Хитайниң “йеңичә тәшвиқат услуби” уйғур ирқий қирғинчилиқини йошураламду?
2025.02.10

“хитай учур тори” ниң хәвиридин мәлум болушичә, Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми башлиқлири йиғини 7-феврал үрүмчидә ечилған. Йиғинда аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй хитай даирилириниң елип бармақчи болған тәшвиқат хизмити һәққидә муһим йолйоруқ бәргән. Униң дейишичә, “уйғур аптоном райони тәшәббускарлиқ билән ши җинпиңниң мәдәнийәт идийәсини асас қилған һалда шинҗаңниң тәшвиқат, идийә вә мәдәнийәт хизмитидики йеңи услубини яритиши керәк” миш. Ма шиңрүй йәнә “шинҗаңға алақидар сиртқа қарита тәшвиқат көрүшини техиму күчлүк елип бериш; һәр милләтниң өз ара сиңишишигә мунасивәтлик болған реал вәқәликләрни тәшвиқ қилидиған үнүмлүк гәвдә қуруш; мәсилиниң йилтизини тепиш вә тосқунлуқларни йоқитиш; болупму идеологийә саһәсиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш вә бу җәһәттики җамаәт пикрини тәшвиқат арқилиқ йетәкләшкә әһмийәт бериш; асасий қатламниң тәшвиқат хизмитини ишләйдиғанлар болуш вә яхши ишләш” ни оттуриға қойған.
Демәк, ма шиңрүйниң юқириқи баянлиридин тәшвиқат хизмитигә мунасивәтлик бу йиғинниң асаслиқ мәқсити, уйғур ирқий қирғинчилиқини йошурушниң йеңи йоллирини тепип чиқиш яки йеңи услубта ирқий қирғинчилиқни йошуруш тәшвиқати елип бериш болғанлиқи ашкара.
Йиллардин буян, коммунист хитайниң уйғурлар һәққидики сахта тәшвиқати наһайити күчлүк болуп кәлди. Болупму уйғурларниң һәқ-һоқуқ мәсилисидә хитай техиму кәң даирилик тәшвиқатни йолға қоюп, уйғур ирқий қирғинчилиқини күчиниң баричә йошуруп қелишқа тиришти. Ма шиңрүй бу қетимқи тәшвиқат мәсуллири йиғинидиму, уйғурларға мунасивәтлик тәшвиқат күрәшлиригә даир бир түрлүк нәзәрийә вә истратегийәлик тәләпләрни оттуриға қойған. Ундақта биз тәшвиқатниң хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини йошурушта қандақ қоллинилғанлиқи, хитай билән тарихтики натсистларниң тәшвиқат услубида қандақ охшашлиқларниң барлиқиға қарап бақайли.
“тәшвиқат”: хитайниң әң муһим әңгүштәри
“тәшвиқат” болса коммунист хитай пәйда болғандин бери “қораллиқ күрәш” вә “бирликсәп һәрикити” билән бирликтә коммунист хитайниң күчийишидики “үч чоң әңгүштәр” дәп тәриплинип келингән. Коммунист хитай һакимийәт қурғандин кейинму, “тәшвиқат” изчил йосунда җамаәт пикри пәйда қилиш арқилиқ һакимийәт күчини мустәһкәмләш вә хәлқниң идийәси контрол қилиштики муһим қорал сүпитидә қоллинилған. Болупму уйғур ели, тибәт башқа хитай болмиған милләтләрниң земинлирини бесивелиш вә башқурушта, коммунист хитай тәшвиқат арқилиқ йәрлик хәлқләрниң миллий идеологийәсини тизгинләш, қарши пикирдикиләрни бастуруш вә бу арқилиқ мустәмликә тәртипини қоғдашта тәшвиқат қоралиға техиму күчлүк таянған.
Мисал көрсәтсәк, хитай компартийәси өз сиясий тәшвиқатида уйғурларни әң дәсләптә, “әксилинқилабчи”, “бай-помешчик”, “чәт әлгә бағланған унсур”, “пантүркист”, “милләтчи”, “оңчи, солчи, шюҗеңҗуйи (рвизионист) ” дегәнләргә охшаш түрлүк төһмәтләр билән қарилап вә йоқитип кәлгән болса, әң ахири уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип беришта, уларни пүтүн милләт гәвдиси бойичә “үч хил күч” нами билән категорийәләштүргән. Шундақла бу төһмәт астида, уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқлирини пүтүнләй бурмилап вә уни зораванлиқ, террорлуқ билән бағлашта тәшвиқаттин күчлүк пайдиланған.
