Җу феңсо: “хитай хәлқи уйғурларниң әһвалиға сүкүт қилса, бу күн уларниңму бешиға келиду”

Мухбиримиз меһрибан
2018.08.08
lager-yepiq-terbiyelesh-saqchi.jpg Мәлум “йиғивелиш лагери” алдида пос туруватқан хитай сақчи.
BBC

27-Июл миңҗиң (әйнәк) тор телевизийиси уюштурған “хитай һәққидә тәтқиқат” оргининиң 53-қетимлиқ нәқ мәйдан телевизийә программисида уйғур районидики йиғивелиш лагерлири вә хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан мустәбит сиясити асасий муназирә темиси болған. Мәзкур йиғинда “хитайда инсанпәрвәрлик” фондиниң башлиқи җу феңсо әпәнди сөз қилип, хитай һөкүмитиниң милйонларчә уйғурни йиғивелиш лагерлириға қамап, уйғурларниң диний әркинлики вә әң әқәллий инсаний әркинликидин пүтүнләй мәһрум қилғанлиқини қаттиқ әйиблигән иди.

8-Авғуст күни радийомиз зияритини қобул қилған җу феңсо әпәнди нөвәттики хәвәрләрдә аз дегәндә бир милйондин артуқ, һәтта икки милйондин үч милйонға қәдәр уйғурниң аталмиш “қайта тәрбийиләш мәркәзлири” намидики җаза лагерлириға қамалғанлиқини ашкариланғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “уйғурларниң һазирқи әһвали үчүн толиму ечиниватимиз һәм хитай пуқраси болуш сүпитимиз билән буниңда һәр биримизниң мәсулийити бар дәп қараймиз. Чүнки хитай коммунист һөкүмити һазирғичә нурғун җайда бу хил җаза лагерлирини қуруп, бу җайға қамалған уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрни шәпқәтсизлик билән бастуруватиду. Хитай һөкүмити йәнә өз тәшвиқатлирида алдамчилиқ васитисини ишқа селип, бу йәргә қамалған уйғурларға ‛диний ашқунлуқ‚ вә ‛миллий бөлгүнчилик‚ қатарлиқ қалпақларни кийдүрүп, хитай пуқралирини сүкүт қилишқа, һәтта һөкүмәткә янтаяқ болушқа риғбәтләндүрмәктә. Бу бәкму хәтәрлик әһвал.”

Җу феңсо әпәнди йәнә чәтәлләрдики хитай демократлири қурған тәшкилатлар вә әркин дөләтләрдә яшаватқан һәр бир хитай пуқрасиниң уйғур, қазақ қатарлиқ мусулман милләтлири учраватқан зулумни дуняға ашкарилаш мәҗбурийитиниң барлиқини тәкитләп, мундақ деди: “биз әң әқәллийси бир инсан болуш сүпитимиз билән милйонлиған уйғурниң вә нәччә йүз миңлиған қазақ қериндашларниң җаз лагерлириға қамалғанлиқидин ибарәт һәқиқәтни дуняға ашкарилашта тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. Бу җәһәттә уйғур дияридики 30 нәччә җайдики җаза лагерлириниң орнини ениқлап чиққан канададики шовн җаң әпәндини пидакарлиқ көрсәткүчиләрниң бири дәп қараймән. Шовн җаң твиттерға йоллиған рәсимләрдин тикәнлик сим тосақлар ичидики лагерларнила көрүш мумкин, әмма у лагерларниң ичидә қандақ җинайәтләр садир болуватиду, бу һазирғичә бир сир.”

Җу феңсо әпәнди өзлири йеқинда игилигән әһваллардин нөвәттә уйғур диярида уйғурлар вә қазақлардин башқа районда яшаватқан хитайлар арисидики сиясий җәһәттин хитай һөкүмитигә наразилиқи бар дәп қаралған хитайларниңму тутқун қилинғанлиқи һәққидә учур алғанлиқини, бу йил киргәндин буян хитай өлкә-шәһәрлиридиму көзитиш камералири арқилиқ назарәт қилиш, йол-йолларда кишиләрни тосуп телефон тәкшүрүш қатарлиқ қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлириниң һазир пүткүл хитай миқясиға кеңәйтиватқанлиқи қатарлиқ әһвалларни баян қилди.

У хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң пүткүл хитай миқясиға бу қәдәр тез кеңийишиниң яман ақивитини агаһландуруп, мундақ деди: “шуңа хитай һөкүмитиниң зулумидин қечип, чәтәлләрдә хитай һөкүмитигә қарши паалийәт елип бериватқан һәр бир хитай пуқрасиниң лагерлардики җинайәтләр һәққидә техиму көп пакит топлаш, уйғурлар учраватқан һәқсизлиқларниң һәқиқий маһийити вә хитай һөкүмитиниң сиясий мәқситини дуняға ашкарилаш мәҗбурийити бар. Әгәр хитай хәлқи мустәбит коммунист һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға давамлиқ сүкүт қилса, бу күн уларниңму бешиға келиду шундақла аллиқачан келип болди. Шуңа бу хил мустәбитликкә һәрқандақ бир инсан сүкүт қилмаслиқи, һәққанийәттә чиң туруши керәк.” 

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди җу феңсониң бу сөзлиригә инкас қайтуруп, “уйғурлар дуч келиватқан тәқипләрни дуняға аңлитишта вә хитай һөкүмитигә бесим қилишта чәтәлләрдә яшаватқан хитай демократлириниң, һәтта һәр бир хитай пуқрасиниңму баш тартип болмайдиған мәсулийити барлиқи” ни алаһидә тәкитлиди.

Җу феңсо әпәнди тәминлигән учурлар вә гугул торидики учурлардин ашкарилинишичә, “хитайда инсанпәрвәрлик” фонди 2007-йили америкиниң сан-франсиско шәһиридә тизимға елинған икән. Мәзкур җәмийәт қурулғандин буян, хитай һөкүмитиниң зиянкәшликигә учриған йәр асти христиан муритлири вә сиясий мәһбусларға ярдәмдә болушни асаслиқ нишан қилған икән. Мәзкур җәмийәт йәнә уйғурлардин илһам тохти қатарлиқ виҗдан мәһбуслириниң балдуррақ әркинликкә еришиши мәсилисидә бәзи хизмәтләрниму қилған болуп, нөвәттә улар хитай һөкүмитиниң әң қаттиқ бастурушиға учраватқан уйғурлар вәзийитигә җиддий диққәт қилмақтикән. Җу феңсо әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң җаза лагерлириға қамалған уйғурларниң әһвалини игиләш вә хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан инсаний дәпсәндичиликлирини дуняға ашкарилашни муһим хизмәт нишанлиридин бири қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.