3-Сентәбирдики паратқа баһа: хитай компартийиси аввал өз хаталиқлири билән йүзлишиши керәк

Мухбиримиз ирадә
2015.09.02
yapongha-qarshi-parat-2-web.jpg Хитай әскәрлири, 3-сентәбир күни өткүзидиған японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимида параттин өтүшкә тәйярлиқ қилмақта. 2015-Йили 23-июл, бейҗиң.
XINHUA

Хитай һөкүмити 3-сентәбир пәйшәнбә күни өткүзүшкә тәйярлиниватқан һәрбий парат йеқинқи йиллардин буян хитай өткүзгән әң зор бир қетимлиқ һәрбий парат болуп һесаблиниду. Бу қетимлиқ паратқа хитай азадлиқ армийиси 12 миң нәпәр әскәр, 500 дин ошуқ һәрбий әслиһә вә 200 дин ошуқ һәрбий айропилан қатнаштуриду. Паратта йәнә 19 дөләт армийилиридин кәлгән җәмий 1000 нәпәр әскәрму йәр алидикән.

Игилинишичә, хитай армийиси бу қетим параттин өткүзидиған һәрбий әслиһәләрниң 84 пирсәнти тунҗи қетим көрситилиши болуп, бу хитай өзи ясап чиққан йеңи типлиқ башқурулидиған бомбиларни өз ичигә алидикән. Буниң ичидә хитай “шәрқ шамили” дәп исим бәргән оттура мусапилик башқурулидиған ядро бомбисиму бар.

Хитай һөкүмити бу паратни тинч-аман өткүзүвелиш үчүн бир айдин буян бейҗиңда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини йүргүзүп кәлди. Кишини һәйран қалдуридиған бу тәдбирләр хәлқара мәтбуатларниң қизиқ темилириниң бири болуп қалди. Нюйорк вақти гезити вә дипломат гезити қатарлиқ мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити паратниң оңушлуқ вә бихәтәр өткүзүлүши үчүн нурғун адәм күчидин башқа йәнә, маймун вә шуңқарларниму тәрбийилигән. Бейҗиң шәһәрлик һөкүмити сентәбир ейида бейҗиң аһалилириниң көндүрүлгән кәптәрлирини учурушини чәклигәндин сирт, парат күни асманда учуп йүргән қушларни қорқутуп қачуруветиш үчүн мәхсус шуңқар тәрбийилигән. Хитай һава армийиси йәнә парат күни һавада номур көрситидиған һәрбий айропиланлар учуп өтидиған линийәләрдики қуш чаңгилирини чугуветиш үчүн мәхсус макака маймунлирини тәрбийилигән.

Бихәтәрлик тәдбирлири қатарида йәнә, тйәнәнмен мәйдани әтрапидики меһманханиларниң паратқа мунасивәтсиз кишиләрни қобул қилиши чәкләнгән. Дохтурханилар балнистта йетип даваланмайдиған бимарларни көрүшни тохтатқан. Даириләр йәнә дохтурханиларни барлиқ инчикә, тиғ шәкиллик үскүнилирини йиғиштуруветишкә буйруған. Бейҗиң шәһири йәнә барлиқ почта йолланмилирини бир-бирләп бихәтәрлик тәкшүрүшидин өткүзүшни, тапшурувалғучиниң чоқум қол қоюшини тәләп қилған. Тйәнәнмен мәйдани 7-сентәбиргичә зиярәтчиләргә тақалған. Бейҗиңда тизгинәк билән башқурулидиған оюнчуқ айропилан сетиши тохтитип қоюлған вә уни учуруш чәкләнгән.

Хитай һөкүмити юқирида алған барлиқ бихәтәрлик тәдбирлири билән бирликтә йәнә, учурни вә кишиләрниң пикир әркинликиниму қамал қилишқа урунмақта. Бүгүн, “хитай диҗитал вақти” хәвәр тори ашкарилиған хәвәргә қариғанда, хитай һөкүмитиниң тор бәтләрни башқурушқа мәсул даирилири хитайдики бәйду, сина, фоникс, сәйҗин қатарлиқ тор бәтләргә мәхсус йолйоруқ чүшүрүп, бу тор бәтләрни паратқа аит барлиқ учурларниң вә инкасларниң иҗабий болушиға капаләтлик қилишни, паратқа мунасивәтлик һәрқандақ хәвәр вә тордаш инкаслирини елан қилиштин бурун инчикилик билән тәкшүрүш, уларниң ичидә паратқа, хитай азадлиқ армийисигә вә һөкүмәткә һуҗум қилидиған, наразилиқ билдүридиған мәзмунларниң болмаслиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилған. Униңда йәнә мундақ дейилгән : “барлиқ тор бәтләрдики вә хәвәр қаналлиридики паратқа мунасивәтлик хәвәр текистлири, үн-син материяллири, рәсимләр һәммиси иҗабий болуши, партийә вә дөләт тарихиға зит болмаслиқи, ялған инкасларни вә зиянлиқ учурларни өз ичигә алмаслиқи керәк. Интернет инкаслири йеқиндин тәқибгә елиниду. юқиридики тәләпләргә риайә қилмай, түзүм бойичә иш көрмигән тор бәтләргә қаттиқ чарә көрүлиду.”

