Мутәхәссисләр: уйғурларни хитайлаштурушму ирқий қирғинчилиқниң бир қисми

Мухбиримиз җәвлан
2023.02.17
xitaylashturush-mektep-xitay-tili-2.jpg Хитай һөкүмити уйғурларни хитайчилаштурушта уйғур районидики уйғур оқутқучиларни хитай тилида дәрс өтүш сәвийисигә йәткүзүш үчүн уларниң хитай тили иқтидарини өстүрүшкә 9 милйон доллардин артуқ мәбләғ аҗратқан. юқиридики сүрәттә, уйғур оқуғучилар хитай тилида дәрс аңлимақта. 2004-Йили 3-март, корла.
AFP

2009-Йил йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” хитайниң 60 йилдин бери қоллинип кәлгән “милләтләр иттипақлиқи” сияситиниң мәғлуп болғанлиқини җакарлиғандин кейин, ши җинпиң “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” шоарини оттуриға қойғаниди. Хитай даирилири әмди бу сиясәтни юқири долқунға чиқиришниң конкрет қәдәмлирини басқан.

Хитайниң “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” тори йеқинда чиқарған бир хәвәргә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт “14-бәш йиллиқ пилан мәзгилидә милләтләр иттипақлиқида илғар, нәмуничи районларни қуруш пилани” тоғрулуқ һөҗҗәт тарқатқан. Мәзкур пиланда “шинҗаңда җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләшни асас қилип, пүтүн диққәтни шинҗаңниң муқимлиқи вә әбәдий әминликини қоғдашқа мәркәзләштүрүш; сиясий ортақ гәвдә, иқтисадий ортақ гәвдә, мәдәнийәт ортақ гәвдиси вә җәмийәт ортақ гәвдиси қатарлиқ төт тәрәптин пилан түзүп, милләтләр иттипақлиқида илғар, нәмунилик районларни бәрпа қилиш хизмитини пиланлиқ, системилиқ һалда илгири сүрүш” вәзиписи бекитилгән.

Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди “җуңхуа милләтлири” дегән аталғуниң келип чиқиш тарихи һәққидә сөз қилип, униң әслидә ичкири өлкиләрдики хитай пуқралирини көрситидиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити бу пиланида, һәр қайси вилайәт (област, шәһәр) ниң тарихий мәдәнийәт алаһидилики, иҗтимаий иқтисадий асаси, милләтләрниң нопус қурулмиси вә нәмуничи район қуруш алаһидиликигә асасән 14 вилайәт (област, шәһәр) ни “милләтләр иттипақлиқини нуқтилиқ илгири сүрүш райони, милләтләр иттипақлиқини чоңқурлаштуруш вә кеңәйтиш райони, милләтләр иттипақлиқини мустәһкәмләш вә күчәйтиш райони” дегән үч районға бөлгән һәмдә буниңға мунасивәтлик 40 түрлүк нуқтилиқ вәзипә, 3 чоң қурулуш вә 2 түрлүк мәхсус һәрикәт орунлаштурған.

Хитай һөкүмити бу пиланини “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини күчәйтип, милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш хизмити” ниң “алий нусхиси” дәп атиған болуп, 2025-йилғичә 14 вилайәт (област, шәһәр) ни “милләтләр иттипақлиқида мәмликәт бойичә нәмуничи район” ға айландуруш, 90 пирсәнттин артуқ наһийә (базар, шәһәр) ни “милләтләр иттипақлиқида аптоном район бойичә нәмуничи район” ға айландуруш, 1000 дин артуқ идарә-органни “милләтләр иттипақлиқида мәмликәт вә аптоном район бойичә нәмуничи орун” ға айландуруш нишани бекитилгән.

Америкадики кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әпәнди “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси” намидики бу ассимилятсийә сиясити һәққидә тохтилип мундақ деди: “уларниң шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш, җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңи дегәнлири әмәлийәттә уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрни мәдәнийәт вә идеологийә җәһәттә өзгәртиш вә ассимилятсийә қилиш; шу арқилиқ уларниң өз тили, мәдәнийити вә диниға болған тәвәликини аҗизлаштуруш вә йоқ қилиш. Буму әмәлийәттә ирқий қирғинчилиқниң бир қисми”.

