Ялқун розиниң “киришип қалидиған” характери
2021.09.10
Ялқун розиниң рәсимигә һәр қарисам, мәрһум профессор абдукерим рахманниң уни “киришип қалидиған адәм” дегән баһаси есимгә келиду. ялқун розиниң шундақ киришип қалидиған миҗәзи униң уйғур обзурчилиқи, нәшриятчилиқи вә маарипидики төһписигә түрткә болди. Униң қамақта тартилған рәсимидики қайтмас җасаритиму муһаҗирәттики чүшкүн роһларни ойғатти, ғәмкин көңүлләрни көтүрди. Униң қамақтики җәсур симаси уни дава сәйнасиға чиқирип биһудә азап чекиватқан һөрмәтлик шәхсләрниң образиға айландурди.
1. Киришип қалидиған адәм
2000-Йилларниң бешида ялқун рози чиқарған “мәмтили әпәнди”, “тәклимакандики алтун колдурма” дегән китаблар қизғинлиқ қозғивәтти. Бу қизғинлиқ мәктәпләр, сорунлар вә дәрсханиларға қәдәр йейилди. Қизил бинадики бир қетимлиқ дәрстә юқуриқи китаблар тәнқидий йосунда тилға елинди. Бир қанчәйлән обзур йезилиши керәкликини тәвсийә қилди. Рәһмәтлик абдукерим рахман уларни тосуп: “ялқун розиниң китабиға ким обзур язса, шуниң билән киришип қалидикән, шуңа язмаслиқ керәк,” деди.
Шундин кейин ялқун розиниң талай қетим “киришип” қалғанлиқиға шаһит болдум. Болупму уйғур йеңи маарип һәрикитиниң башлиниши вә бу һәрикәтниң байрақдари мәмтили тәвпиқ темисида ялқун рози һәқиқәтәнму киришип қалди. У артушта уйғур йеңичә маарипиға ул салған баһавудун мусабай вә һүсәйин мусабайларниң һәйкилини икисақ башланғуч мәктипигә тикләтти. У йәнә мусабайлар җәмәтиниң тәҗрибиси арқилиқ уйғур иқтисадиға илһам бәрди.
Ялқун рози али мәктәптики устази абдушүкүр муһәммәтимин һәққидиму “киришип қалди”. У мәрһумниң әсәрлирини толуқ нәшир қилдурди. Бу китаблар арқилиқ устазниң йиқилмас мәнәвий мәңгү тешини тикләп чиқти. У артуштики маарипчилар һәққидә мәхсус китап чиқарди. Мәмтели әпәнди туғулған буямәт йезисиға мәмтели әпәндимниң музийини ясашқа тәшәббускар болди. Мәмтели әпәндиниң өлчәмлик рәсимини тепип, даңлиқ рәссам абдушүкүр көк әпәндигә сиздурди. ялқун рози өзи ялғуз вуҗутқа чиқарған юқириқи ишлардин абдукерим рахманниң “киришип қалидикән” дегән бу сөзиниң растлиқи бир қанчә қетим испатланди.
2. У өзини инкар қилалиған
Ялқун розиниң өзи хата өзләштүргән қарашларни инкар қилишида бир қәтийлик бар иди. Болупму униң уйғур йеңичә маарипниң тарихи һәққидә хата муқимлашқан чүшәнчиләрни инкар қилишиму тәқдирләшкә сазавәр иди. Уйғур йеңичә маарипи 1885-йили артушниң екисақ йезисида қурулған башланғуч мәктәп билән башланған дегән қараш 80-йиллардин башлап таки 2000-йилларғичә нопузлуқ билинип кәлгән иди.
Ялқун рози өзиму “мәмтили әпәнди” дегән китабида шундақ язған. Әмма у кейинки издинишләр җәрянида өзи китабида муәййәнләштүргән қарашни инкар қилип, екисақ башланғуч мәктипиниң 1914-йили қурулғанлиқини ениқлап чиқти. Әлвәттә, бундақ өзи яқлап чиққан, кишиләр асасән қобул қилған қарашниң хатасини өзи инкар қилиш җасарәт тәләп қилиду. Өзиниң хатасини өзи байқап, өзини-өзи инкар қилишқа җүрәт қилиш һакиммутләқ түзүм астида шәкилләнгән уйғур җәмийитидә аз учрайдиған иш иди.
Ялқун розиниң қәтийлики, қәйсәрлики, әқидә қилған ишни киришип туруп қилидиған изчиллиқи уйғур җәмийитигә көмүлүп қелиш алдида турған тәвпиқ роһини қайтуруп бәрди. Униң устази абдушүкүр муһәммәтимингә болған вападарлиқи мәзкур көп қирлиқ, мол-һосуллуқ алимниң симасини уйғур оқурмәнләрниң көз алдида нурландурди.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.