Хитайда ғулғула қозғиған икки қанун вә бу қанунларниң уйғурлар билән болған алақиси

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2023.09.06
kamera-bayraq-beijing-tiananmen-AP Бейҗиң тйәнәнмен мәйданидики йол чириғиниң түврүкигә орнитилған көзитиш камерасиниң арқисида хитайниң дөләт байриқи ләпилдәватиду.2019-Йили 15-март, бейҗиң
AP

“җасуслуққа қарши туруш қануни” вә “хәвпсизликни башқуруш вә җазалаш қануни” ниң уйғурлар билән алақиси барму?

Хитайниң нопузлуқ һөкүмәт тор бәтлиридә йеқинда “хәвпсизликни башқуруш вә җазалаш қануни” ға түзитиш киргүзүш һәққидики аталмиш “амминиң пикрини елиш” тәшвиқати тарқилиш билән тәң хитайлар арисида  һәр хил муназириләргә сәвәб болди. 

Хитайниң аталмиш “хәвпсизликни башқуруш вә җазалаш қануни” хитай тәвәсидә 2006- йилидин башлап иҗра қилинишқа башлиған болсиму, йеқинда бу қанунға түзитиш киргүзүш тәшвиқатиниң оттуриға чиқиши хитайлар пуқралири арисида күчлүк әндишә қозғиған.   Техи әмдила бесиққан аталмиш “җасуслуққа қарши туруш қануни” ға түзитиш киргүзүш долқунидин кейин, мәзкур қанунға “түзитиш” киргүзүш тәшвиқатиниң оттуриға чиқиши кишини ойландурмай қалмайду.

 Мәзкур қанунниң өзгәртиш киргүзүлгән синақ нусхисиниң  34- маддисида “җуңхуа миллитиниң  миллий роһини сундуруп, көңлини йерим қилидиған кийим-кечәкләрни кийгән, бәлгиләрни ишләткәнләр; җуңхуа миллитиниң миллий роһини сундуридиған тәшвиқатларда болған, буюмларни ишләткәнләр вә гәп – сөзләрни қилғанларға җәриманә қоюш яки тутуп туруш җазаси берилиду” намлиқ бәлгилимә кишигә ихтиярсиз һалда уйғур елидә 2017 – йилидин буян йүргүзүлгән “диний әсәбийликниң 75  хил ипадиси” намида уйғурларниң зор көләмлик тутқун қилинип лагерларға қамилиш қисмәтлирини әслитиду. Әйни чағда уйғурлар һәтта ай юлтузлуқ бәлгә бар кийимләрни кийгәнлики, әссаламуәләйкум дәп саламлашқанлиқи, никаһланғанлиқи, әрәбчә китабларни оқуған, сақлиғанлиқи, телефонида әрәбчә салам-саәт сөзлири, ипадилири болғанлиқи сәвәбликла диний әсәбийлик билән әйиблинип  түрмә вә лагерларға  қамалғаниди. 

 Йиллардин буян гәрчә хитай мустәмликиси астидики уйғурлар ирқий қирғинчилиқни баштин кәчүрүватқан болсиму, әмма хитай пуқралириға нисбәтән чеградин кирип-чиқиш уйғурларға қариғанда мутләқ әркинликкә игә дәп қарашқа болатти. Әмма мәзкур қанунға түзитиш киргүзүлгәндин кейин болса, хитай пуқралириниң бихәтәрликиму чәтәлгә чиққанлиқи, чәтәлликләрдәк ясанғанлиқи, чәтәл мәһсулатлирини ишләткәнлики яки бирәр еғиз гәп – сөзни хата қилип қалғанлиқи сәвәблик тәһдиткә учриши мумкин. Йәнә техи,  аталмиш җуңхуа миллитиниң “көңлини ағритип қойған” лиқи үчүн еғир иқтисадий төләмгә қелиши яки түрмигә қамилиши мумкин.

Йәниму инчикирәк көзитидиған болсақ, уйғур елидә 2017-йили аталмиш “диний әсәбийликниң 75 хил ипадиси” елан қилиништин хели бурунла, хитай һөкүмити нөвәттә түзитиш киргүзмәкчи болған “бихәтәрликни башқуруш вә җазалаш қануни” билән көп пәрқи болмиған бир йәрлик низам иҗра қилинишқа башлиған. Йәни бу йәрлик низамниң исмиму “Җәмийәт бихәтәрликини универсал башқуруш низами” дейилгән.

 Мәзкур низам 2010- йилидин башлап иҗра қилинишқа башлиған болуп, низамниң мәзмунидин қариғинимизда аталмиш “үч хил күч” ләр болса, дөләт бихәтәрликиниң әң чоң дүшмини дәп ениқлима берилгән. Шундақла мәзкур низамда баштин – ахир “үч хил күчләргә қарши туруш” қа алақидар бәлгилимиләр  бекитилгән. Техиму һәйран қаларлиқи, пуқраларниң һөкүмәткә маслишип “үч хил күчләрни ениқлаш, паш қилиш” қатарлиқ нурғун бәлгилимилириму, нөвәттики  аталмиш “җасуслуққа қарши туруш қануни” дики бәлгилимиләр билән охшишип кетишидур. Гәрчә йәрлик низамлар билән дөләт қануни арисида зор пәрқ болсиму, әмма хитайдәк бир дөләттә чиқирилидиған қанунларниң алди билән уйғур яки тибәт қатарлиқ дөләт бихәтәрликигә тәһдит еғир дәп қаралған районларға алдин синақ қилинидиғанлиқи нурғун кишиләргә сир әмәс әлвәттә. Бу вәҗидин хитайда ғулғула қозғиған юқириқи икки қанунниң, уйғур елидә йолға қоюлған юқириқи икки низам билән мәлум алақисиниң барлиқини рәт қилалмаймиз.     

