Хитайдики ишсизлиқниң сәвәби иқтисадий чөкүштин әмәс, бәлки хитайниң “уйғур сиясити” сәвәбидиндур
2023.09.18
Йеқиндин буян хәлқара учур васитилиридә хитайдики ишсизлиқ мәсилиси күчлүк муназирә темисиға айланди. Буниңға улапла хитай һөкүмитиниң бу йил хитай яшлириниң ишсизлиқ нисбитини елан қилмайдиғанлиқини җакарлиши, мәзкур ғулғулиларни тарихтики әң юқири пәллигә көтүрди. Шуниң билән хитайдики ишсизлиқ мәсилиси һәққидә көзәткүчиләрниң хилмухил пәрәзлири оттуриға чиқишқа башлиди. Буларниң көпинчиси нөвәттә хитай иқтисадида көрүлүватқан чөкүшкә мәркәзләшкәниди. Һалбуки, һечким мәзкур мәсилиниң уйғурлар билән толиму зич мунасивити барлиқиға диққәт қилмиди. Биз мәзкур обзоримизда бүгүнки хитайда ишсизлиқ нисбитиниң күнсайин ешип беришиниң уйғурлар билән болған мунасивити һәққидә тохтилимиз.
Әмәлийәттә хитай өлкилиридики ишсизлиқ нисбитиниң ешип бериши, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриши билән зич мунасивәтликтур.
Мәлумки, хитайниң деңиз яқиси районлири хитайниң “ислаһат” вә “ишикни ечиветиш” дәвридә алдин тәрәққий қилишқа йол қоюлған районлардур. Шуңа мәзкур районлар хели бурунла хитайниң санаәт вә ишләпчиқириш мәркизигә айлинип, иқтисадий җәһәттин күчлүк тәрәққиятларға еришкән, ишсизлиқ нисбити төвән болуп кәлгән. Әмма өткән әсирниң 80-вә 90-йиллириға кәлгәндә дуня вәзийитидә йүз бәргән җиддий сиясий өзгиришләр, җүмлидин сабиқ советләр иттипақиниң парчилиниши, берлин теминиң өрүлүши вә уйғур райони билән биваситә чегралинидиған оттура асия иттипақдаш җумһурийәтлириниң арқа-арқидин мустәқил болушидәк бир қатар драматик өзгиришләр хитайғиму тәсир көрситишкә башлиди. Бу мәзгилләрдә уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң әркинликкә һәмдә техиму йүксәк һәқ-һоқуқларға болған тәләплири күчәйди, уларниң әркинлик вә демократийә үчүн елип барған қаршилиқ һәрикәтлири уларниң өзлириниңла миллий ирадисини күчәйтип қалмастин, бәлки йәнә хитай пуқралириғиму тәсир көрситишкә башлиғаниди. Коммунист хитай һакимийитиниң һәммидин бәкрәк әнсирәйдиғини вә әсла қобул қилалмайдиғини, дәл сабиқ совет иттипақидәк парчилиниш қисмитигә қелиш иди. Бу вәҗидин хитай һәм иқтисадий тәрәққиятини сақлап қалалайдиған һәм сабиқ совет иттипақидәк ақивәткә қалмайдиған мукәммәл бир йол хәритисини сизип чиқишқа тиришчанлиқ көрсәтти. У болсиму уйғур елиниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш билән уйғурларниң нопус қурулмисини тез сүрәттә өзгәртиш иди. Чүнки хитай земиниң алтидин бир қисмини игиләйдиған бу бипаян тупрақниң асаслиқ аһалиси болған уйғурларниң нопусини шалаңлаштурғанда, шундақла уларниң орнини хитай нопуси мутләқ үстүнлүк билән игилигәндила, андин хитайни әндишигә салидиған еғир ақивәтләрниң алдини елиш имкани болатти.
