Йеңидин түзүлгән хитайчә дәрсликләр уйғур маарипиға қандақ тәсир көрситиду?

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.09.18
xitaylashturush-mektep-xitay-tili-2.jpg Хитай һөкүмити уйғурларни хитайчилаштурушта уйғур районидики уйғур оқутқучиларни хитай тилида дәрс өтүш сәвийисигә йәткүзүш үчүн уларниң хитай тили иқтидарини өстүрүшкә 9 милйон доллардин артуқ мәбләғ аҗратқан. юқиридики сүрәттә, уйғур оқуғучилар хитай тилида дәрс аңлимақта. 2004-Йили 3-март, корла.
AFP

Йеқинда хитай мәркизий телевизийә истансиси вә “шинҗаң гезити” қатарлиқ ахбарат васитилиридә хитай маарип министирлиқиниң 2024-йили күз мәвсумидин башлап пүтүн мәмликәттики башланғуч мәктәп вә толуқсиз оттура мәктәпләрдә йеңидин түзүлгән дәрслик китабларни ишлитиш тоғрилиқ уқтуруши елан қилинған. Игилинишичә, хитай маарип министирлиқи икки йил бурун дәрслик өзгәртиш пиланини башлиған болуп, асаслиқи әхлақ вә қанунчилиқ, тил-әдәбият, тарих дәрсликидин ибарәт үч пән бойичә бир туташ түзүлгән дәрслик китаблири икән. Дәрслик китаблар алди билән башланғуч мәктәп вә толуқсиз оттура мәктәпниң 1-йиллиқидики оқуғучилар үчүн йолға қоюлидикән, андин үч йил ичидә мәҗбурийәт маарипи басқучидики барлиқ йиллиқларни қаплайдикән.

Ундақта йеңидин түзүлгән дәрслик китаблардики йеңи мәзмунлар немиләрни өз ичигә алиду? дәрслик китаблар хитай дөләт рәиси ши җинпиң дәвридики хитайчә сотсиялизм идийәсини қиблинамә қилған болуп, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси кимлики гәвдиләндүрүлгән мәзмунларға алаһидә орун берилгән. Мәсилән, тил-әдәбият дәрсликидә һәрқайси хитай сулалилири дәвридики килассик нәзмләр, нәғмиләр вә һекайиләр, һазирқи замандики қизил әсәрләрдин “лей фиңниң күндилик хатирисидин икки үлгә”, “җиңгаңшәндики бамбук”, “тағ әслимиси” вә “мән яш” қатарлиқ текистләр йеңидин таллап киргүзүлгән.

Хәвиримиздә болғинидәк, уйғур, қазақ, моңғул қатарлиқ милләтләрниң өз тил-йезиқида мәҗбурий маариптин бәһримән болуш һоқуқи пәйдинпәй тартивелинди. Уйғур тилини елип ейтсақ, нөвәттә уйғур тили чәклиниш вә ассимилятсийәгә учраштәк қисмәтләргә дуч кәлмәктә. Бу хил вәзийәттә хитай һөкүмити уйғурларни пәқәтла сүкүт қилишқа яки өз ихтиярлиқи билән хитай тилини таллашқа мәҗбур қилмақта. Шуңа тәтқиқатчилар вә кишилик һоқуқ органлири уйғур тилиниң йоқитилиш вәзийитини ирқий қирғинчилиқниң бир түри болған “тил қирғинчилиқи” дәп атимақта.

Адәттә бир милләтниң маарипи шу милләтниң хас маарип идеологийәси үстигә қурулуши керәк иди, ечинарлиқи уйғур тилида әң әқәллий оқу-оқутуш ишлириму болмиған әһвал астида, бу милләтниң маарипидин қандақму сөз ачқили болсун.

Хитай тилиниң пүткүл уйғур ели миқясида мәҗбурий һалда һөкүмәт, маарип системиси һәтта күндилик турмуш алақисидә һөкүмран тилға айлинишиға әгишип, уйғур маарипи өзиниң миллий әнәнисидин, писхик йилтизидин барғансери йирақлаштурулди; миллий әхлақ әнәниси вә миллий кимликниң мәктәп тәлим-тәрбийәсидики роли җари қилдурулмиди.

