Ғәрб көзәткүчилириниң баһалири - “хитай өз тарихи билән чиқишалмайду”

Мухбиримиз ирадә
2015.09.01
yapongha-qarshi-ghelbe-parat-1.jpg Хитай әскәрлири, 3-сентәбир күни өткүзидиған японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимида параттин өтүшкә тәйярлиқ қилмақта. 2015-Йили 23-июл, бейҗиң.
XINHUA

Хитай һөкүмити 3-сентәбир күни өткүзидиған японға қарши урушниң ғәлибисиниң 70 йиллиқини зор мурасим билән хатириләш алдида турмақта. Хитай һөкүмитиниң аридин нурғун йиллар өткән бүгүнки күндә япон таҗавузчилиқини қайта көтүрүп чиқирип, зор дағдуға қилиши чәтәлләрдики көзәткүчиләрни һәйран қалдурди. Көзәткүчиләр бу мурасимни хитай компартийисиниң өз тарихи билән чиқишалмайдиған тәбиитиниң мәһсули дәп қаримақта вә бу мәсилигә дуняниң алаһидә диққәт қилип, хитай һөкүмитиниму тарихтики хаталиқлири үчүн җавабкарлиққа тартиши керәкликини билдүрмәктә.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитай һөкүмити 3-сентәбир пәйшәнбә күни өткүзүш алдида турған зор көләмлик парат алдида барлиқ телевизийә қаналлирида универсал программиларни чәкләп, японға қарши уруш мәзгиллиригә аит филимларни, һөҗҗәтлик филимларни улап тарқитип, япон таҗавузчилиқини күчәп тәшвиқ қилишқа башлиди. Ундақта, хитай коммунист һакимийитиниң контроллуқидики мәтбуатларда һәқиқәт зади қанчилик дәриҗидә йорутулуватиду? чәтәлләрдики көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң 2-дуня урушиға аит һәқиқий тарихни өзиниң мәнпәитигә хизмәт қилдуруш үчүн бурмилаватқанлиқини, хитай пуқралириниң һәтта нурғун чәтәлликләрниңму хитай һөкүмитиниң ялған тарихлириға алдинип қеливатқанлиқини билдүрмәктә.

Америка дөләт ишлири министириниң асия дөләтлиригә мәсул сабиқ ярдәмчиси, 2049 иш пилани институтиниң башлиқи рандал ширивер дипломат гезитидә “хитай өз тарихи билән чиқишалмайду” мавзулуқ бир мақалә елан қилип, мана бу пикирни оттуриға қойди. У хитай һөкүмитиниң 2-дуня урушида японийә үстидин қилған ғәлибисини тәшвиқ қилиш үчүн барлиқ тәшвиқат аппаратлирини ишқа салғанлиқини, бу аппаратларниң сайисидә хитай компартийисиниң бу урушта қандақ бир шараит астида ғәлибә қилип қалғанлиқиниң пүтүнләй нәзәрдин сақит қилинидиғанлиқини әскәртип “хитайниң тарихни өз алдиға бундақ бурмилишиға дуня сүкүт қилмаслиқи керәк” дәп әскәрткән. У мақалисидә мундақ дегән:
-Хитай һөкүмитиниң еғизи болуватқанлар бизни өтмүши билән йүзлишишни халимайватқан тәрәпниң пәқәт японийә икәнликигә ишәндүрди. Әмәлийәт болса улар ялғуз әмәс. Әмәлийәттә тарихни бурмилайдиған, қайта язидиған вә нурғун тарихи пакитларни өзиниң сиясий мәқсити үчүн йоққа чиқиридиған әң еғир җинайәтчи хитайниң өзи. Биз бу мәсилигә җиддий қаришимиз керәк, чүнки хитай бу арқилиқ һәқиқәтән нәтиҗигә еришиватиду.

Аптор тарихий мәсилиләргә баһа бәргәндә обйектип болушниң муһимлиқини тәкитләп, хитай һөкүмити дунядин йошуруватқан тарихий пакитларни төвәндикидәк баян қилған:
Хитай компартийиси 1931-1945 йиллири арисидики тарих тоғрисида сөзләшни бәк яхши көриду, әмма 1949-йилидин кейинки тарихни сөзләштин өзини қачуриду. Буниңға пәқәт бирла мисал берәй, хитайда коммунист партийиниң сиясәтлири түпәйлидин биһудә йәргә җенидин айрилған кишиниң сани чәтәл таҗавузчилириниң қолида өлгәнләрдин көп. ялғуз “чоң сәкрәп алға илгириләш” һәрикитидә өлгәнләрла чәтәл таҗавузчилириниң қолида өлгәнләрдин көп. Мәдәнийәт инқилаби вә 1989-йилидики тйәнәнмен вәқәсидә өлгәнләрниң һәммиси коммунист партийиниң сиясәтлири түпәйлидин биһудә һаятидин айрилди. Әлвәттә булар хушаллинарлиқ иш әмәс һәм бу японийәниң уруш мәзгилидә хитай пуқралириға қилғанлирини йоққа чиқиришниму мәқсәт қилған әмәс. Лекин биз тарихий мәсилиләргә баһа бәргәндә чоқум тоғра нуқтидин баһа беришимиз керәк. Нурғун америкилиқлар, шәхсән мәнму японийәниң ясукуни уруш қәһриманлири қәбригаһини зиярәт қилғанда японийәниң иккинчи дуня урушиға болған позитсийисигә қарита тәнқидий позитсийидә болған идим. Һәтта бу пикримни японийә һөкүмәт әмәлдарлириға билдүргән идим. Лекин, қанчилик америкилиқ хитайдики музийлирини зиярәт қилғанда хитайниң өз тарихиға тутуватқан муамилисигә қарита тәнқидий позитсийидә болди? хитайниң тйәнәнмен мәйданиға җайлашқан дөләтлик музийдиму тйәнәнмен вәқәси қәтий тилға елинип қоймиған, җав зияңниң һәйкили компартийиниң сабиқ рәһбәрлири арисидин йәр алмиған, чоң сәкрәп алға илгириләш вә мәдәнийәт инқилабидики тирагидийиләр тилға елинипму қоймиғанғу? хитайниң тарихни бурмилиши билән бизниң каримиз болуши керәкму? әлвәттә болуши керәк. Хитай коммунист рәһбәрлири һәқиқәтни обдан билгәчкә барлиқ күчини ишқа селип уни йоқитишқа уруниду. японийәниң тарихи билән йүзлишиши қанчилик муһим болса, хитайниң тарихи билән йүзлишишиму охшаш муһим. Лекин хәлқарада хитай рәһбәрлирини өз тарихи билән йүзлишишкә бесим қилидиған иш йоқ.