Болупму у, учур васитилири, маарип, мәдәнийәт вә башқа иҗтимаий саһәләр арқилиқ, бу хил бурмилима тәшвиқатларни тәкрар вә рәңдар шәкилдә елип барған. Буниң билән уйғурларниң аталмиш “миллий бөлгүнчилик, террорлуқ вә радикаллиқ җинайити” көптүрүп тәшвиқ қилинған. Нәтиҗидә, уйғурларни бир пүтүн милләт гәвдиси бойичә “җинайәтчи” категорийәсигә киргүзүштә хитай ичидә зор үнүмгә еришилгән вә уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип беришта өзини һәқлиқ көрситиш шараити һазирланған.
Хитайниң уйғурлар һәққидики тәшвиқати ялғуз хитай ичидила елип берилмастин, бәлки пүткүл дуня миқясида уйғурларниң миллий образини пүтүнләй вәйран қилишни мәқсәт қилип елип берилған. Хитай һәтта буниң үчүн наһайити инчикә пиланларни түзүш, учурларни контрол қилиш арқилиқ уйғурларниң миллий қаршилиқ һәрикәтлирини хәлқарада “хитайдики бир учум шәрқий түркистанчи бөлгүнчи, террорчи күчләр” ниң хитайға қарши һәрикити сүпитидә көрсәткән.
Лекин җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәк қатарлиқларниң ашкарилиниши, хәлқарада йәнила бир қисим дөләтләрниң күчлүк диққитини қозғиған. Һәтта бу мәсилә, бүгүн америка башчилиқидики ғәрб дуняси билән хитай, рус, оттура шәрқ қатарлиқ дөләтләр арисида пүтүнләй икки қутуплуқ қарашни шәкилләндүргән бирдинбир мәсилигә айланған. Шундақтиму хитай йәнила тәшвиқатниң күчигә тайинип, ирқий қирғинчилиқини кишиләрниң есидин пүтүнләй көтүрүвәтмәкчи, буниң орниға “милләтләр иттипақ, җәмийәт инақ болған шинҗаң образи” ни яритишқа тиришмақта.
Мустәмликә астидики уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқи
Уйғур елигә коммунист хитай аяғ басқандин буян хитай нопусиниң уйғур елигә көпләп көчүрүлүши вә уйғурлар үстидики бастурушларниң күчийиши, уйғур елидә хитай билән уйғурлар арисида айиғи чиқмас зиддийәт вә тоқунушларни оттуриға чиқарған. Уйғурларниң тили, мәдәнийити вә тарихи хитайниң мустәмликә сиясәтлири астида системилиқ бузғунчилиққа учриған. Миллий вә диний өрп-адәт, әнәнилири тарихтин буянқи әң еғир йоқитишқа дуч кәлгән. Шундақ болупла қалмастин, хитайниң уйғур елидики байлиқ мәнбәлирини игилиши, уйғурларни нормал әркин яшаш вә һәқ-һоқуқлиридин айрип ташлишиға әгишип, уйғурларниң қаршилиқ вә наразилиқ һәрикәтлириму изчил давам қилған. Әслидә булар, уйғурларниң милләт кимлики, диний етиқади, мәдәнийити вә башқа яшаш һәқлирини қоғдашни мәқсәт қилғаниди. Лекин бу қаршилиқлар хитайдин ибарәт бир һакимийәтниң тәшвиқати арқилиқ, дөләт бихәтәрликигә болған тәһдит дәп образлаштурулди. Шундақла уйғурларниң барлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини дөләтниң тәшвиқати арқилиқ қарилаш, бурмилаш вә образини пүтүнләй хунүкләштүрүш елип берилди. Буниң билән уйғурлар дуч кәлгән еғир қисмәтләр хитай ичи вә хәлқарада бурмилинип, уйғурлар тарихтин буянқи әң еғир миллий йоқитилиш киризисиға дучар болди.
