Көзәткүчиләр: “хоңкоң бундин кейин уйғур елидәк идарә қилиниши мумкин”
2022.01.10
Хитай һөкүмитиниң хоңкоңдики қамалини күчәйтиши вә у йәрдики демократик һәрикәтләрни қаттиқ қоллуқ билән бастуруши хәлқарадики демократийә вә кишилик һоқуқ тәрәпдарлири арисида зор әндишә қозғаватқан бир пәйттә, уйғур елидики һәрбий бастурушларға башламчилиқ қилған генерал майор пең җиңтаңниң хоңкоңдики хитай азадлиқ армийәси гарнизониға қомандан қилип әвәтилиши зор ғулғула пәйда қилди.
Хитай хәлқ қораллиқ сақчи қисимлириниң муавин башлиқи болған пең җиңтаң илгири уйғур елида турушлуқ қораллиқ сақчи қисимлириниң шитаб башлиқи болған болуп, у районда аталмиш “террорлуққа қарши туруш” намидики зәрбә бериш һәрикәтлиригә йетәкчилик қилған вә аталмиш “террорлуқ” қа зәрбә бериштә алдинқи сәптә турған “тағ бүркүти зәрбидарлар әтрити” намлиқ алаһидә қисимни тәшкилләп чиққан.
Муһапизәтчи гезитиниң хәвәр қилишичә, у бундин 3 йил бурун хитайниң һөкүмәт авази болған шинхуа агентлиқиниң зияритини қобул қилғанда “бу әтрәт 2018-йили атқан оқниң сани шинҗаңдики башқа барлиқ бихәтәрлик қисимлириниңкидин 3 һәссә көп, бизниң һәр бир пай оқ җәң мәйданиға қаритилған” дегәникән.
Америкадики хитай ишлири тәтқиқатчиси доктор андерс корниң радийомизға ейтишичә өзиниң уйғур елида қилған зораванлиқлиридин пәхирлинип туруп сөз ачидиған бириниң хоңкоңға келиши хоңкоңлуқлар үчүн бир зор бәхтсизлик, деди. “бу һәқиқәтәнму бир бәхтсизлик. Пең җиңтаң йиллардин бери хитай компартийәсиниң уйғур елидики бастурушлириға рәһбәрлик қилған. У йәрдә һазир ирқий қирғинчилиқ йүз бериватиду. Хәлқара җәмийәтниң ирқий қирғинчилиқни шунчә қаттиқ әйиблишигә қаримай хитайниң пең җиңтаңни хоңкоңға йөткәп келиши хоңкоңлуқлар үчүн бәк яман хәвәр. Пең җиңтаң өзи рәһбәрлик қилған әтрәтниң уйғур елидики башқа һәрқандақ қораллиқ қисимларниң йиғиндисидинму көп оқ атқанлиқидин йәни, өзиниң уйғурларға қилған қораллиқ зораванлиқидин махтинип туруп сөз ачидикән. Мана мушундақ бириниң хитай тәвәсидики әң ахирқи әркин шәһәргә йөткәп келиниши шумлуқниң бешарити”.
Мәлум болушичә, пең җиңтаң йетәкчиликидики бу “тағ бүркүти” әтрити өткән йили хитай дөләт рәиси ши җинпиң тәрипидин уйғур елида аталмиш “91 нәпәр террорчини өлтүрүп, террорлуққа зәрбә бериштә зор рол ойниған” дәп тәқдирләнгәникән.
Хитай компартийәсиниң авази болған “пайдилиниш хәвәрлири” әйни чағда бу “тағ бүркүти зәрбидарлар әтрити” қурулғанда тарқатқан хәвиридә “‛тағ бүркүти зәрбидарлар әтрити‚ ниң бәрпа болуши шинҗаңниң, һәтта хитайниң террорлуққа қарши туруш вәзиписини орунлайду. Улар қийинлиқ дәриҗиси юқири болған вәзипиләрни орундайду” дәп язған.
