Хитай-япон уруши мәзгилидики уйғур ели арқилиқ тошулған қорал-ярақлар

Мухбиримиз үмидвар
2015.09.23
yapongha-qarshi-ghelbe-parat-2.jpg

Японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимда өткүзүлгән һәрбий параттин көрүнүш. 2015-Йили 3-сентәбир, бейҗиң. AFP

yapongha-qarshi-ghelbe-parat-3.jpg

Японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимда өткүзүлгән һәрбий параттин көрүнүш. 2015-Йили 3-сентәбир, бейҗиң. AFP

yapongha-qarshi-ghelbe-parat-4.jpg

Хитай рәиси ши җинпиң японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән зор көләмлик паратта һәрбий күчлирини көздин кәчүрмәктә. 2015-Йили 3-сентәбир, бейҗиң. AFP

yapongha-qarshi-ghelbe-parat-5.jpg

Японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимда өткүзүлгән һәрбий параттин көрүнүш. 2015-Йили 3-сентәбир, бейҗиң. AFP

yapongha-qarshi-ghelbe-parat-6.jpg

Японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимда өткүзүлгән һәрбий параттин көрүнүш. 2015-Йили 3-сентәбир, бейҗиң. AFP

Бу йил 3-сентәбир күни хитай һөкүмитиниң 1949-йилидин буян тунҗи қетим өзиниң японға қарши урушта вә фашизмға қарши урушта ғәлибә қилғучи дөләтлик салаһийитини намаян қилидиған һәрбий парат өткүзди. Һәрбий паратта хитай азадлиқ армийиси вә дөләтниң һәрбий-сиясий вә иқтисадий күчиниң қудрәт тапқанлиқи намаян қилинғанлиқи, һәтта бир қисим әң илғар қораллириниң намаян қилинғанлиқи һәққидә көпләп йезилди.

1937-1945-Йиллири арисида хитайниң японийә милитаризминиң ишғалийәтчи қошунлириға қаршилиқ көрситиш урушиниң ғәлибә қилишидила совет иттипақи вә америкиниң һәрбий ярдиминиң. Җүмлидин мәзкур икки дөләт армийисиниң японийә қошунлирини асия-тинч окян райони вә манҗурийә, корейә қатарлиқ җайларда мәғлуп қилип, тәслим болушқа қистишиниң алаһидә рол ойниғанлиқи тарихчилар тәрипидин тәкитләнмәктә.

Совет иттипақи билән хитай 1937-йили, 21-авғуст күни “өзара һуҗум қилмаслиқ шәртнамиси”имзалиғандин кейин, икки дөләтниң японийәгә қарши һәрбий һәмкарлиқи үчүн асас селинди. Әнә шу шәртнамә асасида шу йили, 14-сентәбир күни җуңго тәрәп вәкиллири москвада совет иттипақи дөләт мудапиә министирлиқи билән совет иттипақиниң һәрбий-техника ярдимигә еришиш һәққидә келишим һасил қилған. Совет иттипақи тәрәп хитайға төвән өсүм билән қәрз һесабида қорал-ярақ,оқ-дора вә башқа әшяларни беришкә мақул болған.

Русийә тарихчилиридин горбачофниң йезишичә, 1937-йилидин 1941-йилиғичә болған бәш йил җәрянида совет иттипақиниң җуңгоға бәргән қорал-ярақлириниң қиммити 122 милйон 500 миң доллар болуп, совет иттипақи хитайға җәмий 1235 данә һәр хил типтики айропилан, йәни 777 данә һуҗумчи айропилан, 408 бомбардиманчи айропилан, 100 мәшиқ айропилани, 14 миң данә станкивай вә қол пилимоти, буниң үчүн 210 милйон пай оқ, 31 миң 600 һавадин ташлинидиған бомба, 2 милйон пай зәмбирәк оқи, 180 милйон пай милтиқ оқи, 82 данә танка, 600 ремонт завути, 1255 аптомобил вә йәнә трактор қатарлиқлар бәргән.

Совет иттипақи йәнә 300 һәрбий мәслиһәтчи вә 5000 һәрбий хадимни шуниңдәк учқучиларни ярдәмгә әвәткән болуп, совет мәслиһәтчилири уруш сәплиригә қоманданлиқ қилишқа мәслиһәтчилик қилған. Совет учқучилири көп һава җәңлиригә қатнишип япон айропиланлирини йоқатқан иди.

Рус тарихчиси нехниң йезишичә, совет иттипақиниң хитайға бәргән барлиқ оқ-дорилири вә қорал-ярақлири уйғур ели арқилиқ өтидиған “з” йоли дәп аталған йол арқилиқ тошулған болуп, қорғастин киргән бу йолда совет аптомобиллири қорал вә оқ-дориларни һәм һәрбий хадимларни тошуған иди. Бу, йол хитайниң бирдин-бир қорал-ярақ келиш мәнбәси болуп қалған иди.

Тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, совет иттипақи йәнә 1945-йили, 8-айда бир милйон 200 миң кишилик қошунини манҗурийәгә киргүзүп, японийә армийәсини тармар қилған иди.

Униң алдида болса америка армийиси японийә қошунлирини асия-тинч окян районида тармар қилип, асаслиқ күчини йоқатқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.