Чүнки, уйғур диярида елип берилған“ пүтүн хәлқниң  қәсәмяд”(全民亮剑) Намидики “үч хил күчләрдин чәк – чеграни айрип, мәйданини билдүрүш һәрикити” болсун, яки нөвәттә  тәшвиқ қилиниватқан  “пүтүн хәлқ җасусларни тутуш ” (全民抓间谍  )  һәрикити болсун, маһийәт җәһәттә пәрқләнмәйду. Демәк, уйғурларни “үч хил күч” категорийәсигә айрип ирқий қирғинчилиқ елип беришта, хитай хәлқиниң бу җинайәткә сүкүт қилиши билән уйғурларниң йеқинқи йилларда диний етиқади, миллий кимликидин аста – аста  ваз кечиш вә тәдриҗий хаталишишни қобул қилишқа йүзлинишиниң кәйнидә юқириқидәк хәлқ  арқилиқ хәлқни идарә қилиштәк сиясий тактикиниң муһим рол ойниғанлиқини һес қилишқа болиду. 

Җасуслуқ қилмиши асасән хитайниң дөләт мәхпийәтлики билән мунасивәтлик болуп, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң маһийитини йошуруш болса хитай үчүн нөвәттики әң муһим вә әң чоң дөләт мәхпийәтлики һесаблиниду.  Шундақла бу мәхпийәтликниң хәлқараға ашкарилиниши, әмәлийәттә хитайниң һакимийәт бихәтәрликигә әң еғир тәһдит елип келидиғанлиқиму тәбиий.

У һалда уйғурлар баштин кәчүрүп келиватқан қисмәтләрниң хитай районлиридиму омумлишиши,   ирқий қирғинчилиқниң хитай пуқралириниңму бешиға келидиғанлиқини билдүрәмду?

  Хитай мәсилисини көзитип келиватқан бир қисим анализчилар яки көзәткүчиләр йеқиндин буян дәрвәқә бу хил әндишилирини оттуриға қоюшқа башлиди.  Чүнки уйғурлар йеқинқи йилларда баштин кәчүргән бийологийәлик учурлириниң йиғивелиниши, кәң көләмлик назарәт системиси, копиратип түзүми қатарлиқ түрлүк һадисиләрниң хитай өлкилиригә кеңәйгәнлики ашкариланғаниди. Дәрвәқә, бу хил сиясәтләрниң хитай өлкилиригә кеңийиши һәр хил қиясларға сәвәб болсиму, әмма бу икки мәсилиниң арисида бир қисим пәрқләрниң мәвҗутлуқини көрүп йетишимиз тәс әмәс.  Уйғур ирқий қирғинчилиқи аталмиш “Үч хил күч” намида уйғурларни категорийәләштүрүп, хитай җәмийитидә дүшмән образини яритиш, йетим қалдуруштин кейин, уйғурларни йилтизидин йоқитиш вә хитай миллитигә сиңдүрүветишни мәқсәт қилип елип берилған ирқий қирғинчилиқтур. Әмма бу җәрянда уйғурларға йүргүзүлгән бир қисим сиясәтләрниң хитай өлкилиригә кеңийишини болса пәқәт ирқий қирғинчилиқни хәлқарадин йошуруш үчүн қолланған хәвпниң алдини елиш тактикиси дәп қарашқа болиду.   Чүнки, ши җинпиң йеқинда африқадики кесәк дөләтләр йиғинидин кейин үрүмчигә барғинида  “хитайниң қудрәт тепишида шинҗаңниң роли муһим” лиқини алаһидә тәкитлигән. Йәни бу дегәнлик, аталмиш “қудрәтлик хитай дөлити қурушниң ачқучи шинҗаңда!” дегәнлик болуп, уйғурларни бойсундурушниң өзи ши җинпиң ейтқан “дөләтниң қудрәт тепиши” ға мунасивәтлик болған чоң иш һесаблиниду. Конкрет қилип ейтқанда, уйғурларни ирқий қирғинчилиқ билән йоқитиш вә бу җинайәтни хәлқараға “җуңгочә услубта заманивилашқан йеңичә дөләт қуруш усули” қилип көрситиштә “шинҗаң мәсилиси” ниң қандақ һәл қилиниши һәл қилғуч рол ойнайду.

Бу нуқтидин қариғанда, мәйли хитайниң “җасуслуққа қарши туруш қануниға түзитиш киргүзүш” болсун яки “хәвпсизликни башқуруш вә җазалаш қануниға түзитиш киргүзүш” лири болсун, охшашла бирла мәқсәт үчүн, йәни уйғурлар үстидә өткүзгән җинайәтлирини давамлиқ түрдә йошуруп қелиш үчүн хизмәт қилидиғанлиқида шәк йоқ.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.