“хитайчә алаһидилик” кә оралған хитайда уйғур деһқанлириниң қисмәтлири
2024.05.20
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 16-майдики хәвиридин қариғанда, 26-Нөвәтлик икки қирғақ (тәйвән вә хитай) сода-алақә һәмкарлиқ йиғини Фуҗйән өлкисиниң фуҗу шәһиридә ечилған. Мәзкур йиғинға уйғур елиниң һәрқайси җайлири вә биңтүәндин болуп нурғун чоң вә кичик карханилар қатнашқан. Мевә-чевә, гөш, су мәһсулатлири вә алаһидә пишшиқлап ишләнгән мәһсулатлар көргәзмә орниға қоюлған.
Әгәр уйғур деһқанлири өзлириниң терилғу йәрлиридин айриветилмәй, мәһсулатларниң ишләпчиқириш, сетиш вә пайда елиш қатарлиқ пүткүл җәряниға өзи мәсул болған болса иди, юқириқидәк йиғинлар уйғур деһқанлириниң техиму көп бейиш йолини ачқан болатти. Әпсуски, уйғур деһқанлириниң бу хил “яхши иш” лар билән әмәлийәттә бир тийинлиқ алақиси йоқ!
Биз аввалқи көплигән анализлиримизда уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлириниң асасән хитай тәрипидин пиланлиқ шәкилдә тартивелиниватқанлиқини оттуриға қоюп кәлгәнидуқ. Шундақла бу әһвалниң биңтүәнни җәнубқа кеңәйтиш намида техиму тез сүрәттә кеңийиватқанлиқиниму изчил сөзләп кәлдуқ. Уйғур ели хитай коммунист һакимийитиниң мустәмликисидә өткән 1949-йилидин буян, һәр хил намдики “копиратип” ларниң хитайниң башқа җайлиридикидәк йоқитилмаслиқи буниң муһим сәвәблиридин биридур.
Техи йеқиндила “тәңритағ тори” да 2024-Йили уйғур елида йәнә 500 данә кәнт дәриҗилик тәминләш вә сетиш копиратипии Қурулидиғанлиқи һәққидә хәвәр берилди. Дәрвәқә, копиратипилишиш уйғур деһқанлириниң йәрлирини тартивелиш, ялланма деһқан қилип ишлитиш вә ишләпчиқарған мәһсулатларни копиратиплар арқилиқ бир тәрәп қилиш аллибурун системилишип болған. Копиратиплашқан уйғур диярида уйғур деһқанлириниң йәрлирини хитайлар тартивалған яки тартивалмиғанлар болсун, уйғурларниң деһқанчилиқтин бейип кетиши әсла мумкин әмәс. Чүнки деһқанларниң терилғу йәрләргә халиған мәһсулатларни териш һәққи йоқ. Техиму ечинарлиқи, улар терип өстүргән деһқанчилиқ мәһсулатлирини өзи баһа бекитип сетиш вә пайдиға еришиш һәқлири техиму йоқ! чүнки, деһқанларниң ишләпчиқарған мәһсулатлири хитайниң “тәминләш вә сетиш һәмкарлиқ копиратипи” (供销合作社) арқилиқ бир туташ баһа бәлгилинип сетип елиниду. Деһқанларниң бу хил копиратиплар билән баһа талишиш имкани техиму йоқ.
Демәк, уйғур елидин фуҗйән өлкисидики икки қирғақ сода һәмкарлиқ йиғиниға қатнашқан карханиларниң бу йиғинда қолға кәлтүргән 350 милйон йүәнлик закасниң пайдиси уйғур деһқанлириниң янчуқини әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң чөнтикини толдуриду.
Мәлумки, коммунист хитай өзини “хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм” дәп атиливалған, әмма я сотсиялизмға, я капитализмға охшимайдиған “ғәйрий коммунист түзүми” дики дөләттур. Хитай бу хил “ғәйрийлик” ни нөвәттә “хитайчә алаһидилик” дәп тәшвиқ қилмақта. Қизиқ йери шуки, бу хил “түзүм алаһидилики” пәқәт уйғур ирқий қирғинчилиқида өз мәнасини тапмақта.
Худди уйғур елида “ислам динини хитайчилаштуруш” ни тәшвиқ қилиш, әмәлийәттә динсизликни тәшәббус қилидиған коммунист дөлити үчүн қанчә әхмиқанилиқ болса, маркисзм-ленинизм идийәсидә тәврәнмәсликни тәшәббус қилип туруп, униңға “хитайчә алаһидилик” ни қошуп қоюшму әмәлийәттә шунчә мәнтиқисиз вә бимәниликтур. Һалбуки, хитай бу қилмишлирини пүткүл дуняниң алдида һеч һейиқмастин тәшвиқ қилмақта, һәтта маркисизм вә ленинизм идийәсидә тәврәнмәй чиң туримиз дәп җар селиватқан хитай “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәққи” ниң маркисизм вә ленинизм идийәсиниң ядроси икәнликидәк бир һәқиқәтниму “хитайчә алаһидилик” намида бурмилимақта.
