тәкшүрүп, еһтияҗға асасән қутқузуш, ярдәм бериш икәнлики оттуриға қоюлған.
Қаримаққа “намратларни тепип чиқип, уларға ярдәм беришни мәқсәт қилған” дәк көрүнгән бу хәвәрниң арқа көрүнүшигә әмәлийәттә уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң йәнә бир қетим юқири пәллигә көтүрүлүдиғанлиқидәк бир мәқсәтниң йошурунғанлиқини тәсәввур қилишқа болиду. Чүнки 2017-йили уйғурлар һәққидики сиртқа ашкариланған хитай мәхпий һөҗҗәтлиридә, уйғур ирқий қирғинчилиқи асасән “намратлиқтин қутулдуруш вә үч хил күчни йоқитиш” нами астида елип берилғанлиқи оттуриға чиққаниди.
Хитай һөкүмити 2020-йили хитай тәвәсидә “намратлиқни омумйүзлүк түгитип, һаллиқ сәвийә яритилған” лиқини елан қилғаниди. Ундақта, йәнә немә үчүн “төвән киримликләрни тәкшүрүп ениқлаш хизмити” ни қайта башлайду? хитай һөкүмити 2021-йили “шинҗаңдики төвән киримлик аилиләрниң йиллиқ оттуричә йиллиқ кирими 11 миң 163 йүәнгә йәткән” ликини вә бу киримниң көп қисминиң деһқанларниң сиртларға чиқип ишлишидин еришкәнликини елан қилған иди. Хитай бу мәлуматларни ашкарилашта уйғур деһқанлириниң кәсип алмаштуруп, сиртларға чиқип ишлишиниң уларниң намратлиқтин қутулушиға асас болғанлиқини испатлашни мәқсәт қилған болуши ениқ. Әмма бу учурлар йәнә бир тәрәптин, уйғур деһқанлирини аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” ниң кәйнидә кәң көләмлик тутқун қилиш, терилғу йәрләрни тартивелиш, юрт-маканлиридин, аилисидин, уйғурлуқ кимликидин ваз кәчтүрүш вә яқа-юртларға коллектип көчүрүп, әрзан әмгәк күчигә айландуруштин ибарәт сиясий ғәризиниң мәвҗутлуқини тәңла ашкарилап қойған.
Әмәлийәттә хитай 2000-йилидин башлапла аталмиш “шинҗаңдики намратларни ениқлаш, түргә айриш вә архип турғузуш” ни башлиғаниди. 2014-Йили хитайниң “хәлқ гезити” дә елан қилинған бир санлиқ мәлуматқа қариғанда, уйғур елидики намратларниң 80 пирсәнтидин көпрәкиниң хотән, қәшқәр, ақсу вә қизилсудин ибарәт уйғур райониниң җәнубидики үч вилайәт бир областта икәнлики көрситилгән. Шундақла җәнубий уйғур дияридики үч вилайәт бир област хитайниң “еғир дәриҗидики намрат районлар” категорийәсидин орун алған. Шуниңдин кейин, уйғурларниң нопуси мутләқ көп санни игиләйдиған җәнубий уйғур райони хитай территорийәсидики әң намрат район болупла қалмастин, бәлки йәнә бу йәрдики уйғур аһалилириму хитай бойичә әң намрат хәлқ болуп қалған.
Хитай даирилири йиллардин буян уйғурларни васитилик намратлаштуруп кәлгәнликидәк бир һәқиқәтни йошуруш үчүн, аталмиш “диний әсәбийлик” идийәлирини уйғурларниң намратлишип кетишиниң асаслиқ сәвәби қилип көрситип кәлгән. Болупму җаза лагерлирини қуруш, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқидәк һәқиқәтни йошурушта, җаза лагерлирини “диний әсәбийликтин қутулдуруп, кәспий җәһәттин тәрбийәләп, намратлиқтин қутулдуруш” үчүн қурулған “кәспий тәрбийәләш” дәп тәшвиқ қилип, өзиниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини ақлашта пакит қилип көрситип кәлгән.