Рандал ширивер әпәнди мақалисидә баян қилишичә, японийә дөлити 1979-йилидин башлап, хитайға ярдәм беришни башлиған болуп, һазирғичә японийәниң хитайға қилған ярдәм мәблиғиниң өзила 26 милярд доллардин ешип кетидикән. Бу техи хусусий карханиларни өз ичигә алмайдиған болуп, 2014-йили бир йил ичидила японийәдики хусусий карханиларниң биваситә мәблиғи 35 милярд доллардин ашидикән. Бирақ аптор хитай һөкүмитиниң өз тәшвиқатлирида японийәниң хитайниң иқтисадиниң көтүрүлүшидә муһим рол ойниғанлиқини тилға елипму қоймайдиғанлиқини, хитай һөкүмити вә униң тәшвиқат аппаратлириниң бар күчи билән японийәниң сәлбий тәрәплиринила тәшвиқ қилидиғанлиқини баян қилған. Аптор йәнә, хитай компартийисиниң тарихни бурмилаш кесилиниң пәқәт японийәгә тәсир көрситипла қалмай, америкиниң йәнә бир шерики болған тәйвәнгиму тәсир көрситиватқанлиқини билдүргән вә мундақ дегән:
-Нурғун америкилиқ рәһбәрләр әпсуски даим хитай һөкүмити ағзиға селип қойған “тәйвән җуңгониң айрилмас бир қисми” дегән җүмлини тәкрарлайду. Әҗәба қанчилик америкилиқ рәһбәр тәйвәнниң хатирилинип маңған кейинки 400 йиллиқ тарихида чоң қуруқлуқ даирилири тәрипидин идарә қилинған вақтиниң һәтта он йилғиму тошмайдиғанлиқини билидиғанду? униң үстигә буниң тәйвәнликләргә пайда болғанлиқиму инкар қилғили болмайдиған бир пакит. Компартийиниң идарисидин қутулуп қалған тәйвән бүгүнки күндә бир заманиви, демократик вә базар иқтисадиға таянған һәм шундақла диний һоқуқларға вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған бир җайға айланди. Ундақта биз пәқәт хитай компартийисиниң өзиниң мәнпәәтигила хизмәт қилидиған ойдурмилирини илгири сүрүш үчүн қиливатқан тәһдитлиригә қарап турсақ боламду?

Аптор ши җинпиң һөкүмитиниң америка билән болған мунасивәтлиридә очуқ -ашкара һалда америкини өзи ойдурған тарихни қобул қилишқа мәҗбурлайдиғанлиқини, хитай компартийисиниң хаталиқлирини тәнқид қилишни хитайни қалаймиқан қилишқа урунуш, дәп әйибләйдиғанлиқини баян қилған вә америка дөлитиниң буниңға қарап турмаслиқи керәкликини әскәрткән. У мундақ дегән:
3-Сентәбирдики мурасимға кәлсәк, биз бу вәқәни пәқәтла бир әқилгә сиғмайдиған ғәйрийликни көргәндәкла өткүзүвәтсәк болмайду. Әксичә, америка һөкүмити вә кәсип әһлилири хитай рәһбәрлирини бизниң иттипақдашлиримизға, достлиримизға вә бизгә қиливатқан сиясий урушини тохтитишқа чақиришимиз керәк. Бизниң иттипақдишимиз японийә узун заман илгирики хаталиқи үчүн тәнқид нишани қилиниду‏-ю, әмма униң 70 йилдин буян район вә дуня тинчлиқи үчүн қошқан төһписи болса инкар қилиниду. Бизниң достимиз вә бихәтәрлик шерикимиз тәйвәнниң иккинчи дуня урушидики роли болса оғриланған. японийә хитайға таҗавуз қилғанда япон армийиси билән җәң қилип өлгәнләрниң 90 пирсәнти гоминдаң әскәрлири иди. Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң қилған уруши интайин аз вә униң аран 10 пирсәнт әскири өлгән иди. Америка болса бу қетимлиқ парат арқилиқ үсти йопуқ тәһдиткә учрайду. 200 Гә йеқин ғәрблик тарихчи йеқинда очуқ хәткә имза йиғип, японийә баш вәзири шинзо абени иккинчи дуня урушидики һәқиқий тарих билән йүзлишшкә чақирди. Ундақта, охшаш өлчәм хитайғиму қоюлуши керәк. Хитайму тарихий һәқиқәт билән йүзлишиши керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.