Журналист мияке: хитай уйғур туприқини хитайлаштурувәтти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.05.25
miyake-uyghur-mesilisi.jpg Японийәдики атақлиқ журналист мияке куниһикониң “хитай уйғур туприқини хитайлаштурувәтти” намлиқ сиясий анализ мақалисидин сүрәткә елинған. 2015-Йили май, японийә.
RFA/Qutuq

Японийәдики нопузлуқ сиясий журналлардин бири болған “вилл журнили” ниң бу йилқи 6-санида атақлиқ журналист мияке куниһикониң “хитай уйғур туприқини хитайлаштурувәтти” намлиқ сиясий анализ мақалиси елан қилинди.

Журналист мияке һазир токйодики чәтәл сиясити тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси. У, илгири японийә ташқи ишлар министирлиқида хизмәт қилған шундақла бейҗиңдики японийә әлчиханисида мәдәнийәт мәслиһәтчиси болған.

Журналист мияке мақалисиниң “уйғур тилини йоқитиш” дегән бөликидә 2002-йили бейҗиңдики японийә әлчиханисида мәдәнийәт мәслиһәтчиси болуп хизмәт қиливатқан мәзгилидә уйғур аптоном районлуқ музейниң алаһидә тәклипи билән йеңидин тепилған қәдимки асарә-әтиқиләр көргәзмә мурасимиға қатнишиш үчүн үрүмчигә барғанлиқини, музейға қоюлған уйғурларға тәвә болған барлиқ асарә-әтиқиләрниң чүшәндүрүшидә, буларни хитайниң таң, хән дәврлиригә бағлап, хитай миллитигә тәәллуқ дәп шәрһләп, әмәлийәттә буларниң һәқиқий игиси болған уйғурлар наминиң һечқандақ тилиға елинмиғанлиқи һәққидә тохтилип: “уйғурлар яратқан йипәк йолидики бу бүйүк мирасларниң хитай мәдәнийити қилип көрситилиши мени толиму биарам қилди” дәйду.

Уйғур аптоном районлуқ музей рәһбәрлириниң хитайлардин, бир қисим хизмәтчиләрниң уйғурлардин тәшкил тапқанлиқи вә икки милләт арисидики алақә тилда хитай тили асас қилинип, уйғур тилиниң аллиқачан әмәлдин қалдурулғанлиқидин ибарәт бу паҗиәдин әпсусланған аптор мақалисидә: “мән әтә әтигәндә өткүзүлидиған асарә-әтиқә көргәзмисиниң ечилиш мурасимида маңа берилгән сөзләш пурситидин пайдилинип өзүмниң чоқум уйғур тилида сөзлишим лазимлиқини қарар қилдим. Әтиси әтигәндә хитай әмәлдарлириниң һәмраһлиқида гүлдүрас алқиш садалири ичидә сәһнигә сөзгә тәклип қилиндим. Мениң хитай тилиға пишшиқлиқимдин хәвәрдар саһибханилар маңа тәрҗиман қоймиған иди. Шуңа мән тәмкин қәдәмлирим билән сәһнигә чиқип көпчиликкә салам берип, ‛әссаламуәләйкум әләйкум‚ дедим. Мениң уйғурчә салимимдин көпчилик толиму һәйран болди. Мән арқидин уйғур тилида өзүмни тонуштуруп ‛мән бейҗиңда турушлуқ японийә әлчиханисиниң мәдәнийәт мәслиһәтчиси болимән. Мән бүгүн йипәк йолида бүйүк мәдәнийәт яратқан уйғурлар билән үрүмчидә биргә болғанлиқимдин толиму хушалмән‚ дедим. Мениң раван уйғур тилимдин хитай әмәлдарлириниң көзлири чәкчийип һәйран қилишти. Һаяҗанланған уйғурлар маңа қарап хушаллинип чавак чилишти” дәйду.

Журналист мияке йиғиндин кейин өзиниң шу чағдики үрүмчи шәһирини айлинип һес қилғанлири үстидә тохтилип: “бу йәрдики хәлқләрниң тәқи-турқи, чирай шәкли, турмуш, өрп-адити вә таамлириниң пуриқи кишигә һәқиқий оттура асияни әслитиду” дәйду.

У шундақла уйғур ресторанлирида һарақ сетилмайдиғанлиқини, ислам динида чәкләнгән йемәкликләрниң пәқәтла йоқлуқини, кочилардики вивиска, елан тахтилириниң асасән уйғурчә йезилидиғанлиқини баян қилған.