Көп йиллардин буян давамлишип кәлгән уйғур тилидики миллий маарип тамамән йоқ қилинип, униң орниға хитай тилидики маарип дәсситилди.

Уйғур, қазақ вә моңғул қатарлиқ мустәқил тил-йезиқи бар милләтләр немә үчүн бир туташ хитайчә дәрсликләрни қоллинишқа мәҗбур қилинди?

Хитай тәшвиқатлирида бу һәқтә йеңи дәрслик китабларниң аз санлиқ милләтләрниң дөләт ортақ тилини яхши өгинишигә, шундақла ишқа орунлишиш, заманиви илим-пән, мәдәнийәт билимлирини қобул қилиши вә җәмийәткә сиңип киришигә пайдилиқ икәнлики тәшвиқ қилинған. Буниңдин мәлумки, хитай һөкүмити хитай тилидин башқа тилларни төвән көрүш позитсийәсидә болған яки өз мәнпәәти үчүн зиянлиқ дәп қариған.

Ундақта илгири уйғур тилида түзүлгән дәрсликләрниң һәммиси бир мәғлубийәтму? яқ, һәргиз ундақ болмиған. Мәйли дәрслик мәзмунлири болсун яки педагогикилиқ роли җәһәттин болсун, уйғурчә дәрсликләр әйни вақиттики юқири сәвийә өлчими бойичә түзүлүп, түркүм-түркүм уйғур сәрхиллириниң йетишип чиқишида муһим рол ойниған дәп ейталаймиз.

1956-Йили аталмиш шинҗаң маарип нәшрияти қурулғандин тартип таки бүгүнгичә болған арилиқтики уйғур оқуғучилар үчүн түзүлгән дәрсликләрниң тәрәққиятиға нәзәр салғинимизда, дәрслик түзүш пиланиниң изчил һалда сиясий өзгиришләрниң тәсиригә учрап кәлгәнликидәк негизлик мәсилини байқиялаймиз.

Шинҗаң маарип нәшриятиниң сабиқ башлиқи абдусалам тохти әпәндиниң хатирисичә, 1956-йили шинҗаң маарип нәшрияти қурулғандин кейин совет мутәхәссислириниң ярдими билән нәшр қилинған уйғурчә дәрслик китаблар өзгичә йәрлик алаһидиликкә игә, уйғур тилиниң саплиқиға әң юқири дәриҗидә әһмийәт берилгән китаблар икән. 1958-Йилидин башлап, иккинчи қетимлиқ дәрслик түзүлгән. Бу вақитта йәрлик милләтчиликкә қарши туруш һәрикити баһаниси билән, бир қисим хитайчә сөзләр қобул қилинишқа башлиған. Мәсилән, әдәбиятни “йүвен”, гирамматикини “йүфа” дәп қолланған.

Кейинки йилларда 1961-йилдин 1981-йилғичә болған 20 йил ичидә дәрсликләр асасән хитай тилидики дәрсликләрдин тәрҗимә қилинип нәшр қилинған. 1982-Йилдин башлап әрәб елипбәси асасидики уйғур йезиқи әслигә кәлтүрүлгәндин кейин, өткән әсирниң 80-йиллиридики уйғур җәмийитидики әдәбият-сәнәтниң ниспий гүллиниш һалити билән параллел һалда миллий тил-әдәбият алаһидиликини гәвдиләндүрүшкә бирқәдәр әһмийәт берилип кәлгән дәп қарашқа болиду. Бу дәврдә бир қисим оқутқучи вә зиялийларниң йетәкчиликидә дәрслик китабларға уйғур тарихи-мәдәнийити вә уйғур әдәбиятиниң һәрқайси дәврдики нәмунилиридин өрнәкләр киргүзүлди. Әмма бу китаблар узун өтмәйла худди үшшүк тегип тозуп кәткән чечәккә охшаш қисқа вақитниң ичидә хитай һөкүмити тәрипидин көздин йоқитилди. 2017-Йили башланған “террорлуқ вә үч хил күчләргә қарши туруш” намидики уйғурларға қаритилған зор тутқун вә тәқиб астиға елиш һәрикити давамида дәрслик китабларниң муһәррирлири вә мәсуллиридин саттар савут, ялқун рози, абдуразақ сайим, ваһитҗан осман қатарлиқ зиялийлар “дөләтни парчилашқа урунди” дегән төһмәтләр билән түрмиләргә қамилип еғир бәдәлләрни төлиди. Һәтта сабиқ маарип назири саттар савут өлүм җазасиға һөкүм қилинди.

