Хитайчилаштурған “миллий территорийәлик аптономийә” зади қандақ уқум?
2024.07.11

Хитай башқурушидики “Хәлқ тори” ниң хәвәр қилишичә, 4-июл күни бейҗиңдики хәлқ сарийида “Миллий территорийәлик аптономийә қануни” йолға қоюлғанлиқиниң 40 йиллиқини хатириләш сөһбәт йиғини ечилған. Қизиқ йери шуки, хитайда һәқиқий мәнидики аптономийә әсла мәвҗут әмәс! уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң аптономийә һәққи хитайниң асасий қануниға киргүзүлгән болсиму, әзәлдин әмәлийләштүрүлмигән. Әксичә хитай изчил йосунда, аталмиш “һәр милләт хәлқини җуңхуа миллитиниң даш қазинида еритип, бирла милләткә айландуруветиш” тин әсла ваз кәчкән әмәс. Ундақта, әслидинла әмәлийләштүрүлмигән аталмиш “миллий территорийәлик аптономийә қануни” йолға қоюлғанлиқиниң 40 йиллиқини хатириләштики сәвәб немә?
Мәзкур йиғинниң тәпсилатидин асаслиқи мундақ икки нуқтиниң баш тема қилинғанлиқини көрүвелиш мумкин: биринчиси, ши җинпиңниң хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм идийәси бойичә милләтләр хизмитиниң ишлиниватқанлиқи; иккинчиси, ши җинпиңниң “маркисизмлиқ милләт нәзәрийәси” ни хитайчилаштуруш қаришиниң, коммунист партийәниң йеңи дәврдики милләтләр хизмитиниң йөнилишини бәлгиләп бәргәнлики.
Ундақта, бу йәрдә тилға елинған “хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм” аталғусидики хитайчә алаһидилик зади немә? униң “миллий территорийәлик аптономийә қануни” билән қандақ мунасивити бар?
Хитайниң һөкүмәт учур васитилиридә, аталмиш “хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм” уқуми хитайниң аталмиш “ислаһат” идин кейин, болупму 1982-йилидин буян тәшвиқ қилинишқа башлиған бир идеологийә дәп тәриплиниду. Һалбуки, хитай тәшвиқат васитилири хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм идийәсиниң йеңичә вариянти болған, компартийә рәһбәрликидики бир партийәлик түзүмни қоғдаш, марксизм, ленинизм вә мав зедуң идийәсини йетәкчи қилиш вә ғәрб буржуазийә идийәсиниң бир қисим базар игилики уқумидин өрнәк елиш тәшәббусини, ши җинпиң оттуриға қойған дәп тәшвиқ қилиду. Хитай компартийәсиниң йүз йиллиқ тарихиға нәзәр салидиған болсақ, аталмиш “хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм” қуруш идийәси мав зедуң дәвридиму, дең шявпиң дәвридиму истемалда бар сөзлүктур. Мәйли немила болмисун, бу йәрдики “хитайчә алаһидилик” ниң йеңи бир уқум әмәслики ениқ. Бу йәрдики йеңилиқ чүшәнчиси пәқәт әслидики ғәрбчә коммунизм идеологийәсини хитайниң мәнпәәтигә мунасип шәкилдә өзгәртиштин шәкилләнгән әбҗәш уқумлуқи ашкара. Бу нуқтидин “хитайчә алаһидиликкә игә болған миллий территорийәлик аптономийә” ни чүшинишимизму тәс әмәс. Йәни, бу хил “миллий территорийәлик аптономийә түзүми” ниң хитайчә алаһидилики дәл униң хитай коммунист һакимийитиниң мәнпәәтигә уйғунлаштурулғанлиқидиндур.
Ундақта, “миллий территорийәлик аптономийә түзүми” хитайниң дөләт мәнпәәтигә қандақ шәкилдә уйғунлаштурулди?
Юқирида марксизм, ленинизм билән мав зедуң идийәсини бирләштүрүп, униңға йәнә ғәрбниң база игилики елементини қошушниң өзи сотсиялизмниң хитайчә алаһидилики икәнликини, бундақ әбҗәшликниң иҗадчиси дәл ши җинпиң болғанлиқини тилға алғанидуқ. Дәрвәқә, миллий территорийәлик аптономийәниң хитайчә алаһидиликиму дәл юқириқи қелип яки формула бойичә бәрпа қилинғанлиқи бир реаллиқ. Йәни, марксизмлиқ милләт қариши бойичә болғанда, хитайдики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған, миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи берилгән милләтләрниң һәр вақит чәклимисиз һалда өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәққи болуши керәк. Һалбуки, марксизмлиқ милләт нәзәрийәсиниң алдиға “хитайчә алаһидилик” ни қошқандила, уни хитайчилаштуруп, хитайдики барчә милләтләрни аталмиш “җуңхуа миллити” дин ибарәт хитайларни асасий гәвдә қилған тәк улус дөлитиниң юғурулма топиға еритип қошувәткили болидиған йеңи бир хитайчә идийәгә айландурғили болиду, әлвәттә.
Тарихий нуқтидин қариғанда, марксизмчиларниң һәрикәт нишанидики “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи” дегәнлик, сиясий тәқдирини өзи бәлгиләштин башқа, йәнә мустәқил болуш вә миллий дөләт қуруш мәнилирини беридиғанлиқи ениқ. Шундақла бу йәрдә тилға елинған милләтләр баравәрлики уқуминиң, һәрқандақ милләтниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқинила көрситидиғанлиқи баян қилинған. Ленинниң 1914-йили елан қилған “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи һәққидә баян” намлиқ мақалисидиму, милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиниң, бир милләтниң йәнә бир ят милләт башқурушидики дөләттин айрилип чиқип, мустәқил дөләт қурушини көрситидиғанлиқини оттуриға қойған.
Демәк, хитай бар күчи билән тәшвиқ қиливатқан аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” һәрикити, дәл хитайдики барчә милләтләрни хитай миллитигә юғуруветиш, ақивәттә хитайда “җуңхуа миллити” дин ибарәт бирла милләт ясап чиқиш һәрикитидур. “җуңхуа миллити кимлики” хитайдики барчә милләтләр тәрипидин ортақ қобул қилинғанда, хитайда аталмиш “миллий территорийәлик аптономийә” гә һечқандақ еһтияҗ қалмайду. У чағда хитай һәм “марксизмлиқ милләт нәзәрийәси” гә әмәл қилған, һәм милләтләрни йоқитип, миллий территорийәлик аптономийәниң әмәлдин қелишиға толуқ шараит һазирлиған болиду.
Шуниси ениқки, хитай бу йәрдә аталмиш “миллий территорийәлик аптономийә қануни” йолға қоюлғанлиқиниң 40 йиллиқини хатириләватқини йоқ. Бәлки өзи ишәнгән “марксизмлиқ милләт нәзәрийәси” ни хитайчилаштуруш арқилиқ, уйғур қатарлиқ милләтләрниң миллий территорийәлик аптономийә һәққини әмәлдин қалдурушқа шараит һазирлаш әмәлийәттә бу қетимлиқ йиғинниң һәқиқий мәқситидур. Буни униңдин башқа сәвәбләр билән шәрһләш артуқчә халас!
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]