Хәлқаралиқ кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мая ваңниң қаришичә, хитай һөкүмити хоңкоңда һазир “террорлуқ” дегән сөзни барғансери көп қоллиниватқан болуп, хоңкоңниң бундин кейин уйғур елидәк идарә қилиниши еһтималдин узақ әмәскән. У мундақ дәйду:
“мән буни наһайити зор, көрүнәрлик вә шумлуқларчә бир тәрәққият, дәп қараймән. Һазирқи йөнилиштин қариғанда хитай һөкүмити хоңкоңдики әндишилириниң дәриҗисини террорлуққа көтүрүватиду. Адәттики тинчлиқпәрвәр һәрикәтләрни вә тәнқидләрни террорлуқ дәп сүпәтләватиду. Террорлуқ сөзиниң барғансери көпийиши билән тәң пең җиңтаңниң йөткәп келиниши яхшилиқниң аламити әмәс, бундин кейин террорлуқ кәлимәси хоңкоңда йәниму көп қоллинилиши мумкин. Мәнчә бу хоңкоңниң кәлгүсидә худди уйғур елидәк вә тибәттәк башқурулидиғанлиқиниң бешарити”.
Дуняниң әң муһим сода мәркәзлириниң бири болған вә давамлиқ һалда иқтисадий тәрәққият, хәлқаралиқ сода дегән ибариләр билән бирлишип кәткән хоңкоңниң бүгүнки күндә уйғур елидин ибарәт ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт йүз бериватқан җайда вәзипә алған хитай генерал майор пең җиңтаң билән бирликтә яд етилиши хәлқаралиқ мәтбуатларниңму күчлүк диққитини қозғиди. Нурғун нопузлуқ ахбарат органлири буни кәң хәвәр қилди. Андерс кор әпәнди болса хитайниң хоңкоңдәк чоң иқтисадий базини мутләқ контрол астиға алимән дейишиниң хаталиқини билдүрди. У мундақ деди: “хитай компартийәси хоңкоң вә тәйвәнгә охшаш демократийә, пикир вә ахбарат әркинликидин һузурлинип яшаватқан хәлқниң хитайдики пуқралар үчүн бир өрнәк болуп қелишини қәтий халимиди. Уни өзиниң һакимийити үчүн зор тәһдит дәп қарап уни мутләқ контрол астиға алмақчи болди. Әмма хитай компартийәси хоңкоңда наһайити зор хаталиқ садир қиливатиду. Хоңкоңниң иқтисадий тәрәққиятиниң һазир илгирикидин төвәнләп кәткәнликини нәзәрдә тутқанда хитай һөкүмити наһайити зор истратегийәлик вә услуб хаталиқи садир қиливатиду, дәп қараймән. Әслидә бу ши җинпиңниң өзиниң дуняви күч болушـтәк нишаниға йетиши үчүнму пайдисиз бир әһвал иди. Әмма хаталиқ өткүзүш ши җинпиңгә охшаш диктаторларниң қечип қутулалмайдиған ақивитидур. Чүнки диктаторларниң әтрапи пүтүнләй раст гәп қилалмайдиғанлар билән оралғанлиқтин, улар даим хата қарарларни берип мәғлуп болушқа йүз тутиду”.
Хитайниң һөкүмәт таратқулириниң хәвиридин қариғанда, пең җиңтаң вәзипини тапшурувалғандин кейин қилған сөзидә өзиниң йеңи тәйинләнгән хизмитидә гарнизонниң барлиқ әзалири билән йеқиндин һәмкарлишип, хитай компартийәсиниң вә дөләт рәиси ши җинпиңниң буйруқиға әмәл қилип, дөләтниң игилик һоқуқи вә бихәтәрлик мәнпәәтини қәтий қоғдайдиғанлиқини ейтқан. Һалбуки тәтқиқатчи мая ваң болса бесим болған йәрдә қаршилиқниң болидиғанлиқини, қаршилиқларниң келәчәктиму үзүлүп қалмайдиғанлиқини тәкитлиди.