Японийә мәтбуатлири: дуняниң көзи абе билән ши җинпиңниң сөһбитигә тикилди
2016.09.06
6-Сентәбир японийәдин чиқидиған инглиз тилидики “җапан таймес” гезити “дуняниң көзи абе билән ши җинпиңниң сөһбитигә тикилди” сәрләвһилик мақалисини елан қилип япон-хитай мунасивитидики бәзи бир илгириләшләр тоғрисида тохталди.
Японийә телевизийә қаналлириниң 5-сентәбир күнидики кәчлик хәвәрлиридә ейтилишичә, шу күни кәчтә хитайниң хаңҗу шәһиридә ечиливатқан тәрәққий тапқан 20 дөләт йиғиниға қатнишиватқан японийә баш вәзири шинзо абе хитай дөләт рәиси ши җиңпиң билән учришиш елип берип икки дөләт арисидики арал маҗираси,җәнубий тақим араллири вә шундақла шәрқий деңиз мәсилиси тоғрисида сөһбәт өткүзгән.
5-Сентәбир японийә дөләтлик телевизийә қанилиниң хаңҗудин нәқ мәйдандин бәргән хәвиридә, японийә баш вәзири шинзо абе шу күни кәчтә ши җинпиң билән учришиш елип барғандин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп икки дөләт сөһбитидә өзиниң асаслиқи сенкаку, җәнубий тақим араллири вә хитайниң шәрқий деңиз һава бошлуқи мәсилиси тоғрисида сөһбәтләшкәнликини ашкарилиған болсиму, бирақ бу мәсилиләргә нисбәтән ши җинпиңниң қандақ муамилидә болғанлиқини билдүрмиди.
Шинзо абе мухбирларға бәргән баянатида ши җинпиң билән елип барған сөһбитидә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида өзиниң тохталған вә яки тохталмиғанлиқини пәқәтла тилға алмиди.
Шинзо абе хитайдики тәрәққий тапқан йигирмә дөләт йиғиниға қатнишиш үчүн сәпәргә чиқиш алдида, японийәдики уйғур, тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатлири японийә ташқи ишлар министирлиқиға хәт йоллап, бу қетимқи икки дөләт учришишида уйғур, тибәт кишилик һоқуқ мәсилилириниң тилға елинишини күткән иди.
Японийәдин чиқидиған япон тилидики “хитайға нәзәр” журнилиниң баш муһәррири мең ша бу һәқтә тохтилип: “мениңчә, шинзо абе икки дөләт сөһбитидә уйғур, тибәт кишилик һоқуқ мәсилилирини пәқәтла тилға алмиди. Сәвәби тәрәққий тапқан йигирмә дөләт йиғини ечиливатқан пәйттә, хитай даирилири уйғур, тибәт районлирида вәқә чиқип қилишниң алдини елиш үчүн бу районларда бастурушни күчәйтти” деди.
Японийәдики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим шинзо абениң хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән елип барған учришишида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисиниң тилға елинмиғанлиқидин өзиниң толиму мәйүсләнгәнликини баян қилди.
Японийә мәтбуатлиридин “шокан шу чу” журнилида көрситилишичә, бу йил 15-авғустқичә 200 дин 300 гичә хитай белиқчи кемилири вә 15 деңиз чарлиғучи қоғдаш парахотлири японийә деңиз тәвәликидики сенкаку арили әтрапиға 28 қетим қанунсиз киргән. Бәш күн ичидә 72 парахот қанунсиз японийә деңиз тәвәликидә һәрикәт елип барған. Бу хил һадисиләргә нисбәтән японийә һөкүмити бу йил киргәндин буян 30 қетим хитайға наразилиқ билдүргән.
Хитай йеқинқи йиллардин буян, җәнубий деңиздики араллар вә мәзкур райондики деңиз тәвәликиниң зор бир қисмини өзигә тәвә дәп елан қилип, мәзкур деңиздики һәрбий паалийәтлирини күчәйтиветип вийетнам, филиппин, һиндонезийә,броне қатарлиқ қошна дөләтләрниң наразилиқини қозғап, җәнубий деңиз район вәзийитини җиддийләштүрүвәткән иди. Филиппинниң әрз қилиши билән бу йил 12-июл голландийә хәлқара соти һөкүм елан қилип, хитайниң җәнубий деңиздики аралларда тарихий игилик һоқуқиниң барлиқи һәққидә испатларниң йоқлуқини вә хитайниң бу райондики һәрикитини тохтитиши керәкликини билдүргән иди.
Хитай даирилири 2013-йилиниң ахири шәрқий деңиз һава бошлуқида мудапиә кимлик райони елан қилған болуп, буниңда шәрқий деңизниң көп қисмини өз ичигә алған районларни өз һава мудапиә тәвәликигә киргүзүп, бу районларға киргән чәтәл айропиланлириниң хитайға алдин мәлумат бериши керәкликини билдүргән иди.
Шинзо абе мухбирларға бәргән баянатида, икки дөләтниң өз-ара һәмкарлашқан һалда иқтисадни гүлләндүрүш, район характерлик мәсилиләрдә көпләп учришиш вә сөһбәт елип бериш арқилиқ сақланған мәсилиләрни һәл қилишта икки тәрәпниң бирликтә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүргән.
Шинзо абе бу қетимқи икки тәрәп сөһбитидә йәнә, шималий корейә даирилириниң үзлүксиз елип бериватқан узун мусапилик башқурулидиған бомба синақлири тоғрисидиму сөһбәтләшкәнликини ейтқан.
Японийәдин чиқидиған инглиз тилидики “җапан таймес” гезитиниң 6-сентәбирдики хәвиридә, шинзо абе билән ши җинпиңниң сөһбити пәқәтла 30 минут давам қилған болуп, хитай тәрәп сөһбәт башлиништин илгири икки тәрәп сөһбитидә сенкаку арили, җәнубий тақим араллири мәсилисиниң көп вақит елип кәтмәсликини алаһидә тәләп қилғанлиқини илгири сүргән.
Хәвәрдә дейилишичә, икки тәрәп сөһбити наһайити қизғин кәйпият ичидә елип берилған болуп, япон-хитай мунасивитидә икки тәрәп рәһбәрлириниң 2014-йилидин буян тунҗи қетим елип барған мувәппәқийәтлик сөһбәтләрдин бири һесаблинидикән.
“йомиури шимбун” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, икки тәрәп оттурисидики мурәккәп мәсилиләрниң тезрәк һәл болуши үчүн һәр икки тәрәп ортақ һалда тиришчанлиқ көрситишкә келишкән.
“асаһи шимбун” гезитидә болса, хитай тәрәп кемилириниң узундин буян сенкаку арили әтрапиға үзлүксиз йеқинлап келип, японийә деңиз тәвәликигә қанунсиз кириши мәсилисиниң бу қетимқи учришишта оттуриға қоюлғанлиқиға юқири баһа бәргән.
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут болса икки тәрәп сөһбитидә әлвәттә нөвәттики японийә тәрәп дуч келиватқан мәсилиләрниң алди билән тилға елинишиниң тәбиий әһвал икәнликини, бирақ уйғур мәсилисини оттуриға қоюш үчүн буниңға техи дипломатик шараитларниң пишип йетилиши керәкликини илгири сүрди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.