Хитайниң, уйғурларниң японға қарши уруштики ярдимини давраң қилиштики ғәризи немә?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.08.31
yapongha-qarshi-parat.jpg Хитай японға қарши урушниң ғәлибисини қолға кәлтүргәнликиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән 3-сентәбир бейҗиңда өткүзмәкчи болған һәрбий паратиға тәйярлиқ қиливатқан һәрбийләр. 2015-Йили 23-июл, бейҗиң.
XINHUA

Уйғур зиялийлири хитайниң япон мустәмликисидин қутулуши үчүн төһпә қошқан уйғурларниң, бүгүн хитайниң мустәмликисидин қутулуш йолида җан талишиватқанлиқини, уйғурлар у чағларда “бөридин қутулуп йолвасқа тутулған” лиқини тилға елишмақта.

Хитай мәтбуатлири фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқини тәбрикләш пәйтидә, уйғурларниңму фашизмға қарши урушниң ғәлибиси үчүн зор төһпиләр қошқанлиқини тохтимай давраң қилишмақта. Уйғур аптоном районлуқ парткомниң зувани болған шинҗаң гезитидә бу хусуста көпләп мақалиләр елан қилинди. Буларда 1938 - йилидин 1942 - йилиғичә болған арилиқта уйғурларниң японға қарши урушниң алдинқи сепигә ярдәм бериш үчүн уйғур вәтинидә көп қетим ианә топлаш паалийәтлири елип барғанлиқи тәкитләнди. Бу ианә паалийәтлиридә уйғурлар “өзлириниң аманәт пули, алтун, күмүшлири, мәрвайитлирини ианә қилған” дин сирт, 4 милйон йүрүш пахтилиқ җилиткә, 5 милйон йүрүш кона кийим, 200 миң йүән пулни хитайға әвәтип бәргән. Мақалиләрдә йәнә, японға қарши урушниң алдинқи сепигә оғуллирини әвәтмәкчи болған уйғур деһқанлириниңму барлиқи тилға елинған.

Хоҗа ниязһаҗи қозғилиңи йеңила ахирлишип, үч вилайәттә шәрқий түркистан җумһурийити дуняға келиш һарписида болуп өткән бу ишлар һәққидә тохталған д у қ нәшрият-тәшвиқат комитети мудири пәрһат муһәммиди әпәнди,әгәр шу заманда хитай мәғлуп болған тәқдирдә, уйғурларға шәрқий түркистан җумһурийитини сақлап қелиш пурсәтлири туғулуши мумкинликини тилға алди.

Пәрһат муһәммиди әпәнди сөзидә, хитайниң бүгүн бу хил тәшвиқатни қанат яйдурушидики ғәрәзлириниң һәргизму уйғурларниң тарихий төһпилиригә рәһмәт ейтиш, уйғурларниң фашизмға қарши күрәшкә қошқан һәссисини яд етиш, тәқдирләш әмәс, бәлки “уйғур вәтини әзәлдин хитайниң бир қисми, уйғур-хитай бир аилә кишилири иди” сәпсәтисини испатлаш вә уйғурларниң хитайға болған садақитини күчәйтиштин ибарәт икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.