Натсистлар вә коммунист хитайларниң тәшвиқат услубидики охшашлиқлар
Натсистларниң йәһудийларға қарши тәшвиқати әйни йилларда йәһудийларни кәмситиш, дүшмән сүпитидә тәшвиқ қилиш, образини хунүкләштүрүш арқилиқ, уларни радикал бир усулда милләт гәвдиси бойичә йоқитишни нишан қилип елип берилған. Натсистлар аммиви учур васитилири, кино-филим, маарип, сәнәт қатарлиқ түрлүк саһәләрни контрол қилиш арқилиқ йәһудийларниң “дүшмән образи” ни яритип, уларни җәмийәттә йетим қалдурған. Натсистларниң йәһудийларға қарши тәшвиқатиға 1933-йили марттин башлап йөсеф гобелис (Joseph Goebbels) мәсул болған болуп, у әйни чағда натсистларниң тәшвиқат тарихидики талант игиси дәп тәрипләнгән. Йәһудийларниң образини пүтүнләй хунүкләштүрүш вә натсистларниң образини көтүрүш тәшвиқатлириниң һәммиси дәл Йосеф гоббелис рәһбәрликидики тәшвиқат оргини Ишләп тарқатқан. Мана мушундақ һакимийәт күчигә таянған тәшвиқат ақивәттә натсистларниң йәһудийларға ирқий қирғинчилиқ елип беришиға қолай шараит һазирлиған.
Хитайниң уйғурлар үстидики тәшвиқат услубиму натсистларниң тәшвиқат услуби билән асасән охшаш. Йәни хитай алди билән “террорчилар” дин ибарәт бир сахта дүшмәнни оттуриға чиқирип, бу сахта дүшмәнни уйғурлар билән чәмбәрчас бағлиған. Андин уйғурларниң диний етиқади вә өрп-адәтлирини хәлқара терроризм билән қарилиған. Арқидин “террорлуқни йоқитиш” намида уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериш үчүн мукәммәл бир шараит һазирлиған.
Дәрвәқә, мәйли натсистлар болсун яки коммунист хитайлар болсун, тәшвиқатни контрол қилиш арқилиқ, зулумға учриған бир милләтниң авазини боғуш вә уларниң йоллуқ қаршилиқ һәрикәтлирини бу дуняда мәвҗут болушқа лайиқ болмиған “хәтәрлик дүшмән” билән бағлиған. Гәрчә хитай билән натсистларниң идеологийәсидә муәййән пәрқләр болсиму, лекин тәшвиқатни қорал қилиштики охшашлиқини бу пәрқ сәвәблик инкар қилалмаймиз. Натсистлар хәлқниң һессияти вә идеологийәсини контрол қилиш арқилиқ, йәһудийларға ирқий қирғинчилиқ қилишни қанунлуқ вә һәқлиқ көрсәтмәкчи болған. Хитайлар болса “террорлуққа қарши туруш” вә “муқимлиқни сақлаш” ни баһанә қилип, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиштин ибарәт бу җинайәтни қанунлаштурған.
Бир дәврниң ахирлишиши вә тарихниң агаһландуруши
Тарих бизгә шуни испатлап бәрдики, бир партийәлик түзүмидики һәрқандақ һакимийәт, мәйли у қанчилик күчлүк болушидин қәтийнәзәр, униң хәлқ үстидә өткүзгән җинайәтлири һаман ашкарилинип кәлгән. Худди натсистларниң тәшвиқати уларниң йәһудийлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини йошуруп қалалмиғандәк, коммунист хитайниң тәшвиқатлириму ақивәттә уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини йошуруп қалалмайдиғанлиқи бир һәқиқәт. Чүнки учурниң тәрәққиятиға әгишип, пүткүл йәр шари миқясида уйғур мәсилисигә көңүл бөлүш вә диққәт техиму күчийиду. Бу һаләт ақивәттә хитайниң ялғанчилиқ йоллирини тарайтип, һәқиқәтниң ашкара болушиға сәвәб болиду. Коммунист хитайниң тәшвиқати бәлким бир бөлүк кишиләрниң меңисини юялиши мумкин һәм шундақ қилалиғаниди. Әмма униң күчи тарихниң обйектип қанунийитини өзгәртишкә әсла йәтмәйду. Худди натсистларниң өз җинайити үчүн еғир бәдәл төлигинигә охшаш, коммунист хитайму тарихниң сориқиға дуч келиду.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]