Хитай һөкүмити бу қетимлиқ парат арқилиқ хитайниң 2-дуня урушида японийә үстидин қилған ғәлибисини тәнтәнә қилидиған болуп, парат алдида хитай һөкүмити барлиқ ахбарат васитилирини ишқа селип япон таҗавузчилиқини тәшвиқ қилған. Әмма чәтәлләрдики көзәткүчиләрни, тарихчиларни вә кишилик һоқуқ органлирини биарам қиливатқини хитай һөкүмити тәшвиқ қиливатқан тарихниң бурмиланған болуши иди. Сәйшәнбә күни хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат елан қилип, хитайни чин болушқа чақирди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири директори софи ричардсон баянатта қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң өз хаталиқлирини етирап қилмай туруп, японийәни хаталиқини етирап қилишқа чақириши чакинилиқ болуп қалиду, деди. У мундақ дегән: “хитай һөкүмити алди билән өзи сәвәб болған нурғун апәтләрниң җавабини бериши керәк. Мәсилән, мав зидуң чоң сәкрәп илгириләш вә мәдәнийәт инқилаби сәвәбидин нурғун кишиниң бешиға чиққан туруқлуқ җавабкарлиққа тартилмиди, у һелиһәм улуғ даһий дәп хатирилиниватиду. Чоң рәһбәрләрниң җинайәтлири “төт кишилик гуруһ” қа вә йеқинқи замандики бо шиләйгә артип қоюлупла түгитилди. Тйәнәнмен анилири һазирғичә өлгән балилири үчүн җаваб берилишини күтүватиду, улар һәтта зораванлиққа учриди. Хитай һөкүмити сиясәттин узақ мәсилиләрни бир тәрәп қилиштиму түрлүк амаллар арқилиқ җавабкарлиқтин өзини қачуруп кәлди. 2008-Сичүәндики йәр тәврәштә сахтилиқ ишлитилгән мәктәп биналириниң тегидә қелип өлгән балилар үчүн һечким җавабкарлиққа тартилмиди. Әксичә, җавабкарларни издигәнләр өзи сотқа тартилди. Охшаш әһвал тез пойиз соқулуш вәқәсидә вә техи йеқиндики тйәнҗин партлаш вәқәсидиму тәкрарланди. Әгәр хитай һөкүмити башқиларни өтмүши билән йүзлишишкә чақиримән, дәйдикән, алди билән өзи шуни қилиши керәк. Хитай әдлийини мустәқил қилип, ахбаратни әркин қоюветип, пуқраларниң тәнқидлиригә қулақ селишни, өзиниң хаталиқлирини қобул қилишни өгәнгәндила андин башқилардин шундақ қилишни тәләп қилса үнүми болиду.”

Мәлум болушичә, бу паратта чәтәлләрдики көзәткүчиләрни биарам қиливатқан йәнә бир мәсилә болса, японға қарши уруш ғәлибисиниң хитай азадлиқ армийиси тәрипидин тартивелиниши иди. Чүнки әйни йилларда япон таҗавузчилириға қарши уруш қилғанлар вә урушта өлгәнләрниң 90 пирсәнти гоминдаң әскәрлири иди. Вал стирит журнилиниң хәвәр қилишичә, тәйвән мудапиә министирлиқи қайта-қайта баянат берип, 8 йил давам қилған японға қарши урушта җәң қилғанлар азадлиқ армийә әмәс, җуңхуа мингониң әскәрлири иди, дегән. Мәлум болушичә, 3-сентәбирдики паратқиму тәйвән һөкүмәт әмәлдарлири қатнашмайдикән вә һечқандақ вәкилму әвәтмәйдикән. Улар һәтта барлиқ пешқәдәм генерал вә әскәрлиригә мәзкур паратқа қатнашмаслиқни тәвсийә қилған. Әмма тәйвән һөкүмитиниң рәсмий мәйдани юқириқидәк болсиму, тәйвәнниң сабиқ муавин президенти лйән җәнниң паратқа қатнишидиғанлиқи хәвәрләр арисида. У 1945-йилидин буян тунҗи қетим хитай дөләт рәиси билән көрүшкән юқири дәриҗилик тәйвәнлик әмәлдар һесаблиниду. У 2005-йили тунҗи қетим әйни чағдики хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.