Бу һәқтә хитайниң “Иқтисад көрсәтмиси” (经济导航) тори хәлқарадики “уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси” гә етираз билдүрүш мәқситидә 2022-йили 1-ноябир елан қилған “шинҗаңниң намратлиқтин қутулуп, тәрәққий қилиши, дуняға ‛җоңго тәҗрибиси‚ ни үлгә қилип көрсәтти” намлиқ мақалисидә мундақ баянлар учрайду: “ ‛диний әсәбийлик‚ тин ибарәт бу арқида қалған қараш, аз санлиқ милләт мусулманлириниң намратлиқтин қутулуш актипчанлиқини тосуп кәлди. Диний әсәбий күчләр, өзлириниң ‛хилафәт қуруш‚ идийәсигә асасән, барлиқ заманиви қарашларни вә заманиви мәдәнийәтләрни инкар қилип кәлди. Мусулманларниң хитай тил-йезиқини, заманиви пән-техника билимлирини, шундақла кәсип билимләрни өгинишини чәклиди, уларниң иқтисадий әһвалини яхшилап, өзини тәрәққий қилдурушини тосуп кәлди.”
Хитай һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқ җинайитини йошуруш үчүн елип барған түрлүк ахбарат елан қилиш йиғинлири, ақташлиқ китаблиридиму бу нуқтилар ениқ оттуриға қоюлуп келиватқанлиқи, һечкимгә сир әмәс. Бу хил әһвалда җәнубий уйғур дияридики уйғурлар тәбиий йосунда хитайниң “үч хил күч” категорийәсигә киргүзүлүп, асаслиқ йоқитиш нишаниға айландурулғанлиқи тәбиий бир әһвал.
Бизгә мәлумки, уйғурларниң 2017-йилидин башлап кәң көләмлик тутқун қилинип, җаза лагерлириға қамиливатқанлиқи, мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи, ешинча әмгәк күчлири намида хитай өлкилиригә пиланлиқ йосунда йөткиливатқанлиқи ашкарилинип, дуня миқясида күчлүк инкасларға сәвәб болғаниди. Бу вәҗидин уйғур мәсилиси бирдинла дуня вәзийитидики қизиқ темилиқ мәсилиләр қатаридин орун елип, уйғур ирқий қирғинчилиқи америка башлиқ бир қисим ғәрб дөләтлири тәрипидин аста-аста етирап қилинишқа башлиғаниди. Уйғур районидики җаза лагерлири мәсилисиниң иккинчи дуня уруши мәзгилидә йәһудийлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ мәсилиси билән зич бағланғанлиқи, шундақла йәһудий чоң қирғинчилиқидин кейинки “қайта тәкрарланмайду” дегән вәдә берилған заманиви дуняда қайта оттуриға чиққанлиқи кишиләрни қаттиқ чөчүткән вә әндишигә салған иди.
Һалбуки, нөвәттә хитайниң йәнә қайтидин “намратларни ениқлаш хизмити” ни башлиши, әҗәба йәнә бир қетимлиқ аталмиш “намратлиқни түгитиш, ‛үч хил күчләрни йоқитиш‚ ” намидики ирқий қирғинчилиқ долқуниниң көтүрүлүшидин дерәк бериватамду?
Юқирида тилға алғинимиздәк, уйғурларниң оттуричә йиллиқ кирими гәрчә 11 Миң 163 йүәнгә Йәткән болсиму, әмма 2020-йили хитайдики намратларниң оттуричә йиллиқ кирим өлчими болған 12 Миң 588 йүәнДин хелила төвән орунда турған. Техиму диққәт қилидиған нуқта шуки, уйғурлар давамлиқ түрдә хитай бойичила әмәс, бәлки уйғур аптоном райони бойичиму “әң намрат хәлқ” һалитини давамлиқ сақлап кәлмәктә. Бундақ әһвалда, аталмиш “төвән киримлик аилиләрни тәкшүрүш хизмити” ниң нишани йәнила уйғурлар болуп қелиши ениқ. Намратлиққа сәвәб қилип көрситилгән “диний әсәбийлик” му, давамлиқ һалда уйғурларниң кәң көләмлик тутқун қилиниш вә “намратлиқ қутулуш үчүн” омумйүзлүк йоқитилиштәк қисмәтләргә сәвәб болидиғанлиқи ениқ. Техиму муһими, хитай һөкүмити йеқинда түзитиш киргүзүш пиланланған “җасуслуққа қарши туруш қануни” вә “дөләт хәвпсизликни башқуруш қануни” ни қалқан қилип, өзиниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши линийәсидики әң чоң “баш ағриқи” болған уйғурларни йеңи-йеңи “җинайәтләр” билән әйиблиши, һәтта йәнә бир қетимлиқ зор тутқунниң қурбанлири қилинишиму еһтималдин йирақ әмәс.
***
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар пәқәтла апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]