Хитайниң “тилла төкүлидиған дәрәх” игә айланған уйғур яңақлири
2024.05.09
Хитай һөкүмәт таратқулириниң илгири сүрүшичә, уйғур ели нөвәттә хитайдики иккинчи чоң яңақчилиқ базисиға айланған. Хәлқаралиқ мевә вә көктат учурлири тори болған “FreshPlaza” ниң 7-марттики бир хәвиридә дейилишичә, 2024-йили уйғур елиниң мевә експорти алдинқи йилиниң охшаш мәзгилдикидин икки һәссә ашқан болуп, буниң ичидә яңақ експорт миқдари әң юқири рекорт яратқан икән.
Уйғур районидики яңақлиқлар асаслиқи тарим ойманлиқиниң ғәрбий-җәнубий қисмидики уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан бостанлиқларға тарқалған болуп, қәшқәрдин хотәнгичә болған линийәдики нәччә онлиған наһийә вә йүзлигән йеза-кәнтләр әң сүпәтлик яңақ чиқидиған районлар һесаблиниду. Болупму йәркән, қағилиқ вә хотәнни мәркәз қилған җайларда пости непиз, меғизи қелин вә тәмлик, сүпити юқири болған қәғәз яңақлири билән мәшһурдур. Шуңиму яңақчилиқ бу җайлардики уйғур деһқанлириниң әсирләрдин буян давамлаштуруп кәлгән әң муһим бағвәнчилик игиликиниң бири болуп кәлгән.
Һалбуки, кейинки йилларға кәлгәндә уйғур дияриниң яңақлири хитай миқясида кәң көләмдә истемал қилинишқа, базардики нәрхи йилсери өрләшкә башлиған. Буниң нәтиҗисидә хитай һөкүмити йеқиндин буян уйғур елиниң яңақчилиқини техиму көләмләштүрүп, яңақ мәһсулатлирини хәлқара базарларға екиспорт қилишқа башлиған. Ундақта, йәрлик уйғур деһқанлири хитай ичи вә хәлқараға йүзләндүрүлгән уйғур елидики яңақчилиқниң иқтисадий қиммити вә әмәлий пайдисидин мәнпәәтләндиму-йоқ? буниң уйғурлар билән қанчилик әмәлий бағлиниши бар? шунчә тез сүрәттә көләмләштүрүлгән вә уйғур дияриниң мевә-чевә екиспортидики әң юқири рекортни яратқан яңақ мәһсулатиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивити зади қанчилик?
Бу соалларға җаваб бериш үчүн мәсилиниң әсли маһийитигә қарап бақайли!
Биз уйғур елидики яңақчилиқ вә яңақ мәһсулатлири елип кәлгән иқтисадий қиммәтниң йәрлик уйғурларға һечқанчә мәнпәәт бәрмигәнлики, бәлки буниң пайдисини хитай мевә-чевә екиспорт ширкәтлириниң көрүватқанлиқини хитай һөкүмәт таратқулири тарқатқан хәвәр вә учурлардин ениқ көрүвалалаймиз. Биз буниң үчүн уйғур аптоном районлуқ тәрәққият-пилан комитетиниң 2019-йили 10-майдики бир хәвиригә нәзәр ағдурсақла, буниң ич йүзини ениқ һес қилалаймиз. Чүнки бу хәвәр бизгә мәсилиниң маһийитини шәрһийиләп бериду. Хәвәрниң темиси “Шинҗаң мевичилик гуруһи деһқанчилиқ кәспий копиратипиниң ярдимидә намратлиқни йәңди” дейилгән. Хәвәрдә дәл аталмиш “шинҗаң мевичилик гуруһи” ниң хотән наһийәси бағчә кәнтиниң яңақчилиқ кәспини қандақ тәрәққий қилдурғанлиқи баян қилинған. Йәни мәзкур ширкәт бағчә наһийәсидики 44 деһқанчилиқ кәспий коператипи арқилиқ 15 миң уйғур аилисиниң 58 миң мо терилғу йерини тартивалған. Тартивелинған йәрләрдә яңақчилиқни көләмләштүрүп териш базилирини тәсис қилип, йәнә шу йәрлири тартивелинған деһқанларни яңақчилиқ базилириниң әрзан әмгәк күчи яки қул ишчиси қилип ишләткән.