Юқириқи хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити бу пилани арқилиқ “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләшни шинҗаң хизмитиниң һәр қайси саһәлиригә баштин аяғ сиңдүрүш” мәқситигә йәтмәкчи болған һәмдә бу пиланни омумйүзлүк иҗра қилиш үчүн “рәһбәрликни күчәйтиш, сиясәт җәһәттин қоллаш, хизмәт баһалашта өлчәм қилиш, милләтләрниң қошулушиға күчлүк илһам бериш вә турмушиға капаләтлик қилиш” дегәндәк 16 түрлүк сиясәт-һөҗҗәтләрни чиқарған вә толуқлиған.

Америкадики туңган анализчи ма җү әпәнди хитайниң “милләтләр иттипақлиқи”, “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси” дегән нәрсилириниң маһийәттә башқа милләтләрни хитайлаштуруш сиясити икәнликини билдүрүп мундақ деди: “буларниң һәммиси әмәлийәттә йиллардин буян давамлишип келиватқан хитайлаштуруш җәряни. Немишқа хитайлаштуриду? чүнки хитай компартийәси шуни билидуки, охшаш милләт, охшаш идийәдики пуқраларға һөкүмранлиқ қилиш асан. Һәммиси охшаш болғанда, дөләт машинисиниң бир вентисиға айлиниду. Әгәр охшимиған милләт, охшимиған мәдәнийәт, охшимиған дин мәвҗут болса, охшимиған идийә туғулиду. Буни хитайдәк мустәбит һакимийәт қобул қилмайду. Уйғурлар яки башқа милләтләр хитайлашса хитайға пайдилиқ. Шуңа динларни хитайчилаштуруш, җуңхуа милләтлири дегәнлириниң һәммиси қуруқ гәп, хитайлаштурушла раст”.

Хитайниң “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” тори чиқарған хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, бу йил1-айниң 14-күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт рәиси әркин туняз һөкүмәт хизмитидин бәргән доклатида, буниңдин кейинки бәш йилда “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш, әң зор дәриҗидә иттипақлишип, қәлбләрни муҗәссәмләш” ни асас қилип, “милләтләр иттипақлиқи” тәрәққиятини техиму илгири сүридиғанлиқини, ислам динини хитайчилаштуридиғанлиқини баян қилғаниди.

1-Айниң 31-күни, уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәш йиғинида “җуңхуа милләтлири тарихий қаришини турғузуп, җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” темиси музакирә қилинған вә бу һәқтики вәзипиләр сиясий кеңәшниң 2023-йиллиқ пиланиға киргүзүлгән.

Юқириқиларниң һәммисидә, ши җинпиңниң 20-қурултай роһини изчиллаштуруш, җуңхуа милләтлири, йәни хитай миллити ортақ еңини күчәйтип, қәлбләрни “анарниң уруқидәк” бирләштүрүш, аз санлиқ милләтләрниң тилини хитай тилиға алмаштуруш, уларниң мәдәнийитини хитай мәдәнийитигә қошуветиш, уларниң динлирини хитайчилаштуруш нишани бәлгиләнгән.

Анализчи ма җү әпәнди һазирқидәк бундақ вәзийәттә уйғурларниң ассимилятсийә болуш хәтириниң давамлишидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “ши җинпиң вә хитай компартийәси ағдурулмиғучә, хитайдики милләтчилик йоқалмиғучә уйғурлар яхши күн көрәлмәйду. Буниңға имканийәт йоқ. Бу, уйғурлар вә шу районда яшаватқан һәр бир адәм ениқ тонуши керәк болған, қилчә шәк-шүбһиси болмиған бир реаллиқтур”.

Илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң бу “җуңхуа милләтлири ортақ еңи” дегән йеңи қалпақ, йеңи нам астида уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш суйиқәстигә қәтий қарши туруш, хәлқарада қаршилиқ қозғаш, әң муһими уйғурларниң өз тәқдирини өз қолиға елиш үчүн күрәш қилиши керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.