Дәрвәқә, хитай һөкүмити 1999-йили “ғәрбни кәң көләмдә ечиш истратегийәси” ни йолға қоюп, хитайниң деңиз яқиси районлиридики хитай карханилириниң уйғур елиға йөткилишигә әң дәсләпки асасни яратқан иди. 2010-Йили хитай һөкүмити рәсмий йосунда “санаәт ишләпчиқиришини оттура вә ғәрбий районларға йөткәшкә йетәкчилик қилиш һәққидики тәклип” намида һөҗҗәт елан қилди. Бу йиллар хитайниң уйғурларға қарита аталмиш “қош тил маарипи” намидики хитай тили маарипини җиддий омумлаштурушқа күчәватқан, “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида уйғур нопусини хитай өлкилиригә йөткәп омумлаштуруватқан, уйғур райони “шинҗаңға ярдәм” намида хитайниң деңиз яқисидики 19 өлкисигә бөлүп бериветилгән қабаһәтлик йиллар иди. Бу йилларда уйғурлар хитай өлкилиридә “оғри-янчуқчи” аталған, уйғур елида “үч хил күч” дәп қариланған, “хәлқара терроризм” ға бағлинип пүткүл дуняда йетим қалдурулған, уйғур яшлири уйғур болғанлиқи сәвәблик ишсизлиққа мәһкум болған күлпәтлик йиллар иди. . .
Демәк, шу йилларда хитайниң уйғур нопусини хитай өлкилиригә көчүрүш вә хитай нопусини уйғур елиға йәрләштүрүш пилани көңүлдикидәк давам қилишқа башлиған иди. Коммунист хитай ишғалийити башланғандин бери, хитай аққунлириниң уйғур елиға көчүп келиши бир күнму тохтап қалмиған болсиму, әмма 1949-йилидин 2005-йилиғичә болған 50 йилға йеқин вақитта көчүп кәлгән хитай нопуси һөкүмәт истатистикисида йәнила 4 милйон 258 миң дәп көрситилгән иди. Һалбуки, 2010-йилидин кейин уйғур елидики хитай нопусиниң туғулуш нисбити шиддәт билән юқири көтүрүлгән болуп, шуниң билән бир вақитта йәнә “ихтисаслиқларни җәлп қилиш” , “кәспий хадимларға болған еһтияҗни қамдаш” , “шинҗаңға ярдәм кадирлирини қарши елиш” дегәндәк түрлүк намлар билән уйғур елиға йөткәп келингән хитай аққунлириниң сани илгирики һәрқандақ дәврдин ешип кәткән иди. Хитай мәркизий һөкүмитиниң орган гезити болған “нүр гезити” (光明日报) ниң 2021-йили 29-сентәбирдики “шинҗаңниң нопус тәрәққиятида йеңи алаһидиликләр көрүлүшкә башлиди” намлиқ баш мақалидики баянлар дәл буниң дәлилидур. Мәзкур мақалидә 2010-йилидин таки 2020-йилиғичә уйғур елиниң нопус қурулмисида зор өзгиришләр болғанлиқи, уйғурлар нопусиниң бу он йил ичидә 1 милйон 623 миң адәм көпәйгәнлики, хитай нопусиниң болса 2 милйон 174 миң адәм көпәйгәнлики, буниң ичидики 1 милйон 948 миңниң хитай өлкилиридин уйғур елиға көчүп кәлгән хитайлар икәнлики ениқ тилға елинған.
Демәк, қисқиғинә он йилда, уйғур елидики хитайларниң көпийиш нисбити уйғурлар билән анчә көп пәрқләнмәйла қалмастин, бәлки хитай өлкилиридин көчүп келип, уйғур елиға йәрлишиватқан хитайларниң көпийиш нисбити адәмни чөчүткүдәк дәриҗидә юқири болған. Техиму күлкилик йери, хитай һөкүмити бу көчмәнләрни аталмиш “шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш” намида йөткәп кәлгәнликини тәшвиқ қилиши иди.
Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси җәмийәтшунаслиқ институтиниң башлиқи, хитайдики аталмиш “уйғур мәсилиси тәтқиқатчиси” ли шявшя (李晓霞) ниң “уйғур ишләмчиләр қошуниниң тәрәққияти вә һазирқи әһвали һәққидә тәкшүрүш” намлиқ доклатидиму, 2010-йили уйғур аптоном районидики йеза ешинча әмгәк күчлириниң омумий сани 2 милйон 197 миң болуп, буниң ичидә аз санлиқ милләтләр 83. 8 Пирсәнтни игиләйдиғанлиқи; уларниң нуқтилиқ һалда ақсу, қәшқәр, хотән, или областиға мәркәзләшкәнлики тилға елинған. юқириқи вилайәт вә областлар уйғурлар нопуси зич олтурақлашқан районлар болуп, уйғурларниң ишсизлиқ нисбити мәзкур 2 милйондин артуқ ишсизларниң асасий гәвдисини тәшкил қилидиғанлиқи шәксиз. Әслидә бундақ зор миқдардики ишсизлар қошуни тәбиий һалда хитайниң деңиз яқиси районлиридики санаәт ишләпчиқириш линийәлириниң уйғур елиға йөткилишини йетәрлик әмгәк күчи билән тәминләшкә йетәтти. Һәйран қаларлиқи, 2010-йилидин кейин, уйғурлар ешинча әмгәк күчлири намида хитай өлкилиригә мәҗбурий йосунда техиму көп йөткилишкә башлиди. Һалбуки, бу мәзгилләрдә уйғур яшлири мәҗбурий йөткиливатқан хитай өлкилиридә хитай яшлириниң ишсизлиқ нисбити интайин еғир иди. Уйғурлардики ишсизлиқ нисбитиниң юқири болушиға әгишип йүз бәргини бу мәзгилдә йәнә уйғурлар нопусиниң төвәнләп кетиши һесаблиниду. “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң хитай ишлири тәтқиқатчиси адриян зенз 2021-йили елан қилған 28 бәтлик “һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ доклатида, уйғурлар нопусиниң зор миқдарда азийип кәткәнликигә даир испатлар көрситилгән.
Демәк, 2010-йилидин 2020-йилиғичә болған он йил ичидә уйғур елидики хитай көчмәнлириниң шиддәт рәвиштә көпийиши билән уйғур нопусиниң тез сүрәттә азийишини селиштуридиған болсақла, нөвәттә ғулғула болуватқан хитай яшлириниң ишсизлиқ мәсилисиниң әмәлийәттә хитай һөкүмити уйғурларни йоқитиш үчүн пиланлиқ кәлтүрүп чиқарған бир һадисә болғанлиқини чүшинәләймиз. Йәни, хитайниң деңиз яқиси районлириниң ишләпчиқириш линийәлирини уйғур елиға йөткәш пиланиниң өзила, хитай өлкилиридә ишсизлиқ нисбитиниң ешип беришиға тәсир көрситидиған муһим амил һесаблиниду. Шундақтиму хитай һөкүмити бу қәдәмни йәнила ишәнч билән алди. Хитайдики бу ишәнчниң мәнбәси дәл деңиз яқиси районлиридики ишсизлиқ арқилиқ, хитай нопусини уйғур елиға зор миқдарда көчүрүп йәрләштүрүштин кәлгән дейишкә һәқлиқмиз.
Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңму йеқинда африқадики “кесәк дөләтлири” йиғинидин қайтип удул үрүмчигә барғинида, уйғурларни хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштурушқа йетәкләш, шундақла хитай пуқралирини уйғур елиға көчүп келип игилик тикләш вә йәрлишишкә риғбәтләндүрүш һәққидә йолйоруқ бәргәниди. Шу вәҗидин нөвәттә хитайда көрүлүватқан аталмиш ишсизлиқ нисбитиниң ешип бериши, қандақтур хитай иқтисадидики чекиниш сәвәбидинла болмастин, бәлки буниң асаслиқ сәвәби дәл уйғурлардур.
***
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]