Хитайниң уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлирини тартивелиши йеқинқи мәзгилләрдила көрүлгән һадисә болмастин, бәлки узун йиллардин буян изчил давам қиливатқан мәсилидур. Болупму хитай аталмиш “намратлиқни йилтизидин йоқитиш” ни баһанә қилип, уйғур елини хитайниң 19 өлкә вә шәһиригә бөлүп бәргәндин кейин, уйғур деһқанлирини йәрсизләштүрүш сиясити техиму радикал шәкилдә давам қилди. Бу нәтиҗисидә бүгүнки күндә нурғунлиған уйғур деһқанлири йәрсиз, тупрақсиз ялланма әмгәкчиләргә айландурулди. Хитайниң аталмиш “шинҗаңға ярдәм” тәшвиқатлирида, уйғур деһқанлири деһқанчилиқ техникисини яхши билмигәнлики үчүн хитай деһқанлиридәк бейип кетәлмигәнлики илгири сүрүлгән болса; “шинҗаңға ярдәм үчүн кәлгән” хитайлар болса худди йәрлик уйғурларни намратлиқтин қутулдурған шапаәтчиләрдәк қилип көрситилди. Вәһаләнки, мустәмликичиләрниң тарихтин буян өз җинайи қилмишлирини пәрдазлап көрситиш яки һәқлиқләштүрүш үчүн, мушу хилдики шекәр ялитилған тәшвиқатларни қилип кәлгәнлики һечкимгә сир әмәс, әлвәттә! шундақ болушиға қаримай, хитай тәшвиқатлири дөләтниң күчи вә сиясәтниң қоллиши билән елип берилидиған болғачқа, мәйли хитай ичидә болсун яки хәлқарада болсун, уйғурларниң бешиға келиватқан бу күлпәтләрниң су йүзигә чиқиши интайин қийин болмақта.
Әмәлийәттә, хитайниң аталмиш “шинҗаңға ярдәм пилани” ниң әсли мәқситиниң йәрлик уйғур деһқанлирини намратлиқтин қутулдуруш болмиғанлиқи бәш қолдәк ениқ бир һәқиқәт. Шуниси ениқки, уйғур деһқанлири өзлириниң әқил-парасити вә җапалиқ әмгики арқилиқ, тәклимакандәк сусиз чөл-җәзиридә кимхабтәк гүзәл бостанлиқларни бәрпа қилған вә һаятлиқ макани яратқан меһнәткәш бир хәлқтур. Әнқәрә университетиниң герман тили вә әдәбияти оқутқучиси, доктор м. Шүкрү аққая өзиниң “уйғурлар вә уйғур мәдәнийити” намлиқ мақалисидә, уйғурларда терим вә деһқанчилиқ игиликиниң наһайити тәрәққий қилғанлиқини, болупму алаһидә суғуруш системисиниң уйғур бағвәнчилики вә териқчилиқиниң тәрәққий қилишида муһим рол ойниғанлиқини тилға алған. У йәнә археологийәлик қидирип тәкшүрүшләрдә запас турпан вә тарим ойманлиқидин ашлиқ, үзүм шәрбити содиси қатарлиқларға аит нурғунлиған һөҗҗәтләрниң тепилғанлиқини буниң дәлили сүпитидә көрситип өткән.
