Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири учур алақисида хитай юмшақ деталлирини ишләтмәсликни тәвсийә қилди

Мухбиримиз меһрибан
2015.10.09
undidar-qq-qamal-wechat.jpg Хотән вилайити чиқарған интернет вә аммиви алақә васитилиридин QQ, үндидар қатарлиқлардики учурларни қамал қилиш тоғрисидики уқтуруши. 2014-Йили май.
Oqurmen teminligen

Чәтәлләрдики интернет учур алақә ширкәтлириниң тәкшүрүшидин мәлум болушичә, нөвәттә үндидар юмшақ детали арқилиқ алақилашқучилардин тәхминән 100 милйон кишиниң телефон вә компютер учурлириниң хитай тор сақчилириниң контроллуқида икәнлики тилға елинмақта.

Мәлум болушичә, бу кишиләрниң зор көпчилики хитайдики уруқ-туғқан, дост бурадәрлири билән алақилишидиған болуп, уларниң телефон вә компийотерлиридики шәхси учурлири һәр вақит хитай тор сақчилириниң контроллуқида икән. Муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар арисидиму вәтәндики уруқ-туғқанлири билән болған алақидә үндидар қатарлиқ хитай юмшақ деталлирини ишлитиш бир қәдәр омумлашқанлиқи мәлум. Учур-алақидики бихәтәрлик мәсилиси сәвәбидин хитайда ишләнгән телефон, компютер вә юмшақ деталлар көплигән ғәрб әллири һөкүмәт вә ширкәтлиридә чәкләнмәктә. Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириму алақә-учур бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, хитайда ишләнгән учур алақә васитилири вә мулазимәтләрни ишләтмәслик қарарини алған. Радиомиз зияритини қобул қилған шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси әхмәтҗан әпәнди вә хитай вәзийәт анализчиси әзиз әйса әпәндиләр өзлириниң бу һәқтики тәҗрибә вә тәвсийилирини оттуриға қойди.

Чәтәлләрдики хитай демократлири ахбарат васитилиридин үмид авази хәлқара радио ториниң 6-өктәбирдики санида “вичат алақә васитисини ишлитидиғанлардин 100 милйон киши хитай интернет сақчилириниң контроллуқида” сәрләвһилик мақалә берилип, муһаҗирәттики хитай пуқралирини, болупму хитай коммунист һөкүмити тәрипидин сәзгүр дәп қаралған тәшкилат вә шәхсләрниң учур бихәтәрликини нәзәрдә тутуп бу хил юмшақ детални ишләтмәслики тәвсийә қилинған.

Нөвәттә муһаҗирәттики уйғурларниң зор көпчилики вәтәндики уруқ-туғқанлири билән болған алақидә, бу хил юмшақ детал йәни вичат епини қоллинидиған болуп, үндидар уйғурлар арисида “үндидар” нами билән омумлашқан. Радиомиз игилигән әһваллардин дуня уйғур қурултийи, маарип вә һәмкарлиқ уюшмиси қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириму алдинқи йилларда мәхсус уқтуруш чиқирип, тәшкилат ичидә вәзипә алған уйғурларни вичат ишләтмәсликкә тәвсийә қилғанлиқи вә компютер бихәтәрлики билимлири бойичә өз хадимлирини тәрбийилигәнлики мәлум.

Бүгүн радиомиз зияритини қобул қилған муһаҗирәттики уйғурлардин хитай вәзийәт анализчиси әзиз әйса әпәнди вә уйғур паалийәтчилиридин шиветсийәдики уйғур маарип һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси әхмәтҗан турсун әпәндиләр өз қарашлирини оттуриға қойди.

Әнглийәдики әзиз әйса әпәнди хитайдики интернет вә телефон учур алақилирини йеқиндин көзитип келиватқан болуп, у бу һәқтә өзиниң бирқисим тәтқиқат мақалилириниму елан қилған. У, вичат йәни үндидар юмшақ детали вә учур бихәтәрлики мәсилилири һәққидә тохтилип, үндидар һәққидики мәлуматлар вә 2013-йил ахири елан қилинған статистикидин нәқил елип, бу хил телефон алақиси юмшақ деталиниң әң дәсләп канадада Kik Messenger программиси намида барлиққа кәлгәнликини, 2012-йили хитайдики тисент (Tencent 腾讯) ширкити тәрипидин көчүрүлүп, шу асаста тәрәққий қилдурулған. 2013-Йилиниң ахирида вичат йәни үндидар епиниң дуня бойичә әқиллиқ телефон арқилиқ қоллинилиш адәм саниниң 600 милйондин ешип кәткәнликини, хитай дөлитидики қолланғучиларниң сани 500 милйон ашқанлиқини вә 2015 йилға кәлгәндә бу санниң 800 милйонға йәткәнлики мөлчәрлиниватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни сөзләп өтти.

Әзиз әйса әпәнди йәнә, нөвәттики учур дәвридә һәрқандақ бир дөләт һөкүмитиниң өз дөлитиниң бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, интернет-учур алақилиригә қаратқан назарәтни күчәйткәнликини бу сәвәбтин, кишиләрниң шәхси учуриға мунасивәтлик материяллирини әң яхшиси вичат йәни үндидар қатарлиқ иҗтимаий алақә торлириға қоймаслиқи керәкликини тәкитлиди.

Шиветсийәдики маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси әхмәтҗан турсун әпәнди болса, өзи вә тәшкилатта вәзипә алған уйғурларниң учур бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, үндидарға охшаш хитайда ишләнгән юмшақ деталларни вә хитайда ишләнгән телефон, компийотерларни ишләтмәйдиғанлиқини билдүрди.

Әхмәтҗан турсун әпәнди йәнә, муһаҗирәттики уйғур қериндашларниң амал бар хитайда ишләнгән алақә васитилиридин йирақ турушини тәвсийә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.