Улар түзгән уйғурчә дәрслик китаблар “зәһәрлик дәрслик” дәп тәнқид қилинди. Шундин етибарән, уйғурчә дәрслик китаблириму ахирқи нәпсидин тохтиди. Уйғурчә дәрслик дегән уқум уйғурлар үчүн гоя йәтмәк наһайити мүшкүл болған бир хиялға айланди.

Йиғип ейтқанда уйғурчә дәрслик китабларниң йерим әсирдин көпрәк тарихи хитай һөкүмитиниң сиясий муддиалири үчүн халиса чиңитип, халиса бошитип қойидиған рәзил сияситиниң гуваһчисидур.

1978-Йилдин 2008-йилғичә болған уйғурчә дәрсликләр үстидә тәтқиқат елип барған уйғуршунас тимоси грус шу һәқтики илмий мақалисидә һәрқандақ бир уйғурчә дәрслик китабниң хитай һөкүмитиниң қатмуқат тәкшүрүшлиридин өтидиғанлиқини тәкитләйду. Тимоси грус “уйғур оқуғучиларниң дәрслик китаблири хитай дөлитиниң тәшвиқат машинисидин башқа нәрсә әмәс” дәп көрситиду. Уйғур зиялийлири тәрипидин түзүлгән дәрсликләрниң хитай органлириниң қәдәм-басқучлуқ тәкшүрүш вә контроллиридин өтмәй туруп нәшр қилиналмайдиғанлиқи ениқ бир һәқиқәт туруқлуқ, улар йәнила хитай һөкүмитиниң нишанлиқ зәрбисигә учриди.

Уйғур оқуғучилар 2017-йилдин башлап хитай тилидики мәҗбурий маарипни омумлаштуруштәк қисмәт теңилғандин буян уйғур әдәбияти, тарихи вә мәдәнийитини өгиниш пурситидин мәһрум қалдурулғаниди. 2024-Йили йеңидин нәшр қилинған үч пәнниң дәрслик китаблириниң илгирикигә қариғанда техиму қизиллашқан, хитай кимликигә техиму йеқинлашқан мәзмунлар билән толғанлиқи мәлум болмақта. Шундақ дәп ейтишқа болидуки, йеңи дәрслик китаблири уйғур оқуғучиларға нисбәтән хитай ассимилятсийәсигә йәниму йеқинлашқанлиқидин, өз етиқади, миллий қәдирйәтлиридин йирақлашқанлиқидин дерәк бериду. Мәһмуд кашиғәри, йүсүп хас һаҗипларниң дурданилирини, “йәттә қизлирим” ниң қәһриманлиқ иш-излирини, абдухалиқ уйғурниң “ойған” шеирини өгинәлмәйду; һәр бир уйғурниң балилиқ әслимилиригә кәштә болуп кәлгән хәлқ чөчәклири вә қошақлирини аңлиялмайду. Униң орниға хитай милләтчилики вә ойдурма қәһриманлар билән каллиси ююлиду.

Уйғур маарипи алди билән мәвҗутлуқини сақлиялиғанда, андин қалса уйғур миллий еңини асас қилған муәййән идийә асаси шәкилләндүргәндә уни қутқузуп қалғили болиду. Хитай тилидики дәрсликләрниң уйғурларға зорлап теңилиши чәт әлдики уйғурлар үчүн ана тилни қоғдаш йолидики хизмәтләрниң техиму җиддий, тәқәззасиз вәзипә икәнликидинму дерәк бериду.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.