Уйғурлар арисида “беғи йоқниң җени йоқ” дегән тәмсилниң болушиму, уйғурларниң турмуш вә ишләпчиқириш адәтлиридә көкәртишкә алаһидә әһмийәт берип кәлгән бир хәлқ икәнликиниң дәлилидур. Уйғурлар өзи олтурақлашқан җайларда гүл-гияһ вә түрлүк мевилик көчәтләрни тикип, бағ-варан бәрпа қилип адәтләнгән. Шу сәвәбтин уйғурлар олтурақлашқан һәрқандақ бир йеза-кәнт яки мәһәллиләр бүк-барақсан бағлар билән оралған болиду. Йиғип ейтқанда, бостанлиқ вә бостанлиқларда яритилған бағвәнчилик әнәниси уйғурларниң мәдәнийәт алаһидиликини характерләйдиған муһим бәлгиләрниң бири һесаблиниду.
Уйғурларниң турмуш адитидә деһқанчилиқтин қалсила бағвәнчилик иккинчи орунда туридиған муһим игилик шәклидур. Шуңа тәклимаканни бостанлиққа айландуруп яшап кәлгән уйғурлар, өз тупрақлирини йәнә мәшһур мевә-чевә маканиғиму айландурған.
Уйғур деһқанлириниң намратлиқ патқиқиға петишини кәлтүрүп чиқарған түп амилниң, хитай мустәмликиси вә униң уйғур районидики қорғани һесабланған биңтуән икәнликини хитайниң бир қисим һөҗҗәт-язмилириму ашкарилап көрсәткән. Бу вәҗидин хитай 1975-йили аталмиш “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни тарқитиветишкә мәҗбур болғаниди. Әмма аридин бир қанчә йил өтмәйла, хитай мәркизий һөкүмити биңтуәнни әслигә кәлтүрмисә, уйғур елидин айрилип қелиш хәвпигә дуч келидиғанлиқини чоңқур һес қилған. Шуниң билән 1980-йилларниң башлириға кәлгәндә хитай мәркизий һөкүмити ваң җенниң күчлүк тәвсийәси билән уйғур районида биңтуәнни қайтидин әслигә кәлтүрди. Бу, “мәдәнийәт инқилаби” ахирлашқандин кейинки хитайниң “ислаһат” вә “ишикни ечиветиш” сияситиниң кичиккинә сайисидә әмдила бир аз әркин нәпәс еливелиш пурситигә еришкән уйғурларни қайтидин бесим вә намратлиқ кризисиға йүзләндүрди. Асасий еқимдин чәтләштүрүш вә намратлиқта қоюш сиясити ақивәттә бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң асасини һазирлиди. Уйғурларниң пүткүл милләт гәвдиси билән хитайниң ирқий қирғинчилиқиға учриши билән тәң, уйғурларниң деһқанчилиқ вә бағвәнчилик саһәсиму тәбиий һалда хитай мустәмликичилириниң монополлуқиға өтти. Уйғур деһқанлири болса терилғу йәрлири тартивелинип, йезилардики ешинча әмгәк күчигә вә ялланма ишчиларға айландурулди.
Демәк, биз юқирида тилға алған “шинҗаң мевичилик гуруһи” пәқәт хотән наһийәсиниң бағчә йезисидики 15 миң уйғур деһқан аилисиниң йеринила тартивалған болмастин, бәлки яңақчилиқ кәспини уйғур елида көләмләштүрүш үчүн, Ақсу вилайити, қәшқәр вилайити, хотән вилайитидики нурғунлиған йеза, базарларда яңақ териқчилиқ базилирини тәсис қилған. Бундақ базиларниң тәсис қилинишиму тәбиий һалда шу йәрләрдики уйғур деһқанлириниң йәрлирини тартивелиш билән рояпқа чиққан. Ечинарлиқи шуки, бу базиларда уйғур ялланма деһқанлириниң қуллуқ әмгики билән мол-һосул бәргән вә хитай ширкәтлири тәрипидин “шинҗаңниң алаһидә йәрлик мәһсулати” дегән марка чапланған уйғур яңақлири, уйғур деһқанлирини мәҗбурий әмгәк билән азаблайдиған, әмма хитай мустәмликичиләрниң янчуқини томлайдиған “тилла төкүлидиған дәрәх” болуп қалған.
***Бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.