Адәмни һәйран қалдуридиған йери шуки, копиратип түзүмини һазирғичә қоллиниватқан явропада деһқанларниң иқтисадий әһвали наһайити яхши болуп, деһқанчилиқ явропадики байлар көп чиқидиған кәсипләрниң биридур. Голландийәни мисалға алсақ, һәр 500 милйонерниң ичидә бири деһқандур. явропадики дөләтләрдә қурулған деһқанчилиқ һәмкарлиқ копиратиплири болса, хитайдин пүтүнләй пәрқлиқ болған шәхсләр һәмкарлиқидики копиратиплардур. явропадики деһқанлар мәзкур копиратиплар арқилиқ деһқанларниң өз ара һәмкарлиқи астида сода-алақидә наһайити юқири үнүм яратқан. Әмма хитайда болса ишлар пүтүнләй пәрқлиқ. Аталмиш “деһқанчилиқ копиратип” лири деһқанларға тәвә орган болмастин, бәлки хитай һакимийити үчүн хизмәт қилидиған органға айландурулған. Деһқанларниң “деһқанчилиқ кәспий һәмкарлиқ копиратип” лириға әза болуши мәҗбурлаш билән, деһқанчилиқ мәһсулатлирини сетип пайда елиши болса “тәминләш вә сетиш копиратип” лириниң баһа қоюши билән бәлгилиниду.
Әмәлийәттә, иккинчи дуня урушидин кейин, явропа җәмийити иҗтимаий зиддийәтләрни һәл қилиш үчүн бир қәдәр мукәммәл болған иҗтимаий параванлиқ системиси бәрпа қилған. Чүнки әйни чағда явропа коммунизм идеологийәсиниң тәсиригә чоңқур учриған бир җай болуп, американиң тәрәққият услубини әйнән көчүрүп ишлитиш имкани төвән иди. Бу вәҗидин явропа әйни вақиттики әһвалиға асасән, капитализм җәмийитиниң иқтисадий тәрәққият методи билән коммунизм җәмийитиниң иқтисадий тәрәққият методидики артуқчилиқларни өрнәк елип, иқтисадий тәрәққияттики “үчинчи йол” ни тепип чиққан. явропаниң бу хил “түзүм алаһидилики” америка вә әнгилийәдин пәрқлиқ болған иқтисадий системисиниң бүгүнгичә мәвҗут болуп турушиға зор дәриҗидә капаләтлик қилди. Шундақла капитализимниң ғәрбтики тәрәққияти вә иқтисадниң өткән йәтмиш нәччә йилдин бери сиҗил ешишини сақлап кәлди.
Қаримаққа хитайму худди 1978-йилидики “3-омумий йиғин” дин кейин аталмиш “ислаһат вә ечиветиш” ни йолға қойидиғанлиқини җакарлап, хәлқара җамаәткә иқтисадий тәрәққиятта өзгичә йеңилиқ яратқандәк тәсир пәйда қилди. Һалбуки, хитай я явропадәк өз әһвалиға мас болған оттураһал йолни тепип чиқалмиди, яки хитайға хас тәрәққият йолини оттуриға елип чиқалмиди. Әксичә, дуня сода тәшкилатиға хитайниң дөләт карханилири билән бөсүп кирди. Буни аз дәп хәлқара риқабәттә дөләт карханилирини иқтисад, сиясәт билән қоллиди. Уларниң хәлқарада күчлиниши, көпийиши вә бейишиға дөләт сүпитидә арқа терәк болди. Әмәлийәттә хитайниң қиливатқанлири хәлқара сода қаидисигә пүтүнләй хилап иди. Әмма хитай бу қилмишиғиму аталмиш “хитайчә алаһидилик” тамғисини уруп, өз қилмишлирини һәқлиқ көрситип кәлди.
Дәрвәқә, хитай хәлқараға уйғур елидики деһқанчилиқ мәһсулатлирини експорт қилиш, деһқанчилиқниң тәрәққиятини тәшвиқ қилиш, деһқанларни бу тәрәққиятларниң нәп алғучисидәк көрситиш арқилиқ, өз җинайәтлириниң әсли маһийитини ташқий дунядин йошуруп кәлмәктә. “хитайчә алаһидилик” билән тәрәққий қилдурулуватқан уйғур елида уйғур деһқанлар давамлиқ һалда бу тәрәққиятлардин сиқип чиқириливатқан болса, хәлқарада хитайниң бу “алаһидилики” иккинчи дуня урушидин кейин шәкилләнгән хәлқара сода-алақә қаидилирини пүтүнләй вәйран қилишқа йүзләнмәктә!
***Бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.