Мияке мақалисиниң “уйғур елини хитайлаштуруш” намлиқ бөликидә, аридин он йилдин өткәндин кейин, өзиниң қайтидин үрүмчи шәһиригә берип көргән, аңлиғанлирини баян қилип: “уйғурлар қанчә күчигән болсиму өзлириниң юртлирини пәқәтла қоғдап қалалмиди. Мән он йил аввал көргән үрүмчи билән һазирқи үрүмчи асман-земин пәрқлиқ,дуканларға есилған вивискилар, рәстләрдики елан тахтилиридики йезиқлар пүтүнләй хитайчә, шәһәр хитайчә услубидики қурулушлар билән толған, уйғурлар нами ‛шинҗяңлиқлар‚ ға өзгәргән” дәйду.

Аптор мақалисиниң бу қисмида йәнә, уйғурларға хитай мәдәнийитиниң мәҗбурий теңилғанлиқи, уйғур мәдәнийитиниң зор бузғунчилиққа учриғанлиқи һәққидә өзиниң бир қатар қарашлирини оттуриға қоюп:“хитайниң сахта тәшвиқатлирида уйғурларниң мәдәнийити сақлап қилинди дейиливатқан болсиму, әмәлийәттә уйғур мәдәнийити бузғунчилиққа учрап вәйран болған” дәйду.

Мақалидә аптор өзи чүшкән меһманханидики бир хитай хизмәтчиниң үрүмчи шәһири һәққидә ейтип бәргәнлирини баян қилип, һазирқи вақитниң өзидә үрүмчи шәһириниң мәркизи районлирини 80% хитайлар игиләп болғанлиқини шундақла уйғурларниң шәһәр сиртиға сиқип чиқирилғанлиқини көрсәткән.

Журналист мияке мақалисиниң “хитайлар уйғурларни террорчи дәп атайду” дегән бөликидә болса, хитай уйғурларни террорчилар дәп атап хәлқара җәмийәткә өзиниң террорниң қурбани болуватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма уйғур елида һечқандақ террорчиларниң йоқлуқини, уйғурлар террорлуқ һәрикәтләрни қоллимайдиған, тинчлиқни сөйидиған,адаләткә моһтаҗ болуватқан бир хәлқ икәнликини баян қилған.

Мақалиниң мәзкур қисмида аптор шунчә көп йәр асти байлиққа игә болған уйғур елидики уйғурларниң кәмбәғәл, намрат икәнликини, уларниң әнсизлик, паракәндичилик ичидә,кәмситиш вә хорлуққа учрап хитайлардин қорқуп яшайдиғанлиқини,хитай миллитиниң болса шадлиқ вә баяшатлиқ ичидә турмуш кәчүридиғанлиқини алаһидә әскәрткән.

Атақлиқ журналист мияке мақалисиниң бу қисмида 11-сентәбир вәқәсидин кейин хитай һөкүмити хәлқара террорлуққа қарши туруш һәрикитидин пайдилинип уйғурларни террорлуққа бағлап, уларни қораллиқ бастуруп уйғур тилини, маарипини йоқ қиливәткәнликини, әмдиликтә болса уйғурларни оттура шәрқтики “ислам дөлити” тәшкилатиға бағлап, уларни йәнә қайтидин бастурушқа өткәнликини илгири сүргән.

У мақалисидә, бейҗиң һөкүмити уйғур хәлқиниң дәрдигә қулақ салмай, уларниң һәқ-һоқуқиға һөрмәт қилмай, бу хилдики уйғурларни кәмситиш сияситини давамлаштуруверидиған болса, ақивәттә бу хил сиясәт уйғурларни хитай компартийәсигә қарши радикал һәрикәтләрни елип беришқа мәҗбурлап қойидиғанлиқи, уйғур елида үзлүксиз давамлишиватқан хитай милләтчилики йәрлик хәлқләрниң хитайларға қарши бир қисим һәрикәтләрни елип беришиға түрткә болуп қилиш еһтималлиқи һәққидә тохталған.

Мақалидә йәнә 5-июл үрүмчи вәқәсигә аит бир қисим сүрәтләрму берилгән.

Ахирида зияритимизни қобул қилған хитайдики азсанлиқ милләтләр ишлири тәтқиқатчиси һюма мәзкур мақалә аптори, атақлиқ журналист мияке һәққидә тохтилип мундақ деди:
‏-Мияке әпәнди, ялғуз журналист болуп қалмастин, бәлки у, японийә һакимийәт қатлимидики дөләт сияситини турғузуш вә бекитиш шундақла японийә ташқи сияситини бәлгиләштәк һакимийәт ишлирида муһим вәзипиләрдики шәхсләрдин бири. У, узундин буян хитайдики уйғурлар мәсилисигә көңүл болуп келиватиду.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.